23
Балақ билән Балаамниң қурбанлиқ сунуши
Балаам Балаққа: —
Сили мошу йәргә маңа йәттә қурбангаһ яситип бәрсилә, мошу йәргә йәнә йәттә буқа билән йәттә қошқарму һазирлап бәрсилә, — деди. Балақ Балаамниң дегинидәк қилип бәрди; Балақ билән Балаам иккиси һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ қилишқа бирдин буқа билән бирдин қошқар сунди. Балаам Балаққа: —
Сили өз көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида турсила, мән алдиға баримән, Пәрвәрдигар мениң билән көрүшүшкә келәмдикин? У маңа немә дәп көрсәтмә бәрсә, мән өзлиригә шуни дәп беримән, — деди вә бир дөңгә чиқти.
Худа Балаам билән көрүшти; Балаам Худаға: —
Мән йәттә қурбангаһ һазирлаттим, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа билән бирдин қошқар сундум, — деди. Пәрвәрдигар Балаамниң ағзиға бир сөзни селип: — Балақниң йениға қайтип берип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди. Шуниң билән у Балақниң йениға қайтип барди. Мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти.
 
Балаамниң биринчи қетим бешарәт бериши
Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: —
Балақ мени Арам дегән жуттин,
Моаб шаһи Балақ мени мәшриқ тағлиридин елип келип,
Мундақ деди: —
Кәл, мениң үчүн Яқупни қарғиғин.
Кәл, Исраилни раса бир сөкүп әйиплигин.«калам сөзи» — Худа үгәткән сөз (5-айәтни көрүң). Гәрчә Балаам әски адәм, һәтта «сахта пәйғәмбәр» вә палчи болғини билән, Худа мошу йәрдә униң ағзи арқилиқ Исраилға болған меһри-шәпқитини ениқ көрситиду.
Тәңри Өзи қарғимиған бирәвни мән қандақ қарғай?
Пәрвәрдигар Өзи сөкүп әйиплимигән бирәвни мән қандақ сөкүп әйипләй?
Мән қорам ташларниң чоққилирида туруп уни көрмәктимән,
Дөңләрдә туруп униңға нәзәр салмақтимән;
Мана, улар йәккә яшайдиған бир қовм,
Улар башқа қовмларниң қатарида саналмайду.Қан. 33:28
10 Яқупниң топилирини ким һесаплап чиқалайду?
Һәтта Исраилниң төрттин бириниму ким санап чиқалайду?
Мениң җеним һәққанийниң өлүмидәк өлсун,
Мениң ахирим униңкидәк болғай!«Яқупниң топилирини ким һесаплап чиқалайду?» — мәнаси бәлким «толилиғида топидәк болған Яқупни ким һесаплап чиқалайду?» — дегәндәк болуши керәк.
11 Балақ Балаамға қарап: —
Сән маңа немә қиливатисән?! Мән сени дүшмәнлиримни қарғап беришкә чақиритқан турсам, мана сән әксичә пүтүнләй уларға амәт тилидиң! — деди.
12 — Пәрвәрдигарниң ағзимға салғинини йәткүзүшкә көңүл қоймисам боламти? — дәп җавап бәрди Балаам.
13 Балақ Балаамға: — Мениң билән биллә башқа бир йәргә барсила, уларни шу йәрдин көрәләйла; бирақ уларниң һәммисини әмәс, уларниң чегаридики бир қисминила көрәләйла; сили шу йәрдә туруп уларни мән үчүн қарғап бәрсилә, — деди.
14 Шуниң билән Балақ Балаамни «Зофимниң даласи»ға, Писгаһ теғиниң чоққисиға башлап берип, шу йәрдә йәттә қурбангаһ салдуруп, һәр бир қурбангаһқа қурбанлиқ сүпитидә бирдин буқа, бирдин қошқар сунди.«Зофимниң даласи» — яки «Күзәтчиләрниң даласи». 15 Балаам Балаққа: —
Сили мошу йәрдә өзлириниң көйдүрмә қурбанлиқлириниң йенида туруп турсила, мән аву яққа берип көрүшүп келәй, — деди.«көрүшүп келәй» — Пәрвәрдигар билән көрүшүш, әлвәттә. Балаам Балақни хапа қилмаслиқ үчүн, бәлким Пәрвәрдигарниң намини беваситә тилға алмайду. 16 Пәрвәрдигар Балаам билән көрүшүп, униң ағзиға бир сөзни селип: —
Сән Балақниң йениға қайтип униңға мундақ, мундақ дегин, — деди.Чөл. 22:35 17 Балаам Балақниң йениға қайтип кәлгәндә, мана, у вә Моабниң барлиқ әмирлири униң көйдүрмә қурбанлиғиниң йенида туратти.
— Пәрвәрдигар немә деди? — дәп сориди Балақ.
 
