9
Худа вә Униң таллиғини Исраил
Мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән, ялған гәп ейтмаймән, виҗданим Муқәддәс Роһниң илкидә болуп өзәмгә гувалиқ қилмақта —«мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән» — «Мәсиһтә»: «Мәсиһгә мәнсуп болуп, Униң йетәкчилигидә, Униңдин илтипат, күч-қудрәтни алғанда.....» дегән мәнидә,. «Кириш сөз»имизниму көрүң.  Рим. 1:9; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 5:27. Қәлбимдә зор дәрд-әләм вә түгимәс азап бар. 3-4 Чүнки мениң бурадәрлирим, йәни җисманий җәһәттики қериндашлирим болған Исраилларни ниҗат тапқузалисам Худаниң ләнитигә қелип Мәсиһтин мәһрум қилинишимни тиләшкә рази едим; улар Исраиллар! — уларға оғуллуқ һоқуқи, Худаниң шан-шәривиниң аян қилиниши, әһдилири, Тәврат қануниниң аманәт болуши, ибадәт хизмәтлири вә Тәврат вәдилири несивә қилинди.«уларға оғуллуқ һоқуқи,... вә Тәврат вәдилири несивә қилинди» — «оғуллуқ һоқуқи» дегәклик, Мәсиһ арқилиқ Худаға оғул болуштики имтияз.  Мис. 32:32; Рим. 10:1; Мис. 4:22; Қан. 7:6; Рим. 2:17; 3:2; Әф. 2:12. Улуқ ибраний ата-бовилири уларниңкидур; җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин! «улуқ ибраний ата-бовилири» — демәк, Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп вә Йәһуда қатарлиқлар. «җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур» — демәк, Мәсиһниң туғулушиниң роһий җәһәтиму бар еди — У һәм инсандин (пак Исраиллиқ қиз Мәрйәмдин) һәм Муқәддәс Роһдин туғулған. «...мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин!» — расул Павлусқа әң дәрд йәткүзидиған иш — Мәсиһ Исраилда туғулған вә толуқ Худалиқ тәбиити болсиму, Исраиллар өзлири уни, йәни өз Мәсиһини һеч тонумайтти.  Йәр. 23:6; Юһ. 1:1; Рос. 20:28; Рим. 1:4; Ибр. 1:8,9,10.
— Бирақ Худаниң Исраилға болған сөзи бекар болди, демәймән; чүнки Исраилдин болғанларниң һәммисила һәқиқий Исраил һесапланмайду;Чөл. 23:19; Юһ. 8:39; Рим. 2:28; 3:3; 2Тим. 2:13. шуниңдәк, Ибраһимниң әвлатлири болсиму, һәммисила униң пәрзәнтлири һесапланмайду. Чүнки муқәддәс язмиларда Ибраһимға: «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — дейилгән. «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — («Яр.» 21:12). Бу сөз интайин қисқа болуп, толуқ мәнаси: «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң, йәни пүткүл дунияға бәхитимни йәткүзидиған әвлатлириң Исмаилдин әмәс, Исһақтинла келип чиқиду» дегәндәк.  Яр. 21:12; Гал. 3:29; 4:23; Ибр. 11:18.
Демәк, җисманий җәһәттин Ибраһимдин төрәлгән пәрзәнтләр Худаниң пәрзәнтлири боливәрмәйду, бәлки Худаниң вәдиси арқилиқ төрәлгәнләр Ибраһимниң һәқиқий нәсли һесаплиниду.Гал. 4:28. Чүнки Худаниң бәргән вәдиси мундақ еди: «Келәр жили мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду».«Келәр жили мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду» — («Яр.» 18:10, 14). Бу айәттә дейилгән «оғул» Исһақ болиду.  Яр. 18:10.
10 Униң үстигә, Ривкаһ бир әрдин, йәни әҗдатимиз Исһақтин кош гезәкгә һамилдар болғанда, Яр. 25:21. 11-12 Пәрзәнтлири техи туғулмиғанда, һеч қандақ яхши яки яман ишниму қилмаста, Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн, Ривкаһға: «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — дейилгән еди.«Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн...» — «Чақирғучи болған» — Худа Өзи, әлвәттә. «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — («Яр.» 25:23). Қош гезәкниң кичиги Яқуп, чоңи Әсав болиду.  Яр. 25:23. 13 Худди йәнә муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим».«Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим» — Тәврат, «Мал.» 1:2-3.  Мал. 1:2-3.
14 Ундақта, буларға немә дәйли? Худада адаләтсизлик барму? Һәргиз йоқ! Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 34:10. 15 Чүнки Худа Мусаға мундақ дегән: —
«Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән,
Кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән».«Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән, кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән» — «Мис.» 33:19.  Мис. 33:19.
16 Демәк, бу иш инсанниң ирадисигә яки уларниң тиришчанлиғиға әмәс, бәлки рәһимдиллиқ көрсәткүчи Худаға бағлиқтур. 17 Чүнки Худа муқәддәс язмиларда Пирәвнгә мундақ дегән: — «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши».«Чүнки Худа муқәддәс язмиларда пирәвнгә мундақ дегән:...» — Пирәвн Мисирдики падиша болуп, Исраилларни қуллуққа салған. У Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлгән пәрманлириға зор қаршилиқ көрсәткән вә барғансери Худаға қарап өз көңлини таш қилип Униң сөзини аңлимиған. Бирақ ахир берип Худа Өзиниң шан-шәривини көрситиш үчүн, «Мисирдин чиқиш»та хатириләнгәндәк, «Худа Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди» (9:12) вә шуниң билән Исраилни униң қолидин қутқузуш үчүн нурғун мөҗизиләрни яратти. «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши» — «Мис.», 9:16.  Мис. 9:16.
18 Демәк, Худа халиқиниға рәһим қилиду, халиқинини таш жүрәк қилиду.
 
