22
Рәбни өлтүрүш сүйқәсти
Мат. 26:1-5, 14-16; Мар. 14:1-2, 10-11; Юһ. 11:45-53
Әнди петир нан һейти («өтүп кетиш һейти» дәпму атилиду) йеқинлишип қалған еди.Мис. 12:15; Мат. 26:2; Мар. 14:1. Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни өлүмгә мәһкүм қилишқа амал издәп жүрәтти; чүнки улар хәлиқтин қорқатти.«...чүнки улар хәлиқниң ғәзивидин қорқатти» — каһинлар вә Тәврат устазлириниң хәлиқтин қорқушиниң сәвәви, хәлиқниң Мәсиһни қоллайдиғанлиғидин; шуңа улар уни беваситә өлтүрәлмәй, бәлки амал қилип римлиқлар алдида Әйсаға әрз қилиш арқилиқ уларниң вастиси билән уни өлүмгә мәһкүм қилмақчи.  Зәб. 2:2; Юһ. 11:47; Рос. 4:27.
Шу пәйттә он иккиләндин бири болған, Ишқарийот дәп аталған Йәһуданиң көңлигә Шәйтан кирди.Мат. 26:14; Мар. 14:10; Юһ. 13:27. У берип баш каһинлар вә ибадәтхана пасибан бәглири билән Әйсани қандақ қилип уларға тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти. Улар интайин хуш болуп, Йәһудаға пул беришкә келишти. Йәһуда мақул болуп, уни халайиқтин айрим қалғанда уларға тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә киришти.
 
Өтүп кетиш һейтиниң кәчлик зияпити
Мат. 26:17-25; Мар. 14:12-21; Юһ. 13:21-30
Әнди петир нан һейтиниң биринчи күни йетип кәлгән еди. Шу күни «өтүп кетиш һейти»ға атап қурбанлиқ қоза союлатти.«Әнди петир нан һейтиниң биринчи күни йетип кәлгән еди» — «петир нан һейти» йәттә күн өткүзүләтти. Тунҗи күни «өтүп кетиш байрими» (ибраний тилида «пасха» һейти) еди. Бу күни, Йәһудийлар қойларни ибадәтханиға апирип союп, андин өйидә петир нан билән йәйтти («Мис.» 12:1-20, «Лав.» 23:4-8ни көрүң).  Мат. 26:17; Мар. 14:12,13. Шуниң билән Әйса Петрус билән Юһаннаға:
— Берип бизгә өтүп кетиш һейтиниң қозисини биргә йегили тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.
— Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди улар. 10 У уларға мундақ деди:
— Шәһәргә кирсәңлар, мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңип у киргән өйгә кириңлар. «мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду» — Қанаанда (Пәләстиндә) әр кишиләр бүгүнгә қәдәр адәттә су көтәрмәйду. 11 Вә өй егисигә: «Устаз: — Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана өй қәйәрдә? — дәп сораватиду» дәңлар. 12 У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлиқ қилип туруңлар.
13 Шуниң билән иккиси беривиди, һәммә ишлар униң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти. 14 Әнди вақти-саити кәлгәндә, Әйса дәстиханда олтарди; он икки расул униң билән биллә олтиришти. Мат. 26:20; Мар. 14:17. 15 Андин у уларға:
— Мән азап чекиштин илгири, силәр билән өтүп кетиш һейтиниң бу тамиғиға һәмдәстиханда болушқа толиму интизар болуп кәлгән едим. «толиму интизарлиқ болуп кәлгән едим» — грек тилида «интизарлиқ билән интизар қилдим». 16 Чүнки силәргә ейтайки, бу һейт зияпитиниң әһмийити Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән, — деди.«бу һейт зияпитиниң әһмийити Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән» — Тәвраттики барлиқ һейтларниң һәр бириниң өзи бир бешарәттур, һәммиси Мәсиһниң падишалиғида толуқ әмәлгә ашурулиду. «Лавийлар» 23-бап вә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
17 Андин у бир җамни қолиға елип, тәшәккүр ейтти вә мухлислириға:
— Буни елип араңларда тәқсим қилип ичиңлар. 18 Чүнки шуни ейтайки, мундин кейин Худаниң падишалиғи кәлмигичә, һәргиз үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән, — деди.«...үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән» — грек тилида «... үзүм телиниң мевисиниң шәрбитидин қәтъий ичмәймән».
 
