18
18-күй •••• Аләм һәм Тәврат Худаниң шәривидур!
1-2 Давут язған күй: —
 
Әршләр Тәңриниң улуқлуғини җакалайду,
Асман гүмбизи Униң қоли ясиғанлирини намайән қилиду;
Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду;
Кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду.«Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду» — «улар» әршләр вә асман гүмбизини көрситиду. «Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду; кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси «Күн башқа бир күнгә гәплирини төкиду, кечә башқа бир кечигә сөз қилмақта».
Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси аләмгә аңланмақта.«Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси аләмгә аңланмақта» — башқа бир хил тәрҗимиси «Аләмдә һәр қандақ бир тил уларниң садасини аңлап чүшинәләйду».
Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта;
Уларниң сөзлири аләмниң четигичә йәтмәктә.
Уларниң ичидә Худа қуяш үчүн чедир тиккән,«Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта» — бу «өлчәм таниси» бәлким инсанниң тәсәввур-ойлирини өлчигүчи болуши мүмкин.  Рим. 10:18
Қуяш һуҗрисидин тойға чиққан жигиттәк чиқиду,
Бәйгигә чүшидиған палвандәк шатлиниду;Топ. 1:5
Асманларниң бир четидин өрләйду,
Җаһанниң у четигичә чөргиләйду,
Униң һараритидин һеч қандақ мәхлуқат йошуруналмайду.
Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур,
У инсан вуҗудини йеңилайду;
Пәрвәрдигар бәргән һөкүм-гувалар муқим-ишәшлик ,
У наданларни дана қилиду.«Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур» — «Тәврат-қанун» тооғрулуқ: «Тәврат» (тораһ) ибраний тили болуп, мошу йәрдә «қанун, тәлим, йолйоруқ» дегән мәнидә ишлитилиду. «Тәврат қануни» дегән ибарә адәттә Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлтүрүлгән Тәвраттики «Яритилиш», «Мисирдин чиқиш», «Лавийлар» «Чөл-Баявандики сәпәр» һәм «Қанун шәрһи» дегән алдинқи бәш қисимниң қанун-пәрманлиқ мәзмунини көрситиду.  2Сам. 22:31; Зәб. 17:31
Пәрвәрдигарниң көрсәтмилири дурус,
У қәлбни шатландуриду;
Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур,
У көзләрни нурландуриду.«Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур» — яки «Пәрвәрдигарниң пәрманлири рошәндур» яки «Пәрвәрдигарниң пәрманлири пактур».
10 Пәрвәрдигардин әйминиш пак иштур, у мәңгү давамлишиду;
Пәрвәрдигарниң һөкүмлири һәқтур,
Һәр бири тамамән һәққанийәттур.
11 Улар алтундин, бәрһәқ көп сап алтундин қиммәтликтур;
Һәсәлдин, һәсәл җәвһиридин шериндур;Зәб. 118:72,103,127; Пәнд. 8:11
12 Улар билән қулуң ойғитилиду;
Инсан уларға риайә қилишта чиң турса чоң мукапат бардур.
13 Ким өз хаталиқлирини билип йетәлисун?
Мени билип-билмәй қилған гуналиримдин сақит қилғайсән;
14 Өз қул-чакариңни башбаштақ гуналардин тартқайсән;
Бу гуналарни маңа ғоҗайин қилдурмиғайсән;
Шуниң билән мән қусурсиз болимән,
Еғир гунадин халий болғаймән.
15 И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим,
Ағзимдики сөзләр, қәлбимдики ойлинишлар нәзириңдә мәқбул болғай!«И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим» — «Һәмҗәмәт-Ниҗаткар» яки «һәмҗәмәт-қутқузғучи» тоғрилиқ: — Ибраний тилида «гоел» дегән бу сөзниң алаһидә мәнаси бар. Бириси кәмбәғәл болуп, өзини қуллуққа сетивәткән болса яки башқа қийин әһвалға учрап мал-мүлүгини сатқан болса, Муса пәйғәмбәр тапшурувалған қанунға асасән, мошу кишиниң өзиниң йеқин уруқ-туққанлири, һәмҗәмәтлири бу кишини һөрлүккә чиқирип қутқузуш һоқуқи бар еди. Демәк, «һәмҗәмәт-қутқузғучи» өз қериндишини һөр қилмақчи болса, уни қутқузалайтти. Һоқуқни ишлитиш «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң өз ихтиярлиғи билән болатти, әлвәттә. Бириси өз уруқ-туққиниға «һәмҗәмәт-қутқузғучи» болуп уни қутқузмақчи болса, һеч ким уни тосалмайтти.
Шуңа пәйғәмбәрләр Худаниң қутқузғучи екәнлигини баян қилиш үчүн пат-пат дәл мошу сөзни ишлитиду. Демәк, Худа Өз бәндисигә яки хәлқигә «һәмҗәмәт»лик қилип, уларниң «гоел»и, йәни «һәмҗәмәт-қутқузғучи»си болиду. Униң Өз хәлқини қутқузуши Өз ихтиярилиғи билән, әлвәттә!
 