Худаниң ғәзиви вә шапаити
19 Әнди бәлким сән маңа: «Худаниң ирадисигә һеч ким қарши чиқалмайдиған турса, ундақта Худа немә үчүн инсанни әйипләйду?» — дейишиң мүмкин.
20 Бирақ, әй инсан, Худа билән такаллашқидәк кимсән? Қелипта шәкилләндүрүливатқан нәрсә өзини шәкилләндүргүчигә: —
«Мени немә үчүн бундақ ясидиң?» — дейәләмду? Йәш. 29:16, 45:9; Йәр. 18:6. 21 Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму? «Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму?» — «есил орунға ишлитидиған қачиму... адәттики орунға ишлитидиған қачиму...» немини көрситиду? Мәсилән, бир қачида өй ғоҗайини шарап ичиду, башқа бир қачиға балиниң тәрәтлири елиниду. Иккисиниң өз ишлитиш орни бар, бирақ буларниң бири «есил» бири «адәттики» дәп һесаплиниду.  2Тим. 2:20. 22 Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту? «һалакәткә тәйярланған «қачилар»» — яки «өзлирини һалакәткә тәйярлиған «қачилар»». 23-24 Вә шуниң билән Өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?«Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту? Вә шуниң билән өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?» — (22-24-айәт) оқурмәнләр диққәт қилса билидуки, Павлус өзиниң ушбу муһим соалиға җавап бәрмәйду. Соалниң умумий шәкли: «Худа шундақ қилишни халиған болса әнди бизниң қандақму униң билән такаллишиш һоқуқимиз бар?» дегәндәк. Әйни әһвал униң дегинидәк болсун яки болмисун, бу бизниң ишимиз әмәс, бәлки Худаниңкидур. Бизгә нисбәтән әң муһими шуки, гунайимиздин қутулушни халисақла, Худа Өзи Мәсиһниң қурбанлиғи арқилиқ тәйярлиған товва қилиш етиқатлиқ йолини алдимизға очуқ қилди.
25 Бу худди Худаниң Һошия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқинидәк: —
«Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим,
Әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән»;«Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән» — «Һош.» 2:23.  Һош. 2:25
26 вә йәнә: — «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда,
Кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду».«Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда, кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду» — «Һош.» 1:10.  Һош. 2:1; 1Пет. 2:10.
27 Йәшая пәйғәмбәрму Исраил тоғрилиқ мундақ җакалиған еди: —
«Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду; Йәш. 10:22. 28 чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду».«Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду; чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду» — (27-28-айәт) «Йәш.» 10:22-23. Бәзи кона көчүрмә язмиларда Йәшаяниң бешарити сәл қисқирақ: «Пәрвәрдигар бу йәр йүзи үстидин чиқарған һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду» дәп нәқил кәлтүрүлиду.  Йәш. 10:22, 23.
29 Йәшая пәйғәмбәр йәнә алдин-ала ейтқинидәк: — «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк йоқалған болаттуқ».«Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк йоқалған болаттуқ» — «Йәш.» 1:9. Оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини рәзиллиги түпәйлидин үстигә от вә гүнгүрт яғдуруп йоқатқан («Яр.» 19-бап).  Яр. 19:24; Йәш. 1:9; 13:19; Йәр. 50:40; Әз. 16:46.
 
