Росулларниң паалийәтлири
1
Муқәддимә
1-2 И һөрмәтлик Теофилос, мән дәсләп язған баян Әйса өзи таллиған расулларға Муқәддәс Роһ арқилиқ әмирләрни тапшуруп асманға көтирилгән күнгичә болған униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси тоғрисида еди.«....мән дәсләп язған баян Әйса өзи таллиған расулларға Муқәддәс Роһ арқилиқ әмирләрни тапшуруп асманға көтирилгән күнгичә болған униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси тоғрисида еди» — демәк, «Луқа» дегән китапта ««униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси» хатирлиниду; «Расулларниң паалийәтлири»дә болса Әйсаниң «барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлири»ниң давами хатирлиниду.  Луқа 1:1-3; Мар. 16:19; Луқа 9:51; Юһ. 20:21; Әф. 2:17; 1Тим. 3:16.
У азап-оқубәтләрни тартқандин кейин, уларға көп испатлар билән өзиниң тирик екәнлигини көрсәткән; у уларға қириқ күн ичидә көрүнгән болуп, Худаниң падишалиғиға аит ишлар тоғрилиқ сөзләп бәргән;Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 21:1; 1Кор. 15:5. вә улар билән җәм қилинғанда мундақ әмир қилди: — «Йерусалимдин айрилмай, силәр мәндин аңлиған, Атиниң вәдисини күтүңлар.«Атиниң вәдиси» — Муқәддәс Роһ, әлвәттә.  Луқа 24:48, 49; Юһ. 14:26; 15:26; 16:7. Чүнки Йәһя суда чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар көп күнләр өтмәй Муқәддәс Роһта чөмүлдүрүлисиләр».Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 2:4; 11:15, 16; 19:4.
 
Әйсаниң асманға көтирилиши
Расуллар униң билән җәм қилинғанда, униңдин: — И Рәб, сән мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән? — дәп сорашқа башлиди.«мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән?» — яки «мошу вақитта падишалиқни Исраилға қайтурамсән?».  Мат. 24:3.
У уларға мундақ деди:
— Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ.«Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ» — «ата» мошу йәрдә Худани көрситиду.  Мат. 24:36. Бирақ Муқәддәс Роһ үстүңларға чүшкәндә силәр күч-қудрәткә егә болисиләр, Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Самарийә бойичә һәм җаһанниң чәтлиригичә маңа гувачи болисиләр.Йәш. 2:3; Луқа 24:48; Юһ. 15:27; Рос. 2:4,32; Әз.11:23; Зәк.4:14
У бу сөзләрни қилип болуп, улар қарап турғанда көтирилди, бир парчә булут уни ариға алди-дә, у уларниң нәзиридин ғайип болди. Мар. 16:19; Луқа 24:51. 10 У асманға көтирилгәндә, улар көзлирини көккә тикип қарашқанда, мана туюқсиз уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп:«уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп...» — бу «адәмләр» пәриштиләр болса керәк.  Мат. 28:3.
11 — Әй Галилийәликләр, немишкә өрә турғиниңларчә асманға қарап қалдиңлар? Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду, — деди.«Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду» — «Дан.» 7:13-14, «Зәк.» 14:1-3ни көрүң.  Дан. 7:13; Зәк. 14:4; Мат. 24:30; Мар. 13:26; Луқа 21:27; 1Тес. 1:10; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
 
