Бу сирлиқ гәпләрниң әҗайип мәнилири бәлким мундақ:
(1) «Кимму асманға чиқар?» — «Кимму Худаниң асман пәләктәк жуқури тәләп қилған һәққанийлиғиға йетәлисун?» дегәнликтур. Лекин әгәр бириси: «Һәққанийлиғим мукәммәл, «асманға чиққандәкмән»» дегән болса, бу дегини «Мән Мәсиһкә охшаш һәққаний» дегәнгә баравәр болуп, Худаниң Мәсиһтә көрсәткән мукәммәл һәққанийлиғиға аһанәт қилған болиду. Бундақ дейиши бәрибир Мәсиһни өзиниң пәскәш «һәққанийлиғи»ниң дәрҗисигә чүшүрүп, «Мәсиһни асмандин чүшүрмәкчи» болғини.
(2) «Кимму һаңниң тегигә чүшәр?» дейиши, бир киши өз гунайиниң бәдилини төлимәкчи болуп дозақта бир мәзгил турсам андин гунайимдин халас болимән» демәкчи болғини; бу, Мәсиһниң өлүмидә гунайимиз үчүн җаза тартип бәдәл төлишиниң маңа (шундақла һеч кимгә) кериги йоқ; мошундақ дегән киши «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар» дегән болиду, йәни «Мәсиһни өлүм йолидин қайтуруш керәк, униң өлүши керәксиз, әхмиқанә иштур» дегүчи болиду.
Жиғип ейтқанда, һеч ким өзигә тайинип Худаниң мукәммәл һәққанийлиғиға йетәлмәйду; һеч ким өз гунайи үчүн өзи бәдәл толәлмәйду. ■Қан. 30:13
Бәзи кона көчүрмә язмиларда «бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни...» дегән сөзләр тепилмайду. ■Йәш. 52:7; Наһ. 2:1.
□10:2 «уларниң (Йәһудийларниң) Худаға һәқиқәтәнму қизғин интилиши бар, бирақ уларниң интилиши һәқиқий билим үстигә қурулған әмәс» — «һәқиқий билимгә үстигә қурулған әмәс»: Йәһудийларниң көп диний мәзһәпидикиләргә нисбәтән әң муһим иш Тәврат қануни үстидики «билим» вә «билим ашуруш» еди. Шуниң билән Павлусниң бу сөзи ишәнмигән Йәһудийларға бәк еғир келиши мүмкин еди.
■10:2 Рос. 22:3; Рим. 9:31; Гал. 4:17.
□10:4 «Тәврат қануниниң нишан-мәхсити Мәсиһниң Өзидур» — грек тилида «нишан-мәхсәт» дегәнниң «хатимә» дегән йәнә бир мәнасиму бар. Демәк, айәтниң мәнаси: (1) Худаниң Тәврат қанунида болған мәхсити инсанға өз гунайини тонутуп, Мәсиһниң қутқузушиға муһтаҗ болғанлиғини билдүрүштин ибарәт еди; шуңа Худа қанунни бәргән вақтида Мәсиһниң дунияға келишини көзлигән еди; (2) Мәсиһ Өзи Тәврат қанунини мукәммәл әмәлгә ашурди, җүмлидин Тәврат қануни тәләп қилған, шундақла бешарәт бәргән гунани жуйидиған қурбанлиқни қилди; (3) Мәсиһ Тәврат қанунини толуқ әмәлгә ашурғандин кейин, етиқат қилғучилар үчүн униң һеч тәливи қалмиди (7:4ни көрүң). Мәзкур айәт бу мәнилириниң һәммисини өз ичигә алиду.
■10:4 Мат. 5:17; Рос. 13:38; 2Кор. 3:13; Гал. 3:24.
□10:5 «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғанлар шу ишлиридин һаятлиқ тапиду» — «Лав.» 18:5 вә йәнә «Қан.» 4:1, 6:24.
■10:5 Лав. 18:5; Әз. 20:11; Гал. 3:12.
□10:7 Лекин етиқаттин болған һәққанийлиқ мундақ дәйду: — Көңлүңдә: — «Ким асманға чиқар?» (йәни «Ким Мәсиһни асмандин елип чүшүрәр?») вә яки «Һаң тегигә ким чүшәр?» (йәни «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар?») — демигин» — (6-7-айәт) нәқил кәлтүрүлгән икки айәт: — «Қан.» 30:12-13 . Бу сирлиқ гәпләрниң әҗайип мәнилири бәлким мундақ: (1) «Кимму асманға чиқар?» — «Кимму Худаниң асман пәләктәк жуқури тәләп қилған һәққанийлиғиға йетәлисун?» дегәнликтур. Лекин әгәр бириси: «Һәққанийлиғим мукәммәл, «асманға чиққандәкмән»» дегән болса, бу дегини «Мән Мәсиһкә охшаш һәққаний» дегәнгә баравәр болуп, Худаниң Мәсиһтә көрсәткән мукәммәл һәққанийлиғиға аһанәт қилған болиду. Бундақ дейиши бәрибир Мәсиһни өзиниң пәскәш «һәққанийлиғи»ниң дәрҗисигә чүшүрүп, «Мәсиһни асмандин чүшүрмәкчи» болғини. (2) «Кимму һаңниң тегигә чүшәр?» дейиши, бир киши өз гунайиниң бәдилини төлимәкчи болуп дозақта бир мәзгил турсам андин гунайимдин халас болимән» демәкчи болғини; бу, Мәсиһниң өлүмидә гунайимиз үчүн җаза тартип бәдәл төлишиниң маңа (шундақла һеч кимгә) кериги йоқ; мошундақ дегән киши «Мәсиһни өлүмдин ким қайтурар» дегән болиду, йәни «Мәсиһни өлүм йолидин қайтуруш керәк, униң өлүши керәксиз, әхмиқанә иштур» дегүчи болиду. Жиғип ейтқанда, һеч ким өзигә тайинип Худаниң мукәммәл һәққанийлиғиға йетәлмәйду; һеч ким өз гунайи үчүн өзи бәдәл толәлмәйду.