«Рәбниң зияпити»
19 Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.«Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар» — грек тилида «мени әсләп туруш үчүн бундақ қилиңлар».  Мат. 26:26; Мар. 14:22; 1Кор. 11:23,24.
20 У шуниңдәк тамақтин кейинки җамни қолиға елип мундақ деди:
— Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур.«тамақтин кейинки җам» — «өтүп кетиш һейт»тики зияпәт дайим бекитилгән алаһидә бир тәртип бойичә өткүзилиду. «Тамақтин кейинки җам» «үчинчи җам» болиду. «Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур» — Мәсиһ ейтқан бу «йеңи әһдә» Йәрәмия вә башқа пәйғәмбәрләр арқилиқ Тәвратта вәдә қилинған аҗайп «йеңи әһдә»дур («Йәр.» 31:31-34 һәм «Әз.» 36:25-27ни, шундақла Йәрәмиядики «қошумчә сөз»имизниму көрүң). Бу йеңи әһдә «Мәсиһниң қенидидур» дегәнниң интайин чоңқур мәнаси бардур, мошу әһдә Мәсиһниң пүтүн вуҗуд-һаятиға пүтүлгәнлигини, шундақла әһдини пүткүл инсанийәткә йәткүзүшкә болған қәтъий нийитини көрситиду.
21 Лекин мана, мени тутуп бәргүчиниң қоли мениң билән бир дәстихандидур. Мат. 26:23; Мар. 14:18; Юһ. 13:21. 22 Вә Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида бекитилгәндәк аләмдин кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай!Зәб. 40:10; Юһ. 13:18; Рос. 1:6.
23 Андин мухлислар бир-биридин:
— Аримизда зади ким мошундақ ишни қилиши мүмкин? — дәп муназиригә чүшүп кетишти.
 
Мухлисларниң мәртивә һәққидә муназирилишиши
24 Әнди уларниң арисида қайсимиз әң улуқ санилишимиз керәк дегән талаш-тартиш пәйда болди. 25 У уларға мундақ деди:
— Әлләрдики падишалар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду. «Әлләрдики падишалар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду» — шу чағда вә дунияниң пүткүл тарихида «хәлиқпәрвәр» дәп аталғанлар әмәлийәттә «исми бар, җисми йоқ»лардәк «хәлиқпәрвәр»ниң әкси болиду, әлвәттә. Мәсиһниң бу ишни көрсәткәнлиги, етиқатчилар һәтта мошундақ абройниму издимәслиги керәк, һәр қандақ «абройпәрәслик» қилиштин толиму жирақлишиши керәк, дегәнликтур, дәп ойлаймиз.  Мат. 20:25; Мар. 10:42. 26 Бирақ силәр шундақ болмаңлар; бәлки араңлардики әң мәртивилиги өзини әң кичигидәк һесаплисун вә йетәкчи болғанлар һәммәйләнгә хизмәткардәк болсун. Луқа 9:48; 1Пет. 5:3. 27 Ким мәртивилик, дәстиханда олтарғанму яки дәстихандики күткүчиму? Дәстиханда олтарғини әмәсму? Бирақ мән болсам араңларда хизмитиңларда болғучи күткүчидәктурмән.Мат. 20:28; Юһ. 13:14; Фил. 2:7.
28 Силәр болсаңлар, бешимға синақлар кәлгәндә баштин-ахир мән билән биллә һәмраһ болғансиләр. 29 Вә худди Атам маңа падишалиқ һоқуқи бекиткәндәк, мән силәргиму шундақ бекитимән. Луқа 12:32. 30 Шуниң билән силәр мениң падишалиғимда мән билән бир дәстиханда йәп-ичисиләр вә тәхтләрдә олтирип, Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр.«Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр» — яки «Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүмранлиқ қилисиләр».  Мат. 19:28; Вәһ. 3:21.
 
