«2Тар.» 24:20-22 бойичә Зәкәрияниң атисиниң исми «Йәһояда» еди. «Бәрәкия» униң башқа исми болса керәк («Йәһояда» һәм «Бәрәкия» дегән икки исим «Яһқа (Пәрвәрдигарға) мәдһийә оқулсун» дегән мәнидики мәнидаш сөзләрдур). ■Яр. 4:8; 2Тар. 24:21; Ибр. 11:4. 36 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, шу қилмишларниң җазасиниң һәммиси мошу дәвирниң бешиға чүшиду.
(1) Худаниң ибадәтханиси (лекин Мәсиһниң «силәрниң өйүңлар» дегини бойичә бу өй һазир Худаниңки әмәс, пәқәт силәрниңкидур);
(2) өзлириниң қору-җайлири;
(3) бала-җақилириниң вәйран болидиғанлиғини көрситиду. ■Зәб. 68:26; Йәш. 1:7; Йәр. 7:34; Мик. 3:12; Рос. 1:20. 39 Чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, силәр: «Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!» демигичә, силәр мени қайтидин һеч көрәлмәйсиләр.□«Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!» —Мошу ибарә Зәбур 117:26тин елинған болуп, хәлиқниң Мәсиһни қарши алғанлиғини көрситиду. Демәк, улар Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишинип етирап қилмиғичә улар уни қайта көрмәйду. Бу сөз шу муһим пакитни көрситидуки, Әйса Мәсиһ дунияға қайтип кәлгинидә, Йәһудий хәлқи аллиқачан униңға етиқат бағлап етирап қилған болиду. ■Зәб. 117:26.
Йерусалим
□23:2 «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр Муса пәйғәмбәрниң һөкүм чиқириш орнида олтарған болиду» — грек тилида сөзмусөз: «Тәврат устазлири вә Пәрисийләр Мусаниң орниға бесип олтарған болиду». Демәк, Тәврат қануниға тәбир бериш вә қануниға асасән дәваларда һөкүм чиқириш һоқуқи уларға тапшурулған. Шу тәрәптә хәлиқ уларға бойсунуши керәк еди.
■23:3 Қан. 17:19; Мал. 2:6; Рим. 2:19.
□23:4 «Улар , йәни Пәрисийләр көтирәлмигидәк еғир жүкләрни бағлап адәмләрниң зиммисигә артип қойиду» — «еғир жүкләр» һәр түрлүк қаттиқ диний қаидә-йосунларни көрситиду.
■23:4 Йәш. 10:1; Луқа 11:46; Рос. 15:10.
□23:5 «Улар «айәт қаплири»ни кәң қилип чигивелип,...» — «айәт қаплири» тәқвадарлиқни билдүрүш үчүн пешанә яки үсти билигикә чигивелинидиған, ичигә Тәвраттин елинған айәтләр йезилған пүтүк селинған кичик қап. Улар бу ишни «Мис.» 13:9, 16 вә «Қан.» 6:8, 11:8гә асасән адәт қилған. «Улар... тонлириниң чучилирини узун саңгилитип қойиду» — Тәврат бойичә әр кишиләр тонлириға мошундақ чучиларни бекитиши керәк (чучилар көк рәңлик болғачқа, Худаниң «көктин чүшүрүлгән» әмирлиригә әсләтмә болсун дегән мәхсәттә бекитилишкә буйрулған — «Чөл.» 15:38-39 вә «Қан.» 22:12ни көрүң). Бирақ пәрийсийләр пәқәт өзлирини тәқвадар көрситиш үчүн шундақ қилатти.
■23:5 Чөл. 15:38; Қан. 6:8; 22:12; Мат. 6:5.
■23:6 Мар. 12:38,39; Луқа 11:43; 20:46.
□23:7 «Базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға... амрақ келиду» — «узун» дегән сөз грекчә тексттә йоқ; тарих тәтқиқатлириға асасән уларға қилған «саламлар»ни интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз. «өзлирини «устаз, устаз» дәп аташлириға амрақ келиду» — мошу йәрдә «Устаз» грек тилида (ибраний тилидиму охшаш) «Рабби» дегән сөз билән ипадилиниду.
□23:8 «Бирақ силәр болсаңлар «Устаз» дәп атилишни қобул қилмаңлар» — жуқуриқи изаһатни көрүң.
□23:9 «Йәр йүзидә һеч қандақ кишини «Атам» демәңлар» — рошәнки, Мәсиһ бу сөзни роһий җәһәттин ейтқан; бу йәрдә көздә тутулғини адәмләрниң өз җисманий атисини «Ата», «Дада» дегәнлиги әмәс, бәлки мәлум бир адәмни роһий җәһәттин «Атам» дейиши көздә тутулған, әлвәттә. Демисәкму, нурғун «християн җамаәтләр» (мәсилән, «Католиклар» вә «Правуславийлар») өз йетәкчилирини «Ата» дәп атайду; «Папа» вә «Поп» дегән сөзләр әслидә «Дада» дегәнликтур.
■23:12 Аюп 22:29; Пәнд. 29:23; Луқа 14:11; 18:14; Яқ. 4:6,10; 1Пет. 5:5.
□23:14 «Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр тул аялларниң мал-дуниясини йәватисиләр... шуңа, силәр техиму еғир җазаға тартилисиләр» — бәзи кона көчүрмиләрдә бу айәт тепилмайду. Бу сөзләр «Мар.» 12:40 вә «Луқа» 20:47диму тепилиду.
■23:14 Мар. 12:40; Луқа 20:47; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.
