14
Қутқузувелинғанларниң мәдһийә күйи
Андин мән көрдүмки, мана, Қоза Зион теғи үстидә туратти. Униң йенида пешанисигә Өз нами вә Атисиниң нами йезилған бир йүз қириқ төрт миң киши бар еди.«мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 47-күй, «Ибр.» 12:18-29.  Вәһ. 7:4; 2Тар. 23:7 Асмандин худди шарқирап еқиватқан нурғун суларниң авазидәк вә қаттиқ гүлдүрмаминиң авазидәк бир авазни аңлидим. Мән аңлиған аваз йәнә чилтарчилар чилтарларни чалған авазға охшайтти;Вәһ. 1:15; 5:8.  һелиқи кишиләр тәхтниң, төрт һаят мәхлуқниң вә ақсақалларниң алдида йеңи бир күйни ейтишти. Бу күйни гуналириниң бәдили төлинип бу дуниядин азат қилинған кишиләрдин бир йүз қириқ төрт миңдин башқа һеч ким үгинәлмәйтти.Вәһ. 5:9. Улар аяллар тәрипидин гунада булғанмиған, чүнки улар пак адәмләрдур. Қоза нәгә барса, уларму Униңға әгишип шу йәргә бариду. Улар бәдәл билән инсанлар арисидин Худаға вә Қозиға һосулниң тунҗа мевисидәк болуш үчүн сетивелинған.«чүнки улар пак адәмләрдур» — «пак адәмләр» болса грек тилида адәттә бу сөз җинсий мунасивәтни өткүзмигән кишиләрни көрситиду. Мошу йәрдә (1) әмәлий шу мәнидә (2) яки роһий җәһәттә көчмә мәнидә (3) яки икки мәнидә тәң болуши мүмкин. Айәттин көрүнидуки, улар һәммиси оғул балилар. «улар бәдәл билән инсанлар арисидин Худаға вә Қозиға һосулниң тунҗа мевисидәк болуш үчүн сетивелинған» — «һосулниң тунҗа мевиси»ниң өз қиммити бар, әлвәттә; Тәврат дәвридә Исраиллар дайим «һосулниң тунҗа мевиси» Худаға (нәзир қилип) атайтти. Бу ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.  2Кор. 11:2. Улар әйипсиз болуп, ағзидин һеч ялған сөз чиқмайду. «Улар әйипсиз болуп, ағзидин һеч ялған сөз чиқмайду...» — мошу йәрдә бәзи кона көчүрүлмиләрдә «чүнки улар Худаниң тәхти алдида әйипсиз испатлиниду» дегән сөзләр қошулиду.  Зәф. 3:13; Әф. 5:27.
 
