3
Чөмүлдүргүчи Йәһяниң тәлим бериши
Мар. 1:1-8; Луқа 3:1-9; 15-17; Юһ. 1:19-28
Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип«Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип...» — «Йәһя» ибраний вә грек тиллирида «Юһанна» («Пәрвәрдигарниң шәпқити» дегән мәнидә) билән ипадилиниду. «Йәһя» дегән исим оқурмәнләргә мошу шәклидә тонуш болғанлиғи үчүн уни мошу тәрҗимидә ишләттуқ («Йәһя» әсли әрәбчә сөз еди).  Мар. 1:4; Луқа 3:3. кишиләргә:
— Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди! — дәп җакалашқа башлиди.«... әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — Инҗилда баштин-ахир «әрш падишалиғи» яки «асманниң падишалиғи» дәп тилға елиниду. Грек тилида дайим «асманларниң падишалиғи» дегән шәклидә елиниду. Чүнки чөмүлдүргүчи Йәһя болса илгири Йәшая пәйғәмбәр бешаритидә көрсәткән кишиниң дәл өзи болуп: —
«Баяванда товлайдиған бир кишиниң:
Рәбниң йолини тәйярлаңлар,
Униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду».«Баяванда товлайдиған бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду» — «Йәш.» 40:3.  Йәш. 40:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23.
 
Йәһя пәйғәмбәр төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини болса чекәткиләр билән явайи һәрә һәсили еди.Мар. 1:6. Әнди Йерусалим шәһири, пүтүн Йәһудийә өлкиси вә пүткүл Иордан дәрия вадисиниң әтрапидики кишиләр униң алдиға келишип, гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.«... Йәһяниң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти» — бу йәрдә ейтилған чөмүлдүрүш кишиләрниң: (1) өз гуналириға товва қилғанлиғини; (2) Худаниң падишалиғиниң йеқинлашқанлиғиға вә шундақла (3) Қутқузғучи-Мәсиһниң йеқинлашқанлиғиға иман кәлтүрүшини ипадиләйтти (ахирқи нуқта Инҗилдики кейинки мәзмунда испатлиниду).  Мар. 1:5.
Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгәнлигини көргинидә у уларға:
— Әй иланларниң балилири! Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!«Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгән...» — «Пәрисий» вә «Садуқий» тоғрилиқ: — Йәһудийлар арисидики икки мәзһәпниң кишилири. Тәбирләрдики «Пәрисий» вә «Садуқий»ға қаралсун. «Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә; мәнаси бәлким «Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли дегиниңлар қандақ гәп?!».  Мат. 12:34; 23:33; Луқа 3:7.
Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!«Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!» — «товиға лайиқ мевә» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Луқа 3:8. Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар; чүнки Мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни апиридә қилалайду.«Өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар!» — «Атимиз Ибраһим бардур!» — демәк, «Биз улуқ Ибраһимниң әвлатлири болған «улуқ Йәһудий миллити»», «Биз һеч немә қилмисақму Худа алдида «Униңға хас алаһидә һәлқ» боливеримиз» дегән позитсийини билдүриду.  Юһ. 8:39.
10 Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қайси дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду. «Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди» — Йәһя пәйғәмбәрниң бу улуқ сөзи вә 12-айәттики кейинки бешарити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Униң шу баяни «Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида» дегән асасий мәнини билдүриду.  Мат. 7:19; Юһ. 15:6. 11 Мән дәрвәқә силәрни товва қилишиңлар үчүн суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин кәлгүчи зат мәндин қудрәтликтур. Мән һәтта униң кәшини көтиришкиму лайиқ әмәсмән; у силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду. Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:15,26; Рос. 1:5; 11:16; 19:4. 12 Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
 
Әйсаниң чөмүлдүрүлүши
Мар. 1:9-11; Луқа 3:21-22
13 Шу вақитта, Әйса Йәһядин чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш үчүн Галилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға, униң йениға кәлди. Мар. 1:9; Луқа 3:21. 14 Бирақ Йәһя чөмүлдүрүшкә унимай уни тосуп:
— Әсли чөмүлдүрүлүшни мән сәндин қобул қилишим керәк еди, бирақ сән мениң алдимға кәпсәнғу? — деди.
15 Лекин Әйса униңға җававән: — Һазирчә шуниңға йол қойғин; чүнки һәққанийлиқниң барлиқ тәләплирини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимизға тоғра келиду, — деди.
Шуниң билән, Йәһя униңға йол қойди. 16 Вә Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти; у судин чиқиши билән мана, әршләр униңға ечилип, Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп, үстигә қонуватқанлиғини көрди. «Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти...» — немишкә Әйса Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилди? «Қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз. «Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп..» — яки «... пахтәк қияпитидә чүшүп...». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «Перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.  Йәш. 11:2; 42:1; Юһ. 1:32. 17 Вә мана, әрштин бир аваз: — «Бу Мениң сөйүмлүк оғлум, Мән униңдин толуқ хурсәнмән!» — дәп аңланди.Йәш. 42:1; Мат. 12:18; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.   