Әйсаниң Петрусниң өзидин танидиғанлиғини алдин-ала ейтиши
Мат. 26:31-35; Мар. 14:27-31; Юһ. 13:36-38
31 Рәб йәнә Петрусқа:
— «Әй Симон, Симон! Мана, Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән. «Әй Симон, Симон!» — Муқәддәс Китапта, бирисиниң бир адәмниң исмини яки бир җайниң намини тәкрар икки қетим чақириши униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини ипадиләп, униң өзигә әзиз екәнлигини көрситиду. «Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән» — «тилигән» дегән бу сөз Худа Шәйтанниң тәливи бойичә мошундақ қилишиға йол қойғанлиғини көрситиду.  1Пет. 5:8. 32 Лекин етиқатиң йоқимисун дәп саңа дуа қилдим. Әнди сән товва қилип түз йолға қайтқандин кейин, қериндашлириңни мустәһкәмлигин» — деди.
33 — И Рәб, — деди Петрус, — Мән сән билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүмгә беришқа тәйярмән!
34 У униңға: — И Петрус, саңа ейтайки, бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән, деди.«бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән» — «бүгүн» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһудийлар үчүн «бу күн» «кечә» билән башлиниду. Мәсиһ бу сөзләрни кечидә ейтиду. Шуниң билән у ейтқан вақиәләр әшу кечидә, таң атмайла йүз бериду.
Грек тилида униң сөзлири инкар шәклидә ипадилиниду: «Сән бүгүн «уни тонумаймән» дәп үч қетим мәндин танмай туруп ғораз чиллимайду».
  Мат. 26:34; Мар. 14:30; Юһ. 13:38.
 
Униң мухлислирини алаһидә агаһландуруши
35 Андин, у улардин:
— Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз сәпәргә әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. Улар: — Яқ, деди.«Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз сәпәргә әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму?» — 9:3 вә 10:3-4ни көрүң.  Мат. 10:9; Мар. 6:8; Луқа 9:3.
36 Шуниң билән у уларға: — Лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун. «лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун» — бу сирлиқ амма муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. 37 Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, муқәддәс язмиларда: «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» дәп пүтүлгән сөз мәндә чоқум әмәлгә ашурулиду. Чүнки мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду — деди.«У җинайәтчиләр қатарида санилиду» — яки «У асийлиқ қилғучилар қатарида санилиду». Бу бешарәт «Йәш.» 53:12дә тепилиду. «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду» — «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар» болса пәқәт Тәвраттики Мәсиһни алдин-ала очуқ ейтқан бешарәтләр болупла қалмай, бәлки Тәвратта Мәсиһни көрситидиған барлиқ буйрулған қурбанлиқлар, әмирләр, бәлгүлимиләр һәмдә Тәвратта хатириләнгән барлиқ тарихий «бешарәтлик вақиәләр»ни өз ичигә алиду.  Йәш. 53:12; Мар. 15:28.
38 — И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән, деди улар.
— Болди, йетиду! — деди у уларға.«И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән» — мошу хил «қилич» қисқа болуп, йәнә «пичақ» һесапланғили болиду. «Болди, йетиду! — деди Әйса уларға» — мошу айәт үстидә 37-айәт билән «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
 
Әйсаниң Зәйтун теғида дуа қилиши
Мат. 26:36-46; Мар. 14:32-42
39 Андин у чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди; униң мухлислири униңға әгишип барди. Мат. 26:36; Мар. 14:32; Юһ. 8:1; 18:1. 40 У йәргә йетип барғанда у уларға:
— Аздурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.
41 Андин, улардин бир таш етимичә нерирақ берип, тизлинип туруп:Мат. 26:39; Мар. 14:35.
42 — И Ата, халисаң, бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән. Лекин мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң ада қилинсун — дәп дуа қилди; «бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән» — «бу қәдәһ» униң алдида туридиған азап-оқубәтләрни көрситиду. Тәвратта «қәдәһ» дәл шу мәнидә болуп, «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15 вә башқа көп йәрләрдә Худаниң ғәзивини билдүриду. Шуңа Мәсиһ мошу йәрдә һәммимизниң гуналирини көтирип, Худаниң ғәзивини ичишкә тәйяр туриду. 43 вә асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп уни қувәтләндүрди. 44 У қаттиқ азапта толғинип техиму ихласлиқ билән дуа қиливәрди. Буниң билән униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди. Юһ. 12:27; Ибр. 5:7. 45 Андин дуасини түгитип, орнидин туруп, мухлислириниң йениға кәлди. Уларниң ғәмгә чөкүп һалсизлинип үгдәп қалғанлиғини көрүвиди, уларға:
46 — Ухлап қалғиниңлар немиси? Аздурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди.
 