Исраилларниң путлишип кетиши
30 Ундақта, буларға немә дейишимиз керәк? Һәққанийлиққа интилмигән әлликләр һәққанийлиққа, йәни етиқатқа асасланған бир хил һәққанийлиққа еришти. «әлликләр» — йәни «Йәһудий әмәсләр». 31 Лекин Исраил һәққанийлиқни көрсәткән Тәврат қануниға интилгини билән қанунниң тәливигә йетәлмиди.Рим. 10:2; 11:7.
32 Немә үчүн? Чүнки уларниң һәққанийлиққа интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди. Улар «путликашаң таш»қа путлишип жиқилип чүшти; «уларниң һәққанийлиққа интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди» — «саваблиқ ишлар»: — оқурмәнләргә мошу мәктуптин һазир аян болидуки, Худа алдида бизгә һеч иш «саваб» һесапланмайду; һәққанийлиқ пәқәт у әвәткән Мәсиһкә бағлиған етиқаттин келиду. Шуңа «саваблиқ ишлар» («Худа бу ишлар арқилиқ маңа саваб қошуп бериду» дегән мәнидә чүшәнгән болсақ) Худа алдида қәтъий мәвҗут әмәстур. 33 худди муқәддәс язмиларда йезилғинидәк:
«Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни,
Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум,
Униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас».«Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум» — «Зион» дегән, Йерусалимниң яки Исраилниң бир шеирий нами. «Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни, адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум, униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас» — толуқ бешарәт «Йәш.» 8:14, 28:16дә тепилиду. Оқурмән бу айәтләрни өзи оқуса униңдин бу ташниң Әйса Мәсиһниң екәнлигини көрәләйду. Уни қобул қилмиғанлар һәққанийлиққа еришмәй жиқилиду; уни қобул қилғанлар һәққаний қилинип тик туриду.  Зәб. 2:12; 118:22; Пәнд. 16:20; Йәш. 8:14; 28:16; Йәр. 17:7; Мат. 21:42; 1Пет. 2:6.
 
 

9:1 «мән Мәсиһтә һәқиқәтни сөзләймән» — «Мәсиһтә»: «Мәсиһгә мәнсуп болуп, Униң йетәкчилигидә, Униңдин илтипат, күч-қудрәтни алғанда.....» дегән мәнидә,. «Кириш сөз»имизниму көрүң.

9:1 Рим. 1:9; 2Кор. 1:23; 11:31; Гал. 1:20; Фил. 1:8; 1Тес. 2:5; 5:27.

9:3-4 «уларға оғуллуқ һоқуқи,... вә Тәврат вәдилири несивә қилинди» — «оғуллуқ һоқуқи» дегәклик, Мәсиһ арқилиқ Худаға оғул болуштики имтияз.

9:3-4 Мис. 32:32; Рим. 10:1; Мис. 4:22; Қан. 7:6; Рим. 2:17; 3:2; Әф. 2:12.

9:5 «улуқ ибраний ата-бовилири» — демәк, Ибраһим, Исһақ, Яқуп, Йүсүп вә Йәһуда қатарлиқлар. «җисманий җәһәттә Мәсиһ уларниң әҗдатидур» — демәк, Мәсиһниң туғулушиниң роһий җәһәтиму бар еди — У һәм инсандин (пак Исраиллиқ қиз Мәрйәмдин) һәм Муқәддәс Роһдин туғулған. «...мәсиһ уларниң әҗдатидур. У барлиқ мәвҗудат үстидин һөкүм сүргүчи, мәңгү мубарәк Худадур. Амин!» — расул Павлусқа әң дәрд йәткүзидиған иш — Мәсиһ Исраилда туғулған вә толуқ Худалиқ тәбиити болсиму, Исраиллар өзлири уни, йәни өз Мәсиһини һеч тонумайтти.

