«Кимла мени тепивалса өлтүрүветиду!» — Қабил қәйәргила барса шу йәрдики тупрақ үнмәс болуп қалиду. У меңиватқан бир апәттур, шуңа уни көргәнла киши уни йоқитишни ойлайду. ■Аюп 15:20, 21.
«Адәмләр Пәрвәрдигарниң намиға нида қилишқа башлиди» — бу ибарә Худаға ибадәт-дуа қилишни билдүриду («Йоел» 2:32, «Рос.» 2:21, «Рим.» 10:13, «1Кор.» 1:2ни көрүң).
□4:1 «Адәм ата аяли Һава билән биллә болди» — ибраний тилида «Адәм ата аяли Һавани тониди» билән ипадилиниду. «Қабил» — ибраний тилида «Қайин» яки «Кайин» дейилиду. «Қайин» дегән исим ибраний тилида «егә болдум» дегән сөз билән аһаңдаш. «Мән бир адәмгә егә болдум — у Пәрвәрдигардур!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң ярдими билән бир оғулға егә болдум». Әйни текст «Мән бир адәмгә егә болдум — Пәрвәрдигар!» дегән мәзмундидур. Бизниңчә Һава анимиз «Худаниң Қутқузғучи тоғрилиқ вәдиси һазир мән туққан бала билән әмәлгә ашурулди!» дәп ойлап қалған болса керәк. У наһайити тезла Қабилниң вәдә қилинған Қутқузғучи әмәслигини билип йетиду, әлвәттә.
□4:2 «Һабил» — ибраний тилида «һәбәл» болуп, мәнаси «бир тиниқ», «һор», «бус» «һеч немә» дегәндәктур. Шүбһисизки, бу исим Һава анимиз яки Адәм атимизниң бир хил үмүтсизлинишини билдүриду.
□4:3 «Бекитилгән шундақ бир вақит-сааттә» — ибраний тилида «күнләрниң ахирида» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Бу сөзгә қариғанда, Худа Һабил вә Қабилға Өзиниң һозуриға киридиған бир күнни бекитип бәргән болуши мүмкин.
□4:4 «уларниң йеғи» — қойларниң әң есил қисми дәп қарилатти. «Пәрвәрдигар Һабилни униң сунған һәдийәсини қобул қилди» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар униң өзигә вә униң сунған һәдийәсигә қариди».
□4:7 «Әгәр дурус иш қилсаң, сән көтирилмәмсән?» — ибраний тилида «Әгәр дурус иш қилсаң, көтирилиш болмамду?» дейилиду. Әнди немә көтирилиду? Яки Қабилниң йүзи яки елип кәлгән қурбанлиғи (тоғра болса) көтирилиду яки қобул қилиниду. Йәнә бир мүмкинчилиги бар тәрҗимиси шуки: — «Сән (Қабил) иниңдин жуқури (ака сүпитигә лайиқ) көтирилисән» дегәндәк болиду. «дурус иш қилмисаң...» — Немишкә Қабилниң һәдийәси қобул қилинмиди? «Қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
□4:8 «Қабил иниси Һабилға: «Далиға чиқип келәйли!» деди» — әң кона көчүрмиләрдә пәқәт «Қабил иниси Һабил билән сөзлишип туруп, далада...» дейилиду.
■4:8 Мат. 23:35; 1Юһа. 3:12; Йәһ. 11.
□4:11 «ағзини ачқан йәрдин қоғлинип...» — демәк: (1) йәр-зимин Һабилниң қенини қобул қилишқа ағзини ачқан вә (2) Қабил шу зиминдин қоғланған.
□4:14 «кимла мени тепивалса, өлтүрүветиду!» — рошәнки, шу вақитта йәр йүзидә адәмләр аллиқачан көпийип кәткән еди. «Кимла мени тепивалса өлтүрүветиду!» — Қабил қәйәргила барса шу йәрдики тупрақ үнмәс болуп қалиду. У меңиватқан бир апәттур, шуңа уни көргәнла киши уни йоқитишни ойлайду.
■4:14 Аюп 15:20, 21.
□4:16 «Нод» — мәнаси «сәргәрданлиқ», «беарамлиқ».
□4:17 «Қабилниң аяли» — Қабилниң аяли бәлким униң сиңлиси яки нәврә сиңлиси болса керәк («Яр.» 5:4ни көрүң). Шу вақитта йеқин туққанлири билән никаһлиниш мәнъий қилинған әмәс; йәнә бир тәрәптин, бундақ никаһлиниш дәсләпки дәвирләрдә һеч қандақ ирқий (генетикилик) кәмтүклүк яки кесәл кәлтүрүп чиқармайтти.
□4:19 «Ләмәх өзигә икки хотун алди» — бу әрләрниң тунҗа қетим икки аял елиши еди. Гәрчә шу чағда Худа бу тоғрилиқ беваситә әмир бәрмигән болсиму, рошәнки, У Адәм атимизға пәқәт бир Һава анимизни яритип бәргән еди («Мат.» 19:3-6ни көрүң).
□4:20 «бовиси» — яки «пири», «асасчиси»
□4:21 «Енош» — яки «пири», «асасчиси».
□4:24 «Ләмәх болса аяллириға сөз қилип... деди» — Ләмәхниң бу сөзлириниң хатирилинишидики мәхсәт бәлким инсанийәтниң умумән наһайити тәкәббурлишип, мәнмәнчиликкә петип кәткәнлигини көрситиш үчүн болуши мүмкин.
□4:25 «Шет» — ибраний тилида «бекитилгән» яки «тикләнгән» дегән мәнидә болуши мүмкин.
□4:26 «Енош» — «(аҗиз) инсан» дегән мәнидә. Бу сөз әрәбчидин уйғур тилиға кирип «инсан» болуп қалған. «Адәмләр Пәрвәрдигарниң намиға нида қилишқа башлиди» — бу ибарә Худаға ибадәт-дуа қилишни билдүриду («Йоел» 2:32, «Рос.» 2:21, «Рим.» 10:13, «1Кор.» 1:2ни көрүң).