12
Етиқатчиниң өзини Худаға атиши
Шуңа, әй қериндашлар, Худаниң рәһимдиллиғи билән силәрдин шуни өтүнимәнки, тениңларни муқәддәс, Худани хурсән қилидиған, тирик қурбанлиқ сүпитидә Униңға беғишлаңлар. Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур.«Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур» — «һәқиқий ибадитиңлар» грек тилида йәнә «йоллуқ, орунлуқ, тегишлик, әқилгә мувапиқ хизмәт» дегән мәниләрни өз ичигә алиду.  Рим. 6:13,16; 1Пет. 2:5. Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар, бәлки ой-пикриңларниң йеңилиниши билән өзгәртилиңлар; ундақ қилғанда Худаниң яхши, қобул қиларлиқ вә мукәммәл ирадисиниң немә екәнлигини испатлап биләләйсиләр.«Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар» — башқа бир хил ипадиләш шәкли: — «бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар». Әйни сөзләр «бу дуниядики қелипқа шәкилләндүрүлмәңлар».  Әф. 5:17; 1Тес. 4:3; 1Юһа. 2:15.
Маңа ата қилинған шапаәткә асасән һәр бириңларға шуни ейтимәнки, өзүңлар тоғрилиқ өзәңларда бар болғинидин артуқ ойлимай, бәлки Худа һәр бириңларға тәқсим қилған ишәшниң миқдариға асасән салмақлиқ билән өзүңларни дәңсәп көрүңлар.Рим. 1:5; 1Кор. 12:11; Әф. 4:7. Чүнки тенимиз көплигән әзалардин тәркиб тапқан һәмдә һәр бир әзайимизниң охшаш болмиған рольи болғандәк,1Кор. 12:27; Әф. 1:23; 4:16; 5:23; Кол. 1:24. бизму көп болғинимиз билән Мәсиһтә бир тән болуп бир-биримизгә бағлинишлиқ әза болимиз.1Кор. 12:4; 2Кор. 10:13; 1Пет. 4:10.
Шуниң үчүн бизгә ата қилинған меһри-шәпқәт бойичә, һәр хил роһий илтипатлиримизму бар болди. Бирисигә ата қилинған илтипат вәһийни йәткүзүш болса, ишәшисиниң даирисидә вәһийни йәткүзсун;1Кор. 12:4. башқиларниң хизмитини қилиш болса, хизмәт қилсун; тәлим бериш болса, тәлим бәрсун;1Кор. 12:10; 1Пет. 4:10, 11. риғбәтләндүрүш болса, риғбәтләндүрсун; сәдиқә бериш болса, мәртлик билән сәдиқә бәрсун; йетәкләш болса, әстайидиллиқ билән йетәклисун; хәйрхаһлиқ көрситиш болса, хошал-хурамлиқ билән қилсун.Қан. 15:7; Мат. 6:1, 2, 3; 2Кор. 9:7.
Меһир-муһәббитиңлар сахта болмисун; рәзилликтин нәпрәтлиниңлар, яхшилиққа чиң бағлиниңлар; 10 Бир-бириңларни қериндашларчә қизғин меһир-муһәббәт билән сөйүңлар; бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар.«бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар» — бу сөзниң: «бир-бириңларға һөрмәт көрситиштә биринчи болуңлар», «бир-бириңларға бәс-бәстә һөрмәт көрситиңлар» дегән башқа бир мәнаси бар. Расул бәлким қәстән икки мәнасини тәң ишләткән болуши мүмкин.  Әф. 4:2; Фил. 2:3; 1Пет. 5:5; Ибр. 13:1; 1Пет. 1:22; 2:17.
11 Интилишиңларда еринмәңлар, роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп, Рәбкә қулларчә хизмәт қилиңлар.«роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп,...» — «Муқәддәс Роһта, Муқәддәс Роһ арқилиқ қизғин болуп...» яки «өз роһуңда қизғин болуп...» дегән мәниләрниң қайсисини билдүридиғанлиғиға бир немә демәк тәс. Әмәлийәттә ниҗатта Муқәддәс Роһ ишәнгүчиниң роһи билән бир болуп, у арқилиқ ишләйду, шуңа бу икки мәна арисида чоң пәриқ йоқ.
12 Үмүттә болуп шатлинип жүрүңлар; мушәққәт-қийинчилиқларға сәвир-тақәтлик болуңлар; дуайиңларни һәр қандақ вақитта тохтатмаңлар. Луқа 18:1; Рим. 15:13; Әф. 6:18; Кол. 4:2; 1Тес. 5:16,17; Ибр. 10:36; 12:1; Яқ. 5:7 13 Муқәддәс бәндиләрниң еһтияҗидин чиқиңлар; меһмандостлуққа интилиңлар; 1Кор. 16:1; Ибр. 13:2; 1Пет. 4:9. 14 Силәргә зиянкәшлик қилғучиларға бәхит тиләңлар; пәқәт бәхит тиләңларки, уларни қарғимаңлар. Мат. 5:44; 1Кор. 4:12.
15 Шатланғанлар билән биллә шатлиниңлар; қайғуруп жиғлиғанлар билән биллә қайғуруп жиғлаңлар.
16 Бир-бириңлар билән енақ өтүп охшаш ой-пикирдә болуңлар; нәзириңларни үстүн қилмаңлар, бәлки төвән тәбиқидики кишиләр билән бериш-келиш қилиңлар. Өзүңларни данишмән дәп чағлимаңлар. Пәнд. 3:7; Йәш. 5:21; Рим. 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8. 17 Һеч кимниң яманлиғиға яманлиқ билән җавап қайтурмаңлар. Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар.«Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар».  Пәнд. 20:22; Мат. 5:39; 1Кор. 6:7; 2Кор. 8:21; 1Тес. 5:15; 1Пет. 2:12.
18 Имканийәтниң баричә көпчилик билән енақ өтүңлар; Мар. 9:50; Ибр. 12:14. 19 интиқам алмаңлар, и сөйүмлүклирим; уни Худаға тапшуруп Униң ғәзивигә йол қоюңлар, чүнки муқәддәс язмиларда мундақ йезилған: «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, яманлиқ Мән қайтуримән». «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, яманлиқ Мән қайтуримән» — «Қан.», 32:35.  Қан. 32:35; Мат. 5:39; Луқа 6:29; Ибр. 10:30. 20 Шуңа әксичә «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән». «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» — («Пәнд.» 25:21-22). «Униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» дегән мәнаси: «уни қаттиқ уялдурисән». Бу ибарә Мисирдики кона бир адәтни көрситиду. Адәмниң товва қилғанлиғини билдүрүш үчүн бешида бир сивәт чоғни көтирип маңатти. Шуңа «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» дегини, униң товва қилишиға ярдәм берәләйсән» «виҗданини ойғитисән» дегәнликтур.  Пәнд. 25:21-22; Мат. 5:44. 21 Яманлиқ алдида баш әгмәңлар, бәлки яманлиқни яхшилиқ билән йеңиңлар.
 
