5
Етиқат «бу дуния»ниң үстидин ғәлибә қилиду
Әйсаниң Мәсиһ екәнлигигә ишәнгән һәр бир киши Худадин туғулған болиду; вә туғдурғучи Атини сөйидиған һәр бир киши Униңдин туғулғучиниму сөйиду.«...вә туғдурғучи (Ата)ни сөйидиған һәр бир киши униңдин туғулғучиниму сөйиду» — бу сөз бәлким шу дәвирдики бир тәмсил болуши мүмкин еди. «Униңдин туғулғучи»лар етиқатчи қериндашларни көрситиду.  Юһ. 1:12. Биз өзимизниң Худаниң балилирини сөйидиғанлиғимизни шуниңдин билимизки, Худани сөйүп, Униң әмирлиригә әмәл қилишимиздиндур. Худани сөйүш Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур; вә Униң әмирлиридә турмақ еғир иш әмәстур.Мат. 11:29,30; Юһ. 14:15; 15:10. Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур.«Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур» — «бу дуния» мошу йәрдә Худаға қарши чиқидиған пүткүл дуниядики етиқатсизларни көрситиду, әлвәттә. Чүнки әмәлийәттә «бу дуниядикиләр» Шәйтанниң илкидә мәркәзләшкән, Худаға қарши бир түзүмдур.  Юһ. 16:33. Бу дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи зади кимләр? Пәқәт Әйсани Худаниң Оғли дәп етиқат қилғучилар әмәсму?1Кор. 15:57; 1Юһа. 4:15.
У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур.«У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду.
Бу айәтниң мәзмуни бир нәччә сахта тәлимгә қарита рәддийә бериштур. Муәллип қәтъийлик билән шуни испатлимақчики: (1) Әйса Мәсиһ һәқиқий инсан болуп туғулди; (2) һәқиқий инсан болуп, Йәһя пәйғәмбәр тәрипидин суда чөмүлдүрүлди; (3) һәқиқий инсан болуп кресттә өлди. Бу рәддийиниң тәпсилатлири үстидә «қошумчә сөз»имиздә сәл тохтилимиз.
Чүнки Униң тоғрилиқ үч гувалиқ бәргүчи бар: —«Чүнки Униң тоғрилиқ үч гувалиқ бәргүчи бар...» — «Униң тоғрилиқ» — Мәсиһ тоғрилиқ. булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи бирдур. «булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи бирдур» — бу айәт тоғрилиқ вә 6-7-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. Бир аз кона көчүрүлмиләрдә: — «Чүнки У тоғрилиқ әрштә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Ата, Калам вә Муқәддәс Роһтур; бу үчи бирдур. (8) Йәр йүзидә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи охшаштур» дейилиду. Әгәр биз инсанларниң гувалиқини қобул қилсақ, Худаниң гувалиғи буларниңкидин үстүндур. Худа Өз Оғли тоғрисида шундақ гувалиқ бәргән — 10 (Худаниң Оғлиға етиқат қилған кишиниң ичидә шу гувалиқ бардур; бирақ Худаға ишәнмигән киши Уни ялғанчи қилған болиду, чүнки У Худаниң Өз Оғлини тәстиқлиған гувалиғиға ишәнмигән) Юһ. 3:36; Рим. 8:16; Гал. 4:6. 11 гувалиқ дәл шудурки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ Униң Оғлидидур. Юһ. 1:4. 12 Шуңа Оғулға егә болған киши һаятлиққа егә болған болиду; Худаниң Оғлиға егә болмиған киши һаятлиққа егә болмиған болиду.
 
