20
Әйсаниң тирилиши
Мат. 28:1-10; Мар. 16:1-8; Луқа 24:1-12
Һәптиниң биринчи күни таң сәһәр, Магдаллиқ Мәрйәм қәбиргә барди вә қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.«һәптиниң биринчи күни» — йәни йәкшәнбә күни. «Магдаллиқ Мәрйәм... қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди» — қәбир өңкүр еди («Мат.» 27:60, «Луқа» 23:53).  Мат. 28:1; Мар. 16:1; Луқа 24:1. Шуңа у жүгүргиничә келип Симон Петрус вә Әйса сөйгән һелиқи мухлисниң йениға келип, уларға:
— Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ! — деди.«Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ!» — мошу айәттики «биз» испатлайдуки, Инҗилдики башқа «баянлар»да ейтилғандәк, әслидә Мәрйәм билән биллә йәнә башқа аялларму бар еди («Мат.» 28:1, «Мар.» 16:1-2. «Луқа» 23:54-24:1ни көрүң).  Юһ. 13:23; 21:7,20.
Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди.Луқа 24:12. Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди. У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди.Юһ. 19:40. Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни, шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.Юһ. 11:44.
Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди«Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди» — «һелиқи мухлис» (Юһанна) немигә ишәнди? У шу кепәнләрни вә яғлиқниң шундақ рәтлик қоюлғанлиғини көрүп, Әйсаниң җәситини һеч ким оғрилимиди, бәлки у чоқум өлүмдин тирилди, дәп ишәнди. (чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти). «униң өлүмдин қайта тирилиши..» — грек тилида «униң өлгәнләрниң арисидин тирилиши...». «униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәт...» — биз башқа йәрләрдә көрсәткинимиздәк, Тәврат-Зәбурда Мәсиһниң өлүмдин тирилишини көрситидиған нурғун бешарәтләр бардур.  Зәб. 15:10; Рос. 2:25,31; 13:35. 10 Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.«Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти» — «өз туралғулириға» грек тилида «өзлириниңкигә» яки «өзлириниңкиләргә».
 
Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши
Мар. 16:9-11
11 Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди, Мат. 28:1; Мар. 16:5; Луқа 24:4. 12 мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.
13 Улар Мәрйәмдин:
— Ханим, немишкә жиғлайсән? — дәп сориди.
— Рәббимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди у уларға.
14 У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.Мат. 28:9; Мар. 16:9.
15 Әйса униңдин — Ханим, немишкә жиғлайсән, кимни издәйсән? — дәп сориди.
Мәрйәм уни бағвән шу, дәп ойлап:
— Тәхсир, әгәр уни сиз шу йәрдин йөткивәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз. Мән уни елип кетимән, — деди.
16 Мәрйәм! — деди Әйса униңға.
Мәрйәм бурулупла, ибраний тилида:
— Раббони! — деди (бу сөз «устаз» дегән мәнидә).
17  Әйса униңға: — Маңа есилмиғин! Чүнки мән техи атамниң йениға чиқмидим. Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин, деди.«Әйса униңға: — Маңа есилмиғин!.. деди» — «маңа есилмиғин!» яки «маңа қол тәккүзивәрмә». Кейинки сөзләр буниң мәнасиниң «есилмиғин» екәнлигини ениқ көрситиду. «Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму атаңларниң, йәни мениң атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин» — Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши тоғрилиқ вә униңға ейтқан бу муһим сөзлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Зәб. 21:23; Мат. 28:10; Юһ. 16:2; Ибр. 2:11.
18 Шуниң билән Магдаллиқ Мәрйәм мухлисларниң йениға берип, уларға: «Рәбни көрдүм!» деди вә шундақла Әйса өзигә ейтқан у сөзләрни уларға йәткүзди.Мат. 28:8; Мар. 16:10; Луқа 24:9.
 
Әйсаниң мухлислириға көрүнүши
Мат. 28:16-20; Мар. 16:14-18; Луқа 24:36-49
19 Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида көрүнүп, өрә турған һалда уларға:
— Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди. «Силәргә хатирҗәмлик болғай» — ибраний тилида «Шалом әләйқум!» дегән сөз билән ипадилиниду, әрәб тилида «әссаламуәләйкум».  Мар. 16:14; Луқа 24:36; 1Кор. 15:5. 20 Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди. Юһ. 16:22. 21 Шуңа Әйса уларға йәнә:
— Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! Ата мени әвәткинидәк, мәнму силәрни әвәтимән, — деди.Йәш. 61:1; Мат. 28:19; Мар. 16:15; Луқа 4:18; Юһ. 17:18.
22 Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп:
— Муқәддәс Роһни қобул қилиңлар. 23 Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду! — деди.«Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду!» — бу расулларниң кишиләрниң гунайини толуқ кәчүрүм қилиш һоқуқи бар, дегәнлик әмәс. Ундақ һоқуқ пәқәт Худағила тәвәдур. «Мат.» 16:19 вә 18:18ни көрүң. Бизниңчә, бу «гуналарни кәчүрүм қилиш» җамаәтниң тәртивигә бағлиқтур. Еғир гуна садир қилған етиқатчилар җамаәткә қатнишиверәмду? Рәббимиз «Мат.» 18:15-20дә бу мәсилә тоғрилиқ әмир бериду; бу әмир бойичә җамаәтниң гуна садир қилған амма товва қилмиған қериндашлирини җамаәттин чиқириш һоқуқи бардур. «Коринтлиқларға (1) вә (2)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң, болупму «2Кор.» 2:11 тоғрилиқ чүшәндүрүшимизни көрүң.  Мат. 16:19; 18:18.
 