Йәһуданиң орниға Маттиясниң таллиниши
12 Андин улар Йерусалимға йеқин, униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғидин Йерусалимға қайтип кәлди. «униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғи...» — грек тилида «униңдин шабат күнлүк бир сәпәр жирақлиқтики Зәйтун теғи...)». 13 Улар шәһәргә кирип, өзлири туруватқан өйниң үстүнки қәвитидики бир өйгә чиқти. Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди. «Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди» — грек тилида «Шу йәрдә Петрус билән Юһанна вә Яқуп билән Андирияс, Филип вә Томас, Бартоломай вә Матта, Алфайниң оғли Яқуп вә «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди». 14 Булар бир җан бир дил болуп үзүлдүрмәй берилип дуа-тилавәт қилишти; бу ишта бир йәргә җәм болғанлардин бир қанчә аял, җүмлидин Әйсаниң аниси Мәрйәм һәмдә Әйсаниң инилириму бар еди.Мат. 13:55.
15 Шу күнләрниң биридә, Петрус қериндашлар оттурисида өрә туруп (җәм болушқанлар бир йүз жигирмигә йеқин еди) мундақ деди:
16 — Қериндашлар, Әйсани тутқанларға йол башлиғучи болған Йәһуда һәққидә Муқәддәс Роһниң бурун Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан муқәддәс язмилардики сөзлири әмәлгә ешиши муқәррәр еди. «Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан...» — грек тилида «Давутниң ағзи арқилиқ алдин-ала ейтқан...».  Зәб. 40:10; Мат. 26:23, 47; Мар. 14:43; Юһ. 13:18; 18:3. 17 Чүнки Йәһудаму аримиздин бири һесапланған вә Худаниң бу хизмитидин несивиси бар еди Мат. 10:4; Мар. 3:19; Луқа 6:16. 18 (у қилған қәбиһликниң инъамидин еришкән пулға бир парчә йәр сетивалған еди, у шу йәрдә бешичилап жиқилип, үчәй-қерини чувулуп кәтти; 2Сам. 17:23; Мат. 27:5. 19 бу иш пүткүл Йерусалимдикиләргә мәлум болуп, улар у йәрни өз тили билән «Һақәлдәма» дәп аташти. Буниң мәнаси «қан төкүлгән йәр» дегәнликтур) Мат. 27:8. 20 Чүнки Зәбурда Йәһудаға қаритилған муну сөзләр пүтүлгән: —
«Униң туралғуси чөлгә айлансун,
Униңда һеч турғучи болмисун!»
Вә: —
«Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!»«Униң туралғуси чөлгә айлансун, униңда һеч турғучи болмисун!» — «Зәб.» 68:26. «Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!» — «Зәб.» 107:8.  Зәб. 68:26; 108:8
21-22 Шуниң үчүн, Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк. Бу киши Әйса аримизда жүргән күнләрдә, Йәһя пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилған күндин башлап таки асманға көтирилгән күнгичә биз билән баштин-ахир биллә болған кишиләрдин болуши керәк, — деди.«Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк» — демәк, Йәһуданиң орниға «гувақлақ бериш» үчүн.  Рос. 6:3.
23 Шуниң билән улар Йүсүп (йәнә Барсабас дәпму аталған, йәнә бир исми Юстус) билән Маттияс дегән икки кишини бекитип, мундақ дуа қилишти:Рос. 6:6.
24-25 — Сән, и һәммә адәмниң қәлбини билгүчи Пәрвәрдигар! Йәһуда тейилип бу хизмәт вә расуллуқтин мәһрум болуп өзигә хас болған йәргә кәтти. Әнди у ташлап қойған хизмәт вә расуллуқниң несивисигә егә болушқа бу иккиләндин қайсисини таллиғанлиғиңни көрсәткәйсән!1Сам. 16:17; 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Рос. 15:8; Вәһ. 2:23.
26 Андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди.«андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди» — «он иккинчи расул» дегән тема тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
 
 

1:1-2 «....мән дәсләп язған баян Әйса өзи таллиған расулларға Муқәддәс Роһ арқилиқ әмирләрни тапшуруп асманға көтирилгән күнгичә болған униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси тоғрисида еди» — демәк, «Луқа» дегән китапта ««униң барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлириниң башланмиси» хатирлиниду; «Расулларниң паалийәтлири»дә болса Әйсаниң «барлиқ әмәллири һәм барлиқ тәлим беришлири»ниң давами хатирлиниду.

