32
Әһдә шәртлиригә гувачиларни чақириш — Мусаниң ғәзили
«Қулақ селиңлар, әй асманлар, мән сөзләй;
Ағзимниң сөзлирини аңла, и йәр-зимин!
Тәлимим болса ямғурдәк яғиду,
Сөзлирим шәбнәмдәк тамиду,
Юмран от-чөп үстигә чүшкән сим-сим ямғурдәк,
Көкзарлиқниң үстигә чүшкән хасийәтлик ямғурдәк болиду.
Чүнки мән Пәрвәрдигарниң намини баян қилимән;
Әнди Худайимизни улуқ дәп җакалаңлар!
У қорам таштур, Униң әмәллири мукәммәлдур;
Униң барлиқ йоллири һәққанийдур.
У наһәқлиғи йоқ, вападар бир Худа,
Адил вә диянәтликтур.
Амма Өз хәлқи униңға бузуқлуқ қилди;
Уларниң қилмишлири Униң Өз балилириниңкидәк болмиди — мана бу уларниң әйивидур!
Улар әгир вә иплас бир нәсилдур!
Әй ахмақ вә надан хәлиқ,
Пәрвәрдигарниң яхшилиғини шундақ яндурамсән?
У сени бәдәл төләп һөр қилған атаң әмәсму?
У сени яритип, сени тиклигән әмәсму?
Өткән күнләрни есиңгә алғин,
Дәвирдин-дәвиргичә өткән жилларни ойлиғин;
Атаңдин сора, у саңа дәп бериду;
Ақсақаллириңға соал қой, улар сени хәвәрләндүриду.
Һәммидин алий болғучи әлләрниң үлүшини уларға үләштүргәндә,
Адәм атиниң пәрзәнтлирини бир-биридин бөлгинидә,
У хәлиқләрниң чегарилирини Исраил балилириниң саниға қарап бекиткән.«У хәлиқләрниң чегарилирини Исраил балилириниң саниға қарап бекиткән» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «У хәлиқләрниң чегаралирини Худаниң оғуллириниң саниға қарап бекиткән еди» дейилиду.
Чүнки Пәрвәрдигарниң несивиси болса униңға хас болған хәлқидур;
Яқуп худди чәк ташлинип чиққандәк, Униң мирасидур.«Яқуп» — мошу йәрдә Исраилларни көрситиду.
10 У уни чөл бир зиминда,
Шамал һувлайдиған дәһшәтлик бир баяванда уни тапти;
Уни орап әтрапида қоғдап турди,
Уни көз қаричуқидәк сақлиди;«уни орап әтрапида қоғдап турди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у уни қоғдап жүрүп уни тәрбийилиди».
11 Худди бүркүт өз чаңгисини тәвритип,
Балилириниң үстидә пәрваз қилип,
Қанатлирини йейип уларни пәйлириниң үстигә елип көтәргинидәк,
12 Пәрвәрдигарму униңға шундақ ялғуз йетәкчилик қилди;
Һеч қандақ ят илаһ униң билән биллә әмәс еди.
13 У уни йәр йүзиниң егиз җайлириға миндүрди,
Вә у етизлиқниң мәһсулатидин йеди,
У униңға қия таштин һәсәл шоритип,
Чақмақ тешидин зәйтун мейи шоратти; Қан. 33:26; Йәш. 58:14
14 Саңа кала қаймиғи билән қой сүтини ичкүзүп,
Қозиларниң йеғини,
Башандики қочқарлар вә текиләрниң гөшини йегүзүп,
Есил буғдайниң есил данлиридин йегүзди,
Сән болсаң үзүм қени болған сап шарапни ичтиң.
15 Лекин Йәшурун сәмрип тәпкәк болуп қалди;
Бәрһәқ, сән сәмрип кәттиң,
Бордилип кәттиң,
Тоюнуп кәттиң!
У өзини яратқан Тәңрини ташлап,
Өз ниҗатиниң Қорам Тешини көзгә илмиди.«Йәшурун» — Исраилниң йәнә бир исми — мәнаси «тик туридиған», «дурус» дегәнлик.
16 Улар болса ят илаһларға әгишип Униң вапасизлиққа болған һәситини қозғиди,
Жиргиничлик ишлар билән Униң ғәзивини кәлтүрди.
17 Улар Егә-Тәңриси әмәс җинларға,
Өзи билмәйдиған илаһларға,
Ата-бовилириму қорқмайдиған,
Йеңи пәйда болуп қалған илаһларға қурбанлиқ қилди.
18 Сән өзүңни төрәлдүргән Қорам Ташни көңлүңдин чиқардиң,
Сени апиридә қилған Тәңрини унтудуң.
19 Пәрвәрдигар буни көрүп,
Оғул-қизлириниң Униң аччиғини кәлтүргинидин, улардин бизар болуп мундақ деди: —
20 «Мән улардин йүзүмни йошуримән,
Уларниң ақивитини көрүп бақай;
Чүнки улар иплас бир нәсилдур,
Қәлбидә вападарлиғи йоқ балилардур.
21 Егә-тәңриси әмәсләр билән һәситимни кәлтүрди,
Әрзимәс мәбудлири билән қәһримни қозғиди;
Шуңа «һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ уларниң һәситини қозғаймән,
Надан бир әл арқилиқ уларниң аччиғини кәлтүримән.«Шуңа «һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ... Надан бир әл арқилиқ уларниң аччиғини кәлтүримән» — у улуқ бешарәтниң әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ «Һош.» 1:9, 2:32, «Рим.» 10:19ни көрүң.  Рим. 10:19
22 Чүнки Мениң ғәзивимдин бир от туташти;
У тәһтисараниң тегигичә көйүп бариду,
У йәр билән униң мәһсулатини йәп кетиду,
Вә тағларниң һуллириниму туташтуриду.Йәр. 15:14
23 Мән уларниң үстигә балаю-апәтләрни догилаймән;
Я-оқлиримни бирни қоймай уларға атимән.
24 Улар ачарчилиқтин йегиләп кетиду,
Томуз иссиқ вә вабаниң нәштәрлири тәрипидин йәп кетилиду;
Уларға қарши житқуч һайванларниң чишлирини,
