10
Әйсаниң он икки расулини әвәтиши
Мар. 3:13-19; 6:7-13; Луқа 6:12-16; 9:1-6
У он икки мухлисини йениға чақирип, уларға напак роһларни қоғлаш вә һәр бир кесәлликни һәм һәр бир мәйип-аҗизни сақайтиш һоқуқини бәрди.«напак роһлар» — җинларни көрситиду.  Мар. 3:13; Луқа 6:13; 9:1. Он икки расулниң исимлири төвәндикичә: Авал Петрус дәпму атилидиған Симон вә униң иниси Андирияс, андин Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна, Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Матта, Алфайниң оғли Яқуп вә Ләббаус дәпму атилидиған Тадай,«Филип вә Бартоломай,...» — «Бартоломай»ниң башқа бир исми «Натанийәл» болуши мүмкин («Юһ.» 1:45). «Ләббаус дәпму атилидиған Тадай» — Инҗилдики бәзи кона көчүримиләрдә пәқәт «Тадай» дейилиду. милләтпәрвәр дәп аталған Симон вә кейин Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийот.«милләтпәрвәр дәп аталған Симон» — яки, «Қанаанлиқ Симон». «Йәһудий милләтпәрвәрләр» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ билән күрәш қилғучилар еди.
Әйса бу он иккисини хәлиқниң арисиға мундақ тапилап әвәтти: —
Ят әлликләрниң йоллириға чиқмаңлар, яки Самарийәликләрниң шәһәрлиригиму кирмәңлар, бәлки тенигән қой падилири болған Исраил җәмәтидикиләр арисиға бериңлар.Рос. 3:26; 13:26,46. Барған йериңларда: «Әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» дәп җакалаңлар.Луқа 9:2. Ағриқ-силақларни сақайтиңлар, өлүкләрни тирилдүрүңлар, мохо кесәллирини сақайтиңлар, җинларни һайдиветиңлар. Силәргә шапаәт халис берилгәндур, силәрму халис илтипат қилиңлар.«Силәргә шапаәт халис берилгәндур, силәрму халис илтипат қилиңлар» — грек тилида пәқәт: «Силәргә халис берилгәндур, силәрму халис бериңлар» билән ипадилиниду.  Луқа 10:9; Рос. 8:18,20. Бәлвеғиңларға алтун, күмүч вә мис пулларни бағлап елип жүрмәңлар. Мар. 6:8; Луқа 9:3; 22:35. 10 Сәпәр үчүн бирла йәктәктин башқа нә хурҗун, нә кәш, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур.«хурҗун» — яки «тиләмчиниң халтиси».  Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Луқа 10:7; 1Кор. 9:4,14; 1Тим. 5:18.
