35
Худаниң чөл-баяванни гүлләндүрүши, •••• шундақла Өз мөмин-бәндилири үчүн ачқан йоли
— Дала һәм қағҗирап кәткән җайлар улар үчүн хошал болиду;
Чөл-баяван шатлинип зәпирандәк чечәкләйду;«Дала ... улар үчүн хошал болиду» — Йәшая дәсләптә «улар»ниң ким екәнлигини демәйду. Билиш үчүн бешарәтни ахириғичә (9-айәткичә) оқуш керәк! (бу сөзләр «Рим.» 8:19-22 билән мунасивәтлик).
У бәрқ уруп чечәкләйду,
Шатлиққа шатлиқ қошулуп тәнтәнә қилиду;
Ливанниң шан-шәриви,
Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр униңға берилиду;
Улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини,
Худайимизниң гөзәллиги вә һәйвитини көриду.«Ливанниң шан-шәриви, Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр...» — Ливан, Кармәл вә Шаронларниң алаһидиликлири жуқурида, 33-бап, 9-айәттики изаһатта тәсвирлиниду. «улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини... көриду» — «улар» — 1-айәттики изаһатқа қараң.
Аҗиз қолларни күчләндүрүңлар,
Егилип маңидиған тизларни чиңитиңлар,Ибр. 12:12
Жүриги аққанларға: — «Чиң туруңлар! Қорқмаңлар!
Мана, Худайиңларға қарап беқиңлар;
Қисас келиду — Худаниң һесап елиш күни келиду!
У Өзи келиду, силәрни қутқузиду!» — дәң!
Андин қариғуниң көзи ечилиду,
Гасниң қулақлири очуқ қилиниду,Мат. 9:27; 11:5; 12:22; 20:30; 21:14; Юһ. 9:6
Андин ақсақ-токурлар кейиктәк ойнақлап сәкрәйду;
Гачиниң тили нахша ейтиду;
Чүнки далада сулар,
Чөл-баяванларда дәрия-еқинлар урғуп ташиду;Мат. 9:32; 11:5; 15:30; 21:14; Юһ. 5:8, 9; 7:38, 39; Рос. 3:2; 8:7; 14:8
Пижғирин чөл-җәзирә көлчәккә,
Чаңқиған йәрләр булақларға айлиниду;
Чилбөриләрниң макани — улар ятқан җай,
Қомуш вә йекәнләр өсүп, чимәнликкә айлиниду.
Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол,
Түптүз бир йол болиду;
У «пак-муқәддәсликниң йоли» дәп атилиду;
Напаклар униңдин өтүшкә болмайду,
Шу йол мәхсус шулар үчүн бекитилип ясалғанки, —
Һәтта наданларму униңда езип кәтмәйду;«Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол, түптүз бир йол болиду» — йолниң нәгә баридиғанлиғини демәйду; билиш үчүн 10-айәткичә оқуш керәк.
Шу йәрдә шир болмайду,
Униң үстигә һеч житқуч һайван чиқмайду;
(Улар шу йәрдә һеч тепилмайду)
— Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар шу йәрдә маңиду!«Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар» — болса ибраний тилида бирла сөз («гаал») билән ипадилиниду. Мошу сөзни толуқ чүшиниш үчүн 41:14-айәтниң изаһатини көрүң.
10 Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду,
Күйләрни ейтип Зионға йетип келиду;
Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду;
Улар хошаллиқ вә шатлиққа чөмгән болиду;
Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду. «Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду... қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду» — бешарәттики вақиәләр Исраилниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ қутқузулғанлиғиға охшайду; шундақла бу ишларни йеңи бир «Мисирдин чиқиш» дегили болиду. Оқурмәнләргә Тәвраттики «Мисирдин чиқиш» дегән қисимни оқуса, шу чағдики вақиәләрни мошулар билән тәпсилий һалда селиштуруш наһайити әһмийәтлик болиду.
Мошу «чиқип-қутқузуш» болса «Мисирдин чиқиш»тин нәччә һәссә улуқ, нәччә һәссә шәрәплик болиду. Кейин көримизки, Худа қутқузған хәлиқ пәқәт Мисирдин әмәс, бәлки пүткүл дуниядин чиқип қутқузулиду. Улар қорқунучлуқ дәшт-баявандин өтүшиниң орнида, өзлирини қарши алидиған, чимәнбаққа айландурулған зиминдин өтиду; йол һәммә адәм үчүн түз, оңушлуқ, раван һәм хәтәрсиз болиду.
  Вәһ. 21:4
 
 

35:1 «Дала ... улар үчүн хошал болиду» — Йәшая дәсләптә «улар»ниң ким екәнлигини демәйду. Билиш үчүн бешарәтни ахириғичә (9-айәткичә) оқуш керәк! (бу сөзләр «Рим.» 8:19-22 билән мунасивәтлик).

35:2 «Ливанниң шан-шәриви, Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр...» — Ливан, Кармәл вә Шаронларниң алаһидиликлири жуқурида, 33-бап, 9-айәттики изаһатта тәсвирлиниду. «улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини... көриду» — «улар» — 1-айәттики изаһатқа қараң.

35:3 Ибр. 12:12

35:5 Мат. 9:27; 11:5; 12:22; 20:30; 21:14; Юһ. 9:6

35:6 Мат. 9:32; 11:5; 15:30; 21:14; Юһ. 5:8, 9; 7:38, 39; Рос. 3:2; 8:7; 14:8

35:8 «Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол, түптүз бир йол болиду» — йолниң нәгә баридиғанлиғини демәйду; билиш үчүн 10-айәткичә оқуш керәк.

35:9 «Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар» — болса ибраний тилида бирла сөз («гаал») билән ипадилиниду. Мошу сөзни толуқ чүшиниш үчүн 41:14-айәтниң изаһатини көрүң.

35:10 «Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду... қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду» — бешарәттики вақиәләр Исраилниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ қутқузулғанлиғиға охшайду; шундақла бу ишларни йеңи бир «Мисирдин чиқиш» дегили болиду. Оқурмәнләргә Тәвраттики «Мисирдин чиқиш» дегән қисимни оқуса, шу чағдики вақиәләрни мошулар билән тәпсилий һалда селиштуруш наһайити әһмийәтлик болиду. Мошу «чиқип-қутқузуш» болса «Мисирдин чиқиш»тин нәччә һәссә улуқ, нәччә һәссә шәрәплик болиду. Кейин көримизки, Худа қутқузған хәлиқ пәқәт Мисирдин әмәс, бәлки пүткүл дуниядин чиқип қутқузулиду. Улар қорқунучлуқ дәшт-баявандин өтүшиниң орнида, өзлирини қарши алидиған, чимәнбаққа айландурулған зиминдин өтиду; йол һәммә адәм үчүн түз, оңушлуқ, раван һәм хәтәрсиз болиду.

35:10 Вәһ. 21:4