Яқуп
1
«Расул Яқуп язған мәктип»
Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қули болған мәнки Яқуптин тарқақ туруватқан муһаҗир он икки қәбилигә салам!«Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қули болған мәнки Яқуп...» — Яқуп мошу сөзлиридә өзини «расул» дәп атимайду. Лекин «қошумчә сөз»имиздә көрситимизки, у һәқиқәтән бир расул, шуңа униң ушбу хетини «расуллуқ һоқуқ» билән йезилған, дәп ишинимиз. Хәт Йәһудий болған етиқатчиларға йезилған, әлвәттә. «Тарқақ муһаҗир он икки қәбилә» тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.
«Қул» дегән уқум тоғрилиқ «Тәбирләр»имизни көрүң.
  Рос. 8:1; 1Пет. 1:1.
 
Етиқат вә синақ
И қериндашлирим, һәр қандақ синақларға дуч кәлсәңлар, буни зор хошаллиқ дәп билиңлар.Мат. 5:11; Рим. 5:3; 1Пет. 1:6. Чүнки силәргә мәлумки, бундақ етиқатиңларниң синилиши силәрдә сәвир-чидамлиқ шәкилләндүриду;Рим. 5:3; 1Пет. 1:7. сәвир-чидамлиқниң хислити қәлбиңларда туруп шундақ пишип йетилсунки, шуниң билән силәр пишқан, мукәммәл вә кәм-кутисиз болисиләр. Бирақ әгәр араңлардики бириси даналиққа муһтаҗ болса, һәммигә сехийлиқ билән беридиған шундақла әйиплимәйдиған Худадин тилисун. Шуниң билән униңға чоқум ата қилиниду.Пәнд. 2:3; Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Юһ. 16:24; 1Юһа. 3:22; 5:14.
Бирақ у һеч делиғул болмай ишәш билән тилисун; чүнки делиғул киши худди шамалда урулуп уян-буян йәлпүнгән деңиз долқуниға охшайду. Ундақ киши Рәбдин бирәр нәрсигә еришимән, дәп һеч хиял қилмисун; ундақлар үҗмә көңүл болуп, барлиқ йоллирида тутами йоқ адәмдур.
 
Намратлиқ вә байлиқ
9-10 Намрат болған қериндаш өзиниң жуқуриға көтирилгәнлигигә тәнтәнә қилсун; бай болған қериндаш болса, өзиниң төвән қилинғанлиғиға тәнтәнә қилсун, чүнки у от-чөпләрниң чечәклиридәк тозуп кетиду. «Намрат болған қериндаш өзиниң жуқуриға көтирилгәнлигигә тәнтәнә қилсун» — «өзиниң жуқуриға көтирилгәнлиги» — демәк, бириси Мәсиһкә етиқат бағлисила, мәйли қанчилик намрат болсун Худаға йеқин болған алийҗанаб, интайин имтиязлиқ орун һәм мунасивәттин бәһримән болиду. «бай болған қериндаш болса, өзиниң төвән қилинғанлиғиға тәнтәнә қилсун, чүнки у от-чөпләрниң чечәклиридәк тозуп кетиду» — бай адәм Әйса Мәсиһ арқилиқ етиқат бағлиғинида өзиниң барлиқ байлиқлирини Худа алдида һеч нәрсә әмәс дәп билип, өзини төвән тутмиса, Худаниң падишалиғиға кирәлмәйду. «Бай адәмниң Худаниң падишалиғиға кириши төгиниң йиңниниң көзидин өтүшидинму тәс» («Мат.» 19:24). 11 Қуяш чиқип қизиғанда, от-чөпләрни қурутиду, гүллири тозуп кетиду-дә, униң гөзәллиги йоқилиду; бай адәмләр худди шуниңға охшаш, өз һәләкчилигидә йоқилиду.Йәш. 40:6, 7; 1Кор. 7:31; Яқ. 4:14; 1Пет. 1:24; 1Юһа. 2:17.
 