□23:15 «....силәр уни өзлириңлардин икки һәссә бәттәр болған дозақниң пәрзәнти қилип йетиштүрүп чиқисиләр» — «дозақниң пәрзәнти» дозаққа киридиған вә бәлким башқиларни дозаққа баридиған йолға аздуридиған киши болса керәк.
□23:19 «Әй корлар!» — бәзи кона көчүрүлмиләрдә «Әй әхмәкләр, корлар!» дейилиду.
■23:21 1Пад. 8:13; 2Тар. 6:1, 2.
■23:22 2Тар. 6:33; Йәш. 66:1; Мат. 5:34; Рос. 7:49.
□23:23 «Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Чүнки силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зириләрниң ондин бир үлүшини өшрә қилип Худаға атайсиләр-ю,...» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Тәврат қанунида ибадәтханидики ишлар вә каһинларниң кирими үчүн Өз хәлқиниң мәһсулатлиридин «ондин бир үлүши»ни тәләп қилған еди.
■23:23 1Сам. 15:22; Һош. 6:6; Мик. 6:8; Мат. 9:13; 12:7; Луқа 11:42.
□23:24 «Силәр чинәңләрдики пашини сүзүп еливетисиләр, лекин бирәр төгини пүтүн пети жутуветисиләр!» — Тәврат қанунидики бәлгүлимиләргә асасән һәм паша һәм төгә гөшиму һарам гөш еди.
□23:31 «Силәр өз сөзүңлар билән өзүңларниң пәйғәмбәрләрни өлтүргәнләрниң әвлатлири екәнлигиңларға гувалиқ бәрдиңлар» — демәк, улар пәйғәмбәрләрни өлтүргәнләрни «ата-бовилиримиз» дәп етирап қилиду. Улар көп башқа әлләрдәк дайим «ата-бовилири»ни махтап, биз уларниң әнъәнилиридә давамлиқ меңишимиз керәк, — дәйтти. Лекин шу ата-бовлириниң әнъәнилири Худаниң һәққаний тәләплиригә зит болуп кәлгән вә шу сәвәптинму пәйғәмбәрләрни өлтүргән.
□23:32 «Ундақта, ата-бовилириңлар башлиған қилмишлирини толуқлаңлар!» — Мәсиһниң бу кинайилик, һәҗвий гепи: «Силәрниң ата-бовилириңларниң излирини басқиниңлар — (уларниң әнъәниләрни тутуп, Худаниң әмирлирини ташлап) мени өлтүрүп уларниң ишлирини толуқлиғиниңлардур!» дегәндәктур.
□23:34 «... силәргә пәйғәмбәрләр, данишмәнләр вә алимларни әвәтип туримән» — «алимлар» дегән бу сөзни адәттә «Тәврат устазлири» дәп тәрҗимә қилимиз. Лекин Әйса Мәсиһ өз қериндаш Йәһудий хәлқигә әвәтидиған «устазлар»ни пәқәт «Тәврат устази» дегили болмайду, бәлки «Тәврат-Инҗил устазлири» болиду.
■23:34 Мат. 10:16,17; Луқа 10:3; 11:49; Юһ. 16:2; Рос. 7:52.
□23:35 «...һәққаний Һабилниң қан қәрзидин тартип таки силәр ибадәтханидики муқәддәс җай билән қурбангаһниң арилиғида өлтүргән Бәрәкияниң оғли Зәкәрияниң қан қәрзигичә...» — Һабилниң өлтүрүлүши тоғрилиқ «Яр.» 4:8-11, Зәкәрияниң өлтүрүлүши «2Тар.» 24:20-22ни көрүң. Бу икки вақиә Йәһудийларниң Тәвратни әнъәниви орунлаштуруш тәртиви бойичә Тәвратниң әң бешида вә айиғида хатирилиниду. «2Тар.» 24:20-22 бойичә Зәкәрияниң атисиниң исми «Йәһояда» еди. «Бәрәкия» униң башқа исми болса керәк («Йәһояда» һәм «Бәрәкия» дегән икки исим «Яһқа (Пәрвәрдигарға) мәдһийә оқулсун» дегән мәнидики мәнидаш сөзләрдур).
■23:35 Яр. 4:8; 2Тар. 24:21; Ибр. 11:4.
□23:37 «Әй Йерусалим, Йерусалим!...» — Муқәддәс Китапта, адәмниң исмини икки қетим чақириш — униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини вә өзигә толиму әзиз екәнлигини көрситиду. «Мекиян җүҗилирини қанат астиға жиққандәк пәрзәнтлириңни қанчә қетим қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар!» — «пәрзәнтлириң» — Йерусалимдикиләрниң өзлирини көрситиду.
■23:37 Зәб. 16:8; 91:4; Мат. 21:35,36; Луқа 13:34.
□23:38 «...өйүңлар силәргә харабә болуп қалиду» — үч бислиқ сөз болуп: (1) Худаниң ибадәтханиси (лекин Мәсиһниң «силәрниң өйүңлар» дегини бойичә бу өй һазир Худаниңки әмәс, пәқәт силәрниңкидур); (2) өзлириниң қору-җайлири; (3) бала-җақилириниң вәйран болидиғанлиғини көрситиду.
■23:38 Зәб. 68:26; Йәш. 1:7; Йәр. 7:34; Мик. 3:12; Рос. 1:20.
□23:39 «Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!» —Мошу ибарә Зәбур 117:26тин елинған болуп, хәлиқниң Мәсиһни қарши алғанлиғини көрситиду. Демәк, улар Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишинип етирап қилмиғичә улар уни қайта көрмәйду. Бу сөз шу муһим пакитни көрситидуки, Әйса Мәсиһ дунияға қайтип кәлгинидә, Йәһудий хәлқи аллиқачан униңға етиқат бағлап етирап қилған болиду.