 

18:3 «Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду» — «улар» әршләр вә асман гүмбизини көрситиду. «Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду; кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси «Күн башқа бир күнгә гәплирини төкиду, кечә башқа бир кечигә сөз қилмақта».

18:4 «Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси аләмгә аңланмақта» — башқа бир хил тәрҗимиси «Аләмдә һәр қандақ бир тил уларниң садасини аңлап чүшинәләйду».

18:5 «Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта» — бу «өлчәм таниси» бәлким инсанниң тәсәввур-ойлирини өлчигүчи болуши мүмкин.

18:5 Рим. 10:18

18:6 Топ. 1:5

18:8 «Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур» — «Тәврат-қанун» тооғрулуқ: «Тәврат» (тораһ) ибраний тили болуп, мошу йәрдә «қанун, тәлим, йолйоруқ» дегән мәнидә ишлитилиду. «Тәврат қануни» дегән ибарә адәттә Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлтүрүлгән Тәвраттики «Яритилиш», «Мисирдин чиқиш», «Лавийлар» «Чөл-Баявандики сәпәр» һәм «Қанун шәрһи» дегән алдинқи бәш қисимниң қанун-пәрманлиқ мәзмунини көрситиду.

18:8 2Сам. 22:31; Зәб. 17:31

18:9 «Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур» — яки «Пәрвәрдигарниң пәрманлири рошәндур» яки «Пәрвәрдигарниң пәрманлири пактур».

18:11 Зәб. 118:72,103,127; Пәнд. 8:11

18:15 «И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим» — «Һәмҗәмәт-Ниҗаткар» яки «һәмҗәмәт-қутқузғучи» тоғрилиқ: — Ибраний тилида «гоел» дегән бу сөзниң алаһидә мәнаси бар. Бириси кәмбәғәл болуп, өзини қуллуққа сетивәткән болса яки башқа қийин әһвалға учрап мал-мүлүгини сатқан болса, Муса пәйғәмбәр тапшурувалған қанунға асасән, мошу кишиниң өзиниң йеқин уруқ-туққанлири, һәмҗәмәтлири бу кишини һөрлүккә чиқирип қутқузуш һоқуқи бар еди. Демәк, «һәмҗәмәт-қутқузғучи» өз қериндишини һөр қилмақчи болса, уни қутқузалайтти. Һоқуқни ишлитиш «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң өз ихтиярлиғи билән болатти, әлвәттә. Бириси өз уруқ-туққиниға «һәмҗәмәт-қутқузғучи» болуп уни қутқузмақчи болса, һеч ким уни тосалмайтти. Шуңа пәйғәмбәрләр Худаниң қутқузғучи екәнлигини баян қилиш үчүн пат-пат дәл мошу сөзни ишлитиду. Демәк, Худа Өз бәндисигә яки хәлқигә «һәмҗәмәт»лик қилип, уларниң «гоел»и, йәни «һәмҗәмәт-қутқузғучи»си болиду. Униң Өз хәлқини қутқузуши Өз ихтиярилиғи билән, әлвәттә!