11
Етиқат-ишәш — өткәнки гувачилар
Етиқат болса үмүт қилған ишларниң реаллиқтики ипадиси вә көрүнмәйдиған шәйиләрниң дәлилидур.«Етиқат болса үмүт қилған ишларниң реаллиқтики ипадиси» — яки «етиқат болса үмүт қилған ишларниң мутләқ хатирҗәмлиги». Демисәкму, Инҗилда «үмүт» дайим дегидәк мүҗмәл бир арзу әмәс, бәлки Худаниң вәдилиригә чиң бағланған иштур. Чүнки бурунқи мөтивәрлиримиз қедимдә мана шу етиқат билән Худадин кәлгән яхши гувалиқни алған.«Чүнки бурунқи мөтивәрлиримиз қедимдә мана шу етиқат билән Худадин кәлгән яхши гувалиқни алған» — «бурунқи мөтивәрлиримиз» дегәнлик грек тилида «ақсақаллиримиз». Демәк, ибранийларниң ата-бовилири арисида етиқат тәрипидә үлгиләр вә йол башлиғучи болғанлар.
Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини, шундақла биз көрүватқан мәвҗудатларниң көргили болидиған шәйиләрдин чиққан әмәслигини чүшинәләймиз.«Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини ... чүшинәләймиз» — яки «биз етиқат арқилиқ дәвир-заманларниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини ... чүшинәләймиз».  Яр. 1:1; Зәб. 32:6; Юһ. 1:10; Рим. 4:17; Әф. 3:9; Кол. 1:16.
Етиқати болғачқа Һабил Қабилниңкидинму әвзәл бир қурбанлиқни Худаға атиған; етиқати болғачқа Худа униң атиғанлирини тәрипләп, униңға һәққаний дәп гувалиқ бәрди. Гәрчә өлгән болсиму, етиқати билән у йәнила бизгә гәп қилмақта.Яр. 4:4; Мат. 23:35.
Етиқати болғачқа, Һанох өлүмни көрмәйла әршкә көтирилди; Худа уни көтирип елип кәткәчкә, у йәр йүзидә һеч тепилмиди. Сәвәви у елип кетилиштин илгири, Худани хурсән қилған адәм дәп тәрипләнгән еди.Яр. 5:22,24. Әндиликтә етиқат болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс; чүнки Худаниң алдиға баридиған киши Униң барлиғиға, шундақла Униң Өзини издигәнләргә әҗрини қайтурғучи екәнлигигә ишиниши керәк.
Етиқати болғачқа, Нуһ техи көрүлүп бақмиған вақиәләр һәққидә Худа тәрипидин агаһландурулғанда, ихласмәнлик қорқунучи билән аилисидикиләрни қутқузуш үчүн йоған бир кемә ясиди; һәмдә етиқати арқилиқ шундақ қилип пүткүл дуниядикиләрниң гуналири үстидин һөкүм чиқарди, шундақла етиқаттин болған һәққанийлиққа мирасхор болди.«Етиқати болғачқа, Нуһ .. . аилисидикиләрни қутқузуш үчүн йоған бир кемә ясиди» — «йоған кемә» грек тилида «сандуқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Чүнки кемә сандуқ шәклидә еди («Яр.» 6-7-бапни көрүң).  Яр. 6:13.
Етиқати болғачқа, Худа Ибраһимни униңға мирас сүпитидә бәрмәкчи болған зиминға беришқа чақирғанда, у итаәт қилди; у қәйәргә баридиғанлиғини билмәй туруп йолға чиқти.Яр. 12:4. Етиқати болғачқа у вәдә қилинған зиминда, худди яқа жутта турғандәк мусапир болуп чедирларни макан қилип яшиди. Худаниң униңға қилған вәдисиниң ортақ мирасхорлири болған Исһақ вә Яқупларму униң билән биргә шуниңға охшаш яшиди. 10 Ибраһимниң шундақ қилишидики сәвәп, у һуллири мустәһкәм болған шәһәрни күткән еди; шәһәрниң лайиһилигүчи һәм қурғучиси Худа Өзидур.
