«Товва қилиш» грек тилида «уни» билән ипадилиниду. Бәзи тәрҗиманлар бу «уни» дегәнни «гунайидин товва қилиш»ни көрситиду, дәп қарайду. Лекин «Яр.» 27:1-40кә қариғанда, униң издигини әслидики тәлвилигидин товва қилиш әмәс, бәлки пәқәт пушайман билән атисиниң хәйрлик дуасила еди. Шуниң үчүн мошу йәрдә «товва қилиш»ниң мәнаси: — (1) атисиниң қарарини, яки (2) Худаниң ирадисини өзгәртишни билдүриду (оқурмәнләргә аянки, «товва қилиш»ниң әслидики мәнаси «көзқарашни өзгәртиш» «позитсийәни өзгәртиш» дегәнлик). ■Яр. 27:36.
□12:1-2 «Әнди әтирапимизда гувачилар шунчә чоң булуттәк бизни орувалғачқа,... » — «гувачилар» икки тәрәптики сөз болуши мүмкин: (1) Жуқириқи 11-бапта тилға елинған кишиләр бизгә етиқат билән яшашниң немә екәнлигини көрситип «гувалиқ бәргәнлиги»ни һәм (2) «етиқатниң бәйгиси»дә жүгүргинимиздә буларниң әрштин бизгә гувачилардәк қарап туруватқанлиғини көрситиду. «Булут» қизиқ гәп — «Дан.» 7:13, «Мат.» 24:30, 26:46, «1Тес.» 4:17, «Вәһ.» 1:7ни көрүң.
■12:1-2 Рим. 6:4; 12:12; 1Кор. 9:24; Әф. 4:22; Кол. 3:8; Ибр. 10:36; 1Пет. 2:1, 2; Луқа 24:26; Фил. 2:8-11; Ибр. 1:3; 8:1; 1Пет. 1:11.
■12:5 Аюп 5:17; Пәнд. 3:11-12; Вәһ. 3:19.
□12:6 «И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә сәл қарима, әйипләнгиниңдә көңлүң совуп кәтмисун, чүнки Пәрвәрдигар сөйгинигә тәрбийә бериду, Мениң оғлум дәп қобул қилғанларниң һәммисини дәрриләйду» — «Пәнд.» 3:11-12 .
□12:12 «... «Телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни руслаңлар»» — яки «...«телип саңгилиған қолуңларни, зәиплишип кәткән тизиңларни күчәйтиңлар»» («Йәш.» 35:3дин нәқил кәлтүрүлгән).
□12:13 «... «ақсақ»ларниң пүкүлүп қалмай, бәлки шипа тепиши үчүн пүтлириңларни түз йолларда маңдуруңлар» — «ақсақ»лар бәлким етиқати аҗизларни көрситиду.
■12:14 Рим. 12:18; 2Тим. 2:22.
■12:15 Қан. 29:17; Рос. 17:13; 2Кор. 6:1; Гал. 5:12.
□12:16 «...Өзиниң тунҗа оғуллуқ һоқуқини бир вах тамаққа сетивәткән Әсавдәк ихлассиз киши болмисун» — «Яр.» 25:29-34.
■12:16 Яр. 25:33; Әф. 5:3; Кол. 3:5; 1Тес. 4:3.
□12:17 «...у (Әсав) бу ишларни орниға кәлтүридиған товва қилиш йолини тапалмай...» — башқа бир хил тәрҗимиси «у (Әсав) өз гунайидин товва қилиш йолини тапалмай...». «Товва қилиш» грек тилида «уни» билән ипадилиниду. Бәзи тәрҗиманлар бу «уни» дегәнни «гунайидин товва қилиш»ни көрситиду, дәп қарайду. Лекин «Яр.» 27:1-40кә қариғанда, униң издигини әслидики тәлвилигидин товва қилиш әмәс, бәлки пәқәт пушайман билән атисиниң хәйрлик дуасила еди. Шуниң үчүн мошу йәрдә «товва қилиш»ниң мәнаси: — (1) атисиниң қарарини, яки (2) Худаниң ирадисини өзгәртишни билдүриду (оқурмәнләргә аянки, «товва қилиш»ниң әслидики мәнаси «көзқарашни өзгәртиш» «позитсийәни өзгәртиш» дегәнлик).
