3
Биз Худаниң пәрзәнтлири
Қараңлар, Ата бизгә шундақ чоңқур меһир-муһәббәт көрсәткәнки, биз «Худаниң әзиз балилири» дәп аталдуқ — вә биз һәқиқәтәнму шундақ. Бу дуния шу сәвәптин бизни тонуп йәтмәйдуки, чүнки бу дуния Уни тонумиди.«Бу дуния шу сәвәптин бизни тонуп йәтмәйдуки, чүнки бу дуния Уни тонумиди» — «Уни» Әйса Мәсиһ яки Худаниң Өзини көрситиду. Бизниңчә Мәсиһни көрситиду («Юһ.» 1:10ни көрүң).  Юһ. 1:12. Сөйүмлүклирим, биз һазир Худаниң әзиз балилиридурмиз; кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи очуқ аян қилинмиған. Бирақ У қайтидин аян қилинғанда, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз; чүнки шу чағда биз Униң әйнән Өзини көримиз.«Бирақ У қайтидин аян қилинғанда, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз; чүнки шу чағда биз Униң әйнән Өзини көримиз» — «У» — Әйса Мәсиһни көрситиду. Төвәндики изаһатни көрүң. «У қайтидин аян қилинғанда» — мошу айәттики «У» бизниңчә Әйса Мәсиһни көрситиду. Бәзи алимлар айәтни башқичә чүшинип: — «У» (демәк, бизниң кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз») аян қилинғанда...» дәп қарайду. Лекин бизниңчә расул Юһанна Мәсиһни улуқлаштики һәр бир пурсәттин толуқ пайдилиниду, мошу йәрдиму шундақ қилған болуп, у йәнила Мәсиһни көрсәткән.  Йәш. 56:5; Мат. 5:12; Юһ. 1:12; Рим. 8:15, 18; 2Кор. 4:17; Гал. 3:26; 4:6; Фил. 3:21; Кол. 3:4. Вә Мәсиһгә үмүт бағлиған һәр бир киши У пак болғандәк өзини паклимақта.«вә Мәсиһгә үмүт бағлиған һәр бир киши У пак болғандәк өзини паклимақта» — «Мәсиһгә» грек тилида «Униңға». «...У пак болғандәк өзини паклимақта» — «У» мошу йәрдә бәлким Мәсиһни көрситиду; жуқуриқи 2-айәт вә изаһатини көрүң.
Гуна садир қилған киши Худаниң қануниға хилаплиқ қилған болиду. Чүнки гуна садир қилғанлиқ Худаниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур.«Гуна садир қилған киши Худаниң қануниға хилаплиқ қилған болиду. Чүнки гуна садир қилғанлиқ Худаниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур» — «Худаниң қануни» грек тилида пәқәт «қанун» дәп ейтилиду. Лекин көздә тутулғини мәлум бир инсаний қанун әмәс, бәлки Худаниң қанунидур. Юһаннаниң мошу йәрдә көздә тутқини бәлким Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун болупла қалмай, йәнә бәлким һәр бир кишиниң виҗданида (аз болсун, көп болсун) намайән қилинған Худаниң қанунини көрсәтсә керәк («Рим.» 2:13-15ниму көрүң).
Бу айәт болса 2:29дики сөзләрниң давамидур.
  1Юһа. 5:17. Һалбуки, силәр Уни гуналарни елип ташлаш үчүн дунияға келип аян қилинған вә шундақла Униңда һеч қандақ гуна йоқтур, дәп билисиләр.«Һалбуки, силәр уни гуналарни елип ташлаш үчүн дунияға келип аян қилинған» — «Уни» Мәсиһни көрситиду.
Ушбу айәт билән мунасивәтлик «Юһ.» 1:29ни көрүң.