11 Етиқати болғачқа Сараһ гәрчә яшинип қалған, туғут йешидин өткән болсиму, һамилдар болуш иқтидариға егә болди; чүнки у вәдә қилған Худани ишәшлик дәп қарайтти. «Етиқати болғачқа Сараһ гәрчә яшинип қалған, туғут йешидин өткән болсиму, һамилдар болуш иқтидариға егә болди; чүнки у вәдә қилған Худани ишәшлик дәп қарайтти» — бәзи тәрҗимилиридә бу җүмлидә көздә тутулған етиқат егиси Сараһ әмәс, бәлки Ибраһим дәп қарилиду. Бир нәччә сәвәпләрдин (җүмлидин бала туғушта күч, йәни һамилдар болуш иқтидари керәк болғини әр киши әмәс, бәлки аял киши болғанлиғидин!), көрситилгән етиқатчини Сараһ дәп қараймиз. У Худаниң сөзидин гуманланғандин кейин, әйипләнгән болуп андин чиң етиқатта турған болуши мүмкин («Яр.» 18:1-15ни көрүң).  Яр. 17:19; 21:2; Луқа 1:36. 12 Буниң билән бирла адәмдин, йәни өлгән адәмдәк болуп қалған бир адәмдин асмандики юлтузлардәк көп, деңиз саһилидики қумдәк сансиз әвлатлар барлиққа кәлди.Яр. 15:5; 22:17; Рим. 4:18.
13 Бу кишиләрниң һәммиси Худаниң вәдә қилғанлириға муйәссәр болмай турупла етиқати болған һалда аләмдин өтти. Бирақ улар һаят вақтида буларниң кәлгүсидә әмәлгә ашурулидиғанлиғини жирақтин көрүп, қучақ ечип хурсәнлик билән күткән вә өзлирини йәр йүзидә мусапир вә йолучи дәп ашкарә ейтқан еди. Яр. 23:4; 47:9; Юһ. 8:53. 14 Бу бундақ сөзләрни қилған кишиләрниң бир вәтәнни тәшна болуп издәватқанлиғини ениқ ипадиләйду. 15 Дәрвәқә, улар өз жутини сеғинған болса, қайтип кетиш пурсити чиққан болатти. 16 Лекин улар униңдинму әвзәл, йәни әрштики бир маканни тәлпүнүп издимәктә. Шуниң үчүн, Худаниң өзлириниң Худаси дәп атилишидин номус қилмайду; чүнки мана, У улар үчүн бир шәһәр һазирлиған.Мис. 3:6; Мат. 22:32; Рос. 7:32.
17-18 Ибраһим Худа тәрипидин синалғинида, етиқати болғачқа оғли Исһақни қурбанлиқ сүпитидә Худаға атиди; гәрчә у Худаниң вәдилирини, җүмлидин «Сениң намиңни давамлаштуридиған нәслиң болса Исһақтин келип чиқиду» дегинини тапшурувалған болсиму, у йәнила бирдин-бир оғлини қурбан қилишқа тәйяр турди. Яр. 22:10; Яр. 21:12; Рим. 9:7; Гал. 3:29. 19 Чүнки у һәтта Исһақ өлгән тәғдирдиму, Худаниң уни тирилдүрүшкә қадир екәнлигигә ишәнди. Мундақчә ейтқанда, Исһақни өлүмдин тирилдүрүлгәндәк қайтидин тапшурувалди.
20 Етиқати болғачқа, Исһақ оғуллири Яқуп билән Әсавниң кәлгүси ишлириға хәйрлик тиләп дуа қилди.Яр. 27:28,39.
21 Етиқати болғачқа, Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғлиниң һәр бири үчүн хәйрлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп Худаға сәҗдә қилди. «Етиқати болғачқа, Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғлиниң һәр бири үчүн хәйрлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп Худаға сәҗдә қилди» — «Яр.» 47:31 (грек тилидики «Сәптуагинт» (LXX) дегән тәрҗимиси)ни көрүң.  Яр. 47:31; 48:15. 22 Етиқати болғачқа, Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, бәни Исраилниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини тилға алди һәмдә өзиниң устиханлири тоғрилиқму әмир қилди.«Етиқати болғачқа, Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, бәни Исраилниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини тилға алди һәмдә өзиниң устиханлири тоғрилиқму әмир қилди» — Йүсүпниң әмри болса «Силәр Мисирдин чиққиниңларда мениң устиханлиримни елип кетиңлар» дегәнлик еди. «Яр.» 50:24 вә «Мис.» 18:19ни көрүң.  Яр. 50:24.
