13
Муқәддәс Роһниң Барнабас билән Саулни әвәтиши
Антакядики җамаәт ичидә бәзи пәйғәмбәрләр вә тәлим бәргүчиләр бар еди. Улар Барнабас, «Қара» дәпму атилидиған Шимеон, Куринилик Лукиус, Һерод хан билән биллә чоң болған Манаән вә Сауллар еди.««қара» дәпму атилидиған Шимеон» — грек тилида ««негир» дәпму атилидиған Шимеон». «Негир» дегән мәнаси «қара». «Һерод хан» — мошу айәттә «хан» грек тилида «тетрарқ» дегән сөз билән ипадилиниду. «Тетрарқ» дегәнниң толуқ мәнаси «(зиминниң) төрттин бир қисми үстидики һаким». «Тетрарқ» дегән мәртивә «валий»дин төвән; шуниң үчүн Һеродлар Понтий Пилатусқа бойсунуши керәк еди.   Рос. 14:26. Улар Рәбниң ибадитидә болуп роза тутуватқан бир мәзгилдә, Муқәддәс Роһ уларға:
— Барнабас билән Саулни Мән уларни қилишқа чақирған хизмәт үчүн Маңа айрип қоюңлар, — деди.Мат. 9:38; Рос. 9:15; 22:21; Рим. 1:1; 10:15; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11; Ибр. 5:4.
Шуниң билән, улар йәнә роза тутуп дуа қилғандин кейин, иккиләнниң үстигә қоллирини тәккүзүп узитип қойди.Рос. 6:6; 8:15; 19:6.
 
Барнабас билән Саул Сипруста
Улар Муқәддәс Роһ тәрипидин әвәтилгән болуп, Сәлюкийә шәһиригә берип, у йәрдин кемигә чиқип Сипрус арилиға қарап йолға чиқти. Саламис шәһиригә йетип келип, улар Йәһудийларниң синагоглирида Худаниң сөз-каламини йәткүзүшкә башлиди. Юһанна уларниң ярдәмчиси еди.«Юһанна уларниң ярдәмчиси еди» — йәни Маркус дәпму аталған Юһанна.  Рос. 12:25. Улар пүтүн арални арилап чиқип, Пафос шәһиригә кәлди. Улар у йәрдә Барйәшуа исимлиқ бир киши билән учришип қалди. У сеһиргәр болуп, сахта пәйғәмбәр болған бир Йәһудий еди.Рос. 8:9; 19:13. У киши бу аралниң римлиқ валийиси Сергиюс Павлусниң һәмраһи еди. Валий уқумушлуқ бир киши болуп, Барнабас билән Саулни чақиртип, Худаниң сөз-каламини аңлимақчи болди. Лекин һелиқи сеһиргәр (униң грекчә исми Әлимас болуп, «сеһиргәр» дегән мәнидә) уларға қарши чиқип, валийниң райини етиқаттин қайтурушни урунмақта еди. Бирақ Муқәддәс Роһқа толдурулған Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду) һелиқи сеһиргәргә тикилип қарап «Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду)...» — «Павлус» латинчә исим болуп, мәнаси бәлким «кичик». Саул Муқәддәс Роһ тәрипидин Йәһудий әмәсләрниң хизмитидә болушқа чақирилғачқа, у мошу йәрдин башлап өзи үчүн бу латинчә исим ишлитишкә башлайду. 10 униңға:
— Әй, қәлбиң һәр хил һейлигәрлик вә алдамчилиқ билән толған Иблисниң оғли, һәммә һәққанийлиқниң дүшмини! Пәрвәрдигарниң түз йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?! 11 Әнди Рәбниң қоли үстүңгә чүшти! Көзлириң кор болуп, бир мәзгил күнниң йоруғини көрәлмәйсән! — деди.
Шуан, бир хил туман вә қараңғулуқ уни басти. У йолни силаштуруп, кишиләрдин мени қолумдин йетиләңлар, дәп илтиҗа қилатти. 12 Йүз бәргән ишни көргән валий Рәбниң тәлимигә қаттиқ һәйран болуп, Униңға етиқат қилди.
 