Синилиш вә аздурулуш
12 Синақларға сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ бәргән киши нәқәдәр бәхитлик-һә! Чүнки у синақтин өткәндин кейин, Худа Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған һаят таҗиға муйәссәр болиду. «Худа Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған һаят таҗиға муйәссәр болиду» — мошу йәрдә грек тилида «Худа» пәқәт «У» билән ипадилиниду.  Аюп 5:17; Мат. 10:22; 19:28, 29; 2Тим. 4:8; 1Пет. 5:4; Вәһ. 2:10. 13 Адәм аздурулушқа дуч кәлгәндә «Худа мени аздуруватиду» демисун. Чүнки Худа яман ишлар билән аздурулуши мүмкин әмәс һәм башқиларни аздурмайду. 14 Бәлки бириси аздурулғанда, өз һәвәс-нәпси қозғилип, уларниң кәйнигә киргән болиду; 15 андин һәвәс-нәпс һамилдар болуп гунани туғиду; гуна өсүп йетилип, өлүмгә елип бариду.
16 Шуңа сөйүмлүк қериндашлирим, алдинип қалмаңлар! 17 Барлиқ жүксәк сехийлиқ вә һәр бир мукәммәл илтипат жуқуридин, йәни асмандики барлиқ йоруқлуқларниң Атисидин чүшүп келиду; Униңда һеч қандақ өзгириш болмайду яки Униңда «айлиниш» билән һасил болидиған көләңгиләрму болмайду. «Барлиқ жүксәк сехийлиқ вә һәр бир мукәммәл илтипат жуқуридин, йәни асмандики барлиқ йоруқлуқларниң Атисидин чүшүп келиду; Униңда һеч қандақ өзгириш болмайду яки Униңда «айлиниш» билән һасил болидиған көләңгиләрму болмайду» — «пүткүл йоруқлуқларниң Атиси» дегәнлик ибарә бәлким һәм Худаниң барлиқ қуяш-юлтузларниң Яратқучиси һәм шундақла пәриштиләрниң Яратқучиси екәнлигини көрситиши мүмкин. Муқәддәс Китапта пәриштиләрниң дайим юлтузлар билән мунасивити бар екәнлиги көрситилиду (мәсилән, «Аюп» 38:7, «Зәб.» 146:4ни көрүң).
(1) Худа һәрдайим биздин жуқурида туриду; (2) Худа һәрдайим бизгә һәм җисманий һәм роһий йоруқлуқ бериду; (3) қуяш айлиниши яки қайрилиши билән көләңгә һасил қилиду. Әммә Худада көләңгә яки қараңғулуқ дегән мәвҗут әмәс; у һеч «айланмай», һеч өзгәрмәй һәрдайим чүштики қуяштәк дәл үстимиздә туруп күчлүк нурини вә илтипатлирини (17-айәт) үстимизгә сехийлиқ билән чачиду.
  Пәнд. 2:6; Йәш. 14:27; 46:10; Мал. 3:6; Рим. 11:29; 1Кор. 4:7. 18 У бизни Өзи яратқан барлиқ мәвҗудатларниң ичидә Өзигә дәсләп пишқан мевидәк болсун дәп, Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәтниң сөз-калами арқилиқ туғдурди. «У бизни Өзи яратқан барлиқ мәвҗудатларниң ичидә Өзигә дәсләп пишқан мевидәк болсун дәп,...» — «дәсләп пишқан мевә», әң бурун елинған һосул болса, Худаға алаһитән атилатти. Демәк, пүткүл каинат Худаға бойсуниду вә тәвә болиду; лекин каинатниң ичидә Мәсиһгә етиқат бағлиғучилар «дәсләп пишқан мевә» сүпитидә биринчи болуп Униңға беқинип тәвә болуп, «һәқиқий, роһий» сәҗдә қилиду. «... Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәтниң сөз-калами арқилиқ туғдурди» — мошу йәрдә Худаниң бу «туғдуруш»и җисманий һаят әмәс, бәлки Муқәддәс Роһидин туғдурғанлиғини, йәни роһий һаятқа, мәңгүлүк һаятқа туғдуруп ериштүргәнлигини көрситиду.

«Дәсләп пишқан мевиси» яки «тунҗа һосул мевиси» Худаға алаһидә атилатти («Яр.» 49:3, «Чөл.» 18:3, «Қан.» 18:1-4, «2Тар.» 31:5ни көрүң).
  1Кор. 4:15; Гал. 4:19; 1Пет. 1:23.
 
