◼4:1 «атимиз Ибраһимниң еришкини..» — яки «атимиз Ибраһимниң үгәнгини..», «атимиз Ибраһимниң билгини..».
◼4:3 «Ибраһим Худаға етиқат қилди; бу униң һәққанийлиғи һесапланди» — «Яр.» 15:6.
◘4:3 Яр. 15:6; Гал. 3:6; Яқ. 2:23.
◼4:5 «Бирақ, һеч иш-әмәл қилмай, пәқәт номуссиз гунакарларни һәққаний қилғучи Худаға етиқат қилидиған кишиниң болса, униң етиқати һәққанийлиқ дәп һесаплиниду!» — «һеч әмәл қилмай» дегини, һәққанийлиққа еришиш үчүн тиришиш җәһәтидин ейтилиду, «адәмләр җан беқиш үчүн ишлиши керәк әмәс» дегәнлик әмәс, әлвәттә.
◼4:7 «...немидегән бәхитликтур!» — Зәбур 32:1дә ибраний тилида сөзмусөз: «Аһ, итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, гуналири йепилған кишиниң бәхитликлири!» дейилиду. Бу бәхтликләр бир-бирләп шу йәрдә тәсвирлиниду.
◼4:8 «Итаәтсизликлири кәчүрүм қилинған, гуналири йепилған киши немидегән бәхитликтур! Пәрвәрдигар гуналири билән һеч һесаплашмайдиғанлар немидегән бәхитликтур!» — (7-8-айәт) «Зәб.» 31:1-2.
◘4:8 Зәб. 31:1, 2
◼4:9 «Ибраһимниң етиқати униң һәққанийлиғи дәп һесапланди» — «Яр.» 15:6.
◼4:15 «Тәврат қануни Худаниң ғәзивини елип келиду» — адәм Худаниң әмир-пәрманлириға әмәл қилалмиғачқа, қанун униң гунайини намайән қилиду; намайән қилиниши билән Худаниң ғәзиви униң гунайи үстигә чүшиду.
◘4:15 Юһ. 15:22; Рим. 5:20; 7:8; Гал. 3:19.
◼4:16-17 «Тәврат қануни астида туридиғанлар» — Йәһудий хәлиқ. «Сени нурғун қовмниң атиси қилдим» — («Яр.» 17:5). Худаниң Ибраһимға ейтқан бу сөзи «өткән заман» шәклидә («қилдим») болуп, һеч пәрзәнтсиз болған вақтида униңға ейтилған. Бу кейинки айәтләр билән зич бағлиқтур.
◼4:18 «Сениң нәслиң сан-санақсиз болиду» — «Яр.» 15:5.
◼4:19 «У йүз яшқа йеқинлап, тенини өлгән һесаплисиму, шундақла аяли Сараһниңму балиятқусини өлди дәп қарисиму...» — демәк, у өз тениниң өлүктәк болған әһвалиға вә Сараһниң қәтъий туғмаслиғиға толиму реаллиқ вә еғирбесиқлиқ билән қарайтти, бирақ бу ишлар униң етиқатиға һеч тәсир йәткүзмиди.
◘4:20 Юһ. 8:56; Ибр. 11:11, 18.
◼4:23-25 «Мәсиһ болса итаәтсизликлиримиз үчүн пида йолиға тапшурулди вә һәққаний қилинишимиз үчүн тирилдүрүлди» — «пида йолиға тапшурулди» дегән ибарә болса, у рәзил адәмләрниң қоли билән өлүмгә тапшурулди, лекин буларниң һәммиси инсанийәтни қутқузуш үчүн Худаниң улуқ плани еди, дәп көрситиду.