Топида өмилигүчиләрниң зәһирини әвәтимән.
25 Ташқирида қилич уларни мусибәткә салиду,
Ичкиридә вәһимә басиду;
У жигит билән қизни,
Әмчәктики бала билән ақ чачлиқни һәммисини йоқитиду.
26 Мән: «Уларни чепиветимән,
Инсанларниң арисидин уларниң намини өчүримән» — дәйттим,«Уларни чепиветимән» — яки «Уларни тарқитимән», «Уларни чечиветимән».
27 Бирақ дүшмәнниң мәсқирә қилишидин қорқтум;
Исраилниң рәқиплири бу ишни хата чүшинип: —
Бу иш бизниң қолимизниң күчлүклүгидин болған болса керәк,
Пәрвәрдигар буни һеч қилмиди» демисун дәп, бу ишни қилмидим.
28 Исраил несиһәттин мәһрум болған бир әл,
Уларниң һеч әқил-пәми йоқтур.
29 Аһ, улар дана болсиди!
Шундақ болса буни чүшинип,
Өз ақивити қандақ болидиғинини ойлайтти!
30 Әгәр уларниң Қорам Теши уларни сетивәтмигән болса,
Пәрвәрдигар уларни дүшмәнлиригә ташлап бәрмигән болса,
Бир киши қандақму миң кишини өз алдидин һайдийалайтти?,
Икки киши қандақму он миң кишини қачуралайтти?
31 Чүнки башқиларниң қорам теши болса бизниң Қорам Тешимиздәк әмәстур.
Буниңға дүшмәнлиримиз өзлири гувалиқ бәрсун!
32 Чүнки уларниң үзүм тели Содомниң үзүм телидин,
Гоморраниң етизлиқлиридин чиққандур;
Үзүмлири зәһәрлик үзүмләрдур,
Уларниң һәр бир сапиғи аччиқтур,
33 Шараби болса әҗдиһаларниң зәһиридур,
Кобраларниң әҗәллик зәһиридур.
34 Пәрвәрдигар: «Буларниң һәммиси Мениңкидә сақлақлиқ әмәсму?
Өз ғәзнилиримдә мөһүрләнгән әмәсму?
35 Интиқам Мениңкидур,
Яманлиқни қайтурушму шундақ,
Булар улар путлишидиған вақитқичә сақлақлиқ туриду,
Чүнки уларниң балаю-апәтлик күни йеқинлашмақта,
Уларниң бешиға чүшидиған ишлар болса тез келиватиду.«... Булар улар путлишидиған вақитқичә сақлақлиқ туриду» — бизниңчә мошу айәттики «улар» Исраилларни көрситиду. Бәзи алимлар «Худаниң дүшмәнлири (ят әлләр)ни көрситиду» дәп қарайду. Лекин Худа интиқамлири билән ахирида Исраилниң әң аҗиз пәйтидә уларни қутқузиду («Йәр.» 30-бапни, ушбу бабтики 36-, 42-айәтни көрүң).  Рим. 12:19; Ибр. 10:30; 1Пет. 2:23
36 Чүнки Пәрвәрдигар уларниң күчи түгәп кәткәнлигини, уларниң азийип, һәтта аҗиз яки мәйипләрниңму қалмиғинини көргәндә,
У Өз хәлқиниң үстигә һөкүм чиқириду,
Өз бәндилиригә меһри-шәпқәт көрситиду.«...уларниң азйип, һәтта аҗиз яки мәйипләрниңму қалмиғинини көргәндә» — башқа бир хил тәрҗимиси: «яки кичик яки чоң болса, уларниң азийип һеч кимниң қалмиғинини көргәндә,...». «Өз хәлқи үстигә һөкүм чиқириду» — өз ичигә икки тәрәпни елиши керәк: (1) Худаниң хәлқи униң тәрбийә җазалирини көргәндин кейин гуналирини иқрар қилип, униң кәчүрүмигә муйәссәр болиду; (2) Худа Өз хәлқигә рәзиллик қилғучиларға өзиниң қилған рәзиллигини өзигә яндуриду. «Өз бәндилиригә меһри-шәпқәт көрситиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Өз бәндилири тоғрилиқ нийитидин йениду».  Қан. 32:36
37 У вақитта У мундақ дәйду: «Қени, уларниң илаһлири?
Өзигә таянч қилған қорам теши әнди қәйәрдидур?
38 Уларниң өткүзгән қурбанлиқлириниң йеғини йегән,
Уларниң шарап һәдийәлиридики шарабини ичкәнләр қәйәргә кәтти?
Әнди улар орнидин туруп силәргә ярдәм берип, панаһиңлар болсун!«Әнди улар орнидин туруп силәргә ярдәм берип, панаһиңлар болсун!» — Худа мошу йәрдә Исраил әслидә таянған бутларни мәсқирә қилиду.
39 Әнди Мән Өзүм, пәқәт Мәнла «Шу»дурмән,
Маңа һәмраһ һеч қандақ илаһниң йоқлуғини көрүп билиңлар.
Мән өлтүрүп тирилдүримән,
Зәхимләндүрүп сақайтимән;
Вә һеч ким Мениң қолумдин қутқузалмайду.«Маңа һәмраһ һеч қандақ илаһниң йоқлуғини көрүп билиңлар» — яки «Мәндин башқа һеч қандақ илаһ болмиғанлиғини көрүп белиңлар».  Қан. 4:35; 1Сам. 2:6; Йәш. 45:5,18,22
40 Чүнки Мән қолумни асманларға көтирип: —
«Әбәткичә һаяттурмән» дәп ейтип,
41 Чақнап туридиған қиличимни иштик қилимән,
Мениң қолум адаләтни қурал қилип тутиду,
Дүшмәнлиримдин интиқам алимән,
Мәндин нәпрәтләнгүчиләрниң қилғанлирини уларға яндуримән!
42 Мән я оқлиримни қан ичкүзүп мәс қилимән,
Мениң қиличим гөш йәйду,
Мән уларни өлтүрүлгәнләр билән әсирләрниң қенини,
Дүшмәнниң сәрдарлириниң башлирини йәп-ичидиған қилимән».Зәб. 7:13-14; 67:22-24; Йәш. 34:6; Әз. 21:9-11
43 Әй әлләр, Униң хәлқи билән биллә шатлиниңлар,
Чүнки У Өз бәндилириниң қениниң интиқамини алиду,
Өз дүшмәнлиригә қисас яндуриду,
Өз зимини билән хәлқи үчүн кәчүрүм-кафарәт кәлтүрүп бериду».Рим. 15:10
 
