18
Бабилниң гумран болуши
У ишлардин кейин мән чоң һоқуқлуқ йәнә бир пәриштиниң асмандин чүшүватқанлиғини көрдүм. Йәр йүзи униң җулалилиғидин йоруп кәтти.
Пәриштә жуқури аваз билән мундақ вақириди: —
«Ғулиди! Катта шәһәр Бабил ғулиди!
Әнди у җинларниң макани, һәр бир напак роһларниң солақханиси,
Һәр бир мәкруһ вә жиркиничлик қушларниң солақ-чаңгиси болди! «Һәр бир мәкруһ вә жиркиничлик қушларниң солақ-чаңгиси болди..» — бәзи қедимки көчүрмиләрдә бу сөзләрдин кейин: «вә һәр бир һарам вә жиркиничлик һайванниң солақ-угиси болди» — дегән сөзләр қошулиду. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 13:19-22, 14:22-23, 21:9, «Йәр.» 50:34-40, 51:36-37.  Йәш. 13:21; 21:9; 34:11,14; Йәр. 50:39; 51:8; Вәһ. 14:8.
Чүнки барлиқ әлләр униң зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабидин ичишти;
Йәр йүзидики барлиқ падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзүшти,
Йәр йүзидики содигәрләр униң әйш-ишритиниң әлвәкчилигидин бейишти».Вәһ. 14:8; 17:2.
 
Асмандин йәнә бир авазни аңлидим: —
«И Мениң хәлқим, униң гуналириға шерик болмаслиғиңлар үчүн,
Һәм униң бешиға чүшидиған балаю-апәтләргә учримаслиғиңлар үчүн, униң ичидин чиқиңлар! «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 52:11, «Йәр.» 50:8, 51:6-8, 45 қатарлиқлар.  Яр. 19:12; Йәш. 48:20; 52:11; Йәр. 51:6,45; 2Кор. 6:17.
Чүнки униң гуналири пәләккә йәткидәк догилинип кәткән,
Худа униң һәққанийәтсизликлирини есигә алди.«мунасивәтлик айәт» — «Зәб.» 35:6.  Вәһ. 16:19.
У башқиларға яндурғинидәк униң қилғинини өзигә яндуруңлар;
Униң қилмишлириға мувапиқ икки һәссә қошлап қайтуруңлар;
У башқиларға әбҗәш қилип бәргән қәдәһтә униңға икки һәссә қоюқ әбҗәш қилиңлар.Вәһ. 14:10.
У өзини қанчилик улуқлиған болса,
Қанчилик әйш-ишрәттә яшиған болса,
Униңға шунчилик қийнилиш вә дәрд бериңлар;
У көңлидә: «Мән тул әмәс, бәлки тәхтә олтарған ханишмән;
Мән дәрд-әләмни әсла көрмәймән» дегини түпәйлидин, «мунасивәтлик айәт» — «Йәш.» 47:8.  Йәш. 47:8.
Бу вәҗидин бир күн ичидила униңға чүшидиған балаю-апәтләр,
Йәни өлүм, дәрд-әләм вә ачарчилиқ келиду,
У от билән көйдүрүлиду;
Чүнки уни сорақ қилғучи Пәрвәрдигар Худа қудрәтликтур!».2Тес. 2:8; Вәһ. 17:16.
Униң билән бузуқлуқ қилған вә униң билән әйш-ишрәттә яшиған йәр йүзидики падишалар уни өртигән отниң ис-түтәклирини көргәндә, униң һалиға қарап жиға-зерә көтиришиду. Вәһ. 17:2; 18:3,18. 10 Улар униң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп дәйдуки:
— «Вай исит, вай исит, и катта шәһәр!
Аһ Бабил, күчлүк шәһәр!
Чүнки бир саат ичидила җазайиң бешиңға чүшти!»Йәш. 21:9; Йәр. 51:1; Вәһ. 14:8.
 
