4
(Давами)
1-2 Йәнә шуни ейтимәнки: Гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, мирасхор гөдәк вақитлирида таки атиси бәлгүлигән вақит тошмиғичә, у өз өйидики қулдин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидарлар вә бала баққучиларниң башқурушида болиду.«... Гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, мирасхор гөдәк вақитлирида таки атиси бәлгүлигән вақит тошмиғичә, у өз өйидики қулдин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидарлар вә бала баққучиларниң башқурушида болиду» — «ғоҗидар» дегән сөзниң мәнаси жуқуриқи «тәрбийилигүчи» дегән сөзгә йеқин. Шуниңға охшаш, бизму гөдәк вақтимизда, бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» астида қул болған едуқ.«бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» — бәзи алимлар мошу сөзни яман роһларни көрситиду, дәп қарайду. Лекин «Колоссиликләргә»дики «Кол.» 2:8, 20 тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә биз башқичә чүшәндүримиз. Лекин, вақит-саити толуқ тошқанда, Худа Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аял кишидин туғулған, шуниңдәк Тәврат қануни астида туғулған еди.«Лекин, вақит-саити толуқ тошқанда, Худа Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аял кишидин туғулған, шуниңдәк Тәврат қануни астида туғулған еди» — «Тәврат қануни астида туғулған еди» дегән ибарә «Әйса Мәсиһ Тәврат қануниға бойсунуп яшиған» дегән мәнини өз ичигә алиду.  Яр. 15:16; 49:10; Дан. 9:24; Мат. 5:17. Буниңдики мәхсәт, Худа Тәврат қануни астида яшиған бизләрни бәдәл төләп һөрлүккә чиқирип, бизниң оғуллуққа қобул қилинишимиз үчүндур.Юһ. 1:12; Гал. 3:26. Һәм силәр Униң оғуллири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң: «Абба! Атам!» дәп чақирғучи Роһини әвәтип қәлбимизгә салди.«Һәм силәр Униң оғуллири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң: «Абба! Атам!» дәп чақирғучи Роһини әвәтип қәлбимизгә салди» — ибраний тилида «Абба» «дадам»ни билдүриду, «Абба! Атам!» «И сөйүмлүк атам!» дегән гәп.  Рим. 8:15. Шуниң үчүн, силәр һазир қул әмәс, бәлки оғуллиридурсиләр; оғуллири болған екәнсиләр, Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр.«Шуниң үчүн, силәр һазир қул әмәс, бәлки оғуллиридурсиләр» — грек тилида бу айәттики «силәр» «сән» дәп ипадилиниду. «оғуллири болған екәнсиләр, Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр» — «Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр» бәзи кона көчүрмиләрдә: «Мәсиһ арқилиқ Худаниң Өзигә мирасхор болисиләр» дейилиду.
 