23 Етиқати болғачқа, Муса туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди; чүнки улар Мусаниң йеқимлиқ бир бала екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди. «Етиқати болғачқа, Муса туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди; чүнки улар Мусаниң йеқимлиқ бир бала екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди» — «йеқимлиқ бир бала» бу сөз чоқум Мусаниң бир алаһидилигини, униң Худаға яқидиғанлиғини көрсәтсә керәк («Рос.» 7:20ниму көрүң).  Мис. 2:2; Рос. 7:20. 24 Етиқати болғачқа, Муса чоң болуп улуқ зат болғандин кейин, «Пирәвниң қизиниң оғли» дегән атақта туриверишни рәт қилип, 25 гуна ичидики ләззәтләрдин вақитлиқ бәһримән болушниң орниға, Худаниң хәлқи билән биллә азап чекишни әвзәл көрди. Зәб. 83:11 26 У Мәсиһкә қаритилған һақарәткә учрашни Мисирниң ғәзнисидики байлиқларға егә болуштинму әвзәл билди. Чүнки көзлирини әрштики инъамға тикивататти. «У (Муса) Мәсиһкә қаритилған һақарәткә учрашни Мисирниң ғәзнисидики байлиқларға егә болуштинму әвзәл билди...» — «Мәсиһкә қаритилған һақарәт» дегән сөз бәлким Мәсиһниң һәрдайим (һәтта дунияға келишидин илгири) Өз хәлқи билән бир екәнлигини көрситиду. Бу әҗайип ибарә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. 27 Етиқати болғачқа, у падишаниң ғәзивидинму қорқмай Мисирдин чиқип кәтти. Җапа-мушәққәткә чидиди, чүнки Көзгә Көрүнмигүчи униң көзигә көрүнүп турғандәк еди. 28 Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» пәриштиниң Исраилларға тәгмәслиги үчүн тунҗи «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни буйрулғини бойичә сепип-сүркиди.«Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» пәриштиниң Исраилларға тәгмәслиги үчүн тунҗа «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни буйрулғини бойичә сепип-сүркиди» — бу вақиәләрни чүшиниш үчүн «Мис.» 12-бапқа қаралсун.  Мис. 12:21.
29 Етиқати болғачқа, Исраиллар Қизил деңиздин худди қуруқлуқта маңғандәк меңип өтти. Бирақ уларни қоғлап кәлгән Мисирлиқлар өтмәкчи болғанда суға ғәриқ болди.Мис. 14:22.
30 Етиқати болғачқа, хәлиқ йәттә күн Йерихо шәһириниң сепилини айланғандин кейин сепил өрүлди.«Етиқати болғачқа, хәлиқ йәттә күн Йерихо шәһириниң сепилини айланғандин кейин сепил өрүлди» — Йерихо шәһири Исраиллар Мисирдики қуллуқтин қутулуп, Худа беришкә вәдә қилған Қанаан зиминида җәң қилмайла егилигән тунҗа шәһәр. «Йәшуа» 6-бапни көрүң.  Йә. 6:20.
31 Етиқати болғачқа, паһишә аял Раһаб Исраил чарлиғучилирини достларчә күтүвалғачқа, итаәтсизләр болған өз шәһиридикиләр билән бирликтә һалак болмиди.Йә. 2:1; 6:23; Яқ. 2:25.