11 Йәр йүзидики содигәрләрму униң үстидә жиға-зерә қилишиду. Чүнки әнди уларниң кемидики жүк-маллирини, 12 йәни алтун-күмүч, қиммәтлик яқутлар, үнчә-мәрвайит, нәпис либас рәхт, сөсүн рәхт, жипәк, тоқ қизил рәңлик гәзмал, һәр хил хушбуй турунҗ яғачлар, пил чиши буюмлири, әң есил яғач, туч, төмүр вә мәрмәрләрдин ишләнгән хилму-хил буюмлар, «тоқ қизил рәңлик гәзмал» — яки «тоқ қизил бояқ». 13 шуниңдәк қовзақдарчин, тетитқулар, хушбуй, мурмәкки, мәстики, шарап, зәйтун мейи, ақ ун, буғдай, кала, қой, ат, һарву вә инсанларниң тәнлири вә җанлири дегән маллирини сетивалидиған киши йоқтур.«инсанларниң тәнлири вә җанлири дегән маллири» — «инсанларниң тәнлири вә җанлири» дегән ибарә бәлким қулларниң һалитини яки бу байларниң мал-мүлкиниң көп кишиләрниң җанлириниң бәдилигә кәлгәнлигини көрситишиму мүмкин. Қуллуқ адәмләрниң тәнлирини һалак қилипла қалмай, бәлки уларниң җан-һаятиниң һәр қандақ әһмийитидин мәһрум қилиду, әлвәттә.  Әз. 27:13.
14 (И Бабил, җениң мәстанә болған есил мевиләр сәндин кәтти,
Барлиқ һәшәмәтлик вә һәйвәтлик мал-дуниялириң сәндин йоқалди.
Улар буларни әнди һәргиз тапалмайду!)«җениң мәстанә болған есил мевиләр сәндин кәтти» — «есил (пишқан) мевиләр» мошу йәрдә бәлким көчмә мәнидә болуп, һәр хил есил нәрсиләрни билдүриду.
 
15 Бу малларни сетип бейиған содигәрләр болса шәһәрниң тартиватқан азавидин қорқуп, жирақта туруп униң үстидә жиға-зерә қилишип дейишидуки: —
 
16 «Вай исит, вай исит, и катта шәһәр!
Нәпис либас рәхтләргә, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик гәзмалларға орилип,
Алтун, қиммәтлик яқутлар вә үнчә-мәрвайитлар билән безәлгәнсән! Вәһ. 17:4.
17 Бир саат ичидила шунчә катта байлиқлар вәйран болди!»
Барлиқ кемә ғоҗайинлири, кемидики барлиқ йолучилар, кемичиләр вә деңизға тайинип җан бақидиғанларниң һәммиси жирақта туруп, 18 Уни өртигән отниң ис-түтәклирини көрүп:
— Бу катта шәһәргә қайси шәһәр тәң келәлисун? — дәп пәряд көтиришти. Йәш. 34:10; Вәһ. 13:4; 18:9. 19 Улар башлириға топа чечип, пәряд көтиришүп, жиға-зерә қилишип:
— Вай исит, вай исит, у катта шәһәр!
У арқилиқ, униң дөлитидин, деңизда кемиси барлар бейиған еди!
Бир саат ичидила вәйран болди бу шәһәр! — дейишиду.
20 — «Униң бешиға кәлгәнләрдин шатлиниңлар,
Әй әрш, әй муқәддәс бәндиләр, расуллар вә пәйғәмбәрләр!
Чүнки Худа силәрниң дәвайиңлардики һөкүмни униң үстидин чиқарған!».Вәһ. 19:2.
 
