15
Өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимайли
Әнди етиқатимиз күчлүк болған бизләр өзимизни қанаәтләндүрүшнила ойлимай, бәлки етиқати аҗизларниңму аҗизлиқлирини көтиришимиз керәк.1Кор. 9:22; Гал. 6:1 Һәр биримиз өз йеқинимизниң етиқатини қуруп чиқиши үчүн, униң бәхит-бәрикитини көзләп, уни хурсән қилишқа интиләйли. Чүнки һәтта Мәсиһму Өзини қандурушни ойлимиған еди. Бу тоғрисида муқәддәс язмиларда мундақ пүтүлгән: «Сән Худани һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти».«Сән Худани һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти» — («Зәб.» 68:8-10).  Зәб. 68:8-10; Йәш. 53:4, 5. Чүнки бурунда вәһий билән пүтүлгән язмилардики һәр қайси сөзләр бизгә үгитиш үчүн йезилған болуп, мәхсити муқәддәс китаплардин кәлгән сәвир-тақәт вә илһамбәхш арқилиқ биздә азру-үмүтниң болуши үчүндур.Рим. 4:23, 24.
Әнди сәвир-тақәт вә илһамбәхшниң Егиси Худа силәрни Мәсиһ Әйсани үлгә қилип, өз ара бир ой-нийәткә кәлтүргәй;Рим. 12:16; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8. буниң билән силәр Худани, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атисини бир җан бир дил билән бир еғиздин улуқлиғайсиләр.
 
Бир-бириңларни қобул қилиңлар
Шуңа, Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар.«Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһ силәрни қобул қилғандәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилип Худаға шан-шәрәп кәлтүрүңлар». Әмәлийәттә бу мәнасиму бизниң тәрҗимимиздин чиқиду. 8-9 Чүнки силәргә шуни ейтимәнки, Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн, шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн, хәтнә қилинғанларға Худаниң һәқиқитини йәткүзгүчи хизмәткар сүпитидә тайинланди. Бу худди муқәддәс язмиларда: —
«Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән,
Вә Сениң намиңни күйләймән» — дәп йезилған еди.«Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн» — «Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилири» Худа Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп, Муса пәйғәмбәр вә башқа пәйғәмбәрләргә йәткүзгән вәдилири дегәнлик. «шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн...» — «әлләр» мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән...» — «әлләр» йәнә мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, вә Сениң намиңни күйләймән» — («Зәб.» 17:50. Бу бешарәттә Мәсиһ Өз Роһи арқилиқ Давут пәйғәмбәрниң ағзидин сөзләйду. Павлус бу муһим гәплири (8-9-айәтләр) арқилиқ Йәһудий әмәсләр вә Йәһудийларниң бир-бирини қобул қилишини дәвәт қилиду; чүнки Мәсиһ Әйса Өзи Йәһудийлар («хәтнә қилинғанлар»)ға хизмәткар тайинланди һәм шуниңдәк Йәһудий әмәсләр («ят әлләр»)ниң Худани мәдһийилишигә башламчилиқ қилиду; демәк, Мәсиһ икки тәрәпниң хизмитидә болғандин кейин, немишкә силәр Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләр кичик пеиллиқ билән Униң улуқ үлгисигә әгишип бир-бириңларни қобул қилмайсиләр?  2Сам. 22:50-51; Зәб. 17:50
10 Вә У йәнә: —
«Әй әлләр,
Худаниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — дәйду.«Вә У йәнә: ... дәйду» — бу вә кейинки айәттики «У» Мәсиһдур. Мошу айәттики бешарәтләр Униң Өзиниң пәйғәмбәрләрниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзлиридур. 15-айәттики изаһатни көрүң. «Әй әлләр» — «әлләр» ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Әй әлләр, Худаниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — «Қан.» 32:43.  Қан. 32:43.
11 Вә йәнә У: —
«Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар,
Әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — дәйду.«Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — («Зәб.» 116:1) — бу айәт вә жуқуриқи нәқил кәлтүрүлгән икки айәттә, Мәсиһ (дунияға келиштин бурун) пәйғәмбәрләрниң ағзидин бешарәт берип, кәлгүсидә Йәһудий әмәсләр билән Өзи таллиған хәлқи биллә Худаға ибадәт қилишип, Униң хизмитидә биллә болушидиғанлиғини алдин-ала ейтиду.  Зәб. 116:1. 12 Йәнә, Йәшая пәйғәмбәрму мундақ дәйду: —
«Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду,
Әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду;
Әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду».«Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду» — («Йәш.» 11:10) Мәсиһ тоғрилиқ йәнә бир бешарәт. Йәссә болса, Давут пәйғәмбәрниң атиси еди. Бирақ униң әвлади Мәсиһ, йәни «униң йилтизи»дур.  Йәш. 11:10; Вәһ. 5:5; 22:16.
13 Әнди үмүтниң Егиси Худа Өзигә ишиниватқанлиғиңлардин қәлбиңларни толуқ шат-хурамлиқ вә тинич-хатирҗәмликкә толдурғай, шуниң билән Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән үмүткә толуп ташқайсиләр.«үмүтниң Егиси Худа...» — әйни сөз «үмүтниң Худаси...».
 