32 Мән йәнә немишкә сөзләп олтирай? Гидеон, Барақ, Шимшон, Йәфтаһ, Давут, Самуил вә қалған башқа пәйғәмбәрләр тоғрисида ейтип кәлсәм вақит йәтмәйду. Һак. 4:6; 6:11; 11:1; 12:7; 13:24; 1Сам. 17:45; 1Сам. 12:2. 33 Улар етиқати билән әлләрниң үстидин ғалип кәлди, адаләт жүргүзди, Худа вәдә қилғанларға еришти, ширларниң ағзилирини етип қойди, «Улар етиқати билән әлләрниң үстидин ғалип кәлди, адаләт жүргүзди...» — «адаләт жүргүзди» бәлким Давуттәк адиллиқ билән жут сорашлирини, яки Аюптәк башқиларниң дәрдигә йетишни (мәсилән, «Аюп» 29:12-17, 31-бапни көрүң) көрситиду. «улар етиқати билән ... Худа вәдә қилғанларға еришти, ширларниң ағзилирини етип қойди...» — бир қетим Даниял пәйғәмбәр шир угисиға ташланған, бирақ у Худаға болған етиқати вәҗидин ширлардин қутулуп қалған. «Дан.» 6-бапни көрүң.  Һак. 14:6; 1Сам. 17:34; Дан. 6:23. 34 дәһшәтлик отниң ялқунини өчүрди, қиличниң тиғидин қечип қутулди, аҗизлиқтин күчәйди, җәңләрдә батурлуқ көрсәтти, ят әлләрниң қошунлирини тери-пирәң қилди. «дәһшәтлик отниң ялқунини өчүрди,...» — мәсилән, «Дан.» 3-бапни көрүң.  1Сам. 20:1; 1Пад. 19:3; 2Пад. 6:16; Аюп 42:10; Зәб. 65:12; Йәш. 38:21; Йо. 3:10 35 Етиқати болғачқа, аяллар өлгән уруқ-туққанлирини өлүмдин тирилдүргүзүп қайтурувалди; бирақ башқилар кәлгүсидә техиму яхши һалда өлүмдин тириләйли дәп, қутулуш йолини рәт қилип қийинилишқа бәрдашлиқ бәрди. 1Пад. 17:23; 2Пад. 4:36; Рос. 22:25. 36 Йәнә бәзиләр синилип хар-мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди; «Йәнә бәзиләр синилип хар-мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди» — Тәвратта мошундақ мисаллар нурғун. 35-айәттә көрситилгән азаплар вә ушбу бабта бәзи башқа ишлар «Макаббийлар» дегән тарихий китап (1-, 2- вә 4-том)да хатирилиниду. Бу китап Тәвратниң бир қисми болмисиму, тарихшунаслар тәрипидин асасән ишәшлик дәп қарилиду.  Йәр. 20:2. 37 улар чалма-кесәк қилип өлтүрүлди, һәрә билән һәрилинип парчиланди, синақларни бешидин өткүзди, қиличлинип өлтүрүлди; улар қой-өшкә терилирини йепинча қилған һалда сәрсан болуп жүрди, намратлиқта яшиди, қийин-қистаққа учриди, хорланди «...һәрә билән һәрилинип парчиланди...» — Йәһудий хәлқиниң бәзи тарихлири бойичә Манассәһ падиша Йәшая пәйғәмбәрни шундақ қилған. Тәврат өзидә мошу тарих хатириләнмигән.  1Пад. 21:13; 2Пад. 1:8; Мат. 3:4. 38 (улар бу дунияға зайә кәткән еди), чөлләрдә, тағларда, өңкүрләрдә вә гәмиләрдә сәргәрдан болуп жүрди.
39 Буларниң һәммиси етиқати билән Худаниң Өз гувайи билән тәрипләнгән болсиму, Худаниң вәдә қилғиниға әйни бойичә еришкини йоқ. «Буларниң һәммиси етиқати билән Худаниң өз гувайи билән тәрипләнгән болсиму, Худаниң вәдә қилғиниға әйни бойичә еришкини йоқ» — «еришкини йоқ» дегәнлик йәр йүзидә тирик вақтида еришмигән, демәкчи. Тирилгәндә пүтүнләй башқичә болиду, әлвәттә! 40 Әндиликтә Худа бизләр үчүн техиму әвзәл бир нишан-мәхсәтни бекиткән болуп, улар бизсиз камаләткә йәткүзүлмәйду.«Әндиликтә Худа бизләр үчүн техиму әвзәл бир нишан-мәхсәтни бекиткән болуп, улар бизсиз камаләткә йәткүзүлмәйду» — демәк, улар бизни күтүши керәк, йеңи әһдидин бәһримән болған етиқатчи бизләр билән тәң камаләткә йәткүзүлиду.
 