□12:18 «ялқунлап от йенип туруватқан һәмдә сүрлүк булут, қараңғулуқ вә қара қуюн қаплиған әшу таққа кәлмидиңлар...» — «әшу тағ» болса Йәһудий хәлқи Муса пәйғәмбәрниң вастиси билән Тәврат қанунини қобул қилған Синай теғини көрситиду («Мис.» 19-бапни көрүң).
■12:18 Мис. 19:10,16; 20:21; Қан. 5:22.
□12:19 «у җайда канай садаси билән сөзлигән аваз йәткүзүлгәндә, буларни аңлиғанлар: «Бизгә йәнә сөз қилинмисун!» дәп Худаға ялвурушти» — «Қан.» 15:23ни көрүң.
■12:19 Мис. 20:19; Қан. 5:25; 18:16.
□12:20 «чүнки улар қилинған әмирни көтирәлмиди. Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң айиғи тәгсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дәп тапиланған еди...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки уларға тапиланған: «Әгәр бу таққа һәтта бирәр һайванниң аяқлири тәккән болсиму, чалма-кесәк қилип өлтүрүлсун» дегән әмирни көтирәлмиди».
□12:21 «у көрүнүш шундақ қорқунучлуқ едики, Мусаму: «Бәк қаттиқ қорқуп ғал-ғал титрәп кәттим» дегән еди» — «Қан.» 9:19.
■12:22 Гал. 4:26; Вәһ. 3:12; 21:10-27.
□12:23 «исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң... җамаитигә...» — «тунҗа туғулғанлар» дегән сөз бу йәрдә Әйса Мәсиһгә етиқат қилип, «қайтидин туғулған» Худаниң пәрзәнти дәп һесапланғанларни көрситиду. «әрштики Йерусалимға, түмәнлигән пәриштиләргә, исимлири әрштә пүтүлгән тунҗа туғулғанларниң һейт-мәрикә хошаллиғида җәм қилинған җамаитигә,...» — (22-23-айәт) башқа бир хил тәрҗимиси: «һейт-мәрикә хошаллиғиға җәм болидиған түмәнлигән пәришитиләргә, исимлири әрштә йезилған тунҗа туғулғанларниң җамаитигә...». Исраилларниң исимлириниң һәммиси йәр йүзидә «ройхәт»тә пүтүлүши буйрулған еди («Чөл.» 1:1-18). Лекин җамаәттикиләрниң исимлири йәр йүзидә әмәс, бәлки әрштә пүтүклүктур.
□12:24 «вә йеңи әһдиниң васитичиси Әйсаға, шундақла һәм Униң сепилгән қениға кәлдиңлар. Бу қан Һабилниңкидин әвзәл сөз қилиду» — Әйса Мәсиһниң сепилгән қени инсанниң гуналирини тиләп уларни пак қилиду. Һабилниң қени болса интиқам дәп һөкирәп жиғлайтти («Яр.» 4:10).
■12:24 Яр. 4:10; Ибр. 10:22; 11:4; 1Пет. 1:2.
□12:25 «...йәр йүзидә өзлиригә вәһий йәткүзүп агаһландурғучи» — мошу йәрдә Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ сөзлигинини көрситиду.
□12:26 «Әнди шу чағда Худаниң авази зиминни тәвритивәткән еди...» — «шу чағда» — Худа Синай теғидин сөзлигинидә. «лекин әнди У: «Өзүм йәнә бир қетим зиминнила әмәс, асманниму тәвритимән» дәп вәдә қилди» — «Һаг.» 2:6ни көрүң.
□12:28 «тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болуп, меһри-шәпқәтни чиң тутуп,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «тәврәткили болмайдиған бир падишалиққа муйәссәр болғинимиздин миннәтдар болуп,...».
□12:29 «Чүнки Худайимиз һәммини йәвәткүчи бир оттур» — бу сөзләр «Қан.» 4:24, 9:3диму тепилиду.