Муса ғәзили тоғрисида буйруқ чүшүриду
44 Әнди Муса билән Нунниң оғли Йәшуа келип бу ғәзәлниң барлиқ сөзлирини хәлиқниң алдида оқуп бәрди. «Нунниң оғли Йәшуа» — ибраний тилида: «Нунниң оғли Һошия» (Һошия Йәшуаниң башқа бир хил атилиши). 45 Андин Муса бу һәммә сөзләрни барлиқ Исраил алдида ахирлаштуруп 46 уларға сөз қилип: «Мән бүгүн оттураңларда силәрни агаһландуруп гувалиқ бәргән бу барлиқ сөзләргә көңүл бөлүңлар; силәр буларни балилириңларға тапилап: «Бу қанунниң һәммә сөзлиригә әмәл қилишқа көңүл қоюңлар» дәп буйрушуңлар керәк. 47 Чүнки бу сөз силәргә мунасивәтсиз, қуруқ сөз әмәс, бәлки силәрниң һаятиңлардур! Силәр у зиминни егиләшкә Иордан дәриясидин өтисиләр; өткәндин кейин у зиминда бу сөз арқилиқ узун өмүр көрисиләр» — деди.
 
Мусаниң өлүми тоғрилиқ буйруқлар
48 Йәнә шу күни Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
49 Сән ушбу Абарим теғиға, йәни Йерихониң уттуридики, Моабниң зиминидики Небо теғиға чиққин вә шу йәрдә Мән Исраилларға өз тәвәлиги болуш үчүн беридиған Қанаан зиминини көргин. Чөл. 27:12 50 Андин акаң Һарун Һор теғида өлүп өз хәлиқлиригә қошулғандәк, сәнму чиқидиған шу тағда өлүп хәлиқлириңгә қошулғин; Чөл. 27:13; 33:38 51 чүнки силәр Зин чөлидики Мәрибаһ-Қадәшниң сулириниң йениға барғанда, иккиңлар Исраилларниң арисида Маңа вапасизлиқ көрситип, Исраилларниң арисида Мени «муқәддәс» дәп һөрмәтлимидиңлар. Чөл. 20:12 52 Шуңа сән Исраилларға беридиған шу зиминни удулуңда көрисән, лекин униңға кирәлмәйсән.
 
