16
Худаниң қәһри толған йәттә чинә
Шуниңдин кейин, ибадәтханидин көтирилгән жуқури бир авазниң йәттә пәриштигә: «Бериңлар, Худаниң қәһри толған йәттә чинини йәр йүзигә төкүңлар!» дегәнлигини аңлидим.
Биринчиси берип ченидикини йәр-зиминға төкти. Буниң билән дивиниң тамғиси бесилған вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанларда бир хил жиркиничлик һәм азаплиқ чақа-җаһарәт пәйда болди.Мис. 9:9,10,11; Вәһ. 13:14, 16,17.
Иккинчиси чинидикини деңизға төкти; деңиз сүйи өлүкниң қениға охшаш қанға айланди вә ичидики пүтүн җанлиқлар өлди.Мис. 7:20.
Үчинчиси чинидикини дәрия вә булақларниң сулириға төкти; уларниң сүйиму қанға айланди. Андин мән суларниң пәриштисиниң мундақ дегәнлигини аңлидим: —
 
«Мошундақ һөкүмләрни чиқиришиңда адил болғансән,
И һазир бар Болғучи, бар болған Муқәддәс Болғучи!Вәһ. 1:4, 8; 4:8; 11:17.
Мошу адәмләр муқәддәс бәндиләр вә пәйғәмбәрләрниң қенини төккәнлиги вәҗидин,
Сән уларға ичкили қан бәрдиң. Улар шуниңға лайиқтур».Мат. 23:34.
Андин қурбангаһниң җававән: —
 
«Шундақ, и Һәммигә Қадир Пәрвәрдигар Худа,
Һөкүмлириң һәқ вә адилдур»
— дегәнлигини аңлидим.Вәһ. 15:3.
 
Төртинчиси чинидикини қуяшниң үстигә төкти; буниң билән қуяшқа инсанларни от билән өртигили қудрәт берилди.«буниң билән қуяшқа инсанларни от билән өртигили қудрәт берилди» — «от билән» — демәк, оттәк қизиқлиғи билән. 9-айәтни көрүң.
Шуниң билән инсанлар дәһшәтлик қизиқта өртәлди; бирақ улар һеч товва қилмиди вә бу балаю-апәтләрниң Егиси болған Худани улуқлашниң орниға Униң намини қарғашти.Вәһ. 16:11,21.
10 Бәшинчиси чинидикини дивиниң тәхтигә төкти; дивиниң падишалиғини қараңғулуқ басти, кишиләр азаптин тиллирини чишләшти 11 вә ағриқ-азави вә чақа-җараһәтлириниң дәстидин әрштики Худани күпүрлүк қилип қарғишип, қилмишлириға һеч товва қилишмиди.
12 Алтинчиси чинидикини улуқ Әфрат дәриясиға төкти; шу һаман күнчиқиштин келидиған падишаларниң йолини һазирлашқа дәрияниң сүйи қуриди. «күнчиқиштин келидиған падишаларниң йолини һазирлашқа дәрияниң сүйи қуриди» — «күнчиқиштин келидиған падишалар» — Һармагеддонда болған җәңгә қатнишишқа келидиған падишалар (16-айәтни көрүң). «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәр.» 10:46, 36:51, «Вәһ.» 14:9. 13 Андин мән әҗдиһаниң, дивиниң вә сахта пәйғәмбәрниң еғизлиридин чиққан пақиға охшайдиған үч напак роһни көрдүм. «сахта пәйғәмбәр» — қозиниң қияпитидә болған дивә (13:11-17). 14 Булар мөҗизилик аламәтләрни көрситидиған җинларниң роһлири болуп, пүткүл йәр йүзидики падишаларни Һәммигә Қадир Худаниң дәһшәтлик күнидики җәңгә җәм қилишқа уларниң йениға чиқип кетивататти 2Тес. 2:9; Вәһ. 13:13; 17:14; 19:19,20; 20:8. 15 («мана, Мән оғридәк келимән! Ялаңач маңмаслиқ, номуси көрүнмәслиги үчүн, кийимлирини чиң сақлап, сәгәк турғанлар бәхитликтур!»).«мана, Мән оғридәк келимән!» — «оғриниң келиши» бәлким күтүлмигән вақитта, туюқсиз келишини көрсәтсә керәк. «мана, Мән оғридәк келимән! Ялаңач маңмаслиқ, номуси көрүнмәслиги үчүн, кийимлирини чиң сақлап, сәгәк турғанлар бәхитликтур!» — мошу сөзләрни дегүчи Мәсиһ Өзи. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йо.» 3:14, «Һош.» 1:5, 11.  Мат. 24:43; Луқа 12:39; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3,18.
16 Әнди напак роһлар падишаларни ибранийчә «Һармагеддон» дейилидиған йәргә җәм қилди.«Әнди напак роһлар падишаларни... җәм қилди» — грек тилида «Улар уларни... җәм қилди». «Һармагеддон» — «Мәгиддо теғи» дегән мәнидә. Ибраний тилида топтоғра «Һар-Мәгиддо» дейилиду.
17 Йәттинчиси чинидикини һаваға төкти; әрштики ибадәтханидин, тәхттин жуқури бир аваз көтирилип: «Иш тамам болди!» дейилди.Вәһ. 21:6.
18 Шуан чақмақлар чеқилди, түрлүк авазлар вә гүлдүрмамилар аңланди вә дәһшәтлик бир йәр тәврәш йүз бәрди; инсанлар йәр йүзидә апиридә болғандин бери бунчилик дәһшәтлик йәр тәврәш һеч болуп бақмиған еди. Вәһ. 4:5; 8:5. 19 Катта шәһәр үчкә бөлүнди; һәр қайси әлләрдики шәһәрләрму ғулитилди. Шуниң билән катта шәһәр Бабил Худаниң ядиға кечип униң әшәддий қәһрлик шараби билән толған қәдәһ униңға берилди. «Катта шәһәр үчкә бөлүнди» — «Катта шәһәр» Бабилдур (14:8, 18:10 қатарлиқларни көрүң).  Йәр. 25:15; Вәһ. 14:8,10; 18:5. 20 Барлиқ араллар өзини қачуруп ғайип болди, тағларму йоқ болди; 21 Инсанларниң үстигә һәр бир даниси бир талант еғирлиқта келидиған мөлдүр асмандин яғди. Мөлдүр апити шундақ дәһшәтлик болдики, адәмләр апәтниң дәстидин Худани күпүрлүк қилип қарғашти.«Инсанларниң үстигә һәр бир даниси бир талант еғирлиқта келидиған мөлдүр асмандин яғди» — «бир талант» 45 кило.  Вәһ. 11:19; 16:9,11.
 