 

11:1 «Етиқат болса үмүт қилған ишларниң реаллиқтики ипадиси» — яки «етиқат болса үмүт қилған ишларниң мутләқ хатирҗәмлиги». Демисәкму, Инҗилда «үмүт» дайим дегидәк мүҗмәл бир арзу әмәс, бәлки Худаниң вәдилиригә чиң бағланған иштур.

11:2 «Чүнки бурунқи мөтивәрлиримиз қедимдә мана шу етиқат билән Худадин кәлгән яхши гувалиқни алған» — «бурунқи мөтивәрлиримиз» дегәнлик грек тилида «ақсақаллиримиз». Демәк, ибранийларниң ата-бовилири арисида етиқат тәрипидә үлгиләр вә йол башлиғучи болғанлар.

11:3 «Биз етиқат арқилиқ каинатниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини ... чүшинәләймиз» — яки «биз етиқат арқилиқ дәвир-заманларниң Худаниң сөз-калами билән орнитилғанлиғини ... чүшинәләймиз».

11:3 Яр. 1:1; Зәб. 32:6; Юһ. 1:10; Рим. 4:17; Әф. 3:9; Кол. 1:16.

11:4 Яр. 4:4; Мат. 23:35.

11:5 Яр. 5:22,24.

11:7 «Етиқати болғачқа, Нуһ .. . аилисидикиләрни қутқузуш үчүн йоған бир кемә ясиди» — «йоған кемә» грек тилида «сандуқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Чүнки кемә сандуқ шәклидә еди («Яр.» 6-7-бапни көрүң).

11:7 Яр. 6:13.

11:8 Яр. 12:4.

11:11 «Етиқати болғачқа Сараһ гәрчә яшинип қалған, туғут йешидин өткән болсиму, һамилдар болуш иқтидариға егә болди; чүнки у вәдә қилған Худани ишәшлик дәп қарайтти» — бәзи тәрҗимилиридә бу җүмлидә көздә тутулған етиқат егиси Сараһ әмәс, бәлки Ибраһим дәп қарилиду. Бир нәччә сәвәпләрдин (җүмлидин бала туғушта күч, йәни һамилдар болуш иқтидари керәк болғини әр киши әмәс, бәлки аял киши болғанлиғидин!), көрситилгән етиқатчини Сараһ дәп қараймиз. У Худаниң сөзидин гуманланғандин кейин, әйипләнгән болуп андин чиң етиқатта турған болуши мүмкин («Яр.» 18:1-15ни көрүң).

11:11 Яр. 17:19; 21:2; Луқа 1:36.

11:12 Яр. 15:5; 22:17; Рим. 4:18.

11:13 Яр. 23:4; 47:9; Юһ. 8:53.

11:16 Мис. 3:6; Мат. 22:32; Рос. 7:32.

11:17-18 Яр. 22:10; Яр. 21:12; Рим. 9:7; Гал. 3:29.

11:20 Яр. 27:28,39.

11:21 «Етиқати болғачқа, Яқуп аләмдин өтүш алдида Йүсүпниң икки оғлиниң һәр бири үчүн хәйрлик дуа қилип, һасисиға тайинип туруп Худаға сәҗдә қилди» — «Яр.» 47:31 (грек тилидики «Сәптуагинт» (LXX) дегән тәрҗимиси)ни көрүң.

11:21 Яр. 47:31; 48:15.

11:22 «Етиқати болғачқа, Йүсүп сәкратқа чүшүп қалғанда, бәни Исраилниң Мисирдин чиқип кетидиғанлиғини тилға алди һәмдә өзиниң устиханлири тоғрилиқму әмир қилди» — Йүсүпниң әмри болса «Силәр Мисирдин чиққиниңларда мениң устиханлиримни елип кетиңлар» дегәнлик еди. «Яр.» 50:24 вә «Мис.» 18:19ни көрүң.

11:22 Яр. 50:24.

11:23 «Етиқати болғачқа, Муса туғулғанда, униң ата-аниси уни үч ай йошурди; чүнки улар Мусаниң йеқимлиқ бир бала екәнлигини көрди, падишаниң пәрманидинму қорқмиди» — «йеқимлиқ бир бала» бу сөз чоқум Мусаниң бир алаһидилигини, униң Худаға яқидиғанлиғини көрсәтсә керәк («Рос.» 7:20ниму көрүң).

11:23 Мис. 2:2; Рос. 7:20.