Әйсаниң тутқун қилиниши
Мат. 26:47-56; Мар. 14:43-50; Юһ. 18:3-11
47 Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға салам берип сөйгили қешиға барди.Мат. 26:47; Мар. 14:43; Юһ. 18:3.
48 Әйса униңға:
— Әй Йәһуда, бир сөйүш билән Инсаноғлини тутуп берәрсәнму? — деди.
49 Вә Әйсаниң әтрапидикиләр немә иш йүз беридиғанлиғини билип йетип: — И Рәб, қилич билән урайлиму? — деди. 50 Вә улардин бири қиличини көтирип, баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти. «...улардин бири қиличини көтирип, баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти» — бу намәлум мухлис Петрус еди («Юһ.» 18:10, «Мат.» 26:51, «Мар.» 14:71).  Мат. 26:51; Мар. 14:47. 51 Бирақ Әйса буниңға җававән: — Болди, тохта! — деди; у қолини узитип қулиқиға тәккүзүп, уни сақайтти.
52 Әйса өзини тутқили кәлгән баш каһинлар, пасибан бәглири вә ақсақалларға қарап:
— Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип кәпсиләрғу? Мат. 26:55; Мар. 14:48. 53 Муқәддәс ибадәтханида һәр күни силәр билән биллә едим, силәр қол салмидиңлар. Һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур — деди.«һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — «қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — демәк, шу чағда Худа Шәйтанниң күч-қудритини, униң Өзигә вә Мәсиһигә болған нәпритини баш каһинлар вә башқа һөкүмдарлардин ибарәт шу рәзил адәмләр арқилиқ намайән қилишиға йол қойған еди. «1Кор.» 2:8»ни көрүң.
 
Әйсаниң үстидин шикайәт қилиниши вә Петрусниң Әйсадин тениши
Мат. 26:57-58, 69-75; Мар. 14:53-54, 66-72; Юһ. 18:12-18, 25-27
54 Улар Әйсани тутувелип, баш каһинниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңди. Мат. 26:57; Мар. 14:53; Юһ. 18:12,24. 55 Әнди улар һойлиниң оттурисида от йеқип чөрисидә иссинип олтарғанда, Петрус уларниң арисиға кирип олтарди. Мат. 26:69; Мар. 14:54,66; Юһ. 18:16,25. 56 Андин отниң нурида униң олтарғинини көргән бир дедәк униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән биллә еди, — деди.
57 Лекин у тенип: — Әй хотун, уни тонумаймән! — деди.
58 Андин узун өтмәй, йәнә бирәйлән уни көрүп: — Сәнму улардин екәнсән, — деди. Лекин Петрус: — Әй бурадәр, ундақ әмәсмән! — деди.
59 Андин бир саатчә өткәндә башқа бирәйлән: — Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур, — дәп чиң турувалди.«Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур» — мошу киши Петрусниң Галилийәлик екәнлигини бәлким униң тәләппузи яки болмиса йәрлик кийим-кечигидин билип йәткән болса керәк.
60 Лекин Петрус:
— Һәй бурадәр, немә дәватқиниңни билмәймән! — деди. Вә униң сөзи аяқлашмастинла, ғораз чиллиди. 61 Әнди Рәб кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қарап қойди. Шуниң билән Петрус Рәбниң сөзини, йәни: «Бүгүн ғораз чиллаштин илгири сән мәндин үч қетим танисән» дегәнлигини ядиға кәлтүрди. Мат. 26:34,75; Мар. 14:72; Юһ. 13:38; 18:27. 62 Вә у ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.
 