 

16:2 Мис. 9:9,10,11; Вәһ. 13:14, 16,17.

16:3 Мис. 7:20.

16:5 Вәһ. 1:4, 8; 4:8; 11:17.

16:6 Мат. 23:34.

16:7 Вәһ. 15:3.

16:8 «буниң билән қуяшқа инсанларни от билән өртигили қудрәт берилди» — «от билән» — демәк, оттәк қизиқлиғи билән. 9-айәтни көрүң.

16:9 Вәһ. 16:11,21.

16:12 «күнчиқиштин келидиған падишаларниң йолини һазирлашқа дәрияниң сүйи қуриди» — «күнчиқиштин келидиған падишалар» — Һармагеддонда болған җәңгә қатнишишқа келидиған падишалар (16-айәтни көрүң). «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәр.» 10:46, 36:51, «Вәһ.» 14:9.

16:13 «сахта пәйғәмбәр» — қозиниң қияпитидә болған дивә (13:11-17).

16:14 2Тес. 2:9; Вәһ. 13:13; 17:14; 19:19,20; 20:8.

16:15 «мана, Мән оғридәк келимән!» — «оғриниң келиши» бәлким күтүлмигән вақитта, туюқсиз келишини көрсәтсә керәк. «мана, Мән оғридәк келимән! Ялаңач маңмаслиқ, номуси көрүнмәслиги үчүн, кийимлирини чиң сақлап, сәгәк турғанлар бәхитликтур!» — мошу сөзләрни дегүчи Мәсиһ Өзи. «мунасивәтлик айәтләр» — «Йо.» 3:14, «Һош.» 1:5, 11.

16:15 Мат. 24:43; Луқа 12:39; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3,18.

16:16 «Әнди напак роһлар падишаларни... җәм қилди» — грек тилида «Улар уларни... җәм қилди». «Һармагеддон» — «Мәгиддо теғи» дегән мәнидә. Ибраний тилида топтоғра «Һар-Мәгиддо» дейилиду.

16:17 Вәһ. 21:6.

16:18 Вәһ. 4:5; 8:5.

16:19 «Катта шәһәр үчкә бөлүнди» — «Катта шәһәр» Бабилдур (14:8, 18:10 қатарлиқларни көрүң).

16:19 Йәр. 25:15; Вәһ. 14:8,10; 18:5.

16:21 «Инсанларниң үстигә һәр бир даниси бир талант еғирлиқта келидиған мөлдүр асмандин яғди» — «бир талант» 45 кило.

16:21 Вәһ. 11:19; 16:9,11.