Павлусниң Галатиялиқлардин әндишә қилиши
Бурун, Худани тонумиған вақтиңларда дәрвәқә ялған илаһларниң қуллуғиға тутулғансиләр.«Бурун, Худани тонумиған вақтиңларда дәрвәқә ялған илаһларниң қуллуғиға тутулғансиләр» — «ялған илаһлар» грек тилида «әйнийити илаһ әмәсләр» билән ипадилиниду.  1Кор. 8:4. Әндиликтә, һазир һәқиқий Худани тонуған екәнсиләр, — яки ениқрақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонулған екәнсиләр, әнди силәр немә дәп бу дуниядики күчсиз, әбҗәқ әрзимәс «асасий қаидә-қанунийәтләр»гә қарап янисиләр? Уларниң қуллуғиға яңливаштин қайтишни халамсиләр? «әнди силәр немә дәп бу дуниядики күчсиз, әбҗәқ әрзимәс «асасий қаидә-қанунийәтләр»гә қарап янисиләр?» — «әрзимәс артуқчә» — Грек тилида «тиләмчиликкә аит» дегән сөзләр билән ипадилиниду.  Кол. 2:20. 10 Силәр алаһидә күн, ай, пәсил вә жилларни етиварға елип хатириләшкә башлидиңлар! «Силәр алаһидә күн, ай, пәсил вә жилларни етиварға елип хатириләшкә башлидиңлар!» — мошу айәттики «күн, ай, пәсил вә жиллар» болса бәлким Тәврат қанунида Йәһудийлар үчүн бекитилгән һейтларни һәм Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә өткүзидиған һейтларниму көрситиду. Мәйли Йәһудийларниңки болсун болмисун, принсип охшаш, етиқатчилар үчүн һеч қандақ алаһидә күн-һейтларни хатириләшниң һаҗити йоқ.  Рим. 14:5; Кол. 2:16. 11 Мән илгири силәргә сиңдүргән әҗрим бекар кетәрмекин, дәп силәр үчүн әнсирәватимән.
12 Қериндашлар, мән шуни силәрдин өтүнимәнки, маңа охшаш болуңлар; чүнки мән силәргә охшаш болдум. Силәр әслидә маңа һеч азар йәткүзмигән едиңлар. «Қериндашлар, ... маңа охшаш болуңлар; чүнки мән силәргә охшаш болдум» — Павлус өзи Йәһудий болсиму, Тәврат қануниниң (һәққанийлиққа аит тәләплиридин башқа) барлиқ әмирлиридин (Мәсиһниң ниҗати билән) азат болуп Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшиған; шуңа у Галатиялиқлардин: «Маңа охшаш болуңлар» дәп өтүниду; «чүнки мән силәргә охшаш болдум» — демәк, у Йәһудий әмәсләрдәк (Галатиялиқлардәк) Тәврат қануниниң тәләплиридин мустәсна болди. Лекин Галатиялиқлар Йәһудийлардәк болимиз дәп өзлирини Тәврат қануниниң барлиқ тәләплири астиға қоймақчи еди! «Силәр әслидә маңа һеч азар йәткүзмигән едиңлар» — демәк, Павлус уларға һазирла ейтқан қаттиқ гепини уларниң өзигә қандақтур бир зиян яки азар йәткүзгәнлиги түпәйлидин ейтқан әмәс, дәйду (5-15-айәтләрдә у уларниң әслидә өзигә көрсәткән чоңқур муһәббитини әсләйду), бәлки уларни көзләп: «силәр өз-өзлириңларға азар бериватисиләр» дәп агаһ бериш үчүн ейтиду. 13 Амма силәргә мәлумки, әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин, мән хуш хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим. «Амма силәргә мәлумки, әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин, мән хуш хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим» — «әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин» — бу сөздин қариғанда, Павлус бәлким кесәл сәвәвидин Галатияда дәм елишқа мәҗбур болған еди. Мүмкинчилиги барки, бу кесәл униң көзлири билән бағлиқ болуп, униң чирайини интайин сәт қияпәткә киргүзүп қойған еди (14-айәт). 14-15-айәт, 6:11 вә «2Кор.» 12:7-10ниму көрүң. Павлус адәттә хәтлирини пүтүкчи арқилиқ язатти (мәсилән, «Рим.» 16:22). 14 У чағда, әтлиримдики бу зәиплик силәргә нисбәтән синақтәк болсиму, лекин силәр мени кәмситмидиңлар яки чәткә қақмидиңлар. Әксичә, мени Худа әвәткән бир пәриштини, һәтта Мәсиһ Әйса өзини күткәндәк күтүвалдиңлар. «У чағда, әтлиримдики бу зәиплик силәргә нисбәтән синақтәк болсиму, лекин силәр мени кәмситмидиңлар яки чәткә қақмидиңлар. Әксичә, мени Худа әвәткән бир пәриштини, һәтта Мәсиһ Әйса өзини күткәндәк күтүвалдиңлар» — Павлусниң бу көз кесили йәнә бир тәрәптин қийинчилиқ елип кәлди — У хуш хәвәрниң йолида көп адәмләрниң кесәллирини дуа қилип сақайтти; уларниң сақайтилиши арқилиқ көп адәмләр хуш хәвәргә ишәнди. Лекин униң өзидә кесәл болғачқа, бу иш уни башқиларниң алдида мазаққа қалдуруш еһтималлиғи боламду, қандақ?  Мал. 2:7; Мат. 10:40; Юһ. 13:20. 15 У чағдики бәхит-бәрикитиңлар әнди нәгә кәтти?! Мән силәргә гувачи болуп ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар! 16 Әндиликтә, силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму?
17 Мән ейтип өткән һелиқи адәмләр силәргә қизғинлиқ көрситиду, амма нийити дурус әмәс; улар пәқәт силәрни ниҗатниң сиртиға чиқирип, қизғинлиғиңларни өзлиригә қаритивалмақчи. «улар пәқәт силәрни ниҗатниң сиртиға чиқирип...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «улар пәқәт силәрни биздин айрилип ниҗатниң сиртиға чиқирип» дейилиду.  Рим. 10:2; 2Кор. 11:12. 18 Амма мән силәр билән биргә болған вақитлардила әмәс, бәлки дайим яхши ишқа қизғинлиқ қилишниң өзи яхшидур, әлвәттә.«Амма мән силәр билән биргә болған вақитлардила әмәс, бәлки дайим яхши ишқа қизғинлиқ қилишниң өзи яхшидур, әлвәттә» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәйли мән силәр билән биллә болай яки болмай, силәргә нийити яхши қизғинлиғи бар адәмләр бар болса, дайим яхши болиду, әлвәттә».
19 Сөйүмлүк балилирим! Мәсиһ силәрдә төрәлдүрүлгичә мән силәр үчүн толғақ азаплирини йәнә бир қетим тартиватимән! 1Кор. 4:15; Флм. 10; Яқ. 1:18. 20 Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә башқичә тәләппуз билән сөзлигүм келиватиду; чүнки бу әһвалиңлар тоғрилиқ немә қилишни задила билмәйватимән!«Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә башқичә тәләппуз билән сөзлигүм келиватиду» — «башқичә бир тәләппуз билән...» — Павлус техиму қаттиқ тәләппуздиму, яки мулайимрақ тәләппуздиму, уларға зади «қандақ тәләппуз»да сөзләш керәклигини билмәйтти.
 