9:5 Йәр. 23:6; Юһ. 1:1; Рос. 20:28; Рим. 1:4; Ибр. 1:8,9,10.

9:6 Чөл. 23:19; Юһ. 8:39; Рим. 2:28; 3:3; 2Тим. 2:13.

9:7 «Исһақтин төрәлгәнләрла сениң нәслиң һесаплиниду» — («Яр.» 21:12). Бу сөз интайин қисқа болуп, толуқ мәнаси: «Мән саңа вәдә қилған әвлатлириң, йәни пүткүл дунияға бәхитимни йәткүзидиған әвлатлириң Исмаилдин әмәс, Исһақтинла келип чиқиду» дегәндәк.

9:7 Яр. 21:12; Гал. 3:29; 4:23; Ибр. 11:18.

9:8 Гал. 4:28.

9:9 «Келәр жили мошу чағда қайтип келимән, Сараһ бир оғулға ана болиду» — («Яр.» 18:10, 14). Бу айәттә дейилгән «оғул» Исһақ болиду.

9:9 Яр. 18:10.

9:10 Яр. 25:21.

9:11-12 «Худа Өзиниң адәмләрни таллаштики муддиасиниң уларниң қилған иш-әмәллиригә әмәс, пәқәт Чақирғучи болғанниң ирадисигә асасланғанлиғини көрситиш үчүн...» — «Чақирғучи болған» — Худа Өзи, әлвәттә. «Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — («Яр.» 25:23). Қош гезәкниң кичиги Яқуп, чоңи Әсав болиду.

9:11-12 Яр. 25:23.

9:13 «Яқупни сөйдүм, Әсавдин нәпрәтләндим» — Тәврат, «Мал.» 1:2-3.

9:13 Мал. 1:2-3.

9:14 Қан. 32:4; 2Тар. 19:7; Аюп 34:10.

9:15 «Кимгә рәһим қилғум кәлсә, шуниңға рәһим қилимән, кимгә ич ағритқум кәлсә, шуниңға ич ағритимән» — «Мис.» 33:19.

9:15 Мис. 33:19.

9:17 «Чүнки Худа муқәддәс язмиларда пирәвнгә мундақ дегән:...» — Пирәвн Мисирдики падиша болуп, Исраилларни қуллуққа салған. У Худаниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлгән пәрманлириға зор қаршилиқ көрсәткән вә барғансери Худаға қарап өз көңлини таш қилип Униң сөзини аңлимиған. Бирақ ахир берип Худа Өзиниң шан-шәривини көрситиш үчүн, «Мисирдин чиқиш»та хатириләнгәндәк, «Худа Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилди» (9:12) вә шуниң билән Исраилни униң қолидин қутқузуш үчүн нурғун мөҗизиләрни яратти. «Мениң сени тиклишимдики мәхсәт дәл шуки, қудритимни үстүңдә көрситиш һәмдә намимниң пүткүл җаһанға җакалиниши» — «Мис.», 9:16.

9:17 Мис. 9:16.

9:20 Йәш. 29:16, 45:9; Йәр. 18:6.

9:21 «Хумданчиниң охшаш бир калләк лайдин есил орунға ишлитидиған қачиму, шундақла адәттики орунға ишлитидиған қачиму ясаш һоқуқи йоқму?» — «есил орунға ишлитидиған қачиму... адәттики орунға ишлитидиған қачиму...» немини көрситиду? Мәсилән, бир қачида өй ғоҗайини шарап ичиду, башқа бир қачиға балиниң тәрәтлири елиниду. Иккисиниң өз ишлитиш орни бар, бирақ буларниң бири «есил» бири «адәттики» дәп һесаплиниду.

9:21 2Тим. 2:20.

9:22 «һалакәткә тәйярланған «қачилар»» — яки «өзлирини һалакәткә тәйярлиған «қачилар»».

