14
Павлус билән Барнабас Коня шәһиридә
Коня шәһиридә шундақ болдики, Павлус билән Барнабас Йәһудийларниң синагогиға киргәндә, җамаәткә шундақ сөзлидики, нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди«нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди» — «Грекләр» бәлким шу йәрдики һәр милләттин болған «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду. (һалбуки, ишәнмигән Йәһудийлар ят әлликләрниң көңүллирини зәһәрләп, уларни қериндашларға қарши турушқа қутратти). Шуңа Павлус билән Барнабас у йәрдә хелә узун туруп, Рәбгә тайинип жүрәклик һалда хуш хәвәрни җакалиди; Рәб уларниң қоллири билән мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситип өз меһри-шәпқитиниң сөз-каламиға гувалиқ бәрди.Мар. 16:20; Рос. 19:11; Ибр. 2:4. Буниң билән шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип, бәзилири Йәһудийлар тәрәптә, бәзилири болса расуллар тәрәптә турди.«шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип...» — яки «шәһәрниң көп қисми иккигә бөлүнүп кетип...». Ахирда, бир қисим ят әлликләр билән Йәһудийлар арисида (өз башлиқлири билән бирликтә) расулларни қийнап, чалма-кесәк қилиш қутратқулуғи баш көтәрди. 6-7 Лекин улар бу иштин хәвәр тепип, шу йәрдин қечип Ликавуня районидики Листра вә Дәрбә шәһәрлири һәмдә әтраптики жутларға қарап маңди. Улар шу йәрләрдә хуш хәвәрни давамлиқ җакалавәрди.Мат. 10:23; Рос. 8:1.
 
Листра вә Дәрбә шәһәрлиридә
Шу чағда, Листра шәһиридә путлирида мағдури йоқ, һеч меңип бақмиған бир туғма паләч олтиратти.Рос. 3:2. Павлус сөз қиливатқанда, бу адәм униңға қулақ селип олтиратти. Павлус униңға көз тикип униң сақайтилишиға ишәши барлиғини көрүп йетип, 10 жуқури аваз билән:
— Орнуңдин дәс тур! — деди.
Һелиқи адәм шуан орнидин дәс туруп меңишқа башлиди. 11 Лекин Павлусниң бу ишини көргән топ-топ адәмләр Ликавуня тили билән:
— Илаһлар инсан қияпитигә кирип аримизға чүшүпту! — дәп вақиришип кәтти. Рос. 28:6. 12 Улар Барнабасни «Илаһ Зеус» дәп аташти вә Павлусни сөзләштә башламчи болғачқа уни «Илаһ Һермис» дәп аташти. «Илаһ Зеус» — Грекләрниң «баш илаһ»и («Юпитер» дегән планета). «Илаһ Һермис» — Һермис («Меркурий» дегән планета) «илаһларниң әлчиси» дәп қарилатти. 13 Шәһәрниң сиртида «Зеус Илаһ»ниң бутханиси бар еди. Шу бутханидики каһин шәһәр дәрвазисиға өкүз вә гүл чәмбирәкләрни елип келип, хәлиқ билән биллә расулларға атап қурбанлиқ қилмақчи болди. 14 Лекин расуллар Барнабас билән Павлус бу ишни аңлап, кийим-кечәклирини житқан һалда, көпчиликниң арисиға жүгүрүп кирип, вақирап мундақ деди:
15 — Халайиқ, бу ишларни немә дәп қиливатисиләр?! Биз силәргә охшаш һессияттики инсанлармиз! Биз силәргә бу әрзимәс нәрсиләрни ташлап, асман-зимин, деңиз-океан вә улардики барлиқ мәхлуқларни Яратқучи һаят Худағила ибадәт қилишиңлар керәк дәп җакалаватимиз! Яр. 1:1; Зәб. 32:6; 123:8; 145:6; Рос. 10:26; Вәһ. 14:7; 19:10; 22:9. 16 Бурунқи дәвирләрдә, у һәр қайси әлләрни өз йоллирида меңишқа йол қойған. Зәб. 80:13 17 Шундақ болсиму, У Өзини испатлайдиған гувалиқни қалдурмиған әмәс. Чүнки У һемишә силәргә шапаәт көрситип, ямғурни өз вақтида әрштин яғдуруп мол һосул ата қилип, аш-тамақ билән силәрни тойғузуп, қәлбиңларни хошаллиққа чөмдүрүп кәлди. Рим. 1:19.
18 Һәтта улар бу сөзләрни қилған болсиму, халайиқниң уларға атап қурбанлиқ қилишини аранла тосувалди.
19 Лекин Антакя вә Коня шәһәрлиридин бәзи Йәһудийлар келип, кишиләрни өзлиригә қайил қилиши билән, хәлиқ Павлусни чалма-кесәк қилди, андин уни өлди дәп қарап, шәһәр сиртиға сөрәп ачиқип ташливәтти. 2Кор. 11:25. 20 Лекин мухлислар униң әтрапиға олашқанда, Павлус орнидин туруп, шәһәргә қайтип кирди. Әтиси, у Барнабас билән биллә Дәрбә шәһиригә кәтти.
 