1:1-2 Луқа 1:1-3; Мар. 16:19; Луқа 9:51; Юһ. 20:21; Әф. 2:17; 1Тим. 3:16.

1:3 Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 21:1; 1Кор. 15:5.

1:4 «Атиниң вәдиси» — Муқәддәс Роһ, әлвәттә.

1:4 Луқа 24:48, 49; Юһ. 14:26; 15:26; 16:7.

1:5 Йәш. 44:3; Йо. 2:27-29; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 2:4; 11:15, 16; 19:4.

1:6 «мошу вақитта Исраилниң падишалиғини әслигә кәлтүрмәкчимусән?» — яки «мошу вақитта падишалиқни Исраилға қайтурамсән?».

1:6 Мат. 24:3.

1:7 «Ата Өз һоқуқиға асасән бекиткән вақит-пәйтләрни силәрниң билиш несивәңлар йоқ» — «ата» мошу йәрдә Худани көрситиду.

1:7 Мат. 24:36.

1:8 Йәш. 2:3; Луқа 24:48; Юһ. 15:27; Рос. 2:4,32; Әз.11:23; Зәк.4:14

1:9 Мар. 16:19; Луқа 24:51.

1:10 «уларниң йенида ақ кийим кийгән икки адәм пәйда болуп...» — бу «адәмләр» пәриштиләр болса керәк.

1:10 Мат. 28:3.

1:11 «Силәр силәрдин айрилип әршкә көтирилгән шу Әйсаниң асманға қандақ көтирилгинини көргән болсаңлар, йәнә шу һалда қайтип келиду» — «Дан.» 7:13-14, «Зәк.» 14:1-3ни көрүң.

1:11 Дан. 7:13; Зәк. 14:4; Мат. 24:30; Мар. 13:26; Луқа 21:27; 1Тес. 1:10; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.

1:12 «униңдин бир чақиримчә жирақлиқтики Зәйтун теғи...» — грек тилида «униңдин шабат күнлүк бир сәпәр жирақлиқтики Зәйтун теғи...)».

1:13 «Шу йәрдә Петрус, Юһанна, Яқуп, Андирияс, Филип, Томас, Бартоломай, Матта, Алфайниң оғли Яқуп, «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди» — грек тилида «Шу йәрдә Петрус билән Юһанна вә Яқуп билән Андирияс, Филип вә Томас, Бартоломай вә Матта, Алфайниң оғли Яқуп вә «милләтпәрвәр» Симон вә йәнә бир Яқупниң оғли Йәһуда бар еди».

1:14 Мат. 13:55.

1:16 «Давут арқилиқ алдин-ала ейтқан...» — грек тилида «Давутниң ағзи арқилиқ алдин-ала ейтқан...».

1:16 Зәб. 40:10; Мат. 26:23, 47; Мар. 14:43; Юһ. 13:18; 18:3.

1:17 Мат. 10:4; Мар. 3:19; Луқа 6:16.

1:18 2Сам. 17:23; Мат. 27:5.

1:19 Мат. 27:8.

1:20 «Униң туралғуси чөлгә айлансун, униңда һеч турғучи болмисун!» — «Зәб.» 68:26. «Униң йетәкчилик орниға башқа бириси чиқсун!» — «Зәб.» 107:8.

1:20 Зәб. 68:26; 108:8

1:21-22 «Рәб Әйсаниң тирилгәнлигигә биз билән тәң гувалиқ бериши үчүн, бир кишини таллишимиз керәк» — демәк, Йәһуданиң орниға «гувақлақ бериш» үчүн.

1:21-22 Рос. 6:3.

1:23 Рос. 6:6.

1:24-25 1Сам. 16:17; 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12; Рос. 15:8; Вәһ. 2:23.

1:26 «андин улар бу икки кишигә чәк ташливиди, чәк Маттиясқа чиқти. Шуниң билән у он бир расул билән бир қатардин орун алған һесапланди» — «он иккинчи расул» дегән тема тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.