8
Саулниң етиқатчиларға зиянкәшлик қилиши
Истипанниң өлтүрүлүшини Саулму қоллайтти. Шу күндин башлап, Йерусалимдики җамаәткә қаритилған дәһшәтлик зиянкәшлик қозғалди. Расуллардин башқа барлиқ җамаәттикиләр Йәһудийә вә Самарийәниң һәр қайси жутлириға тарқилип кетишти.Рос. 11:19; 22:20. Бәзи ихласмән кишиләр Истипанни дәпнә қилип, униңға қаттиқ жиға-зерәларни көтиришти.Яр. 23:2; 50:10; 2Сам. 3:31 Лекин Саул җамаәткә вәйранчилиқ селип, өйму-өй ахтуруп, әр-аялға қаримай уларни сөрәп чиқип зинданға ташлиди.Рос. 9:1; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.
 
Хуш хәвәрниң Самарийә өлкисигә йетип бериши
Әнди тарқилип кәткәнләр тарқалған жутларда кезип сөз-каламниң хуш хәвирини җакалиди.Мат. 10:23; Рос. 11:19. Уларниң ичидин Филип болса Самарийәниң мәлум бир шәһиригә берип, йәрлик кишиләргә Мәсиһни җакалиди. Топ-топ кишиләр уни аңлап һәмдә у көрсәткән мөҗизилик аламәтләрни көрүп, бир җан бир дили билән униң сөзлиригә қулақ салди. Чүнки напак роһлар болса, чаплишивалған кишиләрдин қаттиқ вақириғиничә чиқип кәтти. Нурғун паләч, токурларму сақайтилди;Мар. 16:17; Рос. 5:16; 16:18; 19:11. зор шат-хурамлиқ шу шәһәрни қаплиди.
У шәһәрдә әсли җадугәр-сеһиргәрлик билән шуғуллиниватқан Симон исимлиқ бир адәм бар еди; у шу йол билән пүткүл Самарийәдикиләрни һаң-таң қалдуруп, өзини қалтис зат көрсәтмәкчи болуп кәлгән еди. Рос. 13:6. 10 Пеқирдин тартип амбалғичә уларниң һәммиси униңға ихлас қилип қарайтти вә «Худаниң улуқ күч-қудрити мана шу!» дейишәтти. 11 Халайиқ униңға шундақ ихлас қилиши униң узундин бери җадугәр-сеһиргәрлиги билән уларни һаң-таң қалдуруп кәлгәнлиги түпәйлидин еди. 12 Лекин әнди Филип Худаниң падишалиғи вә Әйса Мәсиһниң нами тоғрисидики хуш хәвәрни җакалиқинида улар униң сөзлиригә ишәнди вә әрләр болсун, аяллар болсун чөмүлдүрүшни қобул қилди. 13 Симон өзиму ишәнди. У чөмүлдүрүлгән болуп, һемишә Филипниң йенида жүрди һәмдә Филип көрситиватқан мөҗизилик аламәтләр вә қудрәтлик ишларға қарап, интайин һәйран болди.
14 Йерусалимдики расуллар Самарийәликләрниң Худаниң сөзини қобул қилғанлиғини аңлап, Петрус билән Юһаннани уларға әвәтти; 15 иккилән у йәргә чүшүши биләнла, уларни Муқәддәс Роһниң ата қилинғучиси болсун дәп дуа қилди. 16 Чүнки Муқәддәс Роһ техи уларниң һеч қайсисиға чүшмигән еди; улар пәқәт Рәб Әйсаниң нами билән чөмүлдүрүлгән еди. 17 Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди. «Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди» — бу чоң иш еди. Әслидә Йәһудийлар вә Самарийәликләр бир-биригә бәк өч еди, һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти. Самарийәликләр Муқәддәс Роһни қобул қилиши үчүн Филип («йерим грек»)ниң қолини әмәс, бәлки сап икки Йәһудийниң қолини уларға тәккүзүшини кәмтәрлик билән қобул қилиши керәк еди. Сап икки Йәһудийму һазир өзини төвән тутуп, қоллирини «напак Самарийәликләр»ниң бешиға қоюши керәк. «Юһанна» 4-бап, «Матта»ниң «қошумчә сөз»идики 16:19 тоғрилиқ изаһатимизни вә «Гал.» 3:28ни көрүң.  Рос. 6:6; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 5:22; 2Тим. 1:6. 18 Лекин Симон Муқәддәс Роһниң расулларниң қолини тәккүзүп қоюши билән ата қилинғанлиғини көрүп, уларға пул тәңләп:
19 — Бу күч-қудрәттин маңиму бериңларки, мәнму һәр кимниң үстигә қоллиримни тәккүзсәм, униңға Муқәддәс Роһ ата қилинсун, — деди.
20 Лекин Петрус униңға мундақ җавап бәрди:
— Худаниң бу илтипатини пулға сетивалғили болиду, дәп ойлиғиниң үчүн, пулуң сән билән тәң һалакәткә барсун! Мат. 10:8. 21 Сениң бу ишта һеч һәссәң яки несивәң йоқтур! Чүнки сениң нийитиң Худа алдида дурус әмәс! 22 Шуңа, бу рәзиллигиңдин товва қилип, Рәбтин, мүмкин болса көңлүмдики бу нийитим кәчүрүм қилинғай, дәп өтүн! 23 Чүнки сениң аччиқ һәсәткә толуп, һәққанийсизлиқниң асаритида екәнлигиң маңа мәлум.
24 Симон уларға:
— Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди.«Симон уларға: — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди» — бәзи қедимки тарихий хатириләр бойичә, Симон кейин хуш хәвәргә әшәддий дүшмән болуп чиққан.
25 Петрус билән Юһанна йәнә шу йәрдә агаһ-гувалиқ берип Рәбниң сөз-каламини йәткүзгәндин кейин, Самарийәниң нурғун йеза-кәнтлиригә берип хуш хәвәр йәткүзгәч, Йерусалимға қайтип кәтти.
 