11 Һәр қайси шәһәр яки йезиға барған вақтиңларда, алди билән шу йәрдә кимниң һөрмәткә лайиқ мөтивәр екәнлигини сораңлар; шундақ кишини тапқанда, у йәрдин кәткичә униң өйидила туруңлар. «У йәрдин кәткичә униң өйидила туруңлар» — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Бу икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өймуөй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә бир-биригә қарап һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар бизниң өйдә қонмайду?» яки «немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.  Мар. 6:10; Луқа 9:4; 10:8. 12 Бирәр өйгә киргиниңларда, уларға салам бериңлар. «Бирәр өйгә киргиниңларда, уларға салам бериңлар» — оқурмәнләргә аянки, «салам» (ибраний тилида «шалом») дегән сөзниң мәнаси «(Саңа) хатирҗәмлик-аманлиқ тиләймән». 13 Әгәр у аилидикиләр һөрмәткә лайиқ мөтивәр кишиләр болса, тилигән аманлиғиңлар уларға иҗабәт болсун; әгәр улар лайиқ болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзүңларға қайтсун. «Әгәр у аилидикиләр һөрмәткә лайиқ мөтивәр кишиләр болса» — яки «саламға лайиқ болғанлар болса». «әгәр улар лайиқ болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзүңларға қайтсун» — мошу кишиләрниң лайиқ екәнлиги вә шундақла уларниң үстигә мухлислар тилигән аманлиқниң чүшүш-чүшмәслиги уларниң мухлисларни қобул қилған-қилмиғанлиғи билән бағлиқ еди. 14-айәтни көрүң. 14 Силәрни қобул қилмиған, сөзлириңларни аңлимиған кимдәким болса, уларниң өйидин яки шу шәһәрдин кәткиниңларда, айиғиңлардики топини қеқиветиңлар. «уларниң өйидин яки шу шәһәрдин кәткиниңларда, айиғиңлардики топини қеқиветиңлар» — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.  Мар. 6:11; Луқа 9:5; Рос. 13:51; 18:6. 15 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, қиямәт күнидә Содом вә Гоморра зиминидикиләрниң һали шу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.«Содом вә Гоморра» — Ибраһим пәйғәмбәр заманидики икки шәһәр болуп, бу шәһәрләрниң адәмлири охшаш һәмҗинислиқ зинахорлуғиға (бәччивазлиққа) қаттиқ берилип гунаға патқанлиқтин, Худа бу шәһәрләрни адәмлири билән қошуп от чүшүрүп йоқатқан.  Мар. 6:11; Луқа 10:12.
 
