4
Әйсаниң чөл-баяванда синилиши
Мар. 1:12-13; Луқа 4:1-13
Андин Әйса Роһниң йетәкчилигидә Иблисниң синақ-аздурушлириға йүзлиниш үчүн чөл-баяванға елип берилди.«... Әйса Роһниң йетәкчилигидә ... чөл-баяванға елип берилди» — «Роһ» мошу йәрдә Муқәддәс Роһни көрситиду.  Мар. 1:12; Луқа 4:1. У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди.«У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди» — оқурмәнләргә аян болсунки, муқәддәс язмиларда «роза тутуш» адәттә һеч қандақ озуқланмаслиқни көрситиду. Ундақ беваситә дейилмигән болса мошу розилар су ичмәсликни өз ичигә алмайду. Әнди аздурғучи униң йениға келип униңға:
— Әгәр сән растинла Худаниң Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айлинишқа буйруғин! — деди.«Аздурғучи униң йениға келип униңға... деди» — «аздурғучи» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. «Әгәр сән растинла Худаниң Оғли болсаң,...» — грек тилида бу -3- вә 6-айәтләрдики «әгәр» адәттә «әгәр (мундақ) болсаң (вә дәрвәқә шундақ болисән)» дегән мәнини пуритиду.
«Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду.
Лекин у җававән: —
Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду» дәп пүтүлгән, — деди.«Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду» — «Қан.» 8:3.  Қан. 8:3
Андин Иблис уни муқәддәс шәһәргә елип берип, ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп униңға: — Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин! Чүнки Тәвратта: «Худа Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп пүтүлгән — деди.«Худа Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» — «Зәб.» 90:11, 12. Шәйтанниң бу айәтни ишләткини тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Зәб. 90:11,12
Әйса униңға: «Тәвратта йәнә, «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму пүтүлгән — деди.«Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» — «Қан.» 6:16.  Қан. 6:16.
Андин, Иблис уни наһайити егиз бир таққа чиқирип, униңға дуниядики барлиқ падишалиқларни шәрәплири билән көрситип:
Йәргә жиқилип маңа ибадәт қилсаң, буларниң һәммисини саңа бериветимән, — деди.
10 Андин Әйса униңға: — Йоқал, Шәйтан! Чүнки Тәвратта: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» дәп пүтүлгән, — деди.«Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» — «Қан.» 6:13.  Қан. 6:13; 10:20.
11 Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди.«Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди» — Рәб Әйса учриған синақлар үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
Әйса тәлим беришни башлайду
Мар. 1:14-15; Луқа 4:14-15
12 Әнди Әйса Йәһяниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Галилийәгә йол алди. Мар. 1:14; Луқа 4:14,16,31; Юһ. 4:43. 13 У Насарәт йезисини ташлап, Зәбулун вә Нафтали районидики Галилийә деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти. «У... Нафтали районидики Галилийә деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти» — «Галилийә деңизи» ақар сулуқ йоған бир көл. 14 Шундақ қилип, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған шу бешарәт әмәлгә ашурулди, демәк: —
15 «Зәбулун зимини вә Нафтали зимини,
Иордан дәриясиниң нериқи тәрипидики «деңиз йоли» бойида, «Ят әлләрниң макани» болған Галилийәдә, «Иордан дәриясиниң нериқи тәрипидики «деңиз йоли» бойида...» — «деңиз йоли» «Галилийә деңизи»ниң ғәрбий йәрлирини көрситиду. ««Ят әлләрниң макани» болған Галилийәдә...» — Асурийә империйәси таҗавуз қилғандин кейин, Нафтали, Зәбулун вә башқа Исраил қәбилилириниң көп қисимлири сүргүн қилинди. Бир қисим кәмбәғәл, намрат, қабилийәтсиз кишиләр қалди. Асурийә падишаси башқа ят милләт-хәлиқләрни елип келип шу йәргә, болупму Галилийәгә олтирақлаштурди. Мошу кишиләр қепқалған намрат Исраиллар билән арилишип жүрүп, өз ара ассимилиятсийә қилинғачқа, Галилийә Йәһудийлар тәрипидин ««ят әлликләр» (Йәһудий әмәсләр)ниң макани Галилийә» дәп кәмситилип аталған.  Йәш. 8:23; 9:1.
16 Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди;
Йәни өлүм көләңгисиниң жутида олтарғучиларға,
Дәл уларниң үстигә нур чүшти».«Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди; йәни өлүм көләңгисиниң жутида олтарғучиларға, дәл уларниң үстигә нур чүшти» — Тәврат «Йәш.» 9:1-2. Бешарәттә мошу нур дәл шу кәмсилтилгән йәрдикиләргә чечилиду, дейлиду.  Йәш. 9:1, 2.
17 Шу вақиттин башлап, Әйса: «Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — дәп җар қилишқа башлиди.Мар. 1:15.
 
Әйсаниң мухлис чақириши
Мар. 1:16-20; Луқа 5:1-11
18 Бир күни, у Галилийә деңизи бойида кетиветип, икки ака-ука, йәни Петрус дәпму атилған Симон исимлиқ бир кишини вә униң иниси Андириясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти; Мар. 1:16. 19 у уларға:
— Мениң кәйнимдин меңиңлар — Мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди. «Мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән!» — «адәмни тутқучи» дегән ибаридә «тутуш» зиян йәткүзүш яки улардин пайдилиниш үчүн әмәс, бәлки уларни Шәйтанниң илкидин елип қутқузушни көрситиду. 20 Улар шуан белиқ торлирини ташлап, униңға әгишип маңди.
21 У шу йәрдин өтүп, иккинчи бир ака-укини, йәни Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә иниси Юһаннани көрди. Бу иккиси кемидә атиси Зәбәдий билән торлирини оңшавататти. У уларниму чақирди. 22 Улар дәрһал кемини атиси билән қалдуруп униңға әгишип маңди.
 