  Йәш. 53:9,12; 2Кор. 5:21; 1Пет. 2:22; 1Тим. 1:15. Униңда яшаватқан һәр бир киши гуна садир қилмайду; кимдәким гуна садир қилса, Уни көрмигән вә Уни тонумиған болиду.«Униңда яшаватқан һәр бир киши гуна садир қилмайду; кимдәким гуна садир қилса, Уни көрмигән вә Уни тонумиған болиду» — «гуна садир қилса,...» дегәнлик шүбһисизки, адәмниң адәттики жүрүш-турушини, гуна илкидин чиқмай турғанлиғини көрситиду. 3:9 вә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
Әзиз балилирим, һеч кимниң силәрни алдишиға йол қоймаңлар. Һәққанийлиққа әмәл қилғучи киши У һәққаний болғинидәк һәққанийдур.«Һәққанийлиққа әмәл қилғучи киши у һәққаний болғинидәк һәққанийдур» — «У» бизниңчә мошу йәрдә йәнә Мәсиһни көрситиду. Жуқириқи 5-6-айәтни көрүң.  1Юһа. 2:29. Лекин гуна садир қилғучи Иблистиндур. Чүнки Иблис әлмисақтин тартип гуна садир қилип кәлмәктә. Худаниң Оғлиниң дунияда аян қилинишидики мәхсәт Иблисниң әмәллирини йоқитиштур. Худадин туғулғучи гуна садир қилмайду; Худаниң уруғи униңда орун алғачқа, у гуна садир қилиши мүмкин әмәс, чүнки у Худадин туғулғандур. «Худадин туғулғучи гуна садир қилмайду; Худаниң уруғи униңда орун алғачқа, у гуна садир қилиши мүмкин әмәс, чүнки у Худадин туғулғандур» — «Худаниң уруғи (яки «нәсли») униңдин орун алғачқа...» дегәнликтә «Худаниң уруғи» Мәсиһниң Өзи яки Униң сөз-каламини көрситиду. Башқичә ейтқанда, Мәсиһ Әйсаниң тәбиийитини көрситиду, шундақла Униң кишиләрниң роһидин орун алғанлиғини көрситиду. «Мат.» 13:1-23, «Юһ.» 12:24, «Рим.» 4:15-17ни, 9:7-8 вә «Гал.» 3:16ни көрүң.
Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
  1Пет. 1:23; 1Юһа. 5:18. 10 Худаниң балилири билән Иблисниң балилири шуниң билән пәриқлинидуки, кимдәким һәққанийлиққа әмәл қилмиса вә яки өз қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмисә Худадин әмәстур.
11 Чүнки силәр дәсләптин аңлап келиватқан хәвәр мана дәл шуки, бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәктур. Юһ. 13:34; 15:12; 1Юһа. 3:23. 12 У у рәзилдин болған, инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаслиғимиз керәк; у немишкә инисини қәтл қилди? Униң өзиниң қилғанлири рәзил, инисиниң қилғанлири һәққаний болғанлиғи үчүн шундақ қилған. Яр. 4:8; Ибр. 11:4. 13 Шуңа, и қериндашлар, бу дуния силәрни өч көрсә, буниңға һәйран қалмаңлар. Юһ. 15:18. 14 Биз қериндашларни сөйгәнлигимиздин, өлүмдин һаятлиққа өткәнлигимизни билимиз. Өз қериндишини сөймигүчи техи өлүмдә туруватиду. 1Юһа. 2:10. 15 Қериндишиға өчмәнлик қилған киши қатилдур вә һеч қандақ қатилда мәңгүлүк һаятниң болмайдиғанлиғини билисиләр. «Қериндишиға өчмәнлик қилған киши қатилдур» — «Мат.» 5:21-22ни көрүң. «һеч қандақ қатилда мәңгүлүк һаятниң болмайдиғанлиғини билисиләр» — бу сөзләр һеч бир қатил Худаниң кәчүрүмигә еришәлмәйду, дегәнлик әмәс. Мәсилән «Мат.» 12:31, «1Кор.» 6:9-11ни көрүң.  Мат. 5:21; Гал. 5:21. 16 Биз шуниң билән меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини билимизки, у биз үчүн Өз җенини пида қилди; шуниңдәк бизму қериндашлиримиз үчүн өз җенимизни пида қилишқа қәриздардурмиз. «Биз шуниң билән меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини билимизки, У биз үчүн Өз җенини пида қилди...» — «У» — Мәсиһ, әлвәттә.  