21
Әйсаниң йәттә мухлисиға көрүнүши
Бу ишлардин кейин, Әйса Тиберияс деңизиниң бойида мухлислириға йәнә бир қетим көрүнди. Униң бу қетимқи көрүнүши мундақ болди:«Тиберияс деңизи» — Галилийәдә болуп, «Галилийә деңизи» вә «Хиннәсәрәт көли» дәпму атилидиған чоң көлдур. Симон Петрус, «кош гезәк» дәп аталған Томас, Галилийәдики Каналиқ Натанийәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки мухлис биллә еди.Мат. 4:21; Мар. 1:19; Юһ. 1:46. Симон Петрус:
Мән белиқ тутқили баримән, — деди.
Көпчилик:
Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти.
Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин шу бир кечә һеч нәрсә туталмиди. Таң атай дегинидә, Әйса қирғақта туратти, бирақ мухлислар униң Әйса екәнлигини билмиди. Шуңа Әйса:
— Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди.
— Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.«силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу?» — грек тилида «белиқ туттуңларму?» дегәнни пуритиду.
Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди.
Шуниң билән улар торни шу яққа ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.«Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр» — Галилийә деңизидики белиқлар күндүзи деңиз астиға чүшүвалидиғини түпәйлидин, шу вақитта белиқ тутуш зади мүмкин әмәс еди.  Луқа 5:4, 6, 7. Әйса сөйгән мухлис Петрусқа:
— Бу Рәбқу! — деди.
Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки белиниң асти ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.Юһ. 13:23; 20:2.  Қирғақтин анчә жирақ әмәс болуп, тәхминән икки йүз гәз жирақлиқта болғачқа, қалған мухлислар белиқ билән толған торни тартип кичик кемиси билән қирғаққа кәлди.«тәхминән икки йүз гәз» — йүз метрдәк. Улар қирғаққа чиққанда, шахардин йеқилған, үстидә белиқ қоюқлуқ гүлханни вә нанни көрди. 10 Әйса:
— Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.Луқа 24:41.
11 Симон Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәмий бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болғини билән, тор житилмиған еди. «Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди» — буниң әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. 12 Әйса:
— Келиңлар, нашта қилиңлар, — деди. Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин:
— Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди. «Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди» — Рәб Әйса уларға тонуш болған қияпәттин башқа бир хил қияпәттә уларға көрүнгән болса керәк. 13  Әйса нанни әкилип уларға бәрди һәм белиқларниму шундақ қилди. 14 Мана бу Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши еди.«Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип» — грек тилида «Әйсаниң өлгәнләр ичидин тирилип,...». «өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши» — бәлким он бирәйләнниң җәм болған вақтида уларға нисбәтән үчинчи қетимқи көрүнүшини көрситиду.
 
Әйсаниң Петрусниң өзидин үч қетим тенишидин кейин уни әслигә кәлтүрүши
15 Улар нашта қилғандин кейин, Әйса Симон Петрустин:
— Юнусниң оғли Симон, сән мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди.
— Шундақ Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән! — деди Петрус.
Әйса униңға:
Ундақта, қозилиримни отлитип бақ! — деди.«Юнусниң оғли Симон» — «Юнус» — грек тилида вә ибраний тилида «Йонаһ» (әрәбчә «Юнус»). Бәзи кона көчүрмиләрдә «Юһанна» дейилиду. «мени булардинму чоңқур сөйәмсән» — мошу соалда «булар» кимни билдүриду? Бизниңчә әйни йәрдә турған башқа мухлисларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз. «мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән!» — «сөйидиғанлиғим» мошу йәрдә адәттә «дост тутуш» дегән бир пеил билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси грек тилидики «сөйүш»тин аҗиз болғачқа, бәзи алимлар Петрусниң сөзи «мениң саңа болған муһәббитимни «сөйүш» дегили болмайду, пәқәт «дост тутуш» дегили болиду» дегәндәк кичик пеиллиқни билдүриду яки болмиса Петрусниң өзиниң Әйсаға болған муһәббитигә гумани барлиғини билдүриду, дәп қарайду. Биз бу көзқарашқа қайилмиз.
16 У иккинчи қетим йәнә униңдин:
— Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус йәнә:
— Шундақ, Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән, — деди.
Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.«...Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән» — «сөйидиғанлиғим» дегән сөз -15-айәттикидәк «дост тутуш» дегән пеил билән ипадилиниду.
17 Үчинчи қетим униңдин йәнә:
— Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус Әйсаниң үчинчи қетим өзидин: «Мени сөйәмсән?» дәп сориғанлиғиға көңли йерим болуп:
— Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән, — деди.
Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни отлат. «Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән?» — «сөйәмсән» — Әйса бу қетим «сөйүш»ни билдүрүш үчүн (15-айәттики) «дост тутуш» дегән пеилни ишлитиду. «Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән» — бу айәттики «сөйәмсән?» вә «сөйидиғанлиғим» иккиси жуқурида тилға елинған «дост болуш» дегән пеил билән ипадилиниду.  Юһ. 16:30. 18 Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа шуни ейтип қояйки, яш вақтиңда белиңни өзүң бағлап, қәйәргә барай десәң шу йәргә маңаттиң; лекин яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.«яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду» — бәзи кона тарихлар бойичә, расул Петрус ахирда Рәбби Әйсадәк крестләнгән (Рим шәһиридә).  Юһ. 13:36; Рос. 12:3; 2Пет. 1:14.
19 Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүш арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини ениқ билдүрүш үчүн ейтти. Андин, униңға йәнә:
— Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.2Пет. 1:14.
20 Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди (бу мухлис кәчлик тамақта Әйсаниң қучиғиға йөлинип: «И Рәб, сени тутуп беридиған кимду?» дәп сориған мухлис еди). «Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди..» — жуқурида ейтқинимиздәк, «Әйса сөйидиған мухлис» расул Юһаннадур.  Юһ. 13:23; 20:2; 21:7. 21 Петрус уни көрүп, Әйсадин:
— И Рәб, бу адәм кейин қандақ болар? — дәп сориди.
22 Әйса униңға: — Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?! Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
23 Буниң билән қериндашлар арисида «Һелиқи мухлис өлмәйду» дегән гәп тарқалди. Лекин Әйса Петрусқа: «У өлмәйду» демигән еди, бәлки пәқәт: «Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?!» дегән еди.
 