Әйсаниң Галилийәдә тәлим бериши
Луқа 6:17-19
23 Вә Әйса Галилийәниң һәммә йерини кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалайтти, хәлиқ арисида һәр хил кесәлләрни вә аҗиз-мәйипларни сақайтти. «Әйса... уларниң синагоглирида тәлим берип,...» — «синагоглар» Йәһудий хәлқиниң ибадәт қилиш, Тәвратни оқуш вә вәз-тәлим аңлашқа жиғилидиған аммивий өйлири яки заллири. 24 У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди; у йәрдики халайиқ һәр хил бемарларни, йәни һәртүрлүк кесәлләр вә ағриқ-силақларни һәмдә җин чаплашқанларни, тутқақлиқ вә паләч кесилигә гириптар болғанларни униң алдиға елип келишти; вә у уларни сақайтти. «тутқақлиқ... кесилигә гириптар болғанлар» — грек тилида «ай урғанлар» дегән сөз билән ипадилиниду. 25 Галилийә, «он шәһәр» райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр униңға әгишип маңди.
 
 

4:1 «... Әйса Роһниң йетәкчилигидә ... чөл-баяванға елип берилди» — «Роһ» мошу йәрдә Муқәддәс Роһни көрситиду.

4:1 Мар. 1:12; Луқа 4:1.

4:2 «У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди» — оқурмәнләргә аян болсунки, муқәддәс язмиларда «роза тутуш» адәттә һеч қандақ озуқланмаслиқни көрситиду. Ундақ беваситә дейилмигән болса мошу розилар су ичмәсликни өз ичигә алмайду.

4:3 «Аздурғучи униң йениға келип униңға... деди» — «аздурғучи» Шәйтанни көрситиду, әлвәттә. «Әгәр сән растинла Худаниң Оғли болсаң,...» — грек тилида бу -3- вә 6-айәтләрдики «әгәр» адәттә «әгәр (мундақ) болсаң (вә дәрвәқә шундақ болисән)» дегән мәнини пуритиду. «Худаниң Оғли» — бу нам һәргизму Худа билән Әйса оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду.

4:4 «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду» — «Қан.» 8:3.

4:4 Қан. 8:3

4:6 «Худа Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» — «Зәб.» 90:11, 12. Шәйтанниң бу айәтни ишләткини тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

4:6 Зәб. 90:11,12

4:7 «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» — «Қан.» 6:16.

4:7 Қан. 6:16.

4:10 «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» — «Қан.» 6:13.

4:10 Қан. 6:13; 10:20.

4:11 «Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди» — Рәб Әйса учриған синақлар үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

4:12 Мар. 1:14; Луқа 4:14,16,31; Юһ. 4:43.

4:13 «У... Нафтали районидики Галилийә деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти» — «Галилийә деңизи» ақар сулуқ йоған бир көл.

4:15 «Иордан дәриясиниң нериқи тәрипидики «деңиз йоли» бойида...» — «деңиз йоли» «Галилийә деңизи»ниң ғәрбий йәрлирини көрситиду. ««Ят әлләрниң макани» болған Галилийәдә...» — Асурийә империйәси таҗавуз қилғандин кейин, Нафтали, Зәбулун вә башқа Исраил қәбилилириниң көп қисимлири сүргүн қилинди. Бир қисим кәмбәғәл, намрат, қабилийәтсиз кишиләр қалди. Асурийә падишаси башқа ят милләт-хәлиқләрни елип келип шу йәргә, болупму Галилийәгә олтирақлаштурди. Мошу кишиләр қепқалған намрат Исраиллар билән арилишип жүрүп, өз ара ассимилиятсийә қилинғачқа, Галилийә Йәһудийлар тәрипидин ««ят әлликләр» (Йәһудий әмәсләр)ниң макани Галилийә» дәп кәмситилип аталған.

4:15 Йәш. 8:23; 9:1.

4:16 «Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди; йәни өлүм көләңгисиниң жутида олтарғучиларға, дәл уларниң үстигә нур чүшти» — Тәврат «Йәш.» 9:1-2. Бешарәттә мошу нур дәл шу кәмсилтилгән йәрдикиләргә чечилиду, дейлиду.

4:16 Йәш. 9:1, 2.

4:17 Мар. 1:15.

4:18 Мар. 1:16.

4:19 «Мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән!» — «адәмни тутқучи» дегән ибаридә «тутуш» зиян йәткүзүш яки улардин пайдилиниш үчүн әмәс, бәлки уларни Шәйтанниң илкидин елип қутқузушни көрситиду.

4:23 «Әйса... уларниң синагоглирида тәлим берип,...» — «синагоглар» Йәһудий хәлқиниң ибадәт қилиш, Тәвратни оқуш вә вәз-тәлим аңлашқа жиғилидиған аммивий өйлири яки заллири.

4:24 «тутқақлиқ... кесилигә гириптар болғанлар» — грек тилида «ай урғанлар» дегән сөз билән ипадилиниду.