Павлусниң расуллуқ хизмити тоғрисида
14 И қериндашлирим, көңлүңларниң меһриванлиқ билән толғанлиғиға, мол билимләр билән толуқ безәлгәнлигигә, шундақла бир-бириңларға өз ара җекиләп берәләйдиғанлиғиңларғиму қайилмән. 15 Шундақ болсиму, Худа маңа ата қилған шапаәт түпәйлидин мән силәргә бир қисим тәрәпләрдин нәччә ишларни әслитип қоюшқа сәл җүръәтлик болуп ушбу хәтни язмақтимән. 16 Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә Йәһудий әмәс әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк Униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур. «бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип...» — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә Йәһудий әмәс әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити, Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур» — расул Павлус өзини каһинға охшитиду. Худаниң кона заманлардики ибадәтханиға каһинларни тәминләштики мәхсити хәлиқниң тоғра йолда Худаға ибадәт қилишидин ибарәт еди. Шуңа улар хәлиқниң өз қурбанлиқлирини тоғра, Худаниң қобул қилишиға лайиқ петидә сунушиға ярдәмчи вә хизмәткар еди. Павлус өзиниң хуш хәвәрни йәткүзүшниң ахирқи мәхсити Худаға һәқиқий, мәнилик, чин диллиқ ибадәтни барлиққа кәлтүрүштин ибарәттур, дәйду. Хәқниң бу ибадитини пак-муқәддәс қилиш Муқәддәс Роһниң иши, әлвәттә. Бу ибадәтму пәқәт җамаәт ибадәт сорунлирида әмәс, бәлки ишәнгүчиниң пүтүн һаяти арқилиқ ипадилиниду (12:1-2). 17 Шуниң үчүн Мәсиһ Әйсада болғанлиғимдин Худаниң маңа тапшурғанлиридин пәхирлинимән. 18-19 Чүнки әлләрниң Худаға итаәт қилиши үчүн Мәсиһниң маңа қилдурғанлиридин башқа һеч немини тилға елишқа һәддим әмәс. Сөз вә әмәлләр арқилиқ, аламәтлик мөҗизиләр вә карамәтләр арқилиқ, Муқәддәс Роһниң күч-қудрити билән Йерусалимдин башлап Иллирикон өлкисгичә айлинип һәммә йәрдә Мәсиһниң хуш хәвирини толуқ җакалидим. 20 Шундақ қилип башқилар салған һулниң үстигә бена салмаслиқ үчүн, әзәлдин Мәсиһниң нами аңланмиған йәрләрдә бу хуш хәвәрни җакалашқа интилип кәлдим. 21 Бу тоғрисида муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: —
«Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду,
Аңлимиғанлар аңлап чүшиниду».«Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, аңлимиғанлар аңлап чүшиниду» — «Йәш.» 52:15.  Йәш. 52:15.
 