Хатимә
24 Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәмдә бу ишларни хатирилигүчи әнә шу мухлистур. Униң гувалиқиниң һәқиқәт екәнлигини билимиз.Юһ. 19:35.
25 Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди; әгәр уларниң һәммиси бир-бирләп йезилған болса, мениңчә йезилған китаплар пүткүл аләмниң өзигә сиғмайтти! Юһ. 20:30.

21:1 «Тиберияс деңизи» — Галилийәдә болуп, «Галилийә деңизи» вә «Хиннәсәрәт көли» дәпму атилидиған чоң көлдур.

21:2 Мат. 4:21; Мар. 1:19; Юһ. 1:46.

21:5 «силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу?» — грек тилида «белиқ туттуңларму?» дегәнни пуритиду.

21:6 «Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр» — Галилийә деңизидики белиқлар күндүзи деңиз астиға чүшүвалидиғини түпәйлидин, шу вақитта белиқ тутуш зади мүмкин әмәс еди.

21:6 Луқа 5:4, 6, 7.

21:7 Юһ. 13:23; 20:2.

21:8 «тәхминән икки йүз гәз» — йүз метрдәк.

21:10 Луқа 24:41.

21:11 «Белиқ шунчә көп болсиму, тор житилмиған еди» — буниң әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

21:12 «Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин: — Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди» — Рәб Әйса уларға тонуш болған қияпәттин башқа бир хил қияпәттә уларға көрүнгән болса керәк.

21:14 «Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип» — грек тилида «Әйсаниң өлгәнләр ичидин тирилип,...». «өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши» — бәлким он бирәйләнниң җәм болған вақтида уларға нисбәтән үчинчи қетимқи көрүнүшини көрситиду.

21:15 «Юнусниң оғли Симон» — «Юнус» — грек тилида вә ибраний тилида «Йонаһ» (әрәбчә «Юнус»). Бәзи кона көчүрмиләрдә «Юһанна» дейилиду. «мени булардинму чоңқур сөйәмсән» — мошу соалда «булар» кимни билдүриду? Бизниңчә әйни йәрдә турған башқа мухлисларни көрситиду. «Қошумчә сөз»имиздә йәнә тохтилимиз. «мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән!» — «сөйидиғанлиғим» мошу йәрдә адәттә «дост тутуш» дегән бир пеил билән ипадилиниду. Бу сөзниң мәнаси грек тилидики «сөйүш»тин аҗиз болғачқа, бәзи алимлар Петрусниң сөзи «мениң саңа болған муһәббитимни «сөйүш» дегили болмайду, пәқәт «дост тутуш» дегили болиду» дегәндәк кичик пеиллиқни билдүриду яки болмиса Петрусниң өзиниң Әйсаға болған муһәббитигә гумани барлиғини билдүриду, дәп қарайду. Биз бу көзқарашқа қайилмиз.

21:16 «...Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән» — «сөйидиғанлиғим» дегән сөз -15-айәттикидәк «дост тутуш» дегән пеил билән ипадилиниду.

21:17 «Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән?» — «сөйәмсән» — Әйса бу қетим «сөйүш»ни билдүрүш үчүн (15-айәттики) «дост тутуш» дегән пеилни ишлитиду. «Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән» — бу айәттики «сөйәмсән?» вә «сөйидиғанлиғим» иккиси жуқурида тилға елинған «дост болуш» дегән пеил билән ипадилиниду.

21:17 Юһ. 16:30.

21:18 «яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду» — бәзи кона тарихлар бойичә, расул Петрус ахирда Рәбби Әйсадәк крестләнгән (Рим шәһиридә).

21:18 Юһ. 13:36; Рос. 12:3; 2Пет. 1:14.

21:19 2Пет. 1:14.

21:20 «Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди..» — жуқурида ейтқинимиздәк, «Әйса сөйидиған мухлис» расул Юһаннадур.

21:20 Юһ. 13:23; 20:2; 21:7.

21:24 Юһ. 19:35.

21:25 Юһ. 20:30.