Филип вә Ефиопийилик әмәлдар
26 Шу вақитта, Худаниң бир пәриштиси Филипқа:
— Орнуңдин туруп җәнупқа қарап Йерусалимдин Газа шәһиригә маңидиған йол билән маң! — деди (шу йол чөлдики йолдур). 27-28 Шуңа Филип орнидин туруп йолға чиқти. Вә мана, йолда Ефиопийә аял падишаси Кандасниң бир әмәлдари, пүткүл ғәзнигә мәсъул Ефиопийәлик ағват вәзир туратти. У Йерусалимға Худаға ибадәт қилғили барған еди; һазир қайтиш йолида өзиниң җәң һарвусида олтирип, Йәшая пәйғәмбәрниң язмисини оқувататти. 29 Роһ Филипқа:
— Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин, — деди.«Роһ Филипқа: ... — деди» — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, әлвәттә. «Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин» — грек тилида «Берип өзүңни бу һарвуға қошқин».
30 Филип жүгүрүп берип, вәзирниң Йәшая пәйғәмбәрниң язмисидин оқуватқанлирини аңлап, униңдин:
— Оқуватқиниңизни чүшиниватамсиз? — дәп сориди.
31 Вәзир униңға:
— Бири маңа чүшәндүрүп бәрмисә, мән қандақму чүшинәләймән?! — дәп, Филипни һарвусиға чиқип йенида олтиришқа өтүнди.
32 У оқуватқан язма қисми болса:
 
«У гоя боғузлашқа йетиләп меңилған қойдәк боғузлашқа елип меңилди,
Қирқиғучи алдида үн-тинсиз ятқан қозидәк, у задила еғиз ачмиди. 33 У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди,
Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?!
Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди».«.... У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди, әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди» — «Йәш.» 53:7-8.  Йәш. 53:7, 8.
 