Әйсаниң Томасқа көрүнүши
24 Амма он иккиләнниң бири, йәни «кош гезәк» дәп аталған Томас Әйса кәлгәндә уларниң йенида әмәс еди. ««кош гезәк» дәп аталған Томас» — грек тилида ««Дидимус» дәп аталған Томас». 25 Шуңа башқа мухлислар униңға:
— Биз Рәбни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас уларға:
— Униң қоллирида миқларниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тиқип бақмиғичә, һәргиз ишәнмәймән, — деди.
26 Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп:
— Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди. 27 Андин у Томасқа:
— Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тиқип, гуманда болмай, ишәнгүчи болғин! — деди.1Юһа. 1:1.
28 Томас униңға: — Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән! — дәп җавап бәрди.«Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән!» — грек тилида «Мениң Рәббим һәм мениң Худайим!». Һазир барлиқ мухлислар Мәсиһниң толуқ салаһийитини тонуп йәткән еди.
29 Әйса униңға:
— Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиң. Көрмәй туруп ишәнгүчиләр бәхитликтур! — деди.1Пет. 1:8.
 
Ушбу китапниң мәхсити
30 Әйса мухлислириниң алдида бу китапта хатириләнмигән башқа нурғун мөҗизилик аламәтләрниму көрсәтти. Юһ. 21:25. 31 Лекин мошулар силәрни Әйсаниң Мәсиһ, шундақла Худаниң Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ униңға етиқат қилип, униң нами арқилиқ һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.
 
 

20:1 «һәптиниң биринчи күни» — йәни йәкшәнбә күни. «Магдаллиқ Мәрйәм... қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди» — қәбир өңкүр еди («Мат.» 27:60, «Луқа» 23:53).

20:1 Мат. 28:1; Мар. 16:1; Луқа 24:1.

20:2 «Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ!» — мошу айәттики «биз» испатлайдуки, Инҗилдики башқа «баянлар»да ейтилғандәк, әслидә Мәрйәм билән биллә йәнә башқа аялларму бар еди («Мат.» 28:1, «Мар.» 16:1-2. «Луқа» 23:54-24:1ни көрүң).

20:2 Юһ. 13:23; 21:7,20.

20:3 Луқа 24:12.

20:5 Юһ. 19:40.

20:7 Юһ. 11:44.

20:8 «Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди» — «һелиқи мухлис» (Юһанна) немигә ишәнди? У шу кепәнләрни вә яғлиқниң шундақ рәтлик қоюлғанлиғини көрүп, Әйсаниң җәситини һеч ким оғрилимиди, бәлки у чоқум өлүмдин тирилди, дәп ишәнди.

20:9 «униң өлүмдин қайта тирилиши..» — грек тилида «униң өлгәнләрниң арисидин тирилиши...». «униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәт...» — биз башқа йәрләрдә көрсәткинимиздәк, Тәврат-Зәбурда Мәсиһниң өлүмдин тирилишини көрситидиған нурғун бешарәтләр бардур.

20:9 Зәб. 15:10; Рос. 2:25,31; 13:35.

20:10 «Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти» — «өз туралғулириға» грек тилида «өзлириниңкигә» яки «өзлириниңкиләргә».

20:11 Мат. 28:1; Мар. 16:5; Луқа 24:4.

20:14 Мат. 28:9; Мар. 16:9.

20:17 «Әйса униңға: — Маңа есилмиғин!.. деди» — «маңа есилмиғин!» яки «маңа қол тәккүзивәрмә». Кейинки сөзләр буниң мәнасиниң «есилмиғин» екәнлигини ениқ көрситиду. «Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму атаңларниң, йәни мениң атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин» — Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши тоғрилиқ вә униңға ейтқан бу муһим сөзлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

20:17 Зәб. 21:23; Мат. 28:10; Юһ. 16:2; Ибр. 2:11.

20:18 Мат. 28:8; Мар. 16:10; Луқа 24:9.

20:19 «Силәргә хатирҗәмлик болғай» — ибраний тилида «Шалом әләйқум!» дегән сөз билән ипадилиниду, әрәб тилида «әссаламуәләйкум».

20:19 Мар. 16:14; Луқа 24:36; 1Кор. 15:5.

20:20 Юһ. 16:22.

20:21 Йәш. 61:1; Мат. 28:19; Мар. 16:15; Луқа 4:18; Юһ. 17:18.

20:23 «Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду!» — бу расулларниң кишиләрниң гунайини толуқ кәчүрүм қилиш һоқуқи бар, дегәнлик әмәс. Ундақ һоқуқ пәқәт Худағила тәвәдур. «Мат.» 16:19 вә 18:18ни көрүң. Бизниңчә, бу «гуналарни кәчүрүм қилиш» җамаәтниң тәртивигә бағлиқтур. Еғир гуна садир қилған етиқатчилар җамаәткә қатнишиверәмду? Рәббимиз «Мат.» 18:15-20дә бу мәсилә тоғрилиқ әмир бериду; бу әмир бойичә җамаәтниң гуна садир қилған амма товва қилмиған қериндашлирини җамаәттин чиқириш һоқуқи бардур. «Коринтлиқларға (1) вә (2)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң, болупму «2Кор.» 2:11 тоғрилиқ чүшәндүрүшимизни көрүң.

20:23 Мат. 16:19; 18:18.

20:24 ««кош гезәк» дәп аталған Томас» — грек тилида ««Дидимус» дәп аталған Томас».

20:27 1Юһа. 1:1.

20:28 «Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән!» — грек тилида «Мениң Рәббим һәм мениң Худайим!». Һазир барлиқ мухлислар Мәсиһниң толуқ салаһийитини тонуп йәткән еди.

20:29 1Пет. 1:8.

20:30 Юһ. 21:25.