11:25 Зәб. 83:11

11:26 «У (Муса) Мәсиһкә қаритилған һақарәткә учрашни Мисирниң ғәзнисидики байлиқларға егә болуштинму әвзәл билди...» — «Мәсиһкә қаритилған һақарәт» дегән сөз бәлким Мәсиһниң һәрдайим (һәтта дунияға келишидин илгири) Өз хәлқи билән бир екәнлигини көрситиду. Бу әҗайип ибарә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

11:28 «Етиқати болғачқа, у «тунҗа оғлиниң җенини алғучи» пәриштиниң Исраилларға тәгмәслиги үчүн тунҗа «өтүп кетиш» һейтини өткүзүп, шуниңға мунасивәтлик қанни буйрулғини бойичә сепип-сүркиди» — бу вақиәләрни чүшиниш үчүн «Мис.» 12-бапқа қаралсун.

11:28 Мис. 12:21.

11:29 Мис. 14:22.

11:30 «Етиқати болғачқа, хәлиқ йәттә күн Йерихо шәһириниң сепилини айланғандин кейин сепил өрүлди» — Йерихо шәһири Исраиллар Мисирдики қуллуқтин қутулуп, Худа беришкә вәдә қилған Қанаан зиминида җәң қилмайла егилигән тунҗа шәһәр. «Йәшуа» 6-бапни көрүң.

11:30 Йә. 6:20.

11:31 Йә. 2:1; 6:23; Яқ. 2:25.

11:32 Һак. 4:6; 6:11; 11:1; 12:7; 13:24; 1Сам. 17:45; 1Сам. 12:2.

11:33 «Улар етиқати билән әлләрниң үстидин ғалип кәлди, адаләт жүргүзди...» — «адаләт жүргүзди» бәлким Давуттәк адиллиқ билән жут сорашлирини, яки Аюптәк башқиларниң дәрдигә йетишни (мәсилән, «Аюп» 29:12-17, 31-бапни көрүң) көрситиду. «улар етиқати билән ... Худа вәдә қилғанларға еришти, ширларниң ағзилирини етип қойди...» — бир қетим Даниял пәйғәмбәр шир угисиға ташланған, бирақ у Худаға болған етиқати вәҗидин ширлардин қутулуп қалған. «Дан.» 6-бапни көрүң.

11:33 Һак. 14:6; 1Сам. 17:34; Дан. 6:23.

11:34 «дәһшәтлик отниң ялқунини өчүрди,...» — мәсилән, «Дан.» 3-бапни көрүң.

11:34 1Сам. 20:1; 1Пад. 19:3; 2Пад. 6:16; Аюп 42:10; Зәб. 65:12; Йәш. 38:21; Йо. 3:10

11:35 1Пад. 17:23; 2Пад. 4:36; Рос. 22:25.

11:36 «Йәнә бәзиләр синилип хар-мәсқириләргә учрап қамчиланди, бәзиләр һәтта кишәнлинип зинданға ташланди» — Тәвратта мошундақ мисаллар нурғун. 35-айәттә көрситилгән азаплар вә ушбу бабта бәзи башқа ишлар «Макаббийлар» дегән тарихий китап (1-, 2- вә 4-том)да хатирилиниду. Бу китап Тәвратниң бир қисми болмисиму, тарихшунаслар тәрипидин асасән ишәшлик дәп қарилиду.

11:36 Йәр. 20:2.

11:37 «...һәрә билән һәрилинип парчиланди...» — Йәһудий хәлқиниң бәзи тарихлири бойичә Манассәһ падиша Йәшая пәйғәмбәрни шундақ қилған. Тәврат өзидә мошу тарих хатириләнмигән.

11:37 1Пад. 21:13; 2Пад. 1:8; Мат. 3:4.

11:39 «Буларниң һәммиси етиқати билән Худаниң өз гувайи билән тәрипләнгән болсиму, Худаниң вәдә қилғиниға әйни бойичә еришкини йоқ» — «еришкини йоқ» дегәнлик йәр йүзидә тирик вақтида еришмигән, демәкчи. Тирилгәндә пүтүнләй башқичә болиду, әлвәттә!

11:40 «Әндиликтә Худа бизләр үчүн техиму әвзәл бир нишан-мәхсәтни бекиткән болуп, улар бизсиз камаләткә йәткүзүлмәйду» — демәк, улар бизни күтүши керәк, йеңи әһдидин бәһримән болған етиқатчи бизләр билән тәң камаләткә йәткүзүлиду.