Әйсаниң алий кеңәшмидә сотлиниши
Мат. 26:67-68; Мар. 14:65
63 Әнди Әйсани тутуп туруватқанлар уни мәсқирә қилишқа вә савап-думбилашқа башлиди; Аюп 16:10; Йәш. 50:6; Мат. 26:67; Мар. 14:6; Юһ. 19:3. 64 униң көзлирини теңип униңдин: — Сени урған кимду? Қени, бешарәт бәргин! — дәп сорашти 65 вә униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурди.
66 Таң атқанда, хәлиқ ақсақаллири, йәни баш каһинлар вә Тәврат устазлири жиғилишти. Улар уни өз кеңәшмисигә елип берип Зәб. 2:2; Мат. 27:1; Мар. 15:1; Юһ. 18:28. 67 униңдин: —
Ейтә, сән Мәсиһму? — дәп сорашти.
У уларға җававән:
— Силәргә ейтсамму, қәтъий ишәнмәйсиләр. 68 Силәрдин бирәр соал сорисам, һеч җавап бәрмәйсиләр. 69 Лекин бу вақиттин башлап Инсаноғли Һәммигә Қадирниң оң йенида олтириду, — деди.«Һәммигә Қадирниң оң йенида...» — грек тилида «Худаниң қудритиниң оң тәрипидә». «Зәб.», 109:1ни көрүң. Зәбурдики бу бешарәтлик сөзләр Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. Улар өзлири Әйсани сотлаватимиз, дәп ойлатти, лекин әмәлийәттә у Инсаноғли болуп ахир берип уларниң сотчиси болиду.  Дан. 7:9; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; 26:64; Мар. 14:62; Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
70 — Ундақта, сән Худаниң Оғли екәнсән-дә? — дейишти улар.
У: — Дегиниңлардәк мән шудурмән! — дәп җавап бәрди.«Дегиниңлардәк мән шудурмән!» — «дегиниңлардәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл силәрниң ойлиғиниңлардәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.
71 Шуниң билән улар:
— Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ! — дейишти.«Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ!» — уларниң Мәсиһгә қаратқан әрз-шикайити: — «Худаниң Оғлимән» дегиниң «күпүрлүк қилғиниң», дегәндин ибарәт еди.
Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә һәқиқий «күпүрлүк қилғучи» өлүмгә мәһкүм болуши керәк. Шуңа Мәсиһ өзи ейтқандин кейин уларға «башқа гувалиқ» керәк болмиди!
Һалбуки, Йәһудий хәлқи өзлириниң әмәс, бәлки Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн Рим һакимийити алдида башқа бирәр әрз-шикайәтни тепиши керәк. Бу төвәндики бабта (23:2) көрүниду.
 
 

22:1 Мис. 12:15; Мат. 26:2; Мар. 14:1.

22:2 «...чүнки улар хәлиқниң ғәзивидин қорқатти» — каһинлар вә Тәврат устазлириниң хәлиқтин қорқушиниң сәвәви, хәлиқниң Мәсиһни қоллайдиғанлиғидин; шуңа улар уни беваситә өлтүрәлмәй, бәлки амал қилип римлиқлар алдида Әйсаға әрз қилиш арқилиқ уларниң вастиси билән уни өлүмгә мәһкүм қилмақчи.

22:2 Зәб. 2:2; Юһ. 11:47; Рос. 4:27.

22:3 Мат. 26:14; Мар. 14:10; Юһ. 13:27.

22:7 «Әнди петир нан һейтиниң биринчи күни йетип кәлгән еди» — «петир нан һейти» йәттә күн өткүзүләтти. Тунҗи күни «өтүп кетиш байрими» (ибраний тилида «пасха» һейти) еди. Бу күни, Йәһудийлар қойларни ибадәтханиға апирип союп, андин өйидә петир нан билән йәйтти («Мис.» 12:1-20, «Лав.» 23:4-8ни көрүң).

22:7 Мат. 26:17; Мар. 14:12,13.

22:10 «мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду» — Қанаанда (Пәләстиндә) әр кишиләр бүгүнгә қәдәр адәттә су көтәрмәйду.

22:14 Мат. 26:20; Мар. 14:17.

22:15 «толиму интизарлиқ болуп кәлгән едим» — грек тилида «интизарлиқ билән интизар қилдим».

22:16 «бу һейт зияпитиниң әһмийити Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән» — Тәвраттики барлиқ һейтларниң һәр бириниң өзи бир бешарәттур, һәммиси Мәсиһниң падишалиғида толуқ әмәлгә ашурулиду. «Лавийлар» 23-бап вә «Лавийлар»дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

22:18 «...үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән» — грек тилида «... үзүм телиниң мевисиниң шәрбитидин қәтъий ичмәймән».

