15
1 Мулайим җавап ғәзәпни басар;
Қопал сөз аччиқни қозғар.■Пәнд. 25:15
2 Ақиланиләрниң тили билимни җари қилар;
Ахмақниң ағзи қуруқ гәп төкәр.■Пәнд. 12:23; 13:16; 15:28
3 Пәрвәрдигарниң көзи һәр йәрдә жүрәр;
Яхши-яманларни көрүп турар.□«Яхши-яманлар...» — ибраний тилида «яман-яхшилар» дегәнлик билән билдүрүлиду. ■Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәр. 16:17; 32:19
4 Шипа йәткүзгүчи тил худди бир «һаятлиқ дәриғи»дур;
Тили әгирлик кишиниң роһини сундурар.□«Шипа йәткүзгүчи тил» — яки «меһриван тил». «һаятлиқ дәриғи» — 3:18-айәттики изаһатни көрүң. ■Пәнд. 12:18; 13:14
5 Ахмақ атисиниң тәрбийисигә писәнт қилмас;
Лекин атисиниң тәнбиһигә қулақ салған зерәк болар.
6 Һәққанийниң өйидә гөһәрләр көптур;
Бирақ яманниң тапавити өзигә аваричилик тапар.
7 Дананиң ләвлири билим тарқитар;
Ахмақниң көңлидин һеч билим чиқмас.
8 Яманларниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Дурусларниң дуаси Униң хурсәнлигидур.■Пәнд. 21:27; Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21
9 Яманларниң йоли Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Лекин һәққанийәтни интилип издигүчини У яхши көрәр.
10 Тоғра йолдин чиққанлар азаплиқ тәрбийини көрәр;
Тәнбиһгә өч болғучи өләр.
11 Тәһтисара вә һалакәт Пәрвәрдигарниң көз алдида очуқ турған йәрдә,
Инсан көңлидики ой-пикирни қандақму Униңдин йошуралисун?!□«Тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду. ■2Тар. 6:30; Зәб. 7:10; 43:21-22; Йәр. 17:9,10; Юһ. 2:24, 25; 21:17; Рос. 1:24
12 Һакавур тәнбиһ бәргүчини яқтурмас;
У ақиланиләрдин несиһәт елишқа бармас.□«Һакавур» — яки «мәсқирә қилғучи».
13 Көңүл шат болса, хуш чирай болар;
Дәрд-әләм тартса, роһи сунар.■Пәнд. 17:22; 18:14
14 Йорутулған көңүл билимни издәр;
Әқилсизниң ағзи наданлиқни озуқ қилар.
15 Езилгәнләрниң һәммә күнлири тәстә өтәр;
Бирақ шат көңүл һәр күнини һейттәк өткүзәр.
16 Зор байлиқ билән беарамлиқ тапқандин,
Азға шүкүр қилип, Пәрвәрдигардин әймәнгән әвзәл.■Зәб. 37:16; Пәнд. 16:8
17 Нәпрәт ичидә йегән бордақ гөштә қилинған катта зияпәттин,
Меһир-муһәббәт ичидә йегән көктат әвзәл.■Пәнд. 17:1
18 Териккәк киши җедәл чиқирар;
Еғир-бесиқ талаш-тартишларни тиничландурар.■Пәнд. 28:25; 29:22
19 Һорунниң йоли тикәнлик қашадур,
Дурус адәмниң йоли көтирилгән йолдәк дағдамдур.
20 Дана оғул атисини шат қилар;
Әқилсиз адәм анисини кәмситәр.■Пәнд. 10:1
21 Әқли йоқ киши ахмақлиғи билән хуштур;
Йорутулған киши йолини тоғрилап маңар.■Пәнд. 10:23; 14:9
22 Мәслиһәтсиз иш қилғанда нишанлар әмәлгә ашмас;
Мәслиһәтчи көп болғанда муддиалар әмәлгә ашурулар.■Пәнд. 11:14
23 Кишигә җайида бәргән җававидин хуш болар,
Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур!
24 Һаятлиқ йоли әқиллиқ кишини жуқуриға башлайдуки,
Уни чоңқур тәһтисарадин қутқузар.□«тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду.
25 Пәрвәрдигар тәкәббурниң өйини жулуветәр;
Бирақ У тул хотунларға пасилларни турғузар.■Пәнд. 2:21,22; 12:7; 14:11
26 Яманларниң ой-пикри Пәрвәрдигарға жиркиничликтур;
Бирақ сап дилниң сөзлири сөйүмлүктур.□«ой-пикри» — яки «планлири». ■Пәнд. 6:18
27 Ач көз киши өз аилисигә аваричилик кәлтүрәр;
Пара елишқа нәпрәтләнгән киши күн көрәр.■Пәнд. 1:19
28 Һәққаний адәм қандақ җавап бериштә қайта-қайта ойлинар;
Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
29 Пәрвәрдигар яман адәмдин жирақтур;
Бирақ У һәққанийниң дуасини аңлар.■Зәб. 9:38; 33:16-20; 144:18, 19
30 Хуш көзләр көңүлни шатландурар;
Хуш хәвәр устиханларға гөш-май қондурар.■Пәнд. 25:25
31 Һаятлиққа елип баридиған тәнбиһкә қулақ салған киши даналарниң қатаридин орун алар.
32 Тәрбийәни рәт қилған өз җенини хар қилар;
Тәнбиһгә қулақ салған йорутулар.
33 Пәрвәрдигардин қорқуш адәмгә даналиқ үгитәр;
Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.■Пәнд. 1:7; 9:10; 18:12
■15:2 Пәнд. 12:23; 13:16; 15:28
□15:3 «Яхши-яманлар...» — ибраний тилида «яман-яхшилар» дегәнлик билән билдүрүлиду.
■15:3 Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәр. 16:17; 32:19
□15:4 «Шипа йәткүзгүчи тил» — яки «меһриван тил». «һаятлиқ дәриғи» — 3:18-айәттики изаһатни көрүң.
■15:8 Пәнд. 21:27; Йәш. 1:11; Йәр. 6:20; Ам. 5:21
□15:11 «Тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду.
■15:11 2Тар. 6:30; Зәб. 7:10; 43:21-22; Йәр. 17:9,10; Юһ. 2:24, 25; 21:17; Рос. 1:24
□15:12 «Һакавур» — яки «мәсқирә қилғучи».
□15:24 «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири барған җайни көрситиду.
■15:25 Пәнд. 2:21,22; 12:7; 14:11
□15:26 «ой-пикри» — яки «планлири».
■15:29 Зәб. 9:38; 33:16-20; 144:18, 19