Кәлгүсидики зиянкәшлик
Мар. 9:41; 13:9–13; Луқа 12:2-9; 12:51-53; 14:26,27; 21:12–17
16 Мана, мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа, иландәк сәзгүр, пахтәктәк сап диллиқ болуңлар. «иландәк сәзгүр... болуңлар» — грек тилида «иландәк ақиланә ... болуңлар».  Луқа 10:3. 17 Инсанлардин пәхәс болуңлар; чүнки улар силәрни тутувелип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду, синагоглирида қамчилайду. «улар силәрни тутувелип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду» — «сот мәһкимилири» Йәһудийларниң мәһкимилирини вә бәлким башқа хәрһил сорақханиларни көрситиду.  Мат. 24:9; Луқа 21:12; Юһ. 15:20; 16:2; Вәһ. 2:1. 18 Улар вә шундақла ят әлликләр үчүн бир гувалиқ болушқа, силәр мениң сәвәвимдин әмирләр вә падишалар алдиға елип берилип сораққа тартилисиләр. Рос. 24:1; 25:4. 19 Лекин улар силәрни сораққа тартқан вақтида, қандақ җавап бериш яки немә җавап бериштин әнсирәп кәтмәңлар. Чүнки шу вақти-саитидә ейтиш тегишлик сөзләр силәргә тәминлиниду. Мар. 13:11; Луқа 12:11; 21:14. 20 Чүнки сөзлигүчи өзүңлар әмәс, бәлки Атаңларниң роһи силәр арқилиқ сөзләйду.
21 Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-анисиға қарши чиқип, уларни өлүмгә мәһкүм қилдуриду. Мик. 7:2, 5; Луқа 21:16. 22 Шундақла силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр. Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр болса қутқузулиду. Мат. 24:13; Мар. 13:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:10; 3:10. 23 Улар силәргә бу шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Инсаноғли қайтип кәлгичә силәр Исраилниң барлиқ шәһәрлирини арилаш вәзипиңлар түгимәйду.Мат. 2:13; 4:12; 12:15; Рос. 8:1; 9:25; 14:6.
24 Мухлис устазидин, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду. «мухлис устазидин, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду» — бу сирлиқ сөз бәлким мухлислар Мәсиһкә толуқ әгәшсә, униңға охшаш азап-оқубәтни көрүләйду, дегән мәнини өз ичигә алиду.  Луқа 6:40; Юһ. 13:16; 15:20. 25 Мухлис устазиға охшаш болса, қул ғоҗайиниға охшаш болса рази болсун. Улар өйниң егисини «Бәәлзибул» дәп тиллиған йәрдә, униң өйидикилирини техиму қаттиқ һақарәтлимәмду?«Улар өйниң егисини «бәәлзибул» дәп тиллиған йәрдә...» — «өйниң егиси» Әйса өзи, әлвәттә. «Бәәлзибул» — җинларниң падишаси Шәйтанниң йәнә бир исми. Әйса өзи хәлиқ арисида «алқишлиқ» болмиса униңға әгәшкәнләрму униңға охшаш һақарәткә учрашқа рази болуши керәк, әлвәттә; һәтта бу ишни «Худа Өз нами үчүн бизгә һақарәткә учрашқа имтияз бәрди» дәп һесаплаш керәк («Фил.» 1:29ни көрүң).  Мат. 9:34; 12:24; Мар. 3:22; Луқа 11:15; Юһ. 8:48.
26 Шуңа улардин қорқмаңлар; чүнки һеч қандақ йепиқ қоюлған иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай қалмайду. Аюп 12:22; Йәш. 8:12; Йәр. 1:8; Мар. 4:22; Луқа 8:17; 12:2.
27 Мениң силәргә қараңғуда ейтидиғанлиримни йоруқта ейтивериңлар. Қулиқиңларға пичирлап ейтилғанларни өгүзләрдә җакалаңлар. 28 Тәнни өлтүрсиму, лекин адәмниң җан-роһини өлтүрәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар; әксичә, тән вә җан-роһни дозақта һалак қилишқа қадир болғучидин қорқуңлар. «лекин адәмниң җан-роһини өлтүрәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар...» — мошу айәттә «роһ-җан» инсанларниң роһий қисмини, йәни ички дуниясини көрситиду.  Йәр. 1:8; Луқа 12:4. 29 Икки қушқачни бир тийингә сетивалғили болидуғу? Лекин улардин бириму Атаңларсиз йәргә чүшмәйду. «Икки қушқачни бир тийингә сетивалғили болидуғу?» — «бир тийин» грек тилида «ассарийон». Шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/16 қисми еди. 30 Амма силәр болсаңлар, һәтта һәр бир тал чечиңларму саналғандур. 1Сам. 14:45. 31 Шуңа, қорқмаңлар. Силәр нурғунлиған қушқачтинму қиммәтликтурсиләр!
32 Шуңа, мени инсанларниң алдида етирап қилғанларниң һәр бирини мәнму әрштики Атамниң алдида етирап қилимән; Мар. 8:38; Луқа 9:26; 12:8; 2Тим. 2:12. 33 Бирақ инсанларниң алдида мәндин танғанларниң һәр биридин мәнму әрштики Атам алдида танимән.
 