Аңлаш вә иҗра қилиш
19 Шуниң билән, и сөйүмлүк қериндашлирим, һәр адәм аңлашқа тез тәйяр турсун, сөзләшкә алдиримисун, ғәзәплинишкә алдирмисун. Пәнд. 17:27; Топ. 5:1. 20 Чүнки инсанниң ғәзиви Худаниң һәққанийлиғини елип кәлмәйду. «Чүнки инсанниң ғәзиви Худаниң һәққанийлиғини елип кәлмәйду» — «Худаниң һәққанийлиғи»: (1) Худаниң һәққаний өлчими; (2) Худа алдида адил яки һәққаний болған ишлар; (3) Худа инсанниң етиқати үчүн униңға ата қилидиған һәққанийлиғини көрситиду. Бизниңчә «Худаниң һәққанийлиғи» (3)ни көрситиду; чүнки Худаниң Өзи ата қилған һәққанийлиғи болмиса, инсанлар арисида һәр қандақ башқа адиллиқ яки һәққанийлиқ болуши мүмкин әмәс. 21 Шуниң үчүн, барлиқ ипласлиқларни вә қиниңларға патмайватқан рәзилликни ташлаңлар, қәлбиңларда йилтиз тартқузулған, силәрни қутқузалайдиған сөз-каламни кәмтәрлик-мөминлик билән қобул қилиңлар.«...силәрни қутқузалайдиған сөз-каламни кәмтәрлик-мөминлик билән қобул қилиңлар» — «силәрни» грек тилида «җениңларни».  Рим. 13:12; Кол. 3:8.
22 Амма өз-өзүңларни алдап пәқәт сөз-каламни аңлиғучилардин болмаңлар, бәлки уни иҗра қилғучилардин болуңлар. Мат. 7:21; Луқа 11:28; Рим. 2:13; 1Юһа. 3:7. 23-24 Чүнки бириси сөз-каламни аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиса, у худди әйнәктә өзиниң әйни қияпитигә қарап қоюп, кетип қалған кишигә охшайду; чүнки у өз турқиға қарап болуп, чиқипла, шу һаман өзиниң қандақ екәнлигини унтуйду. «Чүнки бириси сөз-каламни аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиса, у худди әйнәктә өзиниң әйни қияпитигә қарап қоюп, кетип қалған кишигә охшайду; чүнки у өз турқиға қарап болуп, чиқипла, шу һаман өзиниң қандақ екәнлигини унтуйду» — бу адәмниң «әйни қияпитигә қараш»и өзигә бәлким йүзидә дағ-нуқсан болғанлиғини көрсәтсә керәк — демәк, Худаниң сөзигә қариса өз гунайини көриду; лекин көңлини тезла башқа ишқа бөлүши билән гунайини унтуйду.  Луқа 6:47. 25 Лекин әшу кишиләрни әркинликкә ериштүридиған мукәммәл қанунға әстайидиллиқ билән давамлиқ қарап, унтуғақ аңлиғучи болмай, бәлки униң ичидә яшап иҗра қилғучи болған киши ишлирида бәхитлик қилиниду.«әшу кишиләрни әркинликкә ериштүридиған мукәммәл қанунға әстайидиллиқ билән давамлиқ қарап...» — «адәмни әркинликкә ериштүридиған қанун» грек тилида «әркинликниң қануни». Демәк, йеңи әһдә, йәни хуш хәвәр. «Әркинлик» — адәмни гуна вә өз гуналиқ тәбиити, өлүм вә дозақтин азат қилидиған әркинлик, әлвәттә.  Мат. 5:19.
26 Бириси өзини ихласмән адәммән дәп һесаплиған, лекин тилини тизгинлимигән болса, өзини өзи алдайду; бундақ кишиниң ихласмәнлиги беһудиликтур. Зәб. 33:14; Яқ. 3:6; 1Пет. 3:10. 27 ХудаАтимизниң нәзиридики пак вә дағсиз ихласмәнлик шуки, қийинчилиқта қалған житим-йесир, тул хотунларни йоқлап, уларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзини бу дунияниң булғишидин дағсиз сақлаштур.«Худаатимизниң нәзиридики пак вә дағсиз ихласмәнлик шуки, қийинчилиқта қалған житим-йесир, тул хотунларни йоқлап,... » — грек тилида мошу «йоқлаш» дегән пеилниң өзи ғәмхорлуқ қилиш, инсанниң һалидин хәвәр елишни өз ичигә алиду. Шуниң билән бу сөзни мошу йәрдә һәм «йоқлаш» һәм «ғәмхорлуқ қилиш» дәп тәрҗимә қилдуқ.
 
