6
Җамаәтниң әмәлий хизмәтлиригә талланған йәттә киши
Шу күнләрдә, мухлисларниң сани барғансери көпийип, грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар йәрлик ибраний қериндашларға: — Күндилик озуқ-түлүк тәқсим қилиништа аримиздики тул аяллар етиварға елинмиди, дәп наразилиқ билдүрүшти.«грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар» — грек тилида «грекләштүрүлгәнләр». «йәрлик ибраний қериндашлар» — демәк, ибраний тилида сөзләйдиған етиқатчилар. Шуңа, он иккилән пүткүл мухлисларни чақирип жиғип, уларға мундақ деди:
— Бизниң Худаниң сөз-каламини йәткүзүш хизмитини ташлап қоюп, озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду.«озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду» — «озуқ-түлүк тәқсим қилиш» грек тилида «дәстиханларда күтүш» дегән сөз билән ипадилиниду.  Мис. 18:17. Шуниң үчүн, и қериндашлар, араңлардики нам-абройи бар, Муқәддәс Роһқа вә даналиққа толған йәттә кишини илғап таллаңлар, вә биз уларни бу ишқа мәсъул қилимиз.Қан. 1:13; Рос. 1:21; 16:2; 1Тим. 3:7. Биз болсақ, өзимизни дуа қилиш вә сөз-каламниң хизмитидә болушқа беғишлаймиз.
Бу мәслиһәт халайиқниң һәммисини хуш қилди. Шуниң билән улар иман-ишәшкә вә роһқа толған Истипан исимлиқ бир адәмни таллиди, вә йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап,Рос. 11:24; 21:8. уларни расулларниң алдиға елип чиқти. Расуллар уларниң бу хизмәтни қилиши үчүн қоллирини уларниң үстигә тәккүзүп туруп, дуа қилишти.«Истипан исимлиқ бир адәм... йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап, уларни расулларниң алдиға елип чиқти» — қизиқ йери шуки, талланғанларниң һәммисиниң исимлиридин «грекләшкән Йәһудийлар» екәнлиги билинип туратти.  Рос. 1:23; 8:17; 13:3; 1Тим. 4:14; 5:22; 2Тим. 1:6.
Вә Худаниң сөз-калами давамлиқ тарқалди; Йерусалимдики мухлисларниң саниму барғансери зор дәриҗидә көпәйди. Нурғун каһинларму Мәсиһ етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти.«Нурғун каһинларму Мәсиһ етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти» — «Мәсиһ етиқатиға» грек тилида пәқәт «етиқатқа» дейилиду.  Рос. 19:20.
 
Истипанниң тутқун қилиниши
Вә Истипан Худаниң меһри-шәпқити вә күч-қудритигә толған болуп, хәлиқ ичидә карамәтләр вә зор мөҗизилик аламәтләрни көрсәтти. Бирақ «Қуллуқтин чиққан һөрләр» дәп аталған синагогтики бәзиләр, йәни Курини вә Искәндәрийә шәһәрлири вә Киликийә һәм Асия өлкилиридин кәлгән бәзи Йәһудийлар Истипанға қарши чиқип, униң билән муназирә қилишқа башлиди. 10 Лекин улар у сөз қилғанда униңда болған даналиқ вә роһқа тақабил турушқа амалсиз қалди. Мис. 4:12; Йәш. 54:17; Луқа 21:15. 11 Буниң билән улар бәзи адәмләрниң ағзини майлап:
— Биз бу адәмниң Муса вә Худаға қарита күпүрлүк сөзлигәнлигини аңлидуқ, — дегәнни уларниң ағзиға салди.Мат. 26:59.
12 Улар мошундақ қилип халайиқни, ақсақалларни вә Тәврат устазлирини қутратти; андин Истипанниң алдини тосуп уни тутқун қилип, алий кеңәшмигә елип барди. 13 Улар сахта гувачиларни оттуриға чиқирип мундақ дегүзди:
— Бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду. «бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду» — «муқәддәс җай» ибадәтханини көрситиду. 14 Чүнки биз униң һелиқи Насарәтлик Әйса тоғрилиқ: «У бу җайни вәйран қилиду вә Муса пәйғәмбәр бизгә тапшурған әнъәниви қаидә-йосунлиримизни өзгәртиду!» дегәнлигини аңлидуқ.«У бу җайни вәйран қилиду» — «бу җай» бәлким муқәддәс ибадәтханини көрситиду (12-айәтни көрүң).
15 Кеңәшмидә олтарғанларниң һәммиси Истипанға көз тикип қариғинида, униң чирайиниң пәриштиниңкидәк пақирақ екәнлигини көрди.
 
 

6:1 «грекчә сөзләйдиған Йәһудийлар» — грек тилида «грекләштүрүлгәнләр». «йәрлик ибраний қериндашлар» — демәк, ибраний тилида сөзләйдиған етиқатчилар.

6:2 «озуқ-түлүк тәқсим қилиш билән болуп кетишимиз тоғра болмайду» — «озуқ-түлүк тәқсим қилиш» грек тилида «дәстиханларда күтүш» дегән сөз билән ипадилиниду.

6:2 Мис. 18:17.

6:3 Қан. 1:13; Рос. 1:21; 16:2; 1Тим. 3:7.

6:5 Рос. 11:24; 21:8.

6:6 «Истипан исимлиқ бир адәм... йәнә Филип, Прокорус, Никанор, Тимон, Парменас һәмдә бурун Тәврат етиқатиға киргән Антакялиқ Николасни таллап, уларни расулларниң алдиға елип чиқти» — қизиқ йери шуки, талланғанларниң һәммисиниң исимлиридин «грекләшкән Йәһудийлар» екәнлиги билинип туратти.

6:6 Рос. 1:23; 8:17; 13:3; 1Тим. 4:14; 5:22; 2Тим. 1:6.

6:7 «Нурғун каһинларму Мәсиһ етиқатиға итаәт қилишқа киришивататти» — «Мәсиһ етиқатиға» грек тилида пәқәт «етиқатқа» дейилиду.

6:7 Рос. 19:20.

6:10 Мис. 4:12; Йәш. 54:17; Луқа 21:15.

6:11 Мат. 26:59.

6:13 «бу адәм бу муқәддәс җайға вә Тәврат қануниға қарши сөзләрни қилиштин тохтимайду» — «муқәддәс җай» ибадәтханини көрситиду.

6:14 «У бу җайни вәйран қилиду» — «бу җай» бәлким муқәддәс ибадәтханини көрситиду (12-айәтни көрүң).