25
Сулайманниң пәнд-несиһәтлириниң давами
Төвәндә баян қилинидиғанлириму Сулайманниң пәнд-несиһәтлири; буларни Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң ордисидикиләр көчүрүп хатирилигән: —
 
Пәрвәрдигарниң улуқлуғи — Өзиниң қилған ишини ашкарилимиғинида;
Падишаһларниң улуқлуғи — бир ишниң сирини йешәлигинидә.Рим. 11:33
Әршниң егизлигини,
Зиминниң чоңқурлуғини,
Вә падишаларниң көңлидикини мөлчәрләп билгили болмас.
Авал күмүчниң поқи айрилип тавланса,
Андин зәргәр нәпис бир қача ясап чиқар.
Авал падишаниң алдидики рәзил хизмәткарлири қоғливетилсә,
Андин униң тәхти адаләт үстигә қурулар.Пәнд. 20:8, 28
Падишаһниң алдида өзүңни һәмминиң алди қилип көрсәтмә,
Униң алдидики әрбабларниң орнида турувалма;
Орнуңни өзүңдин жуқури җанабқа берип, униң алдида пәгаһқа чүшүрүлгиниңдин көрә,
Өзгиләрниң сени төргә тәклип қилғини яхшидур.«Орнуңни өзүңдин жуқури җанабқа...» — ибраний тилида «Өз көзүң көргән җанабқа...».  Луқа 14:7-11
 
Алдирап дәваға бармиғин,
Мабада берип, йеқиниң үстүн чиқип сени ләт қилса, қандақ қилисән?Пәнд. 18:17
Йеқиниң билән муназириләшсәң,
Башқиларниң сирини ачма.
10 Болмиса, буни билгүчиләр сени әйипләйду,
Сесиқ намдин қутулалмайсән.
 
11 Вақти-җайида қилинған сөз,
Күмүч рамкиларға тизилған алтун алмилардур.
12 Қулаққа алтун һалқа, нәпис алтундин ясалған зиннәт буюми ярашқандәк,
Ақиланиниң агаһландуруши көңүл қойғанниң қулиқиға яришар.
 
13 Худди орма вақтидики томузда ичкән қар сүйидәк,
Ишәшлик әлчи өзини әвәткүчиләргә шундақ болар;
У ғоҗайинлириниң көкси-қарнини яшартар.«Худди орма вақтидики томузда ичкән қар сүйидәк» — ибраний тилида: «Худди орма вақтидики қарниң салқинидәк» дейилиду.  Пәнд. 13:17
 
14 Ямғури йоқ булут-шамал,
Ялған соғатни вәдә қилип махтанғучиға охшаштур.
 
15 Узунғичә сәвир-тақәт қилинса, һөкүмдарму қайил қилинар,
Жумшақ тил сүйәкләрдинму өтәр.Пәнд. 15:1; 16:14
 
16 Сән һәсәл тепивалдиңму?
Уни пәқәт тойғучила йә,
Көп йесәң яндуруветисән.
 
17 Хошнаңниң босуғисиға аз дәссә,
Улар сәндин тоюп, өч болуп қалмисун.
 
18 Ялған гувалиқ билән йеқиниға қара чаплиғучи,
Худди гүрзә, қилич вә өткүр оққа охшаштур.Зәб. 10:2; 56:5; 58:8; 119:4; Пәнд. 12:18
19 Сунуқ чиш билән чайнаш,
Токур пут билән меңиш,
Күлпәт күнидә вапасиз кишигә үмүт бағлиғандәктур.
 
20 Қиш күнидә кишиләрниң кийимини салдуруветиш,
Яки суда үстигә аччиқ су қуюш,
Қайғулуқ кишиниң алдида нахша ейтқандәктур.«(хам) суда үстигә аччиқ су қуюш» — суда үстигә аччиқ су қуюлса, интайин аччиқ бир һид чиқиду, шуңа мәнаси: — «яриға туз сәпкәндәк» дегәндәк.  Рим. 12:15
 
21 Дүшминиңниң қосиғи ач болса,
Нан бәр;
Уссиған болса су бәр; «Дүшминиң...» — ибраний тилида «Саңа өч болғанниң...».  Мис. 23:4, 5; Рим. 12:20
22 Шундақ қилсаң, бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән,
Вә Пәрвәрдигар бу ишни саңа яндуриду.«(дүшмәнниң) бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» — буниң мәнаси: «уни қаттиқ уялдурисән». Бу ибарә Мисирдики кона бир адәтни көрситиду. Кишиләр товва қилғанлиғини билдүрүш үчүн бешида бир сивәт чоғни көтирип маңиду. Шуңа «Униң бешиға көмүр чоғини топлап салисән» дегини, униң товва қилишиға ярдәм берәләйсән» «виҗданини ойғитисән» дегәнликтур.
 