 

32:8 «У хәлиқләрниң чегарилирини Исраил балилириниң саниға қарап бекиткән» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «У хәлиқләрниң чегаралирини Худаниң оғуллириниң саниға қарап бекиткән еди» дейилиду.

32:9 «Яқуп» — мошу йәрдә Исраилларни көрситиду.

32:10 «уни орап әтрапида қоғдап турди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у уни қоғдап жүрүп уни тәрбийилиди».

32:13 Қан. 33:26; Йәш. 58:14

32:15 «Йәшурун» — Исраилниң йәнә бир исми — мәнаси «тик туридиған», «дурус» дегәнлик.

32:21 «Шуңа «һеч хәлиқ әмәс» болған бир хәлиқ арқилиқ... Надан бир әл арқилиқ уларниң аччиғини кәлтүримән» — у улуқ бешарәтниң әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ «Һош.» 1:9, 2:32, «Рим.» 10:19ни көрүң.

32:21 Рим. 10:19

32:22 Йәр. 15:14

32:26 «Уларни чепиветимән» — яки «Уларни тарқитимән», «Уларни чечиветимән».

32:35 «... Булар улар путлишидиған вақитқичә сақлақлиқ туриду» — бизниңчә мошу айәттики «улар» Исраилларни көрситиду. Бәзи алимлар «Худаниң дүшмәнлири (ят әлләр)ни көрситиду» дәп қарайду. Лекин Худа интиқамлири билән ахирида Исраилниң әң аҗиз пәйтидә уларни қутқузиду («Йәр.» 30-бапни, ушбу бабтики 36-, 42-айәтни көрүң).

32:35 Рим. 12:19; Ибр. 10:30; 1Пет. 2:23

32:36 «...уларниң азйип, һәтта аҗиз яки мәйипләрниңму қалмиғинини көргәндә» — башқа бир хил тәрҗимиси: «яки кичик яки чоң болса, уларниң азийип һеч кимниң қалмиғинини көргәндә,...». «Өз хәлқи үстигә һөкүм чиқириду» — өз ичигә икки тәрәпни елиши керәк: (1) Худаниң хәлқи униң тәрбийә җазалирини көргәндин кейин гуналирини иқрар қилип, униң кәчүрүмигә муйәссәр болиду; (2) Худа Өз хәлқигә рәзиллик қилғучиларға өзиниң қилған рәзиллигини өзигә яндуриду. «Өз бәндилиригә меһри-шәпқәт көрситиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Өз бәндилири тоғрилиқ нийитидин йениду».

32:36 Қан. 32:36

32:38 «Әнди улар орнидин туруп силәргә ярдәм берип, панаһиңлар болсун!» — Худа мошу йәрдә Исраил әслидә таянған бутларни мәсқирә қилиду.

32:39 «Маңа һәмраһ һеч қандақ илаһниң йоқлуғини көрүп билиңлар» — яки «Мәндин башқа һеч қандақ илаһ болмиғанлиғини көрүп белиңлар».

32:39 Қан. 4:35; 1Сам. 2:6; Йәш. 45:5,18,22

32:42 Зәб. 7:13-14; 67:22-24; Йәш. 34:6; Әз. 21:9-11

32:43 Рим. 15:10

32:44 «Нунниң оғли Йәшуа» — ибраний тилида: «Нунниң оғли Һошия» (Һошия Йәшуаниң башқа бир хил атилиши).

32:49 Чөл. 27:12

32:50 Чөл. 27:13; 33:38

32:51 Чөл. 20:12