Үч пәриштә елип кәлгән хәвәрләр
Андин мән асманниң оттурисида учуп жүргән башқа бир пәриштини көрдүм. Униңға йәр йүзидә туруватқанларға, йәни һәр бир әл, қәбилә, һәр хил тилда сөзлишидиғанлар, һәр милләтләргә елип йәткүзүши үчүн мәңгүлүк хуш хәвәр тапшурулди. У жуқури аваз билән:
— Худадин қорқуңлар, Уни улуқлаңлар! Чүнки Униң сот қилиш саити йетип кәлди; асманни, зиминни, деңизни вә су булақлирини Яратқучиға сәҗдә қилиңлар! — дәйтти.Яр. 1:1; Зәб. 32:6; 124:8; 146:6; Рос. 14:15; 17:24.
Униң кәйнидин иккинчи пәриштә келип мундақ деди: «Ғулиди! Катта шәһәр Бабил ғулиди, у өз зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабини пүткүл әлләргә ичкүзгән».«у өз зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабини пүткүл әлләргә ичкүзгән» — «сәвдалиқ» тоғрилиқ: грек тилида «сәвдаси» дегән сөз икки бислиқ сөз болуп, йәнә «ғәзәп» дегән мәнасиму бар; шүбһисизки, мошу йәрдә буниң иккинчи мәнидә кәлгән; Бабилниң шарабини ичкәнләр Худаниң қаттиқ ғәзивигә учрайду.  Йәш. 21:9; Йәр. 51:8; Вәһ. 16:19; 17:5; 18:2,10,21.
Алдинқи икки пәриштиниң кәйнидин йәнә бир пәриштә, йәни үчинчи пәриштә жуқури аваз билән мундақ деди: —
«Кимдиким дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунса, униң тамғисини пешанисигә яки қолиға қобул қилса, 10 Худаниң қәһриниң әбҗәш қилинмиған сап шарабини Униң ғәзиви билән толған қәдәһтә ичиду. У муқәддәс пәриштиләрниң вә Қозиниң алдида от вә гуңгуттә қийнилиду. Вәһ. 16:19; 18:6; 19:20. 11 Уларниң қийнилишлиридин чиққан ис-түтәкләр әбәдил-әбәт пурқирап туриду; дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанлар яки униң наминиң тамғисини қобул қилғанларға кечә-күндүз арамлиқ болмайду».Вәһ. 19:3.
12 Муқәддәс бәндилириниң сәври-тақити вә етиқати мана шу ишларда мәлум болиду. Вәһ. 13:10. 13 Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: —
«Бу сөзни яз: «Буниңдин кейин Рәбдә вапат болуп өлгәнләр бәхитликтур!
— Дурус, дәйду Роһ, — улар һазир өз ишлиридин тохтап арам алалайду. Чүнки қилған әмәллири уларға әгишип келиду»».«дурус, дәйду Роһ» — «Роһ» болса Муқәддәс Роһ. «қилған әмәллири уларға әгишип келиду» — демәк, әмәллириниң инъами бешиға чүшиду.
 
Йәр йүзидин алған икки орма
14 Мән көрдүмки, мана бир парчә ақ булут, булутниң үстидә бешиға алтун таҗ кийгән, қолида өткүр бир оғақ тутқан Инсаноғлиға охшайдиған бириси олтиратти. «Инсаноғлиға охшайдиған бириси» — бизниңчә, бу зат Мәсиһ болуши керәк. Чүнки «Йо.» 3:11-14дә «орма ориғучи»ниң Худаниң Өзи екәнлиги көрүниду.  Әз. 1:26; Дан. 7:13; Вәһ. 1:13. 15 Ибадәтханидин башқа бир пәриштә чиқип, булутниң үстидә Олтарғучиға жуқури аваз билән:
— Орғиқиңни сал вә орушқа башла! Чүнки орма вақти кәлди, йәр йүзидики зираәтләр пишип йетилди, деди.«мунасивәтлик айәтләр» — «Йо.» 3:11-14.  Йо. 3:13; Мат. 13:39.
 
16 Булут үстидә Олтарғучи орғиқини йәр йүзигә салди вә йәр йүзидики зираәтләр орулди.
17 Әрштә болған ибадәтханидин йәнә бир пәриштә чиқти. Униңму өткүр бир орғиқи бар еди. 18 Арқидинла, отни башқуридиған йәнә бир пәриштә қурбангаһдин чиқип, өткүр оғақ тутқан пәриштигә жуқури аваз билән:
— Өткүр орғиқиңни селип, йәр йүзидики үзүм телиниң сапақлирини жиғивал, чүнки үзүмлири пишип йетилди, — деди.«отни башқуридиған йәнә бир пәриштә» — бәлким әрштики ибадәтханиниң қурбангаһидики отқа мәсъул болған пәриштә. «йәр йүзидики үзүм тели...» — яки «йәр йүзидики үзүмзар...».
19 Буниң билән пәриштә орғиқини йәр йүзигә салди вә йәрдики үзүм телиниң мевилирини жиғип, Худаниң қәһриниң чоң шарап көлчигигә ташлиди. «йәрдики үзүм тели» — яки «йәрдики үзүмзар».  Вәһ. 19:15. 20 Шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип, шәрбәтлири қан болуп, атниң тизгинигә чиқидиған егизликтә үч йүз чақирим жирақлиққа ақти.«шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип,...» — «шәһәр» мошу йәрдә бәлким Йерусалимни көрситиду. «үч йүз чақирим» — грек тилида «бир миң алтә йүз стадийон». Бир стадийон 185 метр, 1600 стадийон 290 километр. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 63:1-6, «Вәһ.» 13:19.  Йәш. 63:3.
 