Мәңгүлүк һаят
13 Мән буларни Худаниң Оғлиниң намиға етиқат қилған силәргә силәрниң мәңгүлүк һаятқа егә болғанлиғиңларни билишиңлар үчүн яздим. Юһ. 20:31. 14 Вә бизниң Униңға болған толуқ ишәш-хатирҗәмлигимиз шундақки, Униң ирадисигә мувапиқ һәр қандақ бир ишни тилисәк, У бизни аңлайду. Йәр. 29:12; Мат. 7:8; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:2. 15 Уни һәр немә тилигинимизни аңлайду дәп билгән екәнмиз, дуайимизда Униңдин тилигинимизгә ериштуқ, дәп билимиз.
16 Бириси қериндишиниң өлүмгә мәһкүм қилмайдиған бир гуна садир қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун; вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду. Өлүмгә мәһкүм гунаму бардур. Униң тоғрисидин тилисун, демәймән. «Бириси қериндишиниң өлүмгә мәһкүм қилмайдиған бир гуна садир қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун; вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду. Өлүмгә мәһкүм гунаму бардур. Униң тоғрисидин тилисун, демәймән» — «вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду» яки «вә Худа уларға (йәни гуна садир қилғанларға) һаятлиқ ата қилиду».
«Өлүмгә мәһкүм гуна» тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
  Чөл. 15:30; 1Сам. 2:25; Мат. 12:31; Мар. 3:29; Луқа 12:10; Ибр. 6:4; 10:26; 2Пет. 2:2. 17 Һәммә һәққанийәтсизлик гунадур; вә өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гунаму бар. 1Юһа. 3:4. 18 Худадин туғулғучиниң гуна садир қилмайдиғанлиғини билимиз; чүнки әслидә Худадин туғулған Зат бундақ кишини қоғдап қалиду вә әшу рәзил униңға тегәлмәйду. «Худадин туғулғучиниң гуна садир қилмайдиғанлиғини билимиз; чүнки әслидә Худадин туғулған Зат бундақ кишини қоғдап қалиду вә әшу рәзил униңға тегәлмәйду» — бизниңчә «әслидә Худадин туғулған Зат» Әйса Мәсиһни көрситиду. Мошу йәрдә «туғулған» бәлким Мәсиһниң инсан болушқа туғулушини көрситиши керәк. Башқа икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Худадин туғулғучи болса (йәни, етиқатчи), У (Худа) уни қоғдап қалиду; (2) Худадин туғулғучи өзини қоғдап қалиду».
«әшу рәзил» — Иблисни көрситиду.
  1Юһа. 3:9. 19 Әнди өзимизниң Худадин болғанлиғимиз өзимизгә мәлум; амма пүткүл дуния болса у рәзилниң илкидидур. 20 Йәнә бизгә мәлумки, Худаниң Оғли дунияға кәлди вә Һәқиқий Болғучини тонушимиз үчүн көңлимизни йорутти; вә биз Һәқиқий Болғучиниң Өзидә, йәни Униң Оғли Әйса Мәсиһдә яшаватимиз. У болса һәқиқий Худа вә мәңгүлүк һаятлиқтур!«вә биз Һәқиқий Болғучиниң өзидә, йәни Униң Оғли Әйса Мәсиһдә яшаватимиз» — «һәқиқий болғучи» Худани көрситиду. «У болса һәқиқий Худа вә мәңгүлүк һаятлиқтур!» — Әйса Мәсиһни көрситиду (муқәддәс язмилардики һеч қандақ йәрләрдә «Худа һаятлиқ» дейилмәйду, лекин көп йәрләрдә «Әйса Мәсиһ һаятлиқтур», дейилиду. Мәсилән «Юһ.» 11:25, 14:6).  Йәш. 9:5; 44:6; 54:5; Луқа 24:45; Юһ. 20:28; Рим. 9:5; 1Тим. 3:16.
21 Әзиз балилирим, өзүңларни һәр қандақ бутлардин сақлаңлар.«Әзиз балилирим, өзүңларни һәр қандақ бутлардин сақлаңлар» — «бутлар» шүбһисизки, мошу йәрдә пәқәт ойма бутларни яки қуйма бутларнила әмәс, бәлки етиқатчиларниң қәлбидә Худаниң орнини талишидиған һәр қандақ нәрсә яки иштур. Мәсилән, «Кол.» 3:5ни көрүң.

5:1 «...вә туғдурғучи (Ата)ни сөйидиған һәр бир киши униңдин туғулғучиниму сөйиду» — бу сөз бәлким шу дәвирдики бир тәмсил болуши мүмкин еди. «Униңдин туғулғучи»лар етиқатчи қериндашларни көрситиду.

5:1 Юһ. 1:12.

5:3 Мат. 11:29,30; Юһ. 14:15; 15:10.

5:4 «Чүнки Худадин туғулғанларниң һәммиси бу дуния үстидин ғәлибә қилиду; вә дунияниң үстидин ғәлибә қилғучи күч — дәл бизниң етиқатимиздур» — «бу дуния» мошу йәрдә Худаға қарши чиқидиған пүткүл дуниядики етиқатсизларни көрситиду, әлвәттә. Чүнки әмәлийәттә «бу дуниядикиләр» Шәйтанниң илкидә мәркәзләшкән, Худаға қарши бир түзүмдур.

5:4 Юһ. 16:33.

5:5 1Кор. 15:57; 1Юһа. 4:15.