Юһ. 15:13; Әф. 5:2. 17 Амма кимки бу дунияда мал-мүлки туруп, қериндишиниң муһтаҗлиғини көрүп туруп, униңға көкси-қарнини ачмиса, бундақ кишидә нәдиму Худаниң меһир-муһәббити болсун? «Амма кимки бу дунияда мал-мүлки туруп, қериндишиниң муһтаҗлиғини көрүп туруп...» — «мал-мүлүк» мошу йәрдә, грек тилида «тирикчилик» билән ипадилиниду.  Қан. 15:7; Луқа 3:11; Яқ. 2:15. 18 Әзиз балилирим, сөз билән вә тил билән әмәс, бәлки әмәлдә вә һәқиқәттә меһир-муһәббәт көрситәйли. 19 Биз шундақ ишлар билән өзимизниң һәқиқәттин болғанлиғимизни биләләймиз вә Худаниң алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз. «биз шундақ ишлар билән өзимизниң һәқиқәттин болғанлиғимизни биләләймиз вә (Худаниң) алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз» — «Худаниң алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз» грек тилида «униң алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз». «...хатирҗәм қилалаймиз» — яки «қайил қилалаймиз». Демәк, бириси «мән Худадинму, әмәсму?» дәп гуманланған болса, өзидин «мәндә меһир-муһәббәт барму-йоқ?» дәп сориса вә өзиниң меһир-муһәббәттә яшаватқанлиғини көргән болса, «мән һәқиқәтән Худадин туғулғанмән» дәп өзини қайил қилалайду. 20 Шундақтиму, мабада қәлбимиз бизни йәнила әйиплисә, Худа йәнила қәлбимиздин үстүн вә һәммини билгүчидур. «Шундақтиму, мабада қәлбимиз бизни йәнила әйиплисә, Худа йәнила қәлбимиздин үстүн вә һәммини билгүчидур» — бу айәттә «қәлбимиз» бәлким «виҗданимиз»ни көрситиду.
21 Сөйүмлүклирим, әгәр қәлбимиз бизни әйиплимисә, Худаниң алдида жүрәклик туримиз «Сөйүмлүклирим, әгәр қәлбимиз бизни әйиплимисә, Худаниң алдида жүрәклик туримиз» — бу айәттә «қәлбимиз» бәлким йәнә «виҗданимиз»ни көрситиду. «жүрәклик туримиз» — яки «қорқмас туримиз». 22 вә шундақла Униңдин немини тилисәк шуниңға еришәләймиз; чүнки биз Униң әмирлиригә әмәл қилип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилимиз. Йәр. 29:12; Мат. 7:8; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 5:14. 23 Вә Униң әмри шуки, униң Оғли Әйса Мәсиһниң намиға етиқат қилишимиз һәмдә Униң бизгә тапилиғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур. «һәмдә Униң бизгә тапилиғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур» — «Униң бизгә тапилиғини» мошу йәрдә бизниңчә Худаниң Өзиниң (Мәсиһ арқилиқ) бизгә тапилиғинини көрситиду.  Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 6:29; 13:34; 15:12; 17:3; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; 1Юһа. 4:21. 24 Униң әмирлиригә әмәл қилидиған киши Худада яшайдиған вә Худаму униңда яшайдиған болиду. Әнди Худаниң биздә яшайдиғанлиғини билгинимиз болса, У бизгә ата қилған Роһтиндур.«Униң әмирлиригә әмәл қилидиған киши Худада яшайдиған...» — грек тилида «Униң әмирлиригә әмәл қилидиған киши Униңда яшайдиған...». «...вә Худаму униңда яшайдиған болиду» — грек тилида «вә Уму униңда яшайдиған болиду».  Юһ. 14:23; 15:10; 1Юһа. 4:12.
 