Мухлис болғини үчүн зиянкәшликкә учриши мүмкин
34 Мениң дунияға келишимни течлиқ елип келиш үчүндур, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки қилични жүргүрүшкә кәлдим. «... Мән течлиқ әмәс, бәлки қилични жүргүрүшкә кәлдим» — 5:38-48дә хатириләнгәндәк, Әйсаниң етиқатчиларни урушмаслиққа дәвәт қилидиған тәлимигә асасән, етиқатчилар қолиға қилич елишиға болмайду шуңа мошу айәттики «қилич» (Худаниң сөзлиригә рәнҗийдиған адәмниң қолида болуп) етиқатчиларға қарши чиққан қилични, яки көчмә мәнидә «җедәл-маҗира»ни көрсәткән болса керәк.  Луқа 12:51. 35 Чүнки мениң келишим «Оғулни атисиға, қизни анисиға, келинни қейинанисиға қарши чиқириш» үчүн болиду. Мик. 7:6. 36 Шуниң билән «Адәмниң дүшмәнлири өз аилисидики кишиләр болиду».«Шуниң билән «Адәмниң дүшмәнлири өз аилисидики кишиләр болиду» — мошу сөзләр Тәврат «Мик.» 7:6дин елинған.  Зәб. 40:10; 54:13-15; Юһ. 13:18.
37 Ата-анисини мәндинму әзиз көридиғанлар маңа мунасип әмәстур. Өз оғул-қизини мәндинму әзиз көридиғанларму маңа мунасип әмәс. Луқа 14:26. 38 Өзиниң крестини көтирип, маңа әгәшмигәнләрму маңа мунасип әмәс. «Өзиниң крестини көтирип, маңа әгәшмигәнләрму маңа мунасип әмәс» — римлиқлар тәрипидин өлүм җазаси берилгәнләр миқлинидиған крестни мүрисидә көтирип җаза мәйданиға баратти. Крестлиниш адәмни қийнайдиған, интайин дәһшәтлик вә аһанәтлик өлүм җаза усули болуп, «өзиниң крестини көтириш» дегәнниң көп мәнилири ичидә төвәндикиләрниму оз ичигә алса керәк: (1) Әйса Мәсиһ үчүн азап-оқубәт тартишқа, (2) тил-аһанәт иштишкә, (3) Худаниң ирадисиниң әмәлгә ашурулуши үчүн зөрүр тепилғанда, «өз-өзини өлүм җазасиға һөкүм қилғандәк» өзиниң арзу-һәвәслирини рәт қилишқа тәйяр болуш.  Мат. 16:24; Мар. 8:34; Луқа 9:23; 14:27. 39 Өз һаятини аяйдиған киши униңдин мәһрум болиду; мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши униңға еришиду. Мат. 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; 17:33; Юһ. 12:25. 40 Силәрни қобул қилғанлар мениму қобул қилған болиду; мени қобул қилғанлар болса мени әвәткүчиниму қобул қилған болиду. Луқа 10:16; Юһ. 13:20. 41 Бир пәйғәмбәрни пәйғәмбәрлик салаһийитидә қобул қилған киши пәйғәмбәргә хас болған инъамға еришиду. Һәққаний адәмни у һәққаний екән дәп билип қобул қилғанлар һәққаний адәмгә хас болған инъамға еришиду. «Бир пәйғәмбәрни пәйғәмбәрлик салаһийитидә қобул қилған киши» — демәк, униң пәйғәмбәр екәнлиги, Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги сәвәвидин уни қобул қилған кишини көрситиду.  1Пад. 17:10; 18:4; 2Пад. 4:8. 42 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, мениң бу шакичиклиримдин әң кичиги бирини мениң мухлисим дәп билип униңға һәтта пәқәт бирәр чинә соғ су бәргән кишиму җәзмән өзигә лайиқ инъамдин мәһрум болмайду.Мат. 25:40; Мар. 9:41; Ибр. 6:10.
 