34 Ағват Филиптин:
— Дәп бәрсиңиз, пәйғәмбәрниң бу сөзи кимгә қаритип ейтилған? Өзигиму яки башқа бирисигиму? — дәп сориди.
35 Филип ағзини ечип шу язминиң шу қисмидин башлап, униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди. «униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди» — грек тилида: «У униңға Әйсани хуш хәвәр дәп җакалап бәрди».  Луқа 24:45. 36-37 Улар йолда кетиветип, су бар бир йәргә кәлгәндә, ағват:
— Мана бу йәрдә су бар екән. Мошу йәрдила чөмүлдүрүлүшүмгә қандақ тосалғу бар? — деди.Рос. 10:47.
38 У һарвуни тохтитишни буйруди. Филип вә ағват иккиси биллә суға чүшүп, уни чөмүлдүрди. 39 Улар судин чиққанда, Рәбниң Роһи Филипни көтирип елип кәтти. Ағват уни қайта көрмиди, амма у шатлинип йолини давамлаштурди. 40 Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди; у шу жутни кезип, шу йәрдин Қәйсәрийә шәһиригә кәлгичә болған һәммә шәһәрләрдә хуш хәвәр җакалиди.«Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди» — «Ашдод шәһири» грек тилида «Азотус шәһири».
 
 

8:1 Рос. 11:19; 22:20.

8:2 Яр. 23:2; 50:10; 2Сам. 3:31

8:3 Рос. 9:1; 22:4; 26:9; 1Кор. 15:9; Гал. 1:13; 1Тим. 1:13.

8:4 Мат. 10:23; Рос. 11:19.

8:7 Мар. 16:17; Рос. 5:16; 16:18; 19:11.

8:9 Рос. 13:6.

8:17 «Петрус билән Юһанна уларниң үстигә қолини тәккүзүши билән, Муқәддәс Роһ уларға ата қилинди» — бу чоң иш еди. Әслидә Йәһудийлар вә Самарийәликләр бир-биригә бәк өч еди, һеч қандақ барди-кәлди қилмайтти. Самарийәликләр Муқәддәс Роһни қобул қилиши үчүн Филип («йерим грек»)ниң қолини әмәс, бәлки сап икки Йәһудийниң қолини уларға тәккүзүшини кәмтәрлик билән қобул қилиши керәк еди. Сап икки Йәһудийму һазир өзини төвән тутуп, қоллирини «напак Самарийәликләр»ниң бешиға қоюши керәк. «Юһанна» 4-бап, «Матта»ниң «қошумчә сөз»идики 16:19 тоғрилиқ изаһатимизни вә «Гал.» 3:28ни көрүң.

8:17 Рос. 6:6; 13:3; 19:6; 1Тим. 4:14; 5:22; 2Тим. 1:6.

8:20 Мат. 10:8.

8:24 «Симон уларға: — Мән үчүн Рәбдин өтүнүңларки, силәр ейтқан ишлардин һеч бири бешимға кәлмигәй! — деди» — бәзи қедимки тарихий хатириләр бойичә, Симон кейин хуш хәвәргә әшәддий дүшмән болуп чиққан.

8:29 «Роһ Филипқа: ... — деди» — «Роһ» — Муқәддәс Роһ, әлвәттә. «Бу һарвуниң йениға берип униңға йеқинлашқин» — грек тилида «Берип өзүңни бу һарвуға қошқин».

8:33 «.... У хорлиниду, у һәқ сорақтин мәһрум болди, әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки һаяти йәр йүзидин елип кетилди» — «Йәш.» 53:7-8.

8:33 Йәш. 53:7, 8.

8:35 «униңға Әйса тоғрисидики хуш хәвәрни җакалап бәрди» — грек тилида: «У униңға Әйсани хуш хәвәр дәп җакалап бәрди».

8:35 Луқа 24:45.

8:36-37 Рос. 10:47.

8:40 «Филип болса Ашдод шәһиридә пәйда болди» — «Ашдод шәһири» грек тилида «Азотус шәһири».