9
Бәшинчи апәт — ваба апити
1 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Пирәвнниң алдиға берип униңға: — «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа ибадәт қилишиға Өз қовмимни қоюп бәр. 2 Әгәр уларни қоюп беришни рәт қилип, йәнила тутуп турувалидиған болсаң, 3 мана, Пәрвәрдигарниң қоли етизлиқтики чарпайлириңниң үстигә, ат-ешәкләр, төгиләр, вә қой-калилириңниң үстигә чүшүп интайин еғир бир ваба кәлтүриду. 4 Лекин Пәрвәрдигар Исраилниң чарпайлирини мисирлиқларниң чарпайлиридин пәриқләндүриду. Нәтиҗидә, Исраилниң чарпайлиридин һеч бири өлмәйду» — дегин, деди. 5 Пәрвәрдигар вақитни бекитип: — Әтә Пәрвәрдигар зиминда бу ишни қилиду, деди. 6 Әтиси Пәрвәрдигар шундақ қилди; мисирлиқларниң барлиқ чарпайлири өлди; лекин Исраилларниң чарпайлиридин бириму өлмиди. 7 Пирәвн адәм әвәтип тәкшүривиди, мана, Исраилларниң чарпайлиридин бириму өлмигән еди. Лекин Пирәвнниң көңли қаттиқ қилинип, у қовмни қоюп бәрмиди.
Алтинчи апәт — чақа апити
8 Андин Пәрвәрдигар Муса вә Һарунға: — Хумданниң күлидин чаңгилиңларни тошқузуп елиңлар, андин Муса уни Пирәвнниң көз алдида асманға қаритип чачсун. 9 Шундақ қилиши билән күл пүткүл Мисир зиминини қаплайдиған чаң-тозан болиду вә Мисир зиминидики һәммә йәрдә адәмләр вә һайванларниң бәдинигә чүшүши билән һүррәк-һүррәк чақа чиқириду, — деди. 10 Шуниң билән улар хумдандин күл елип, Пирәвнниң алдиға берип турди вә Муса уни асманға қаритип чачти; у адәмләр вә һайванларниң бәдинигә чүшүши билән һүррәк-һүррәк чақа чиқарди. 11 Җадугәрләр чақилар дәстидин Мусаниң алдида туралмай қалди; чүнки җадугәрләрниң бәдининиму, башқа барлиқ мисирлиқларниму охшаш чақа бесип кәткән еди. 12 Лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди; шуңа Пәрвәрдигар дәл Мусаға ейтқинидәк у уларға қулақ салмиди.
Йәттинчи апәт — мөлдүр апити
13 Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Әтә таң сәһәр қопуп, Пирәвнниң алдида туруп униңға: «Ибранийларниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қовмимни Маңа ибадәт қилишқа қоюп бәр; 14 чүнки Мән бу қетим һәммә балаю-апәтлиримни жүригиңгә, әмәлдарлириң вә пухралириңниң үстигә әвәтимән. Буниң билән сән пүткүл йәр йүзидә Мәндәк башқа бириниң йоқ екәнлигини билисән. 15 Чүнки Мән қолумни узитип, өзүң вә қовмиңни ваба билән урған болсамиди, бу вақитқичә сән йәр йүзидин йоқилип кетәттиң. 16 Һалбуки, Мениң сени орнуңға тиклишимдики мәхситим шу едики, дәл Өз қудритимни саңа көрситиш, шундақла намимниң пүткүл йәр йүзидә җакалиниши үчүн еди.■Рим. 9:17
17 Сән йәнә қовмимға чоңчилиқ қилип, уларни қоюп беришни рәт қиливерәмсән? 18 Мана, әтә мошу вақитларда Мисир дөлити бена болғандин буян һеч көрүлүп бақмиған қаттиқ мөлдүрни яғдуримән. 19 Шуниң үчүн адәм әвәтип, һайван вә етизда бар-йоқуңни жиғип ичкири солиғин; чүнки өйгә қайтурулмай сиртта қалған адәм вә һайванларниң һәммиси мөлдүрниң астида қелип өлүп кетиду! — дегин, деди.