 

10:1 «напак роһлар» — җинларни көрситиду.

10:1 Мар. 3:13; Луқа 6:13; 9:1.

10:3 «Филип вә Бартоломай,...» — «Бартоломай»ниң башқа бир исми «Натанийәл» болуши мүмкин («Юһ.» 1:45). «Ләббаус дәпму атилидиған Тадай» — Инҗилдики бәзи кона көчүримиләрдә пәқәт «Тадай» дейилиду.

10:4 «милләтпәрвәр дәп аталған Симон» — яки, «Қанаанлиқ Симон». «Йәһудий милләтпәрвәрләр» вәтинини Рим империйәсидин азат қилиш үчүн зораванлиқ билән күрәш қилғучилар еди.

10:6 Рос. 3:26; 13:26,46.

10:7 Луқа 9:2.

10:8 «Силәргә шапаәт халис берилгәндур, силәрму халис илтипат қилиңлар» — грек тилида пәқәт: «Силәргә халис берилгәндур, силәрму халис бериңлар» билән ипадилиниду.

10:8 Луқа 10:9; Рос. 8:18,20.

10:9 Мар. 6:8; Луқа 9:3; 22:35.

10:10 «хурҗун» — яки «тиләмчиниң халтиси».

10:10 Лав. 19:13; Қан. 24:14; 25:4; Луқа 10:7; 1Кор. 9:4,14; 1Тим. 5:18.

10:11 «У йәрдин кәткичә униң өйидила туруңлар» — бу әмирдә чоң даналиқ бар. Бу икки сәвәптин ейтилған болуши мүмкин: — (1) кона заманларда көп диний вәз ейтқучилар өймуөй йоқлап пул тиләйтти; лекин Әйсаниң мухлислири һеч тиләмчилик қилмаслиғи керәк; (2) улар өйму-өй көчүп жүрсә, хәлиқтә бир-биригә қарап һәртүрлүк һәсәт-гуман пәйда болушиму мүмкин — «Немишкә улар бизниң өйдә қонмайду?» яки «немишкә улар бизниң өйдин көчүп кетиду?» дегәндәк.

10:11 Мар. 6:10; Луқа 9:4; 10:8.

10:12 «Бирәр өйгә киргиниңларда, уларға салам бериңлар» — оқурмәнләргә аянки, «салам» (ибраний тилида «шалом») дегән сөзниң мәнаси «(Саңа) хатирҗәмлик-аманлиқ тиләймән».

10:13 «Әгәр у аилидикиләр һөрмәткә лайиқ мөтивәр кишиләр болса» — яки «саламға лайиқ болғанлар болса». «әгәр улар лайиқ болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзүңларға қайтсун» — мошу кишиләрниң лайиқ екәнлиги вә шундақла уларниң үстигә мухлислар тилигән аманлиқниң чүшүш-чүшмәслиги уларниң мухлисларни қобул қилған-қилмиғанлиғи билән бағлиқ еди. 14-айәтни көрүң.

10:14 «уларниң өйидин яки шу шәһәрдин кәткиниңларда, айиғиңлардики топини қеқиветиңлар» — «аяқдики топини қеқиветиш» дегән ишарәт «бизниң силәр билән мунасиветимиз йоқ», дегәнни билдүрүп, Худаниң сөзини рәт қилғанларға қаттиқ агаһландуруш еди.

10:14 Мар. 6:11; Луқа 9:5; Рос. 13:51; 18:6.

10:15 «Содом вә Гоморра» — Ибраһим пәйғәмбәр заманидики икки шәһәр болуп, бу шәһәрләрниң адәмлири охшаш һәмҗинислиқ зинахорлуғиға (бәччивазлиққа) қаттиқ берилип гунаға патқанлиқтин, Худа бу шәһәрләрни адәмлири билән қошуп от чүшүрүп йоқатқан.

10:15 Мар. 6:11; Луқа 10:12.

10:16 «иландәк сәзгүр... болуңлар» — грек тилида «иландәк ақиланә ... болуңлар».

10:16 Луқа 10:3.

10:17 «улар силәрни тутувелип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду» — «сот мәһкимилири» Йәһудийларниң мәһкимилирини вә бәлким башқа хәрһил сорақханиларни көрситиду.

10:17 Мат. 24:9; Луқа 21:12; Юһ. 15:20; 16:2; Вәһ. 2:1.

10:18 Рос. 24:1; 25:4.

10:19 Мар. 13:11; Луқа 12:11; 21:14.

10:21 Мик. 7:2, 5; Луқа 21:16.

10:22 Мат. 24:13; Мар. 13:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:10; 3:10.

10:23 Мат. 2:13; 4:12; 12:15; Рос. 8:1; 9:25; 14:6.

10:24 «мухлис устазидин, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду» — бу сирлиқ сөз бәлким мухлислар Мәсиһкә толуқ әгәшсә, униңға охшаш азап-оқубәтни көрүләйду, дегән мәнини өз ичигә алиду.

10:24 Луқа 6:40; Юһ. 13:16; 15:20.