23 Шимал тәрәптин чиққан шамал қаттиқ ямғур елип кәлгәндәк,
Чеқимчи шум чирайни кәлтүрәр.
24 Соқушқақ хотун билән азадә өйдә биллә турғандин көрә,
Өгүзниң бир булуңида ялғуз йетип-қопқан яхши.«Соқушқақ хотун билән азатә өйдә биллә турғандин көрә,...» — яки «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә олтарғандин көрә,...».  Пәнд. 21:9,19
25 Уссап кәткән кишигә муздәк су берилгәндәк,
Жирақ жуттин кәлгән хуш хәвәрму әнә шундақ болар.
26 Петиқдилип сүйи лейип кәткән булақ,
Сүйи булғиветилгән қудуқ,
Рәзилләргә йол қойған һәққаний адәмгә охшаштур.
27 Һәсәлни һәддидин зиядә йейиш яхши болмас;
Бирақ улуқлуқни издәшниң өзи улуқ иштур.«Бирақ улуқлуқни издәшниң өзи улуқ иштур» — бизниңчә бу айәттики «улуқлуқ» Худаниң улуқлуғини көрситиду.
Ибраний тилида «улуқ» билән «еғир» бир сөз болғачқа, бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси бар: «Еғир ишларни ойлинип сүрүштүрүшниң өзи еғир иштур». Йәнә башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар, җүмлидин «Өз улуқлуғини издәш улуқ иш әмәс».
28 Өзини туталмайдиған киши,
Вәйран болған, сепилсиз қалған шәһәргә охшайду.«Өзини туталмайдиған киши» — «өзини туталмайдиған» дегән сөз ибраний тилида «өз роһини идарә қилалмайдиған» дәп ипадилиниду.  Пәнд. 16:32
 
 

25:2 Рим. 11:33

25:5 Пәнд. 20:8, 28

25:7 «Орнуңни өзүңдин жуқури җанабқа...» — ибраний тилида «Өз көзүң көргән җанабқа...».

25:7 Луқа 14:7-11

25:8 Пәнд. 18:17

25:13 «Худди орма вақтидики томузда ичкән қар сүйидәк» — ибраний тилида: «Худди орма вақтидики қарниң салқинидәк» дейилиду.

25:13 Пәнд. 13:17

25:15 Пәнд. 15:1; 16:14

25:18 Зәб. 10:2; 56:5; 58:8; 119:4; Пәнд. 12:18

25:20 «(хам) суда үстигә аччиқ су қуюш» — суда үстигә аччиқ су қуюлса, интайин аччиқ бир һид чиқиду, шуңа мәнаси: — «яриға туз сәпкәндәк» дегәндәк.

25:20 Рим. 12:15

25:21 «Дүшминиң...» — ибраний тилида «Саңа өч болғанниң...».

25:21 Мис. 23:4, 5; Рим. 12:20

25:22 «(дүшмәнниң) бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән» — буниң мәнаси: «уни қаттиқ уялдурисән». Бу ибарә Мисирдики кона бир адәтни көрситиду. Кишиләр товва қилғанлиғини билдүрүш үчүн бешида бир сивәт чоғни көтирип маңиду. Шуңа «Униң бешиға көмүр чоғини топлап салисән» дегини, униң товва қилишиға ярдәм берәләйсән» «виҗданини ойғитисән» дегәнликтур.

25:24 «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә биллә турғандин көрә,...» — яки «Соқушқақ хотун билән азатә өйдә олтарғандин көрә,...».

25:24 Пәнд. 21:9,19

25:27 «Бирақ улуқлуқни издәшниң өзи улуқ иштур» — бизниңчә бу айәттики «улуқлуқ» Худаниң улуқлуғини көрситиду. Ибраний тилида «улуқ» билән «еғир» бир сөз болғачқа, бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси бар: «Еғир ишларни ойлинип сүрүштүрүшниң өзи еғир иштур». Йәнә башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар, җүмлидин «Өз улуқлуғини издәш улуқ иш әмәс».

25:28 «Өзини туталмайдиған киши» — «өзини туталмайдиған» дегән сөз ибраний тилида «өз роһини идарә қилалмайдиған» дәп ипадилиниду.

25:28 Пәнд. 16:32