 

1:1 «Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қули болған мәнки Яқуп...» — Яқуп мошу сөзлиридә өзини «расул» дәп атимайду. Лекин «қошумчә сөз»имиздә көрситимизки, у һәқиқәтән бир расул, шуңа униң ушбу хетини «расуллуқ һоқуқ» билән йезилған, дәп ишинимиз. Хәт Йәһудий болған етиқатчиларға йезилған, әлвәттә. «Тарқақ муһаҗир он икки қәбилә» тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «Қул» дегән уқум тоғрилиқ «Тәбирләр»имизни көрүң.

1:1 Рос. 8:1; 1Пет. 1:1.

1:2 Мат. 5:11; Рим. 5:3; 1Пет. 1:6.

1:3 Рим. 5:3; 1Пет. 1:7.

1:5 Пәнд. 2:3; Йәр. 29:12; Мат. 7:7; 21:22; Мар. 11:24; Юһ. 16:24; 1Юһа. 3:22; 5:14.

1:9-10 «Намрат болған қериндаш өзиниң жуқуриға көтирилгәнлигигә тәнтәнә қилсун» — «өзиниң жуқуриға көтирилгәнлиги» — демәк, бириси Мәсиһкә етиқат бағлисила, мәйли қанчилик намрат болсун Худаға йеқин болған алийҗанаб, интайин имтиязлиқ орун һәм мунасивәттин бәһримән болиду. «бай болған қериндаш болса, өзиниң төвән қилинғанлиғиға тәнтәнә қилсун, чүнки у от-чөпләрниң чечәклиридәк тозуп кетиду» — бай адәм Әйса Мәсиһ арқилиқ етиқат бағлиғинида өзиниң барлиқ байлиқлирини Худа алдида һеч нәрсә әмәс дәп билип, өзини төвән тутмиса, Худаниң падишалиғиға кирәлмәйду. «Бай адәмниң Худаниң падишалиғиға кириши төгиниң йиңниниң көзидин өтүшидинму тәс» («Мат.» 19:24).

1:11 Йәш. 40:6, 7; 1Кор. 7:31; Яқ. 4:14; 1Пет. 1:24; 1Юһа. 2:17.

1:12 «Худа Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған һаят таҗиға муйәссәр болиду» — мошу йәрдә грек тилида «Худа» пәқәт «У» билән ипадилиниду.

1:12 Аюп 5:17; Мат. 10:22; 19:28, 29; 2Тим. 4:8; 1Пет. 5:4; Вәһ. 2:10.

1:17 «Барлиқ жүксәк сехийлиқ вә һәр бир мукәммәл илтипат жуқуридин, йәни асмандики барлиқ йоруқлуқларниң Атисидин чүшүп келиду; Униңда һеч қандақ өзгириш болмайду яки Униңда «айлиниш» билән һасил болидиған көләңгиләрму болмайду» — «пүткүл йоруқлуқларниң Атиси» дегәнлик ибарә бәлким һәм Худаниң барлиқ қуяш-юлтузларниң Яратқучиси һәм шундақла пәриштиләрниң Яратқучиси екәнлигини көрситиши мүмкин. Муқәддәс Китапта пәриштиләрниң дайим юлтузлар билән мунасивити бар екәнлиги көрситилиду (мәсилән, «Аюп» 38:7, «Зәб.» 146:4ни көрүң). (1) Худа һәрдайим биздин жуқурида туриду; (2) Худа һәрдайим бизгә һәм җисманий һәм роһий йоруқлуқ бериду; (3) қуяш айлиниши яки қайрилиши билән көләңгә һасил қилиду. Әммә Худада көләңгә яки қараңғулуқ дегән мәвҗут әмәс; у һеч «айланмай», һеч өзгәрмәй һәрдайим чүштики қуяштәк дәл үстимиздә туруп күчлүк нурини вә илтипатлирини (17-айәт) үстимизгә сехийлиқ билән чачиду.