 

3:1 «Бу дуния шу сәвәптин бизни тонуп йәтмәйдуки, чүнки бу дуния Уни тонумиди» — «Уни» Әйса Мәсиһ яки Худаниң Өзини көрситиду. Бизниңчә Мәсиһни көрситиду («Юһ.» 1:10ни көрүң).

3:1 Юһ. 1:12.

3:2 «Бирақ У қайтидин аян қилинғанда, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз; чүнки шу чағда биз Униң әйнән Өзини көримиз» — «У» — Әйса Мәсиһни көрситиду. Төвәндики изаһатни көрүң. «У қайтидин аян қилинғанда» — мошу айәттики «У» бизниңчә Әйса Мәсиһни көрситиду. Бәзи алимлар айәтни башқичә чүшинип: — «У» (демәк, бизниң кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз») аян қилинғанда...» дәп қарайду. Лекин бизниңчә расул Юһанна Мәсиһни улуқлаштики һәр бир пурсәттин толуқ пайдилиниду, мошу йәрдиму шундақ қилған болуп, у йәнила Мәсиһни көрсәткән.

3:2 Йәш. 56:5; Мат. 5:12; Юһ. 1:12; Рим. 8:15, 18; 2Кор. 4:17; Гал. 3:26; 4:6; Фил. 3:21; Кол. 3:4.

3:3 «вә Мәсиһгә үмүт бағлиған һәр бир киши У пак болғандәк өзини паклимақта» — «Мәсиһгә» грек тилида «Униңға». «...У пак болғандәк өзини паклимақта» — «У» мошу йәрдә бәлким Мәсиһни көрситиду; жуқуриқи 2-айәт вә изаһатини көрүң.

3:4 «Гуна садир қилған киши Худаниң қануниға хилаплиқ қилған болиду. Чүнки гуна садир қилғанлиқ Худаниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур» — «Худаниң қануни» грек тилида пәқәт «қанун» дәп ейтилиду. Лекин көздә тутулғини мәлум бир инсаний қанун әмәс, бәлки Худаниң қанунидур. Юһаннаниң мошу йәрдә көздә тутқини бәлким Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун болупла қалмай, йәнә бәлким һәр бир кишиниң виҗданида (аз болсун, көп болсун) намайән қилинған Худаниң қанунини көрсәтсә керәк («Рим.» 2:13-15ниму көрүң). Бу айәт болса 2:29дики сөзләрниң давамидур.

3:4 1Юһа. 5:17.

3:5 «Һалбуки, силәр уни гуналарни елип ташлаш үчүн дунияға келип аян қилинған» — «Уни» Мәсиһни көрситиду. Ушбу айәт билән мунасивәтлик «Юһ.» 1:29ни көрүң.

3:5 Йәш. 53:9,12; 2Кор. 5:21; 1Пет. 2:22; 1Тим. 1:15.

3:6 «Униңда яшаватқан һәр бир киши гуна садир қилмайду; кимдәким гуна садир қилса, Уни көрмигән вә Уни тонумиған болиду» — «гуна садир қилса,...» дегәнлик шүбһисизки, адәмниң адәттики жүрүш-турушини, гуна илкидин чиқмай турғанлиғини көрситиду. 3:9 вә «қошумчә сөз»имизни көрүң.

3:7 «Һәққанийлиққа әмәл қилғучи киши у һәққаний болғинидәк һәққанийдур» — «У» бизниңчә мошу йәрдә йәнә Мәсиһни көрситиду. Жуқириқи 5-6-айәтни көрүң.

3:7 1Юһа. 2:29.