5:6 «У болса су вә қан арқилиқ кәлгән зат, йәни Әйса Мәсиһдур; Униң келиши пәқәт су биләнла әмәс, бәлки қан биләнму еди. Вә бу ишларға гувалиқ бәргүчи болса Роһтур, чүнки Роһ Өзи һәқиқәттур» — «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһини көрситиду. Бу айәтниң мәзмуни бир нәччә сахта тәлимгә қарита рәддийә бериштур. Муәллип қәтъийлик билән шуни испатлимақчики: (1) Әйса Мәсиһ һәқиқий инсан болуп туғулди; (2) һәқиқий инсан болуп, Йәһя пәйғәмбәр тәрипидин суда чөмүлдүрүлди; (3) һәқиқий инсан болуп кресттә өлди. Бу рәддийиниң тәпсилатлири үстидә «қошумчә сөз»имиздә сәл тохтилимиз.

5:7 «Чүнки Униң тоғрилиқ үч гувалиқ бәргүчи бар...» — «Униң тоғрилиқ» — Мәсиһ тоғрилиқ.

5:8 «булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи бирдур» — бу айәт тоғрилиқ вә 6-7-айәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз. Бир аз кона көчүрүлмиләрдә: — «Чүнки У тоғрилиқ әрштә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Ата, Калам вә Муқәддәс Роһтур; бу үчи бирдур. (8) Йәр йүзидә үч гувалиқ бәргүчи бар: Булар Роһ, су вә қандин ибарәттур. Бу үчиниң гувалиғи охшаштур» дейилиду.

5:10 Юһ. 3:36; Рим. 8:16; Гал. 4:6.

5:11 Юһ. 1:4.

5:13 Юһ. 20:31.

5:14 Йәр. 29:12; Мат. 7:8; 21:22; Мар. 11:24; Луқа 11:9; Юһ. 14:13; 15:7; 16:24; Яқ. 1:5; 1Юһа. 3:2.

5:16 «Бириси қериндишиниң өлүмгә мәһкүм қилмайдиған бир гуна садир қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун; вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду. Өлүмгә мәһкүм гунаму бардур. Униң тоғрисидин тилисун, демәймән» — «вә Худа өлүмгә мәһкүм қилмайдиған гуна садир қилғанлар үчүн униңға һаятлиқ ата қилиду» яки «вә Худа уларға (йәни гуна садир қилғанларға) һаятлиқ ата қилиду». «Өлүмгә мәһкүм гуна» тоғрилиқ «Қошумчә сөз»имизни көрүң.

5:16 Чөл. 15:30; 1Сам. 2:25; Мат. 12:31; Мар. 3:29; Луқа 12:10; Ибр. 6:4; 10:26; 2Пет. 2:2.

5:17 1Юһа. 3:4.

5:18 «Худадин туғулғучиниң гуна садир қилмайдиғанлиғини билимиз; чүнки әслидә Худадин туғулған Зат бундақ кишини қоғдап қалиду вә әшу рәзил униңға тегәлмәйду» — бизниңчә «әслидә Худадин туғулған Зат» Әйса Мәсиһни көрситиду. Мошу йәрдә «туғулған» бәлким Мәсиһниң инсан болушқа туғулушини көрситиши керәк. Башқа икки хил тәрҗимиси бар: (1) «Худадин туғулғучи болса (йәни, етиқатчи), У (Худа) уни қоғдап қалиду; (2) Худадин туғулғучи өзини қоғдап қалиду». «әшу рәзил» — Иблисни көрситиду.

5:18 1Юһа. 3:9.

5:20 «вә биз Һәқиқий Болғучиниң өзидә, йәни Униң Оғли Әйса Мәсиһдә яшаватимиз» — «һәқиқий болғучи» Худани көрситиду. «У болса һәқиқий Худа вә мәңгүлүк һаятлиқтур!» — Әйса Мәсиһни көрситиду (муқәддәс язмилардики һеч қандақ йәрләрдә «Худа һаятлиқ» дейилмәйду, лекин көп йәрләрдә «Әйса Мәсиһ һаятлиқтур», дейилиду. Мәсилән «Юһ.» 11:25, 14:6).

5:20 Йәш. 9:5; 44:6; 54:5; Луқа 24:45; Юһ. 20:28; Рим. 9:5; 1Тим. 3:16.

5:21 «Әзиз балилирим, өзүңларни һәр қандақ бутлардин сақлаңлар» — «бутлар» шүбһисизки, мошу йәрдә пәқәт ойма бутларни яки қуйма бутларнила әмәс, бәлки етиқатчиларниң қәлбидә Худаниң орнини талишидиған һәр қандақ нәрсә яки иштур. Мәсилән, «Кол.» 3:5ни көрүң.