Павлусниң бир синагогта Рәбниң тәлимини бериши
13 Павлус билән униң һәмраһлири кемигә чиқип, Пафостин Памфилийә өлкисидики Пәргә шәһиригә барди. У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти. «У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти» — мошу «Юһанна» болса Юһанна Маркус еди.  Рос. 15:38. 14 Павлуслар болса Пәргә шәһиридин чиқип, давамлиқ меңип Писидийә районидики Антакя шәһиригә берип, шабат күни синагогқа кирди. 15 Тәврат қисимлиридин вә пәйғәмбәрләрниң язмилиридин оқулғандин кейин, синагогниң чоңлири уларни чақиртип:
— Қериндашлар, әгәр халайиққа бирәр несиһәт сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.
16 Павлус орнидин туруп, қол иширити қилип, халайиққа мундақ деди:
— Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар, қулақ селиңлар! «Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар... » — «Худадин қорққанлар» дегән турақлиқ ибарә Тәврат етиқатида болған «ят әлликләр» (Йәһудий әмәсләр)ни көрситиду. Хәтнә қобул қилмиған болсиму, уларға синагогқа қатнишишқа рухсәт берилгән .  Рос. 12:17; 19:33; 21:40. 17 Бу Исраил хәлқиниң Худаси ата-бовилиримизни таллиди; улар Мисирда мусапир болуп яшиған вақитларда уларни улуқ қилди, Өзиниң егиз көтәргән билиги билән уларни Мисирдин қутқузуп чиқти. Мис. 1:1. 18 У чөлдә уларға тәхминән қириқ жил ғәмхорлуқ қилди Мис. 16:35; Чөл. 14:34; Зәб. 94:10. 19 андин Қанаан зиминидики йәттә әлни йоқитип, уларниң зиминлирини уларға мирас қилип бәрди. Йә. 14:2. 20 Бу ишларға алди-кәйни болуп тәхминән төрт йүз әллик жил кәтти. Кейин, таки Самуил пәйғәмбәр оттуриға чиққичә, у уларға батур һакимларни тикләп бәрди. Һак. 2:16; 3:9. 21 Андин улар бизгә бир падишани бәрсикән, дәп Самуил пәйғәмбәрдин тилиди. Шуниң билән Худа уларға Бинямин қәбилисидин Киш исимлиқ адәмниң оғли Саулни тикләп бәрди. У қириқ жил һөкүм сүрди. 1Сам. 8:5; 9:15; 10:15; Һош. 13:11. 22 Бирақ Худа Саулни сәлтәнитидин чүшүрүп, уларға Давутни падиша қилип турғузуп бәрди. Худа униң һәққидә гувалиқ берип: «Көңлүмдикидәк бир адәмни, йәни Йәссәниң оғли Давутни таптим. У Мениң толуқ ирадәмгә әмәл қилиду», — деди. 1Сам. 13:14; 16:12; Зәб. 88:20-30; Рос. 7:45. 23 Өзи вәдә қилғандәк Худа бу адәмниң нәслидин Исраил хәлқигә бир Қутқузғучи тикләп бәрди — у болса Әйсаниң өзидур!
24 У хәлиқниң оттурисиға чиқиштин алввал, Йәһя пәйғәмбәр чиқип, барлиқ Исраил хәлқини товва қилишни билдүридиған чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар, дәп җакалиди. Мат. 3:1; Мар. 1:2; Луқа 3:2; Юһ. 3:23. 25 Йәһя пәйғәмбәр вәзипини тамамлиғанда, халайиққа мундақ дегән еди: «Силәр мени ким дәп билисиләр? Мән силәр күткән зат әмәсмән. Бирақ мана, мәндин кейин бириси келиду, мән һәтта униң аяқ кәшлирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!»«Мән силәр күткән зат әмәсмән» — грек тилида: «Мән «у» әмәсмән» яки «Мән «шу зат» әмәсмән».  Мат. 3:11; Юһ. 1:20. 26 Әй қериндашлар, Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар, бу ниҗатлиқниң сөз-калами силәргә әвәтилди! «... Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар...» — «Худадин қорққанлар» — 16-айәт вә изаһатниң көрүң.  Мат. 10:6; Рос. 3:26; 13:46. 27 Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири Әйсани тонумай, униң үстидин гунакар дәп һөкүм чиқарғини билән, һәр шабат күни оқулидиған пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди. «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири Әйсани тонумай...» — грек тилида: «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири уни тонумай...».  Юһ. 16:3; Рос. 3:17; 1Кор. 2:8; 1Тим. 1:13. 28 Гәрчә улар униңдин өлүм җазасиға һөкүм қилишқа тегишлик бирәр гуна тапалмиған болсиму, валий Пилатустин йәнила уни өлүмгә мәһкүм қилишни өтүнди. Мат. 27:20; Мар. 15:11; Луқа 23:18; Юһ. 19:6. 29 Улар бу ишларни қилип муқәддәс язмиларда униң һәққидә алдин пүтүлгәнләрниң һәммисини өзлири билмигән һалда әмәлгә ашурғандин кейин, униң җәситини кресттин чүшүрүп, бир қәбиргә қойди. 30 Лекин Худа уни өлүмдин тирилдүрди! Мат. 28:6; Мар. 16:6; Луқа 24:6. 31 Тирилгәндин кейин, у бурун өзи билән Галилийәдин Йерусалимғичә әгишип кәлгәнләргә көп күнләр ичидә нәччә қетим көрүнүп турди. Бу кишиләр һазир Исраил хәлқигә униң гувачилири болуватиду.Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 21:1; Рос. 1:3; 1Кор. 15:5.
32-33 Бизму ата-бовилиримизға қилинған вәдиниң хуш хәвирини силәргә һазир җакалаймиз — Худа Әйсани аримизда тикләп, бу вәдини уларниң әвлатлири болған бизләргә әмәлгә ашурди. Бу һәқтә Зәбурниң иккинчи күйидә алдин-ала мундақ пүтүлгән: «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум». «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум» — «Зәб.» 2:7. Бәзи алимлар, бу бешарәттики «тикләш» дегән сөз униң өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини көрситиду, дәп «тирилдүрүп» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин униң тирилишини көрситидиған бешарәтләрни нәқил кәлтүридиған айәтләр 34-35-айәтләрдур. Шуңа Зәбурдики бу бешарәт («Зәб.» 2:7) униң пак қиз Мәрйәмдин туғулушини көрситиду, дәп қараймиз.  Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24,25; Зәб. 2:7. 34 Әндиликтә Худаниң Әйсаға чиришни қайта көргүзмәй өлүмдин тирилдүридиғанлиғи һәққидә у муқәддәс язмиларда мундақ алдин-ала ейтқан: «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!» «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!» — «Йәш.» 55:2.  Йәш. 55:3. 35 Шуңа йәнә бу һәқтә йәнә бир айәттә: — «И Худа, Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән».«И Худа, Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән» — «Зәб.» 15:10. «Сениң муқәддәс Болғучуң» Мәсиһни көрситиду.  Зәб. 15:10; Рос. 2:27
36 Чүнки Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип, өз ата-бовилириға қошулуп өлүмдә ухлап униң тени чирип кәткән еди. «Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип,...» — яки «Давут дәрвәқә өз дәвридә Худаниң муддиа-мәхсәтлири үчүн хизмәт қилип,...». «униң тени чирип кәткән еди» — грек тилида «чиришләрни көрди». 35-айәтни көрүң.  1Пад. 2:10; Рос. 2:29. 37 Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди.«Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди» — «Худа өлүмдин тирилдүргүчи» Әйсани көрситиду, әлвәттә.
38 Әнди шуңа силәр шуни билишиңлар керәкки, и қериндашлар, һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду. «һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду» — «дәл шу киши арқилиқ» Әйса арқилиқ, демәк.  Луқа 24:47; 1Юһа. 2:12 39 Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлардин униңға етиқат қилғучилар у арқилиқ халас қилинип һәққаний қилиниду! «Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлар» — «халас болалмайдиған ишлар» һәртүрлүк ишларни көрситиду; гунаниң илкидин халас болушни өз ичигә елипла қалмай, бәлки Тәврат қанунида бекитилгән түрлүк қурбанлиқ қилиш вә рәсим-қаидиләрдин халас болушни өз ичигә алиду.  Рим. 3:28; 8:3; 10:4; Гал. 2:16; Ибр. 7:19. 40 Шуңа, пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан шу балаю-апәт бешиңларға чүшмәслиги үчүн еһтият қилиңлар! —
41 «Қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар!
Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки,
Уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!»«қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки, уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!» — Тәврат, «Һаб.» 1:5.  Йәш. 28:14; Һаб. 1:5.
 