Расулларниң Сурийәдики Антакяға қайтип келиши
21 Әнди улар Дәрбә шәһиридә хуш хәвәр җакалап, нурғун адәмләрни Мәсиһгә мухлис болушқа киргүзгәндин кейин, иккилән Листра, Коня вә Антакя шәһәрлиригә қайтип барди. 22 Улар у йәрләрдә мухлисларниң қәлблирини күчәйтип, уларни етиқатта чиң турушқа риғбәтләндүрүп, шундақла: — Биз Худаниң падишалиғиға кириштә нурғун җапа-мушәққәтләрни бешимиздин өткүзүшимиз муқәррәр болиду, — дәп несиһәт қилди.Мат. 10:38; 16:24; Луқа 24:26; Рос. 11:23; 13:43; 2Тим. 3:12.
23 Улар йәнә һәр қайси җамаәт ичидә ақсақалларни таллап бәлгүләп, дуа қилиш вә роза тутуш арқилиқ уларни өзлири етиқат бағлиған Рәбгә тапшурди. 24 Иккилән Писидийә районидин өтүп Памфилийә өлкисигә кәлди. 25 Улар Пәргә шәһиридә сөз-каламни йәткүзгәндин кейин, Атталя шәһиригә барди. «... Атталя шәһиригә барди» — Атталя шәһири деңиз бойида еди; һазирқи «Анталия». 26 Андин у йәрдин кемигә чиқип, Сурийәдики Антакяға қарап кәтти. Улар әслидә шу йәрдә өзлири һазир тамамлиған бу вәзипини ада қилишқа җамаәттикиләр тәрипидин Худаниң меһри-шәпқитигә тапшурулған еди.Рос. 13:1.
27 Қайтип кәлгәндә, улар җамаәтни бир йәргә җәм қилғанда, уларға Худаниң өзлири арқилиқ қилған барлиқ әмәллирини, шундақла Худаниң қандақ қилип әлләргә етиқатниң бир ишигини ачқанлиғини сөзләп бәрди. «Худаниң қандақ қилип әлләргә етиқатниң бир ишигини ачқанлиғини сөзләп бәрди» — «әлләр» мошу йәрдә «ят әлләр», «Йәһудий әмәсләр» дегән мәнидә. 28 Улар у йәрдә мухлислар билән биллә узун мәзгил турди.


Расул Павлусниң хуш хәвәрни җакалиған 1-сәпири
 
 

14:1 «нәтиҗидә Йәһудийлар вә Грекләрдинму нурған кишиләр етиқат қилди» — «Грекләр» бәлким шу йәрдики һәр милләттин болған «Йәһудий әмәсләр»ни көрситиду.

14:3 Мар. 16:20; Рос. 19:11; Ибр. 2:4.

14:4 «шәһәр хәлқи иккигә бөлүнүп кетип...» — яки «шәһәрниң көп қисми иккигә бөлүнүп кетип...».

14:6-7 Мат. 10:23; Рос. 8:1.

14:8 Рос. 3:2.

14:11 Рос. 28:6.

14:12 «Илаһ Зеус» — Грекләрниң «баш илаһ»и («Юпитер» дегән планета). «Илаһ Һермис» — Һермис («Меркурий» дегән планета) «илаһларниң әлчиси» дәп қарилатти.

14:15 Яр. 1:1; Зәб. 32:6; 123:8; 145:6; Рос. 10:26; Вәһ. 14:7; 19:10; 22:9.

14:16 Зәб. 80:13

14:17 Рим. 1:19.

14:19 2Кор. 11:25.

14:22 Мат. 10:38; 16:24; Луқа 24:26; Рос. 11:23; 13:43; 2Тим. 3:12.

14:25 «... Атталя шәһиригә барди» — Атталя шәһири деңиз бойида еди; һазирқи «Анталия».

14:26 Рос. 13:1.

14:27 «Худаниң қандақ қилип әлләргә етиқатниң бир ишигини ачқанлиғини сөзләп бәрди» — «әлләр» мошу йәрдә «ят әлләр», «Йәһудий әмәсләр» дегән мәнидә.