«Қул дедәк» Һәҗәр билән «һөр аял» Сараһ тоғрисидики тәмсилдин тәрбийә-савақ елиш
21 И Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиғанлар, силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратниң өзидә немә дейилгәнлигигә қулақ салмамсиләр? 22 Тәвратта, Ибраһимниң икки оғли болуп, бири дедәктин, йәнә бири һөр аялидин болған, дәп хатириләнгән. «Ибраһимниң икки оғли болуп, бири дедәктин...» — дедәк (қул аял) — йәни Һәҗәр. «йәнә бири һөр аялидин болған..» — өз һөр аяли Сараһ еди.  Яр. 16:2,15; 21:2; Рос. 7:8; Ибр. 11:11. 23 Дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған; һөр аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси арқилиқ туғулғандур. «Дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған» — «әт билән» дегән ибарә «инсанниң әтлиригә тайиниш»ни билдүриду. Һәҗәрниң оғли Исмаил пәқәт инсанларниң ой-пикри, инсаний күчи билән туғулған. «дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған; һөр аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси арқилиқ туғулғандур» — бу пүтүн айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Юһ. 8:39; Рим. 9:7. 24 Бу икки ишни бир охшитиш дегили болиду. Бу икки аял Худаниң инсанлар билән түзгән икки әһдисиниң вәкилидур. Биринчи әһдә Синай теғидин келип, дәрһәқиқәт балилирини қуллуқта болушқа туғиду; мана Һәҗәр униңға вәкилдур; 25 демәк, Һәҗәр болса Әрәбистандики Синай теғиға символ қилинип, йәни бүгүнки Йерусалимға охшитилиду; чүнки у шәһәр вә униң балилири қуллуқта турмақта. «демәк, Һәҗәр болса Әрәбистандики Синай теғиға символ қилинип, йәни бүгүнки Йерусалимға охшитилиду; чүнки у шәһәр вә униң балилири қуллуқта турмақта» — «қуллуқта» дегән сөз роһий қуллуқта, йәни Тәврат қануниниң қуллуғида. «Бүгүнки Йерусалим вә униң балилири» Йәһудий хәлқи, шундақла Тәврат қануниға әмәл қилишқа тиришқанлирим билән һәққаний адәм болай дегән һәммә адәмни көрситиду.  Мис. 19; 20. 26 Амма жуқуридин болған Йерусалим һөрдур, у һәммимизниң анисидур; «Амма жуқуридин болған Йерусалим һөрдур, у һәммимизниң анисидур...» — башқичә ейтқанда, Ибраһимниң өз аяли Сараһ болса һөр аял болғачқа, әрштики Йерусалимға, шундақла йеңи әһдидә яшиған җамаәткә вәкиллик қилиду. Шуңа, «әрштики Йерусалим»ни бизниң анимиз, дейишкә болиду.  Вәһ. 21:2. 27 Чүнки, муқәддәс язмиларда мундақ йезилған: —
«Хошал бол, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял!
Тәнтәнә қилип яңрат, товла, и толғақ тутуп бақимиған!
— Чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур!» «Хошал бол, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Тәнтәнә қилип яңрат, товла, и толғақ тутуп бақимиған! — чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур!» — Йәш.» 54:1.  Йәш. 54:1
28 Әнди и қериндашлар, Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк бизму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрмиз. «... Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк бизму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрмиз» — бәзи кона көчүрмилиридә «... Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк силәрму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрсиләр» дейилиду.  Рим. 9:7, 8. 29 Лекин у чағда «әтләрдин туғулған» бала «роһтин туғулған» балиға зиянкәшлик қилғинидәк, һазир шундақ болиду. «Лекин у чағда «әтләрдин туғулған» бала «роһтин туғулған» балиға зиянкәшлик қилғинидәк, һазир шундақ болиду» — «әтләрдин туғулған» бала — Исмаилни, шундақла у символ қилинған «Тәврат қануниға қул болғанлар»ни көрситиду. «Роһтин туғулған» — Худаниң вәдиси вә мөҗизиси арқилиқ, йәни Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән туғулған Исһақни, шундақла у символ қилинған Әйса Мәсиһкә етиқат қилғучи, Муқәддәс Роһтин «қайтидин туғулған» Худаниң роһий пәрзәнтлирини көрситиду. Әслидә Исмаил Исһаққа зиянкәшлик қилғинидәк, Йәһудий хәлиқ Мәсиһгә ишәнгәнләргә зиянкәшлик қилатти вә бүгүнгә қәдәр һәр түрлүк «қанунға таянғанлар»му охшашла «Худаниң роһиға таянғанлар»ға зиянкәшлик қилиду.  Яр. 21:9. 30 Лекин муқәддәс язмиларда немә дейилгән? Униңда: «Сән бу дедигиңни оғли билән қошуп һайдивәт! Чүнки дедәктин тапқан оғул һәргиз һөр аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болмайду!» дәп пүтүлгән. «Сән бу дедигиңни оғли билән қошуп һайдивәт! Чүнки дедәктин тапқан оғул һәргиз һөр аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болмайду!» — «Яр.» 21:10. Мошу (21-31) айәтләргә «қошумчә сөз»имиздә шәрһ беримиз.  Яр. 21:10. 31 Әнди, қериндашлар, биз дедәкниң әмәс, бәлки һөр аялниң пәрзәнтлиридурмиз. Мәсиһ бизни һөрлүктә яшисун дәп һөр қилди. Шуниң билән униңда тапан тирәп туруңлар вә қуллуқниң боюнтуруғиға қайтидин қисилип қалмаңлар.
 