42 Павлус билән Барнабас синагогдин чиқиватқанда, җамаәт уларға келәрки шабат күни бу ишлар һәққидә йәнә сөзләшни йелинди. 43 Синагогтики җамаәт тарқалғанда, нурғун Йәһудийлар вә Худадин қорққан Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий әмәсләрму Павлус билән Барнабасқа әгәшти. Иккиси уларға сөз қилип, уларни Худаниң меһри-шәпқитидә чиң турушқа дәвәт қилди.Рос. 11:23; 14:22.
44 Кейинки шабат күни, пүтүн шәһәр хәлқи дегидәк Худаниң сөз-каламини аңлиғили келишти. 45 Бирақ бундақ топ-топ адәмләрни көргән Йәһудийлар һәсәткә чөмүп, Павлусниң сөзлиригә қарши тәтүр гәп қилип, униңға төһмәт қилди. 46 Әнди Павлус билән Барнабас техиму жүрәклик һалда мундақ деди:
— Худаниң сөз-каламини алди билән силәр Йәһудий хәлқигә йәткүзүш керәк еди. Лекин силәр уни чәткә қеқип өзүңларни мәңгүлүк һаятқа лайиқ көрмигәндин кейин, мана биз силәрдин бурулуп әлләргә йүзлинимиз! «мана биз силәрдин бурулуп әлләргә йүзлинимиз!» — «әлләргә йүзлинимиз» — йәни «Йәһудий әмәсләргә йүзлинимиз». Демәк, Худаниң сөз-каламини уларға йәткүзимиз.  Мис. 32:10; Йәш. 55:5; Мат. 8:12; 10:6; 21:43; Рос. 3:26; 13:26; Рим. 10:19. 47 Чүнки Пәрвәрдигар муқәддәс язмиларда бизгә мундақ буйруған: —
«Мән Сени ят әлләргә нур болушқа,
Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим».«Мән Сени ят әлләргә нур болушқа, йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим» — «Йәш.» 42:6 вә 49:6ни көрүң: мошу айәтләрдики «Сени» Мәсиһни көрситиду. Барнабас вә Павлус «Пәрвәрдигарниң қули»ниң ишлирини давамлаштуруп жүргүзмәктә (1-бап, 1-айәт).  Йәш. 42:6; 49:6; Луқа 2:32.
 