1:17 Пәнд. 2:6; Йәш. 14:27; 46:10; Мал. 3:6; Рим. 11:29; 1Кор. 4:7.

1:18 «У бизни Өзи яратқан барлиқ мәвҗудатларниң ичидә Өзигә дәсләп пишқан мевидәк болсун дәп,...» — «дәсләп пишқан мевә», әң бурун елинған һосул болса, Худаға алаһитән атилатти. Демәк, пүткүл каинат Худаға бойсуниду вә тәвә болиду; лекин каинатниң ичидә Мәсиһгә етиқат бағлиғучилар «дәсләп пишқан мевә» сүпитидә биринчи болуп Униңға беқинип тәвә болуп, «һәқиқий, роһий» сәҗдә қилиду. «... Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәтниң сөз-калами арқилиқ туғдурди» — мошу йәрдә Худаниң бу «туғдуруш»и җисманий һаят әмәс, бәлки Муқәддәс Роһидин туғдурғанлиғини, йәни роһий һаятқа, мәңгүлүк һаятқа туғдуруп ериштүргәнлигини көрситиду. «Дәсләп пишқан мевиси» яки «тунҗа һосул мевиси» Худаға алаһидә атилатти («Яр.» 49:3, «Чөл.» 18:3, «Қан.» 18:1-4, «2Тар.» 31:5ни көрүң).

1:18 1Кор. 4:15; Гал. 4:19; 1Пет. 1:23.

1:19 Пәнд. 17:27; Топ. 5:1.

1:20 «Чүнки инсанниң ғәзиви Худаниң һәққанийлиғини елип кәлмәйду» — «Худаниң һәққанийлиғи»: (1) Худаниң һәққаний өлчими; (2) Худа алдида адил яки һәққаний болған ишлар; (3) Худа инсанниң етиқати үчүн униңға ата қилидиған һәққанийлиғини көрситиду. Бизниңчә «Худаниң һәққанийлиғи» (3)ни көрситиду; чүнки Худаниң Өзи ата қилған һәққанийлиғи болмиса, инсанлар арисида һәр қандақ башқа адиллиқ яки һәққанийлиқ болуши мүмкин әмәс.

1:21 «...силәрни қутқузалайдиған сөз-каламни кәмтәрлик-мөминлик билән қобул қилиңлар» — «силәрни» грек тилида «җениңларни».

1:21 Рим. 13:12; Кол. 3:8.

1:22 Мат. 7:21; Луқа 11:28; Рим. 2:13; 1Юһа. 3:7.

1:23-24 «Чүнки бириси сөз-каламни аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиса, у худди әйнәктә өзиниң әйни қияпитигә қарап қоюп, кетип қалған кишигә охшайду; чүнки у өз турқиға қарап болуп, чиқипла, шу һаман өзиниң қандақ екәнлигини унтуйду» — бу адәмниң «әйни қияпитигә қараш»и өзигә бәлким йүзидә дағ-нуқсан болғанлиғини көрсәтсә керәк — демәк, Худаниң сөзигә қариса өз гунайини көриду; лекин көңлини тезла башқа ишқа бөлүши билән гунайини унтуйду.

1:23-24 Луқа 6:47.

1:25 «әшу кишиләрни әркинликкә ериштүридиған мукәммәл қанунға әстайидиллиқ билән давамлиқ қарап...» — «адәмни әркинликкә ериштүридиған қанун» грек тилида «әркинликниң қануни». Демәк, йеңи әһдә, йәни хуш хәвәр. «Әркинлик» — адәмни гуна вә өз гуналиқ тәбиити, өлүм вә дозақтин азат қилидиған әркинлик, әлвәттә.

1:25 Мат. 5:19.

1:26 Зәб. 33:14; Яқ. 3:6; 1Пет. 3:10.

1:27 «Худаатимизниң нәзиридики пак вә дағсиз ихласмәнлик шуки, қийинчилиқта қалған житим-йесир, тул хотунларни йоқлап,... » — грек тилида мошу «йоқлаш» дегән пеилниң өзи ғәмхорлуқ қилиш, инсанниң һалидин хәвәр елишни өз ичигә алиду. Шуниң билән бу сөзни мошу йәрдә һәм «йоқлаш» һәм «ғәмхорлуқ қилиш» дәп тәрҗимә қилдуқ.