3:9 «Худадин туғулғучи гуна садир қилмайду; Худаниң уруғи униңда орун алғачқа, у гуна садир қилиши мүмкин әмәс, чүнки у Худадин туғулғандур» — «Худаниң уруғи (яки «нәсли») униңдин орун алғачқа...» дегәнликтә «Худаниң уруғи» Мәсиһниң Өзи яки Униң сөз-каламини көрситиду. Башқичә ейтқанда, Мәсиһ Әйсаниң тәбиийитини көрситиду, шундақла Униң кишиләрниң роһидин орун алғанлиғини көрситиду. «Мат.» 13:1-23, «Юһ.» 12:24, «Рим.» 4:15-17ни, 9:7-8 вә «Гал.» 3:16ни көрүң. Бу айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

3:9 1Пет. 1:23; 1Юһа. 5:18.

3:11 Юһ. 13:34; 15:12; 1Юһа. 3:23.

3:12 Яр. 4:8; Ибр. 11:4.

3:13 Юһ. 15:18.

3:14 1Юһа. 2:10.

3:15 «Қериндишиға өчмәнлик қилған киши қатилдур» — «Мат.» 5:21-22ни көрүң. «һеч қандақ қатилда мәңгүлүк һаятниң болмайдиғанлиғини билисиләр» — бу сөзләр һеч бир қатил Худаниң кәчүрүмигә еришәлмәйду, дегәнлик әмәс. Мәсилән «Мат.» 12:31, «1Кор.» 6:9-11ни көрүң.

3:15 Мат. 5:21; Гал. 5:21.

3:16 «Биз шуниң билән меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини билимизки, У биз үчүн Өз җенини пида қилди...» — «У» — Мәсиһ, әлвәттә.

3:16 Юһ. 15:13; Әф. 5:2.

3:17 «Амма кимки бу дунияда мал-мүлки туруп, қериндишиниң муһтаҗлиғини көрүп туруп...» — «мал-мүлүк» мошу йәрдә, грек тилида «тирикчилик» билән ипадилиниду.

3:17 Қан. 15:7; Луқа 3:11; Яқ. 2:15.

3:19 «биз шундақ ишлар билән өзимизниң һәқиқәттин болғанлиғимизни биләләймиз вә (Худаниң) алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз» — «Худаниң алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз» грек тилида «униң алдида қәлбимизни хатирҗәм қилалаймиз». «...хатирҗәм қилалаймиз» — яки «қайил қилалаймиз». Демәк, бириси «мән Худадинму, әмәсму?» дәп гуманланған болса, өзидин «мәндә меһир-муһәббәт барму-йоқ?» дәп сориса вә өзиниң меһир-муһәббәттә яшаватқанлиғини көргән болса, «мән һәқиқәтән Худадин туғулғанмән» дәп өзини қайил қилалайду.

3:20 «Шундақтиму, мабада қәлбимиз бизни йәнила әйиплисә, Худа йәнила қәлбимиздин үстүн вә һәммини билгүчидур» — бу айәттә «қәлбимиз» бәлким «виҗданимиз»ни көрситиду.

3:21 «Сөйүмлүклирим, әгәр қәлбимиз бизни әйиплимисә, Худаниң алдида жүрәклик туримиз» — бу айәттә «қәлбимиз» бәлким йәнә «виҗданимиз»ни көрситиду. «жүрәклик туримиз» — яки «қорқмас туримиз».

3:22 Йәр. 29:12; Мат. 7:8; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 5:14.

3:23 «һәмдә Униң бизгә тапилиғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур» — «Униң бизгә тапилиғини» мошу йәрдә бизниңчә Худаниң Өзиниң (Мәсиһ арқилиқ) бизгә тапилиғинини көрситиду.

3:23 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 6:29; 13:34; 15:12; 17:3; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; 1Юһа. 4:21.

3:24 «Униң әмирлиригә әмәл қилидиған киши Худада яшайдиған...» — грек тилида «Униң әмирлиригә әмәл қилидиған киши Униңда яшайдиған...». «...вә Худаму униңда яшайдиған болиду» — грек тилида «вә Уму униңда яшайдиған болиду».

3:24 Юһ. 14:23; 15:10; 1Юһа. 4:12.