20 Буни аңлап Пирәвнниң әмәлдарлириниң арисидин Пәрвәрдигарниң сөзидин қорққан һәр бир адәм өз қуллири вә чарпайлирини жүгүртүп өйлиригә елип кәлди. 21 Лекин Пәрвәрдигарниң сөзини етиварға алмиғанлар өз қул вә маллирини ташқирида қалдуруп қойди.
22 Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зиминидики һәр йәрдә, адәмләр үстигә, малларниң үстигә, шундақла Мисир зиминидики далаларниң һәммә от-чөплириниң үстигә мөлдүр яғсун дәп, асманға қарап қолуңни көтәргин, деди. 23 Муса шуниң билән һасисини асманға қаритип көтиривиди, Пәрвәрдигар гүлдүрмамини гүлдүрлитип, мөлдүр яғдурди, йәр йүзидә чақмақ чеқиндилири чепип жүрәтти. Шундақ қилип Пәрвәрдигар Мисир зимини үстигә мөлдүр яғдурди. □«йәр йүзидә чақмақ чеқиндилири чепип жүрәтти» — яки «от йәр йүзигә тохтависиз чүшти». 24 Мөлдүр йеғип, мөлдүр билән от арилаш чүшти; мөлдүр шунчә еғир болдики, Мисир дөлити бена болғандин тартип ундақ қаттиқ мөлдүр йеғип бақмиған еди. 25 Мөлдүр пүткүл Мисир зимининиң һәр йеридә чүшүп, инсан болсун, һайван болсун, һәммисини урди; мөлдүр етиздики һәммә от-чөпни уруп, йәрдики һәммә дәл-дәрәқләрниму сундурувәтти. 26 Пәқәт Исраиллар олтиришлиқ Гошән зиминидила мөлдүр яғмиди.
27 Пирәвн адәм әвәтип Муса билән Һарунни чақиртип уларға: — Мән бу қетим гуна қилдим! Пәрвәрдигар һәққанийдур; Сәһвәнлик болса мән вә хәлқимдин өтти. □«Сәһвәнлик болса мән вә хәлқимдин өтти» — яки «мән өзүм вә хәлқим рәзилдур». 28 Йәнә берип Пәрвәрдигардин өтүнүп илтиҗа қилиңлар! Худадин чиққан бу қаттиқ гүлдүрмамилар вә мөлдүр йетип ашти! Силәрни қоюп берәй; силәр әнди мошу йәрдә турувәрсәңлар болмайду, — деди.
29 Муса униңға җавап берип: — Мән шәһәрдин чиққанда, Пәрвәрдигар тәрәпкә қарап қоллиримни йейип көтиримән; гүлдүрмамилар шу һаман бесиқип мөлдүр йәнә яғмайду. Йәр йүзи Пәрвәрдигарниңкидур, дәп билишиң үчүн шундақ болиду. 30 Лекин сән вә сениң әмәлдарлириң, силәрниң Пәрвәрдигар Худадин техичә қорқмайватқиниңларни билимән, деди.
31 Шу чағда арпа баш чиқирип, зиғир ғунчилиған болғачқа, зиғир вә арпа мөлдүрдин вәйран қилинди. 32 Лекин буғдай билән қара буғдай кейинрәк бих чиқарғачқа, вәйран қилинмиди.
33 Муса Пирәвнниң алдидин кетип, шәһәрдин чиқип Пәрвәрдигар тәрәпкә қарап қоллирини йейип көтәрди. Шуниң билән гүлдүрмама вә мөлдүр тохтап, ямғур йәргә йәнә төкүлмиди. 34 Амма Пирәвн ямғур, мөлдүр вә гүлдүрмамиларниң тохтиғинини көргәндә, йәнә гуна садир қилди; уму, әмәлдарлириму көңлини қаттиқ қилишти. 35 Бу тәриқидә Пирәвнниң көңли қаттиқ туруверип, Пәрвәрдигар Мусаниң вастиси билән ейтқандәк, Исраилларни қоюп беришни рәт қилди.■Мис. 4:21; 7:3