Павлусниң Римға бериш плани
22 Мана, шу хизмәтлирим сәвәвидин йениңларға беришни көп қетим ойлиған болсамму, лекин тосулғуларға учрап баралмидим. Рим. 1:13; 1Тес. 2:18. 23-24 Лекин һазир мошу әтрапларда хуш хәвәр йәткүзүлмигән йәрләр маңа қалмиғанлиқтин, һәмдә көп жиллардин бери силәрни йоқлап бериш арзуюм болғанлиқтин, Испанийәгә беришимда силәрниму йоқлап өтмәкчимән. Сәпиримдә алди билән силәр билән көрүшүп, бир мәзгил һәмраһлиғиңлардин толуқ хошаллинип, андин силәрниң ярдимиңларда сәпиримни давамлаштурушумни үмүт қилимән.Рим. 1:10; 15:32; 1Тес. 3:10; 2Тим. 1:4.
25 Бирақ һазир болса Йерусалимға берип, у йәрдики муқәддәс бәндиләрниң хизмитидә болушқа кетиватимән. Рос. 19:21; 24:17. 26 Чүнки Македонийә вә Ахая өлкилиридики җамаәтләр Йерусалимдики муқәддәс бәндиләр арисидики йоқсулларға сәдиқә топлап ярдәм беришни лайиқ көрди. 27 Бу ишни улар бәрһәқ лайиқ көрди; әмәлийәттә болса улар Йерусалимдикиләргә қәриздардур. Чүнки әлләр Йәһудий қериндашларниң роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду.«Чүнки әлләр Йәһудий қериндашларниң роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду» — «ярдәм бериш» дегән сөз грек тилида адәттә муқәддәс ибадәтханидики хизмәт билән мунасивәтликтур.
28 Мән бу ишни пүттүргәндин кейин, йәни Йерусалимдики қериндашларниң җамаәтләрниң етиқатиниң бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин, силәрни йоқлап өтүп Испанийәгә баримән. «Йерусалимдики қериндашларниң җамаәтләрниң етиқатиниң бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин,...» — грек тилида «(Йерусалимдики) қериндашларға бу мевисини йәткүзүп мөһүрләндүргәндин кейин,...» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Расул Павлус Йәһудий қериндашларниң бу соғатни қобул қилишини интайин муһим дәп биләтти. Чүнки уни қобул қилиши соғат бәргәнләрни, йәни Йәһудий әмәс ишәнгүчиләрни «бизниң қериндашлиримиз» дәп қобул қилишиға баравәр болатти, шуңлашқа барлиқ җамаәтләрниң бирлиги вә муһәббитини мустәһкәмләп алға сүрәтти. Худаға тәшәккүр, Йәһудий қериндашлар уни қобул қилди («Рос.» 21:17). 29 Йениңларға барғинимда, Мәсиһниң толуқ бәхит-бәрикитини силәргә елип баридиғанлиғимни билимән.Рим. 1:11.
 
30 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә Муқәддәс Роһниң меһир-муһәббити билән силәрдин өтүнимәнки, мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр — «мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр» — «күрәш қилғайсиләр» дегән сөзләр җин-шәйтанларниң Худаниң хизмитигә дайим қарши чиқидиғанлиғини көрситиду; шуңа бу хизмәт үчүн дуа қилиш (буларниң қарши чиққанлиғи түпәйлидин) бир хил күрәш, тәс бир иш болиду (мәсилән «Кол.» 2:1, 4:11ни көрүң).  2Кор. 1:11. 31 мениң Йәһудийә өлкисидики етиқат қилмиғанларниң яман нийәтлиридин сақлинишим, шуниңдәк Йерусалимда инъамни йәткүзүш хизмитимниң шу йәрдики муқәддәс бәндиләрниң қобул қилишиға еришиши үчүн 2Тес. 3:2. 32 һәмдә ахирда Худа буйруса, пеқирниң шат-хурамлиқ билән йениңларға берип, силәр билән ортақ истираһәт қилишимиз үчүнму дуа қилғайсиләр.Рим. 1:10; 15:23.
33 Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа һәммиңлар билән биллә болғай! Амин!«Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа» — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».
 