48 Әлләрдикиләр бу сөзни аңлап, хошал болушуп Рәбниң сөз-каламини улуқлашти; мәңгүлүк һаятқа еришишкә бекитилгәнләрниң һәммиси етиқат қилди.«бекитилгәнләр» — яки «бәл бағлиғанлар» яки «майил қилинғанлар».
49 Шундақ қилип, Рәбниң сөз-калами пүткүл зиминға тарқалди. 50 Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип, Павлус билән Барнабасқа зиянкәшлик қилғузуп, улар иккисини өз жутлиридин қоғлап чиқарди. «Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип...» — «Худадин қорққан аяллар» болса Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий болмиған, синагогтики ибадәткә қатнишидиған аяллар. Гәрчә улар «Худадин қорққан» болсиму, мошу йәрдә Йәһудийларниң қутритиши билән аздурулған.  2Тим. 3:11. 51 Амма Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип, Коня шәһиригә қарап маңди. «Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип,...» — «аяқлиридики топини қеқиштуруветиш» дегән һәрикәт «мунасивитимиз пүтүнләй үзүлди» дегән агаһниң ипадиси еди. «Мат.» 10:14, «Мар.» 6:11, «Луқа» 5:9ни көрүң. «Коня шәһири» — һазирқи нам. Кона грекчә исми «Икониум» яки «Иконион». У һазирқи Түркийәдә. 52 Антакядики мухлислар болса хошаллиққа һәмдә Муқәддәс Роһқа толдурулди.
 
 

13:1 ««қара» дәпму атилидиған Шимеон» — грек тилида ««негир» дәпму атилидиған Шимеон». «Негир» дегән мәнаси «қара». «Һерод хан» — мошу айәттә «хан» грек тилида «тетрарқ» дегән сөз билән ипадилиниду. «Тетрарқ» дегәнниң толуқ мәнаси «(зиминниң) төрттин бир қисми үстидики һаким». «Тетрарқ» дегән мәртивә «валий»дин төвән; шуниң үчүн Һеродлар Понтий Пилатусқа бойсунуши керәк еди.