21 Андин, күчлүк бир пәриштә түгмән тешиға охшаш йоған бир ташни көтирип, деңизға ташлап мундақ деди: —
«Мана шундақ шиддәт билән,
Катта шәһәр Бабил ғулитилиду,
У қайтидин көрүнмәйду! «мунасивәтлик айәтләр» — «Мис.» 5:15, «Йәр.» 51:-63-64.  Йәр. 51:64.
22 Чилтарчиларниң, сазчиларниң,
Нәйчиләр вә сүнайчиларниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду,
Һәр хил һүнәрни қилидиған һүнәрвән сениңдә қайтидин һәргиз тепилмайду,
Түгмәнниңму авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду, «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 24:8-9, «Йәр.» 7:34, 16:9-10, 25:10, «Әз.» 26:13.  Йәр. 25:10; Әз. 26:13.
23 Һәтта чирақниң йоруғи сениңдә қайтидин һәргиз йорумайду,
Той болуватқан жигит-қизниң авази сениңдә қайтидин һәргиз аңланмайду;
Чүнки сениң содигәрлириң йәр йүзидики әрбаблар болуп чиқти,
Барлиқ әлләр сениң сеһир-әпсунлириңға алданди;Йәр. 7:34; 16:9; 25:10.
24 Пәйғәмбәрләрниң, муқәддәс бәндиләрниң төкүлгән қанлири,
Шундақла йәр йүзидә барлиқ қирғин болғанларниң қанлириму униңда тепилди».Вәһ. 17:6.
 
 

18:2 «Һәр бир мәкруһ вә жиркиничлик қушларниң солақ-чаңгиси болди..» — бәзи қедимки көчүрмиләрдә бу сөзләрдин кейин: «вә һәр бир һарам вә жиркиничлик һайванниң солақ-угиси болди» — дегән сөзләр қошулиду. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 13:19-22, 14:22-23, 21:9, «Йәр.» 50:34-40, 51:36-37.

18:2 Йәш. 13:21; 21:9; 34:11,14; Йәр. 50:39; 51:8; Вәһ. 14:8.

18:3 Вәһ. 14:8; 17:2.

18:4 «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 52:11, «Йәр.» 50:8, 51:6-8, 45 қатарлиқлар.

18:4 Яр. 19:12; Йәш. 48:20; 52:11; Йәр. 51:6,45; 2Кор. 6:17.

18:5 «мунасивәтлик айәт» — «Зәб.» 35:6.

18:5 Вәһ. 16:19.

18:6 Вәһ. 14:10.

18:7 «мунасивәтлик айәт» — «Йәш.» 47:8.

18:7 Йәш. 47:8.

18:8 2Тес. 2:8; Вәһ. 17:16.

18:9 Вәһ. 17:2; 18:3,18.

18:10 Йәш. 21:9; Йәр. 51:1; Вәһ. 14:8.

18:12 «тоқ қизил рәңлик гәзмал» — яки «тоқ қизил бояқ».

18:13 «инсанларниң тәнлири вә җанлири дегән маллири» — «инсанларниң тәнлири вә җанлири» дегән ибарә бәлким қулларниң һалитини яки бу байларниң мал-мүлкиниң көп кишиләрниң җанлириниң бәдилигә кәлгәнлигини көрситишиму мүмкин. Қуллуқ адәмләрниң тәнлирини һалак қилипла қалмай, бәлки уларниң җан-һаятиниң һәр қандақ әһмийитидин мәһрум қилиду, әлвәттә.

18:13 Әз. 27:13.

18:14 «җениң мәстанә болған есил мевиләр сәндин кәтти» — «есил (пишқан) мевиләр» мошу йәрдә бәлким көчмә мәнидә болуп, һәр хил есил нәрсиләрни билдүриду.

18:16 Вәһ. 17:4.

18:18 Йәш. 34:10; Вәһ. 13:4; 18:9.

18:20 Вәһ. 19:2.

18:21 «мунасивәтлик айәтләр» — «Мис.» 5:15, «Йәр.» 51:-63-64.

18:21 Йәр. 51:64.

18:22 «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 24:8-9, «Йәр.» 7:34, 16:9-10, 25:10, «Әз.» 26:13.

18:22 Йәр. 25:10; Әз. 26:13.

18:23 Йәр. 7:34; 16:9; 25:10.

18:24 Вәһ. 17:6.