 

14:1 «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 47-күй, «Ибр.» 12:18-29.

14:1 Вәһ. 7:4; 2Тар. 23:7

14:2 Вәһ. 1:15; 5:8.

14:3 Вәһ. 5:9.

14:4 «чүнки улар пак адәмләрдур» — «пак адәмләр» болса грек тилида адәттә бу сөз җинсий мунасивәтни өткүзмигән кишиләрни көрситиду. Мошу йәрдә (1) әмәлий шу мәнидә (2) яки роһий җәһәттә көчмә мәнидә (3) яки икки мәнидә тәң болуши мүмкин. Айәттин көрүнидуки, улар һәммиси оғул балилар. «улар бәдәл билән инсанлар арисидин Худаға вә Қозиға һосулниң тунҗа мевисидәк болуш үчүн сетивелинған» — «һосулниң тунҗа мевиси»ниң өз қиммити бар, әлвәттә; Тәврат дәвридә Исраиллар дайим «һосулниң тунҗа мевиси» Худаға (нәзир қилип) атайтти. Бу ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

14:4 2Кор. 11:2.

14:5 «Улар әйипсиз болуп, ағзидин һеч ялған сөз чиқмайду...» — мошу йәрдә бәзи кона көчүрүлмиләрдә «чүнки улар Худаниң тәхти алдида әйипсиз испатлиниду» дегән сөзләр қошулиду.

14:5 Зәф. 3:13; Әф. 5:27.

14:7 Яр. 1:1; Зәб. 32:6; 124:8; 146:6; Рос. 14:15; 17:24.

14:8 «у өз зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабини пүткүл әлләргә ичкүзгән» — «сәвдалиқ» тоғрилиқ: грек тилида «сәвдаси» дегән сөз икки бислиқ сөз болуп, йәнә «ғәзәп» дегән мәнасиму бар; шүбһисизки, мошу йәрдә буниң иккинчи мәнидә кәлгән; Бабилниң шарабини ичкәнләр Худаниң қаттиқ ғәзивигә учрайду.

14:8 Йәш. 21:9; Йәр. 51:8; Вәһ. 16:19; 17:5; 18:2,10,21.

14:10 Вәһ. 16:19; 18:6; 19:20.

14:11 Вәһ. 19:3.

14:12 Вәһ. 13:10.

14:13 «дурус, дәйду Роһ» — «Роһ» болса Муқәддәс Роһ. «қилған әмәллири уларға әгишип келиду» — демәк, әмәллириниң инъами бешиға чүшиду.

14:14 «Инсаноғлиға охшайдиған бириси» — бизниңчә, бу зат Мәсиһ болуши керәк. Чүнки «Йо.» 3:11-14дә «орма ориғучи»ниң Худаниң Өзи екәнлиги көрүниду.

14:14 Әз. 1:26; Дан. 7:13; Вәһ. 1:13.

14:15 «мунасивәтлик айәтләр» — «Йо.» 3:11-14.

14:15 Йо. 3:13; Мат. 13:39.

14:18 «отни башқуридиған йәнә бир пәриштә» — бәлким әрштики ибадәтханиниң қурбангаһидики отқа мәсъул болған пәриштә. «йәр йүзидики үзүм тели...» — яки «йәр йүзидики үзүмзар...».

14:19 «йәрдики үзүм тели» — яки «йәрдики үзүмзар».

14:19 Вәһ. 19:15.

14:20 «шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип,...» — «шәһәр» мошу йәрдә бәлким Йерусалимни көрситиду. «үч йүз чақирим» — грек тилида «бир миң алтә йүз стадийон». Бир стадийон 185 метр, 1600 стадийон 290 километр. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 63:1-6, «Вәһ.» 13:19.

14:20 Йәш. 63:3.