 

4:1-2 «... Гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, мирасхор гөдәк вақитлирида таки атиси бәлгүлигән вақит тошмиғичә, у өз өйидики қулдин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидарлар вә бала баққучиларниң башқурушида болиду» — «ғоҗидар» дегән сөзниң мәнаси жуқуриқи «тәрбийилигүчи» дегән сөзгә йеқин.

4:3 «бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» — бәзи алимлар мошу сөзни яман роһларни көрситиду, дәп қарайду. Лекин «Колоссиликләргә»дики «Кол.» 2:8, 20 тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә биз башқичә чүшәндүримиз.

4:4 «Лекин, вақит-саити толуқ тошқанда, Худа Өз Оғлини бу дунияға әвәтти. У бир аял кишидин туғулған, шуниңдәк Тәврат қануни астида туғулған еди» — «Тәврат қануни астида туғулған еди» дегән ибарә «Әйса Мәсиһ Тәврат қануниға бойсунуп яшиған» дегән мәнини өз ичигә алиду.

4:4 Яр. 15:16; 49:10; Дан. 9:24; Мат. 5:17.

4:5 Юһ. 1:12; Гал. 3:26.

4:6 «Һәм силәр Униң оғуллири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң: «Абба! Атам!» дәп чақирғучи Роһини әвәтип қәлбимизгә салди» — ибраний тилида «Абба» «дадам»ни билдүриду, «Абба! Атам!» «И сөйүмлүк атам!» дегән гәп.

4:6 Рим. 8:15.

4:7 «Шуниң үчүн, силәр һазир қул әмәс, бәлки оғуллиридурсиләр» — грек тилида бу айәттики «силәр» «сән» дәп ипадилиниду. «оғуллири болған екәнсиләр, Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр» — «Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр» бәзи кона көчүрмиләрдә: «Мәсиһ арқилиқ Худаниң Өзигә мирасхор болисиләр» дейилиду.