13:1 Рос. 14:26.

13:2 Мат. 9:38; Рос. 9:15; 22:21; Рим. 1:1; 10:15; Гал. 1:15; 2:8; Әф. 3:8; 1Тим. 2:7; 2Тим. 1:11; Ибр. 5:4.

13:3 Рос. 6:6; 8:15; 19:6.

13:5 «Юһанна уларниң ярдәмчиси еди» — йәни Маркус дәпму аталған Юһанна.

13:5 Рос. 12:25.

13:6 Рос. 8:9; 19:13.

13:9 «Саул (йәнә «Павлус» дәпму атилиду)...» — «Павлус» латинчә исим болуп, мәнаси бәлким «кичик». Саул Муқәддәс Роһ тәрипидин Йәһудий әмәсләрниң хизмитидә болушқа чақирилғачқа, у мошу йәрдин башлап өзи үчүн бу латинчә исим ишлитишкә башлайду.

13:13 «У йәрдә Юһанна улардин айрилип Йерусалимға қайтти» — мошу «Юһанна» болса Юһанна Маркус еди.

13:13 Рос. 15:38.

13:16 «Әй Исраиллар вә Худадин қорққанлар... » — «Худадин қорққанлар» дегән турақлиқ ибарә Тәврат етиқатида болған «ят әлликләр» (Йәһудий әмәсләр)ни көрситиду. Хәтнә қобул қилмиған болсиму, уларға синагогқа қатнишишқа рухсәт берилгән .

13:16 Рос. 12:17; 19:33; 21:40.

13:17 Мис. 1:1.

13:18 Мис. 16:35; Чөл. 14:34; Зәб. 94:10.

13:19 Йә. 14:2.

13:20 Һак. 2:16; 3:9.

13:21 1Сам. 8:5; 9:15; 10:15; Һош. 13:11.

13:22 1Сам. 13:14; 16:12; Зәб. 88:20-30; Рос. 7:45.

13:24 Мат. 3:1; Мар. 1:2; Луқа 3:2; Юһ. 3:23.

13:25 «Мән силәр күткән зат әмәсмән» — грек тилида: «Мән «у» әмәсмән» яки «Мән «шу зат» әмәсмән».

13:25 Мат. 3:11; Юһ. 1:20.

13:26 «... Ибраһимниң җәмәтиниң нәсиллири вә араңлардики Худадин қорққанлар...» — «Худадин қорққанлар» — 16-айәт вә изаһатниң көрүң.

13:26 Мат. 10:6; Рос. 3:26; 13:46.

13:27 «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири Әйсани тонумай...» — грек тилида: «Йерусалимда туруватқанлар вә уларниң һакимлири уни тонумай...».

13:27 Юһ. 16:3; Рос. 3:17; 1Кор. 2:8; 1Тим. 1:13.

13:28 Мат. 27:20; Мар. 15:11; Луқа 23:18; Юһ. 19:6.

13:30 Мат. 28:6; Мар. 16:6; Луқа 24:6.

13:31 Мар. 16:14; Юһ. 20:19; 21:1; Рос. 1:3; 1Кор. 15:5.

13:32-33 «Сән Мениң Оғлум, Өзүм сени бүгүнки күнидә туғдурдум» — «Зәб.» 2:7. Бәзи алимлар, бу бешарәттики «тикләш» дегән сөз униң өлүмдин тирилдүрүлгәнлигини көрситиду, дәп «тирилдүрүп» дәп тәрҗимә қилиду. Лекин униң тирилишини көрситидиған бешарәтләрни нәқил кәлтүридиған айәтләр 34-35-айәтләрдур. Шуңа Зәбурдики бу бешарәт («Зәб.» 2:7) униң пак қиз Мәрйәмдин туғулушини көрситиду, дәп қараймиз.

13:32-33 Яр. 3:15; 22:18; 26:4; 49:10; Қан. 18:15; 2Сам. 7:12; Зәб. 131:11; Йәш. 4:2; 7:14; 9:5; 40:10; Йәр. 23:5; 33:14; Әз. 34:23; 37:24; Дан. 9:24,25; Зәб. 2:7.

13:34 «Давутқа вәдә қилған меһри-шәпқәтләрни силәргә ата қилимән!» — «Йәш.» 55:2.