10:25 «Улар өйниң егисини «бәәлзибул» дәп тиллиған йәрдә...» — «өйниң егиси» Әйса өзи, әлвәттә. «Бәәлзибул» — җинларниң падишаси Шәйтанниң йәнә бир исми. Әйса өзи хәлиқ арисида «алқишлиқ» болмиса униңға әгәшкәнләрму униңға охшаш һақарәткә учрашқа рази болуши керәк, әлвәттә; һәтта бу ишни «Худа Өз нами үчүн бизгә һақарәткә учрашқа имтияз бәрди» дәп һесаплаш керәк («Фил.» 1:29ни көрүң).

10:25 Мат. 9:34; 12:24; Мар. 3:22; Луқа 11:15; Юһ. 8:48.

10:26 Аюп 12:22; Йәш. 8:12; Йәр. 1:8; Мар. 4:22; Луқа 8:17; 12:2.

10:28 «лекин адәмниң җан-роһини өлтүрәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар...» — мошу айәттә «роһ-җан» инсанларниң роһий қисмини, йәни ички дуниясини көрситиду.

10:28 Йәр. 1:8; Луқа 12:4.

10:29 «Икки қушқачни бир тийингә сетивалғили болидуғу?» — «бир тийин» грек тилида «ассарийон». Шу дәвирдики бир ишчиниң күнлүк һәққи болған «динариус»ниң 1/16 қисми еди.

10:30 1Сам. 14:45.

10:32 Мар. 8:38; Луқа 9:26; 12:8; 2Тим. 2:12.

10:34 «... Мән течлиқ әмәс, бәлки қилични жүргүрүшкә кәлдим» — 5:38-48дә хатириләнгәндәк, Әйсаниң етиқатчиларни урушмаслиққа дәвәт қилидиған тәлимигә асасән, етиқатчилар қолиға қилич елишиға болмайду шуңа мошу айәттики «қилич» (Худаниң сөзлиригә рәнҗийдиған адәмниң қолида болуп) етиқатчиларға қарши чиққан қилични, яки көчмә мәнидә «җедәл-маҗира»ни көрсәткән болса керәк.

10:34 Луқа 12:51.

10:35 Мик. 7:6.

10:36 «Шуниң билән «Адәмниң дүшмәнлири өз аилисидики кишиләр болиду» — мошу сөзләр Тәврат «Мик.» 7:6дин елинған.

10:36 Зәб. 40:10; 54:13-15; Юһ. 13:18.

10:37 Луқа 14:26.

10:38 «Өзиниң крестини көтирип, маңа әгәшмигәнләрму маңа мунасип әмәс» — римлиқлар тәрипидин өлүм җазаси берилгәнләр миқлинидиған крестни мүрисидә көтирип җаза мәйданиға баратти. Крестлиниш адәмни қийнайдиған, интайин дәһшәтлик вә аһанәтлик өлүм җаза усули болуп, «өзиниң крестини көтириш» дегәнниң көп мәнилири ичидә төвәндикиләрниму оз ичигә алса керәк: (1) Әйса Мәсиһ үчүн азап-оқубәт тартишқа, (2) тил-аһанәт иштишкә, (3) Худаниң ирадисиниң әмәлгә ашурулуши үчүн зөрүр тепилғанда, «өз-өзини өлүм җазасиға һөкүм қилғандәк» өзиниң арзу-һәвәслирини рәт қилишқа тәйяр болуш.

10:38 Мат. 16:24; Мар. 8:34; Луқа 9:23; 14:27.

10:39 Мат. 16:25; Мар. 8:35; Луқа 9:24; 17:33; Юһ. 12:25.

10:40 Луқа 10:16; Юһ. 13:20.

10:41 «Бир пәйғәмбәрни пәйғәмбәрлик салаһийитидә қобул қилған киши» — демәк, униң пәйғәмбәр екәнлиги, Худаниң сөзини йәткүзгәнлиги сәвәвидин уни қобул қилған кишини көрситиду.

10:41 1Пад. 17:10; 18:4; 2Пад. 4:8.

10:42 Мат. 25:40; Мар. 9:41; Ибр. 6:10.