Балаамниң иккинчи қетим бешарәт бериши
18 Балаам калам сөзини ағзиға елип мундақ деди: —
«Һәй Балақ, сән қопуп аңлиғин,
Аһ , Зиппорниң оғли, маңа қулақ салғин.
19 Тәңри инсан әмәстур, У ялған ейтмайду,
Яки адәм балисиму әмәстур, У пушайман қилмайду.
У дегән екән, ишқа ашурмай қаламду?
У сөз қилған екән, вуҗудқа чиқармай қаламду?1Сам. 15:29; Яқ. 1:17
20 Мана, маңа «бәрикәтлә» дәп тапшурулди,
У бәрикәтлигән екән, буни мән яндуралмаймән.
21 У Яқупта һеч гуна көрмигән,
Исраилда наһәқлиқни учратмиған.
Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә,
Падишаһниң тәнтәнә авази униң арисидидур.«наһәқлиқ» — яки «балаю-апәт» яки «балаю-апәтниң сәвәви». «падишаниң тәнтәнә авази» — яки «падишаниң (қарши елиниш) тәнтәниси».  Зәб. 31:1, 2; 50:11-12; Йәр. 50:20; Рим. 4:7
22 Тәңри уни Мисирдин елип чиққан;
Униңда явайи калиниңкидәк күч бардур.«униңда явайи калиниңкидәк күч бардур» — ибраний тилида «униң явайи калиниң мүңгүзлири бардур».  Чөл. 24:8
23 Чүнки Яқупларға әпсун карға кәлмәйду,
Исраилларғиму пал карға кәлмәйду.
Вақти-саити кәлгәндә,
Яқуп билән Исраил тоғрисида: —
«Тәңри нәқәдәр карамәт иш қилип бәргән-һә!»
Дәп җакаланмай қалмайду!
24 Мана, бу қовм чиши ширдәк қопиду,
Әркәк ширдәк қәддини руслайду;
Өзи овлиған овни йемигичә,
Өлтүргәнләрниң қенини ичмигичә,
Һәргиз ятмайду!».
25 Балақ Балаамға: — Болди, сили уларни азрақму қарғимисила, уларға амәтму тилимисилә! — деди.
26 Балаам Балаққа җавап қилип: — Мән силигә: — «Пәрвәрдигарниң маңа ейтқанлириниң һәммисигә әмәл қилмисам болмайду» дегән әмәсмидим? — деди.
 
Балаамниң үчинчи қетим бешарәт бериши
27 Балақ Балаамға: — Кәлсилә, мән силини башқа бир йәргә апирай, Худаниң нәзиридә сили шу йәрдә туруп уларни қарғашлири мувапиқ тепилармекин? — деди. 28 Шуниң билән Балақ Балаамни башлап, чөл-баяванға қарайдиған Пеор теғиниң чоққисиға кәлди.
29 Балаам Балаққа: — Сили бу йәрдә маңа йәттә қурбангаһ салдуруп бәрсилә, йәттә буқа билән йәттә қошқарму тәйярлап бәрсилә, — деди. 30 Балақ Балаамниң дегинидәк қилди, һәр бир қурбангаһқа бирдин буқа билән бирдин қочқар сунди.
 
 

23:7 «калам сөзи» — Худа үгәткән сөз (5-айәтни көрүң). Гәрчә Балаам әски адәм, һәтта «сахта пәйғәмбәр» вә палчи болғини билән, Худа мошу йәрдә униң ағзи арқилиқ Исраилға болған меһри-шәпқитини ениқ көрситиду.

23:9 Қан. 33:28

23:10 «Яқупниң топилирини ким һесаплап чиқалайду?» — мәнаси бәлким «толилиғида топидәк болған Яқупни ким һесаплап чиқалайду?» — дегәндәк болуши керәк.

23:14 «Зофимниң даласи» — яки «Күзәтчиләрниң даласи».

23:15 «көрүшүп келәй» — Пәрвәрдигар билән көрүшүш, әлвәттә. Балаам Балақни хапа қилмаслиқ үчүн, бәлким Пәрвәрдигарниң намини беваситә тилға алмайду.

23:16 Чөл. 22:35

23:19 1Сам. 15:29; Яқ. 1:17

23:21 «наһәқлиқ» — яки «балаю-апәт» яки «балаю-апәтниң сәвәви». «падишаниң тәнтәнә авази» — яки «падишаниң (қарши елиниш) тәнтәниси».

23:21 Зәб. 31:1, 2; 50:11-12; Йәр. 50:20; Рим. 4:7

23:22 «униңда явайи калиниңкидәк күч бардур» — ибраний тилида «униң явайи калиниң мүңгүзлири бардур».

23:22 Чөл. 24:8