13:34 Йәш. 55:3.

13:35 «И Худа, Сениң муқәддәс Болғучуңға тениниң чиришини көргүзмәйсән» — «Зәб.» 15:10. «Сениң муқәддәс Болғучуң» Мәсиһни көрситиду.

13:35 Зәб. 15:10; Рос. 2:27

13:36 «Давут дәрвәқә Худаниң ирадиси бойичә өз дәври үчүн хизмәт қилип,...» — яки «Давут дәрвәқә өз дәвридә Худаниң муддиа-мәхсәтлири үчүн хизмәт қилип,...». «униң тени чирип кәткән еди» — грек тилида «чиришләрни көрди». 35-айәтни көрүң.

13:36 1Пад. 2:10; Рос. 2:29.

13:37 «Лекин Худа өлүмдин тирилдүргүчи болса чиришни һеч көрмиди» — «Худа өлүмдин тирилдүргүчи» Әйсани көрситиду, әлвәттә.

13:38 «һазир гуналардин кәчүрүм қилиниш йоли дәл шу киши арқилиқ силәргә җакалиниватиду» — «дәл шу киши арқилиқ» Әйса арқилиқ, демәк.

13:38 Луқа 24:47; 1Юһа. 2:12

13:39 «Тәврат қануни билән силәр халас болалмайватқан ишлар» — «халас болалмайдиған ишлар» һәртүрлүк ишларни көрситиду; гунаниң илкидин халас болушни өз ичигә елипла қалмай, бәлки Тәврат қанунида бекитилгән түрлүк қурбанлиқ қилиш вә рәсим-қаидиләрдин халас болушни өз ичигә алиду.

13:39 Рим. 3:28; 8:3; 10:4; Гал. 2:16; Ибр. 7:19.

13:41 «қараңлар, и мазақ қилғучилар, һәйрануһәс болуп һалак болуңлар! Чүнки силәрниң күнлириңларда бир иш қилимәнки, уни бириси силәргә елан қилсиму силәр шу ишқа һәргиз ишәнмәйсиләр!» — Тәврат, «Һаб.» 1:5.

13:41 Йәш. 28:14; Һаб. 1:5.

13:43 Рос. 11:23; 14:22.

13:46 «мана биз силәрдин бурулуп әлләргә йүзлинимиз!» — «әлләргә йүзлинимиз» — йәни «Йәһудий әмәсләргә йүзлинимиз». Демәк, Худаниң сөз-каламини уларға йәткүзимиз.

13:46 Мис. 32:10; Йәш. 55:5; Мат. 8:12; 10:6; 21:43; Рос. 3:26; 13:26; Рим. 10:19.

13:47 «Мән Сени ят әлләргә нур болушқа, йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатлиқ болушуң үчүн Сени атидим» — «Йәш.» 42:6 вә 49:6ни көрүң: мошу айәтләрдики «Сени» Мәсиһни көрситиду. Барнабас вә Павлус «Пәрвәрдигарниң қули»ниң ишлирини давамлаштуруп жүргүзмәктә (1-бап, 1-айәт).

13:47 Йәш. 42:6; 49:6; Луқа 2:32.

13:48 «бекитилгәнләр» — яки «бәл бағлиғанлар» яки «майил қилинғанлар».

13:50 «Бирақ Йәһудийлар Худадин қорққан жуқури тәбиқилик аялларни һәм шәһәр мөтивәрлирини қутритип...» — «Худадин қорққан аяллар» болса Тәвратқа етиқат қилған Йәһудий болмиған, синагогтики ибадәткә қатнишидиған аяллар. Гәрчә улар «Худадин қорққан» болсиму, мошу йәрдә Йәһудийларниң қутритиши билән аздурулған.

13:50 2Тим. 3:11.

13:51 «Павлус билән Барнабас уларға қарап аяқлиридики топини қеқиштуруветип,...» — «аяқлиридики топини қеқиштуруветиш» дегән һәрикәт «мунасивитимиз пүтүнләй үзүлди» дегән агаһниң ипадиси еди. «Мат.» 10:14, «Мар.» 6:11, «Луқа» 5:9ни көрүң. «Коня шәһири» — һазирқи нам. Кона грекчә исми «Икониум» яки «Иконион». У һазирқи Түркийәдә.