4:8 «Бурун, Худани тонумиған вақтиңларда дәрвәқә ялған илаһларниң қуллуғиға тутулғансиләр» — «ялған илаһлар» грек тилида «әйнийити илаһ әмәсләр» билән ипадилиниду.

4:8 1Кор. 8:4.

4:9 «әнди силәр немә дәп бу дуниядики күчсиз, әбҗәқ әрзимәс «асасий қаидә-қанунийәтләр»гә қарап янисиләр?» — «әрзимәс артуқчә» — Грек тилида «тиләмчиликкә аит» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

4:9 Кол. 2:20.

4:10 «Силәр алаһидә күн, ай, пәсил вә жилларни етиварға елип хатириләшкә башлидиңлар!» — мошу айәттики «күн, ай, пәсил вә жиллар» болса бәлким Тәврат қанунида Йәһудийлар үчүн бекитилгән һейтларни һәм Йәһудийларниң әнъәнилири бойичә өткүзидиған һейтларниму көрситиду. Мәйли Йәһудийларниңки болсун болмисун, принсип охшаш, етиқатчилар үчүн һеч қандақ алаһидә күн-һейтларни хатириләшниң һаҗити йоқ.

4:10 Рим. 14:5; Кол. 2:16.

4:12 «Қериндашлар, ... маңа охшаш болуңлар; чүнки мән силәргә охшаш болдум» — Павлус өзи Йәһудий болсиму, Тәврат қануниниң (һәққанийлиққа аит тәләплиридин башқа) барлиқ әмирлиридин (Мәсиһниң ниҗати билән) азат болуп Муқәддәс Роһниң йетәкчилигидә яшиған; шуңа у Галатиялиқлардин: «Маңа охшаш болуңлар» дәп өтүниду; «чүнки мән силәргә охшаш болдум» — демәк, у Йәһудий әмәсләрдәк (Галатиялиқлардәк) Тәврат қануниниң тәләплиридин мустәсна болди. Лекин Галатиялиқлар Йәһудийлардәк болимиз дәп өзлирини Тәврат қануниниң барлиқ тәләплири астиға қоймақчи еди! «Силәр әслидә маңа һеч азар йәткүзмигән едиңлар» — демәк, Павлус уларға һазирла ейтқан қаттиқ гепини уларниң өзигә қандақтур бир зиян яки азар йәткүзгәнлиги түпәйлидин ейтқан әмәс, дәйду (5-15-айәтләрдә у уларниң әслидә өзигә көрсәткән чоңқур муһәббитини әсләйду), бәлки уларни көзләп: «силәр өз-өзлириңларға азар бериватисиләр» дәп агаһ бериш үчүн ейтиду.

4:13 «Амма силәргә мәлумки, әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин, мән хуш хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим» — «әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин» — бу сөздин қариғанда, Павлус бәлким кесәл сәвәвидин Галатияда дәм елишқа мәҗбур болған еди. Мүмкинчилиги барки, бу кесәл униң көзлири билән бағлиқ болуп, униң чирайини интайин сәт қияпәткә киргүзүп қойған еди (14-айәт). 14-15-айәт, 6:11 вә «2Кор.» 12:7-10ниму көрүң. Павлус адәттә хәтлирини пүтүкчи арқилиқ язатти (мәсилән, «Рим.» 16:22).

4:14 «У чағда, әтлиримдики бу зәиплик силәргә нисбәтән синақтәк болсиму, лекин силәр мени кәмситмидиңлар яки чәткә қақмидиңлар. Әксичә, мени Худа әвәткән бир пәриштини, һәтта Мәсиһ Әйса өзини күткәндәк күтүвалдиңлар» — Павлусниң бу көз кесили йәнә бир тәрәптин қийинчилиқ елип кәлди — У хуш хәвәрниң йолида көп адәмләрниң кесәллирини дуа қилип сақайтти; уларниң сақайтилиши арқилиқ көп адәмләр хуш хәвәргә ишәнди. Лекин униң өзидә кесәл болғачқа, бу иш уни башқиларниң алдида мазаққа қалдуруш еһтималлиғи боламду, қандақ?

4:14 Мал. 2:7; Мат. 10:40; Юһ. 13:20.

4:17 «улар пәқәт силәрни ниҗатниң сиртиға чиқирип...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «улар пәқәт силәрни биздин айрилип ниҗатниң сиртиға чиқирип» дейилиду.