22:19 «Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар» — грек тилида «мени әсләп туруш үчүн бундақ қилиңлар».

22:19 Мат. 26:26; Мар. 14:22; 1Кор. 11:23,24.

22:20 «тамақтин кейинки җам» — «өтүп кетиш һейт»тики зияпәт дайим бекитилгән алаһидә бир тәртип бойичә өткүзилиду. «Тамақтин кейинки җам» «үчинчи җам» болиду. «Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур» — Мәсиһ ейтқан бу «йеңи әһдә» Йәрәмия вә башқа пәйғәмбәрләр арқилиқ Тәвратта вәдә қилинған аҗайп «йеңи әһдә»дур («Йәр.» 31:31-34 һәм «Әз.» 36:25-27ни, шундақла Йәрәмиядики «қошумчә сөз»имизниму көрүң). Бу йеңи әһдә «Мәсиһниң қенидидур» дегәнниң интайин чоңқур мәнаси бардур, мошу әһдә Мәсиһниң пүтүн вуҗуд-һаятиға пүтүлгәнлигини, шундақла әһдини пүткүл инсанийәткә йәткүзүшкә болған қәтъий нийитини көрситиду.

22:21 Мат. 26:23; Мар. 14:18; Юһ. 13:21.

22:22 Зәб. 40:10; Юһ. 13:18; Рос. 1:6.

22:25 «Әлләрдики падишалар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду» — шу чағда вә дунияниң пүткүл тарихида «хәлиқпәрвәр» дәп аталғанлар әмәлийәттә «исми бар, җисми йоқ»лардәк «хәлиқпәрвәр»ниң әкси болиду, әлвәттә. Мәсиһниң бу ишни көрсәткәнлиги, етиқатчилар һәтта мошундақ абройниму издимәслиги керәк, һәр қандақ «абройпәрәслик» қилиштин толиму жирақлишиши керәк, дегәнликтур, дәп ойлаймиз.

22:25 Мат. 20:25; Мар. 10:42.

22:26 Луқа 9:48; 1Пет. 5:3.

22:27 Мат. 20:28; Юһ. 13:14; Фил. 2:7.

22:29 Луқа 12:32.

22:30 «Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр» — яки «Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүмранлиқ қилисиләр».

22:30 Мат. 19:28; Вәһ. 3:21.

22:31 «Әй Симон, Симон!» — Муқәддәс Китапта, бирисиниң бир адәмниң исмини яки бир җайниң намини тәкрар икки қетим чақириши униңға болған чоңқур меһир-муһәббитини ипадиләп, униң өзигә әзиз екәнлигини көрситиду. «Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән» — «тилигән» дегән бу сөз Худа Шәйтанниң тәливи бойичә мошундақ қилишиға йол қойғанлиғини көрситиду.

22:31 1Пет. 5:8.

22:34 «бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән» — «бүгүн» — оқурмәнләрниң есидә барки, Йәһудийлар үчүн «бу күн» «кечә» билән башлиниду. Мәсиһ бу сөзләрни кечидә ейтиду. Шуниң билән у ейтқан вақиәләр әшу кечидә, таң атмайла йүз бериду. Грек тилида униң сөзлири инкар шәклидә ипадилиниду: «Сән бүгүн «уни тонумаймән» дәп үч қетим мәндин танмай туруп ғораз чиллимайду».

22:34 Мат. 26:34; Мар. 14:30; Юһ. 13:38.

22:35 «Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз сәпәргә әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму?» — 9:3 вә 10:3-4ни көрүң.

22:35 Мат. 10:9; Мар. 6:8; Луқа 9:3.

22:36 «лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун» — бу сирлиқ амма муһим сөз тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

22:37 «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» — яки «У асийлиқ қилғучилар қатарида санилиду». Бу бешарәт «Йәш.» 53:12дә тепилиду. «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду» — «мениң тоғрамдики барлиқ ишлар» болса пәқәт Тәвраттики Мәсиһни алдин-ала очуқ ейтқан бешарәтләр болупла қалмай, бәлки Тәвратта Мәсиһни көрситидиған барлиқ буйрулған қурбанлиқлар, әмирләр, бәлгүлимиләр һәмдә Тәвратта хатириләнгән барлиқ тарихий «бешарәтлик вақиәләр»ни өз ичигә алиду.