 

12:1 «Мана бу силәрниң Худаға қилидиған һәқиқий ибадитиңлардур» — «һәқиқий ибадитиңлар» грек тилида йәнә «йоллуқ, орунлуқ, тегишлик, әқилгә мувапиқ хизмәт» дегән мәниләрни өз ичигә алиду.

12:1 Рим. 6:13,16; 1Пет. 2:5.

12:2 «Бу дунияниң қелипиға кирип қалмаңлар» — башқа бир хил ипадиләш шәкли: — «бу дунияниң еқимлириға әгишип жүрмәңлар». Әйни сөзләр «бу дуниядики қелипқа шәкилләндүрүлмәңлар».

12:2 Әф. 5:17; 1Тес. 4:3; 1Юһа. 2:15.

12:3 Рим. 1:5; 1Кор. 12:11; Әф. 4:7.

12:4 1Кор. 12:27; Әф. 1:23; 4:16; 5:23; Кол. 1:24.

12:5 1Кор. 12:4; 2Кор. 10:13; 1Пет. 4:10.

12:6 1Кор. 12:4.

12:7 1Кор. 12:10; 1Пет. 4:10, 11.

12:8 Қан. 15:7; Мат. 6:1, 2, 3; 2Кор. 9:7.

12:10 «бир-бириңларни һөрмәтләп жуқури орунға қоюңлар» — бу сөзниң: «бир-бириңларға һөрмәт көрситиштә биринчи болуңлар», «бир-бириңларға бәс-бәстә һөрмәт көрситиңлар» дегән башқа бир мәнаси бар. Расул бәлким қәстән икки мәнасини тәң ишләткән болуши мүмкин.

12:10 Әф. 4:2; Фил. 2:3; 1Пет. 5:5; Ибр. 13:1; 1Пет. 1:22; 2:17.

12:11 «роһ-қәлбиңлар ялқунлап көйүп туруп,...» — «Муқәддәс Роһта, Муқәддәс Роһ арқилиқ қизғин болуп...» яки «өз роһуңда қизғин болуп...» дегән мәниләрниң қайсисини билдүридиғанлиғиға бир немә демәк тәс. Әмәлийәттә ниҗатта Муқәддәс Роһ ишәнгүчиниң роһи билән бир болуп, у арқилиқ ишләйду, шуңа бу икки мәна арисида чоң пәриқ йоқ.

12:12 Луқа 18:1; Рим. 15:13; Әф. 6:18; Кол. 4:2; 1Тес. 5:16,17; Ибр. 10:36; 12:1; Яқ. 5:7

12:13 1Кор. 16:1; Ибр. 13:2; 1Пет. 4:9.

12:14 Мат. 5:44; 1Кор. 4:12.

12:16 Пәнд. 3:7; Йәш. 5:21; Рим. 15:5; 1Кор. 1:10; Фил. 2:2; 3:16; 1Пет. 3:8.

12:17 «Барлиқ кишиниң алдида ишлириңлар пәзиләтлик болушқа көңүл қоюңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Көпчилик яхши дәп қариған ишларни көңүл қоюп қилиңлар».

12:17 Пәнд. 20:22; Мат. 5:39; 1Кор. 6:7; 2Кор. 8:21; 1Тес. 5:15; 1Пет. 2:12.

12:18 Мар. 9:50; Ибр. 12:14.

12:19 «Пәрвәрдигар дәйдуки, интиқам Мениңкидур, яманлиқ Мән қайтуримән» — «Қан.», 32:35.

12:19 Қан. 32:35; Мат. 5:39; Луқа 6:29; Ибр. 10:30.

12:20 «Дүшминиң ач болса, уни тойдур, уссиған болса, қандур. Бундақ қилиш билән «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» — («Пәнд.» 25:21-22). «Униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» дегән мәнаси: «уни қаттиқ уялдурисән». Бу ибарә Мисирдики кона бир адәтни көрситиду. Адәмниң товва қилғанлиғини билдүрүш үчүн бешида бир сивәт чоғни көтирип маңатти. Шуңа «униң бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» дегини, униң товва қилишиға ярдәм берәләйсән» «виҗданини ойғитисән» дегәнликтур.

12:20 Пәнд. 25:21-22; Мат. 5:44.