4:17 Рим. 10:2; 2Кор. 11:12.

4:18 «Амма мән силәр билән биргә болған вақитлардила әмәс, бәлки дайим яхши ишқа қизғинлиқ қилишниң өзи яхшидур, әлвәттә» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәйли мән силәр билән биллә болай яки болмай, силәргә нийити яхши қизғинлиғи бар адәмләр бар болса, дайим яхши болиду, әлвәттә».

4:19 1Кор. 4:15; Флм. 10; Яқ. 1:18.

4:20 «Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә башқичә тәләппуз билән сөзлигүм келиватиду» — «башқичә бир тәләппуз билән...» — Павлус техиму қаттиқ тәләппуздиму, яки мулайимрақ тәләппуздиму, уларға зади «қандақ тәләппуз»да сөзләш керәклигини билмәйтти.

4:22 «Ибраһимниң икки оғли болуп, бири дедәктин...» — дедәк (қул аял) — йәни Һәҗәр. «йәнә бири һөр аялидин болған..» — өз һөр аяли Сараһ еди.

4:22 Яр. 16:2,15; 21:2; Рос. 7:8; Ибр. 11:11.

4:23 «Дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған» — «әт билән» дегән ибарә «инсанниң әтлиригә тайиниш»ни билдүриду. Һәҗәрниң оғли Исмаил пәқәт инсанларниң ой-пикри, инсаний күчи билән туғулған. «дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған; һөр аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси арқилиқ туғулғандур» — бу пүтүн айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

4:23 Юһ. 8:39; Рим. 9:7.

4:25 «демәк, Һәҗәр болса Әрәбистандики Синай теғиға символ қилинип, йәни бүгүнки Йерусалимға охшитилиду; чүнки у шәһәр вә униң балилири қуллуқта турмақта» — «қуллуқта» дегән сөз роһий қуллуқта, йәни Тәврат қануниниң қуллуғида. «Бүгүнки Йерусалим вә униң балилири» Йәһудий хәлқи, шундақла Тәврат қануниға әмәл қилишқа тиришқанлирим билән һәққаний адәм болай дегән һәммә адәмни көрситиду.

4:25 Мис. 19; 20.

4:26 «Амма жуқуридин болған Йерусалим һөрдур, у һәммимизниң анисидур...» — башқичә ейтқанда, Ибраһимниң өз аяли Сараһ болса һөр аял болғачқа, әрштики Йерусалимға, шундақла йеңи әһдидә яшиған җамаәткә вәкиллик қилиду. Шуңа, «әрштики Йерусалим»ни бизниң анимиз, дейишкә болиду.

4:26 Вәһ. 21:2.

4:27 «Хошал бол, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Тәнтәнә қилип яңрат, товла, и толғақ тутуп бақимиған! — чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур!» — Йәш.» 54:1.

4:27 Йәш. 54:1

4:28 «... Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк бизму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрмиз» — бәзи кона көчүрмилиридә «... Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк силәрму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрсиләр» дейилиду.

4:28 Рим. 9:7, 8.

4:29 «Лекин у чағда «әтләрдин туғулған» бала «роһтин туғулған» балиға зиянкәшлик қилғинидәк, һазир шундақ болиду» — «әтләрдин туғулған» бала — Исмаилни, шундақла у символ қилинған «Тәврат қануниға қул болғанлар»ни көрситиду. «Роһтин туғулған» — Худаниң вәдиси вә мөҗизиси арқилиқ, йәни Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән туғулған Исһақни, шундақла у символ қилинған Әйса Мәсиһкә етиқат қилғучи, Муқәддәс Роһтин «қайтидин туғулған» Худаниң роһий пәрзәнтлирини көрситиду. Әслидә Исмаил Исһаққа зиянкәшлик қилғинидәк, Йәһудий хәлиқ Мәсиһгә ишәнгәнләргә зиянкәшлик қилатти вә бүгүнгә қәдәр һәр түрлүк «қанунға таянғанлар»му охшашла «Худаниң роһиға таянғанлар»ға зиянкәшлик қилиду.

4:29 Яр. 21:9.

4:30 «Сән бу дедигиңни оғли билән қошуп һайдивәт! Чүнки дедәктин тапқан оғул һәргиз һөр аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болмайду!» — «Яр.» 21:10. Мошу (21-31) айәтләргә «қошумчә сөз»имиздә шәрһ беримиз.

4:30 Яр. 21:10.