9:23-24 «Худа Өз ғәзивини көрситишни вә күч-қудритини тонутушни нийәт қилған болса, ғәзивигә лайиқ болған, һалакәткә тәйярланған «қачилар»ға адәттин ташқири сәвирчанлиқ билән көкси-қарнини кәң қилип кәлгән болса, униңға немә бопту? Вә шуниң билән өзиниң рәһим-шәпқитиниң нишани қилған вә шан-шәрәпкә муйәссәр болушқа алдин-ала тәйярлиған «қачилар»да, йәни Өзи Йәһудийлар арисидинла әмәс, бәлки әлләр арисидинму чақирған бизләрдә шан-шәривиниң чәксизлигини намайән қилиш үчүн шундақ қилишни халиған болса, буниңға немә бопту?» — (22-24-айәт) оқурмәнләр диққәт қилса билидуки, Павлус өзиниң ушбу муһим соалиға җавап бәрмәйду. Соалниң умумий шәкли: «Худа шундақ қилишни халиған болса әнди бизниң қандақму униң билән такаллишиш һоқуқимиз бар?» дегәндәк. Әйни әһвал униң дегинидәк болсун яки болмисун, бу бизниң ишимиз әмәс, бәлки Худаниңкидур. Бизгә нисбәтән әң муһими шуки, гунайимиздин қутулушни халисақла, Худа Өзи Мәсиһниң қурбанлиғи арқилиқ тәйярлиған товва қилиш етиқатлиқ йолини алдимизға очуқ қилди.

9:25 «Әсли хәлқим һесапланмиған хәлиқни хәлқим, әсли сөймигәнләрни сөйгәнлирим дәймән» — «Һош.» 2:23.

9:25 Һош. 2:25

9:26 «Бурун уларға: «Силәр Мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда, кәлгүсидә дәл шу җайда уларға «Тирик Худаниң оғуллири!» дегән нам берилиду» — «Һош.» 1:10.

9:26 Һош. 2:1; 1Пет. 2:10.

9:27 Йәш. 10:22.

9:28 «Исраилларниң сани деңиз саһилидики қумдәк көп болсиму, лекин пәқәт бирла «қалди» қутқузулиду; чүнки, Пәрвәрдигар Өз ишини түгитиветип, һәққанийлиқ билән тездин уни иҗра қилиду; чүнки У йәр йүзидә һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду» — (27-28-айәт) «Йәш.» 10:22-23. Бәзи кона көчүрмә язмиларда Йәшаяниң бешарити сәл қисқирақ: «Пәрвәрдигар бу йәр йүзи үстидин чиқарған һөкүмини тәлтөкүс вә тез иҗра қилиду» дәп нәқил кәлтүрүлиду.

9:28 Йәш. 10:22, 23.

9:29 «Әгәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар бизгә бир нәсил қалдурмиған болса, Содом шәһиридәк, Гоморра шәһиридәк йоқалған болаттуқ» — «Йәш.» 1:9. Оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини рәзиллиги түпәйлидин үстигә от вә гүнгүрт яғдуруп йоқатқан («Яр.» 19-бап).

9:29 Яр. 19:24; Йәш. 1:9; 13:19; Йәр. 50:40; Әз. 16:46.

9:30 «әлликләр» — йәни «Йәһудий әмәсләр».

9:31 Рим. 10:2; 11:7.

9:32 «уларниң һәққанийлиққа интилиши етиқат билән әмәс, бәлки «саваблиқ ишлар» билән еди» — «саваблиқ ишлар»: — оқурмәнләргә мошу мәктуптин һазир аян болидуки, Худа алдида бизгә һеч иш «саваб» һесапланмайду; һәққанийлиқ пәқәт у әвәткән Мәсиһкә бағлиған етиқаттин келиду. Шуңа «саваблиқ ишлар» («Худа бу ишлар арқилиқ маңа саваб қошуп бериду» дегән мәнидә чүшәнгән болсақ) Худа алдида қәтъий мәвҗут әмәстур.

9:33 «Адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум» — «Зион» дегән, Йерусалимниң яки Исраилниң бир шеирий нами. «Хәлиқни путлишидиған путликашаң ташни, адәмни жиқитидиған қорам ташни Зионға қойдум, униңға етиқат қилғучи һәргиз йәргә қаритилип қалмас» — толуқ бешарәт «Йәш.» 8:14, 28:16дә тепилиду. Оқурмән бу айәтләрни өзи оқуса униңдин бу ташниң Әйса Мәсиһниң екәнлигини көрәләйду. Уни қобул қилмиғанлар һәққанийлиққа еришмәй жиқилиду; уни қобул қилғанлар һәққаний қилинип тик туриду.

9:33 Зәб. 2:12; 118:22; Пәнд. 16:20; Йәш. 8:14; 28:16; Йәр. 17:7; Мат. 21:42; 1Пет. 2:6.