 

15:1 1Кор. 9:22; Гал. 6:1

15:3 «Сән Худани һақарәт қилғанларниң һақарәтлири Мениң үстүмгә чүшти» — («Зәб.» 68:8-10).

15:3 Зәб. 68:8-10; Йәш. 53:4, 5.

15:4 Рим. 4:23, 24.

15:5 Рим. 12:16; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8.

15:7 «Мәсиһ силәрни қобул қилип, Худаға шан-шәрәп кәлтүргинидәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәсиһ силәрни қобул қилғандәк, силәрму бир-бириңларни қобул қилип Худаға шан-шәрәп кәлтүрүңлар». Әмәлийәттә бу мәнасиму бизниң тәрҗимимиздин чиқиду.

15:8-9 «Әйса Мәсиһ Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилирини испатлаш үчүн» — «Худаниң ата-бовиларға бәргән вәдилири» Худа Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп, Муса пәйғәмбәр вә башқа пәйғәмбәрләргә йәткүзгән вәдилири дегәнлик. «шу арқилиқ әлләрму Худаниң рәһим-шәпқитини көрүп уни улуқлиши үчүн...» — «әлләр» мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән...» — «әлләр» йәнә мошу йәрдә ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шуңа Саңа әлләр арисида мәдһийә оқуймән, вә Сениң намиңни күйләймән» — («Зәб.» 17:50. Бу бешарәттә Мәсиһ Өз Роһи арқилиқ Давут пәйғәмбәрниң ағзидин сөзләйду. Павлус бу муһим гәплири (8-9-айәтләр) арқилиқ Йәһудий әмәсләр вә Йәһудийларниң бир-бирини қобул қилишини дәвәт қилиду; чүнки Мәсиһ Әйса Өзи Йәһудийлар («хәтнә қилинғанлар»)ға хизмәткар тайинланди һәм шуниңдәк Йәһудий әмәсләр («ят әлләр»)ниң Худани мәдһийилишигә башламчилиқ қилиду; демәк, Мәсиһ икки тәрәпниң хизмитидә болғандин кейин, немишкә силәр Йәһудийлар вә Йәһудий әмәсләр кичик пеиллиқ билән Униң улуқ үлгисигә әгишип бир-бириңларни қобул қилмайсиләр?

15:8-9 2Сам. 22:50-51; Зәб. 17:50

15:10 «Вә У йәнә: ... дәйду» — бу вә кейинки айәттики «У» Мәсиһдур. Мошу айәттики бешарәтләр Униң Өзиниң пәйғәмбәрләрниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзлиридур. 15-айәттики изаһатни көрүң. «Әй әлләр» — «әлләр» ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Әй әлләр, Худаниң хәлқи билән биллә шат-хурам болуңлар!» — «Қан.» 32:43.

15:10 Қан. 32:43.

15:11 «Әй барлиқ әлләр, Пәрвәрдигарни мәдһийиләңлар, әй пүткүл қовмләр, Уни улуқлаңлар!» — («Зәб.» 116:1) — бу айәт вә жуқуриқи нәқил кәлтүрүлгән икки айәттә, Мәсиһ (дунияға келиштин бурун) пәйғәмбәрләрниң ағзидин бешарәт берип, кәлгүсидә Йәһудий әмәсләр билән Өзи таллиған хәлқи биллә Худаға ибадәт қилишип, Униң хизмитидә биллә болушидиғанлиғини алдин-ала ейтиду.

15:11 Зәб. 116:1.

15:12 «Йәссәниң йилтизи болған киши мәйданға чиқиду, әлләргә һакимлиқ қилидиған зат орнидин туриду; әлләр дәрвәқә Униңға үмүт бағлайду» — («Йәш.» 11:10) Мәсиһ тоғрилиқ йәнә бир бешарәт. Йәссә болса, Давут пәйғәмбәрниң атиси еди. Бирақ униң әвлади Мәсиһ, йәни «униң йилтизи»дур.

15:12 Йәш. 11:10; Вәһ. 5:5; 22:16.

15:13 «үмүтниң Егиси Худа...» — әйни сөз «үмүтниң Худаси...».