22:37 Йәш. 53:12; Мар. 15:28.

22:38 «И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән» — мошу хил «қилич» қисқа болуп, йәнә «пичақ» һесапланғили болиду. «Болди, йетиду! — деди Әйса уларға» — мошу айәт үстидә 37-айәт билән «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

22:39 Мат. 26:36; Мар. 14:32; Юһ. 8:1; 18:1.

22:41 Мат. 26:39; Мар. 14:35.

22:42 «бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән» — «бу қәдәһ» униң алдида туридиған азап-оқубәтләрни көрситиду. Тәвратта «қәдәһ» дәл шу мәнидә болуп, «Зәб.» 74:9, «Йәш.» 51:17, 22, «Йәр.» 25:15 вә башқа көп йәрләрдә Худаниң ғәзивини билдүриду. Шуңа Мәсиһ мошу йәрдә һәммимизниң гуналирини көтирип, Худаниң ғәзивини ичишкә тәйяр туриду.

22:44 Юһ. 12:27; Ибр. 5:7.

22:47 Мат. 26:47; Мар. 14:43; Юһ. 18:3.

22:50 «...улардин бири қиличини көтирип, баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти» — бу намәлум мухлис Петрус еди («Юһ.» 18:10, «Мат.» 26:51, «Мар.» 14:71).

22:50 Мат. 26:51; Мар. 14:47.

22:52 Мат. 26:55; Мар. 14:48.

22:53 «һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — «қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур» — демәк, шу чағда Худа Шәйтанниң күч-қудритини, униң Өзигә вә Мәсиһигә болған нәпритини баш каһинлар вә башқа һөкүмдарлардин ибарәт шу рәзил адәмләр арқилиқ намайән қилишиға йол қойған еди. «1Кор.» 2:8»ни көрүң.

22:54 Мат. 26:57; Мар. 14:53; Юһ. 18:12,24.

22:55 Мат. 26:69; Мар. 14:54,66; Юһ. 18:16,25.

22:59 «Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур» — мошу киши Петрусниң Галилийәлик екәнлигини бәлким униң тәләппузи яки болмиса йәрлик кийим-кечигидин билип йәткән болса керәк.

22:61 Мат. 26:34,75; Мар. 14:72; Юһ. 13:38; 18:27.

22:63 Аюп 16:10; Йәш. 50:6; Мат. 26:67; Мар. 14:6; Юһ. 19:3.

22:66 Зәб. 2:2; Мат. 27:1; Мар. 15:1; Юһ. 18:28.

22:69 «Һәммигә Қадирниң оң йенида...» — грек тилида «Худаниң қудритиниң оң тәрипидә». «Зәб.», 109:1ни көрүң. Зәбурдики бу бешарәтлик сөзләр Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. Улар өзлири Әйсани сотлаватимиз, дәп ойлатти, лекин әмәлийәттә у Инсаноғли болуп ахир берип уларниң сотчиси болиду.

22:69 Дан. 7:9; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; 26:64; Мар. 14:62; Рос. 1:11; 1Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.

22:70 «Дегиниңлардәк мән шудурмән!» — «дегиниңлардәк» грек тилида бу сөзниң «Шундақ, лекин әмәлийәт дәл силәрниң ойлиғиниңлардәк әмәс» дегән пуриғи чиқиду.

22:71 «Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ!» — уларниң Мәсиһгә қаратқан әрз-шикайити: — «Худаниң Оғлимән» дегиниң «күпүрлүк қилғиниң», дегәндин ибарәт еди. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә һәқиқий «күпүрлүк қилғучи» өлүмгә мәһкүм болуши керәк. Шуңа Мәсиһ өзи ейтқандин кейин уларға «башқа гувалиқ» керәк болмиди! Һалбуки, Йәһудий хәлқи өзлириниң әмәс, бәлки Рим империйәсиниң қануни астида турғачқа, Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн Рим һакимийити алдида башқа бирәр әрз-шикайәтни тепиши керәк. Бу төвәндики бабта (23:2) көрүниду.