Хәритә - Мәсиһниң дәвридә, Қанаан (Исраилийә) зимини
 
 

3:1 «Шу чағларда, чөмүлдүргүчи Йәһя Йәһудийәдики чөл-баяванға келип...» — «Йәһя» ибраний вә грек тиллирида «Юһанна» («Пәрвәрдигарниң шәпқити» дегән мәнидә) билән ипадилиниду. «Йәһя» дегән исим оқурмәнләргә мошу шәклидә тонуш болғанлиғи үчүн уни мошу тәрҗимидә ишләттуқ («Йәһя» әсли әрәбчә сөз еди).

3:1 Мар. 1:4; Луқа 3:3.

3:2 «... әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — Инҗилда баштин-ахир «әрш падишалиғи» яки «асманниң падишалиғи» дәп тилға елиниду. Грек тилида дайим «асманларниң падишалиғи» дегән шәклидә елиниду.

3:3 «Баяванда товлайдиған бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, униң чиғир йоллирини түптүз қилиңлар! — дегән авази аңлиниду» — «Йәш.» 40:3.

3:3 Йәш. 40:3; Мар. 1:3; Луқа 3:4; Юһ. 1:23.

3:4 Мар. 1:6.

3:6 «... Йәһяниң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти» — бу йәрдә ейтилған чөмүлдүрүш кишиләрниң: (1) өз гуналириға товва қилғанлиғини; (2) Худаниң падишалиғиниң йеқинлашқанлиғиға вә шундақла (3) Қутқузғучи-Мәсиһниң йеқинлашқанлиғиға иман кәлтүрүшини ипадиләйтти (ахирқи нуқта Инҗилдики кейинки мәзмунда испатлиниду).

3:6 Мар. 1:5.

3:7 «Лекин Пәрисий вә Садуқий мәзһипидикиләрдин көплириниң униң чөмүлдүрүшини қобул қилғили кәлгән...» — «Пәрисий» вә «Садуқий» тоғрилиқ: — Йәһудийлар арисидики икки мәзһәпниң кишилири. Тәбирләрдики «Пәрисий» вә «Садуқий»ға қаралсун. «Ким силәрни Худаниң чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!» — бу кинайилик, һәҗвий гәп, әлвәттә; мәнаси бәлким «Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли дегиниңлар қандақ гәп?!».

3:7 Мат. 12:34; 23:33; Луқа 3:7.

3:8 «Әнди товиға лайиқ мевини кәлтүрүңлар!» — «товиға лайиқ мевә» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

3:8 Луқа 3:8.

3:9 «Өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял қилип жүрмәңлар!» — «Атимиз Ибраһим бардур!» — демәк, «Биз улуқ Ибраһимниң әвлатлири болған «улуқ Йәһудий миллити»», «Биз һеч немә қилмисақму Худа алдида «Униңға хас алаһидә һәлқ» боливеримиз» дегән позитсийини билдүриду.

3:9 Юһ. 8:39.

3:10 «Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди» — Йәһя пәйғәмбәрниң бу улуқ сөзи вә 12-айәттики кейинки бешарити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Униң шу баяни «Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида» дегән асасий мәнини билдүриду.

3:10 Мат. 7:19; Юһ. 15:6.

3:11 Мар. 1:7; Луқа 3:16; Юһ. 1:15,26; Рос. 1:5; 11:16; 19:4.

3:13 Мар. 1:9; Луқа 3:21.

3:16 «Әйса чөмүлдүрүлүп болупла, судин чиқти...» — немишкә Әйса Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилди? «Қошумчә сөз»имиздә бу тоғрилиқ азрақ тохтилимиз. «Худаниң Роһи кәптәр қияпитидә әрштин чүшүп..» — яки «... пахтәк қияпитидә чүшүп...». Грек тилида бу қуш «перистера» дәп атилиду. «Перистера» грек тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.

3:16 Йәш. 11:2; 42:1; Юһ. 1:32.

3:17 Йәш. 42:1; Мат. 12:18; 17:5; Мар. 1:11; Луқа 9:35; Кол. 1:13; 2Пет. 1:17.