15:16 «бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип...» — «әлләр»: ят әлләр, Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Шу шапаәт билән мән Худаниң хуш хәвирини йәткүзүп каһиндәк Униң ибадитини һәммә йәрдә вуҗудқа кәлтүрүш хизмитидә Йәһудий әмәс әлләргә Мәсиһ Әйсаниң хизмәткари болуп тайинландим. Бу хизмитимниң мәхсити әлләрниң Худаға сунидиған ибадити, Муқәддәс Роһ арқилиқ пак-муқәддәс қилинип, Худани хурсән қилидиған қурбанлиқтәк униң қобул қилишиға лайиқ болуши үчүндур» — расул Павлус өзини каһинға охшитиду. Худаниң кона заманлардики ибадәтханиға каһинларни тәминләштики мәхсити хәлиқниң тоғра йолда Худаға ибадәт қилишидин ибарәт еди. Шуңа улар хәлиқниң өз қурбанлиқлирини тоғра, Худаниң қобул қилишиға лайиқ петидә сунушиға ярдәмчи вә хизмәткар еди. Павлус өзиниң хуш хәвәрни йәткүзүшниң ахирқи мәхсити Худаға һәқиқий, мәнилик, чин диллиқ ибадәтни барлиққа кәлтүрүштин ибарәттур, дәйду. Хәқниң бу ибадитини пак-муқәддәс қилиш Муқәддәс Роһниң иши, әлвәттә. Бу ибадәтму пәқәт җамаәт ибадәт сорунлирида әмәс, бәлки ишәнгүчиниң пүтүн һаяти арқилиқ ипадилиниду (12:1-2).

15:21 «Униңдин хәвәрсиз болғанлар Уни көриду, аңлимиғанлар аңлап чүшиниду» — «Йәш.» 52:15.

15:21 Йәш. 52:15.

15:22 Рим. 1:13; 1Тес. 2:18.

15:23-24 Рим. 1:10; 15:32; 1Тес. 3:10; 2Тим. 1:4.

15:25 Рос. 19:21; 24:17.

15:27 «Чүнки әлләр Йәһудий қериндашларниң роһий бәхитлиридин бәһримән болған болса, маддий җәһәттин уларға ярдәм беришкә тоғра келиду» — «ярдәм бериш» дегән сөз грек тилида адәттә муқәддәс ибадәтханидики хизмәт билән мунасивәтликтур.

15:28 «Йерусалимдики қериндашларниң җамаәтләрниң етиқатиниң бу мевисини қобул қилишини җәзмәнләштүргәндин кейин,...» — грек тилида «(Йерусалимдики) қериндашларға бу мевисини йәткүзүп мөһүрләндүргәндин кейин,...» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Расул Павлус Йәһудий қериндашларниң бу соғатни қобул қилишини интайин муһим дәп биләтти. Чүнки уни қобул қилиши соғат бәргәнләрни, йәни Йәһудий әмәс ишәнгүчиләрни «бизниң қериндашлиримиз» дәп қобул қилишиға баравәр болатти, шуңлашқа барлиқ җамаәтләрниң бирлиги вә муһәббитини мустәһкәмләп алға сүрәтти. Худаға тәшәккүр, Йәһудий қериндашлар уни қобул қилди («Рос.» 21:17).

15:29 Рим. 1:11.

15:30 «мән үчүн Худаға дуа қилип мән билән бирликтә күрәш қилғайсиләр» — «күрәш қилғайсиләр» дегән сөзләр җин-шәйтанларниң Худаниң хизмитигә дайим қарши чиқидиғанлиғини көрситиду; шуңа бу хизмәт үчүн дуа қилиш (буларниң қарши чиққанлиғи түпәйлидин) бир хил күрәш, тәс бир иш болиду (мәсилән «Кол.» 2:1, 4:11ни көрүң).

15:30 2Кор. 1:11.

15:31 2Тес. 3:2.

15:32 Рим. 1:10; 15:23.

15:33 «Аманлиқ-хатирҗәмлик Егиси болған Худа» — әслий тилида «Аманлиқ-хатирҗәмликниң Худаси».