□10:8 «Сөз-калам саңа йеқиндур, тилиңда вә дилиңдидур!» — «Қан.» 30:14.
□10:11 «Униңға етиқат қилғучиниң һәр бири һәргиз йәргә қаритилмас» — «Йәш.» 28:16.
□10:12 «Чүнки бу җәһәттә Йәһудийлар билән Грекларниң пәрқи йоқ» — демәк, «бу җәһәттә (Мәсиһ арқилиқ ниҗатқа еришиштә) Йәһудийлар билән Йәһудий әмәсләрниң пәрқи йоқ».
□10:13 «Кимдиким Рәбниң намини чақирип нида қилса қутқузулиду» — «Йо.» 2:32.
□10:15 «Аман-хатирҗәмлик тоғрилиқ хуш хәвәрни, бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни йәткүзгәнләрниң аяқлири немидегән гөзәл-һә!» — «Йәш.» 52:7, «Наһ.» 1:15. Мәнаси бәлким «хуш хәвәр йәткүзгәнләр кәлгәндәк вақтида кәлгән!» дегәнни өз ичигә алиду. Бәзи кона көчүрмә язмиларда «бәхит-саадәт тоғрилиқ хуш хәвәрни...» дегән сөзләр тепилмайду.
□10:16 «И Пәрвәрдигар, бизниң хәвиримизгә кимму ишәнди?» — «Йәш.» 53:1.
□10:17 «... етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Мәсиһ тоғрилиқ сөздә аңлитилиду» — бәзи кона көчүрмә язмилар: «... етиқат хәвәрни аңлаштин келиду вә шу хәвәр Худаниң сөзидә аңлитилиду» дейилиду.
□10:18 «Лекин шуни сораймәнки, улар шу хәвәрни аңлимиғанмиду? Әлвәттә аңлиди...» — бәзи алимлар мошу йәрдики «улар»ни Исраилларни көрситиду, дәп қарайду. Лекин кейинки айәт алаһидә Исраилларниң «аңлиши» тоғрилиқ болғачқа, «улар»ни дуниядики барлиқ адәмләр, Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләрниму көрсәтсә керәк, дәп қараймиз. Бу айәтни шундақ чүшинимизки, «Һәммә адәм аңлиған; шуңа, Йәһудий хәлқиму чоқум аңлиған». «Уларниң садаси пүткүл дунияға, сөзлири йәр йүзиниң қәрлиригә йәтти» — «Зәб.» 18:5. Зәбурдики бу сөзләр әсли асмандики нурлуқ җисимлар Худаниң улуқлуғини барлиқ аләмгә ипадилигәнлиги тоғрилиқ еди. Расул Павлус бу сөзни нәқил кәлтүрүп Инҗилдики хуш хәвәр дуниядики һәр йәрләргә йорутулуп тарқитилмақта, демәкчи.
□10:19 ««Һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ силәрдә һәсәт қозғаймән, надан бир хәлиқ арқилиқ ғәзивиңларни қозғаймән» — «Қан.» 32:21. Демәк, башқа әлләр аңлиған, қобул қилған йәрдә, Исраил чоқум чүшәнгән. Исраиллар әсли «надан, билимсиз, худасиз» дәп һесаплиған Йәһудий болмиған һәр қайси ят милләттин болған ишәнгүчи кишиләрниң хуш хәвәргә ишәнгәчкә «Худаниң йеңи хәлқи» болғанлиғини, уларниң бәхитини көрүп һәсәт қилиду, һәтта уларға ғәзәплиниду. Муса пәйғәмбәрниң «һеч хәлиқ әмәс» дегән сөзи кәлгүси заманда һасил қилинидиған Мәсиһниң җамаитини көрситиду. Уларниң көпинчиси һәр қайси милләтләрдин кәлгәчкә, биринчидин улар «бир хәлиқ» яки «бир әл» болалмайду; иккинчидин, уларниң арисида Йәһудийлар көп болмайду. Улар һәр хил кишиләрдин тәркиб тапқачқа, Йәһудийлар уларни «бир хәлиқ» яки «бир әл» һесаплимайду һәм «һеч хәлиқ әмәсләр» дәп қарайду.
□10:20 «Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум, Мени соримиғанларға Өзүм көрүндүм» — «Йәш.» 65:1.
□10:21 «Мән күн бойи бу итаәтсиз вә тәрса хәлиққә қоллиримни узитип интилип кәлдим!» — «Йәш.», 65:2.