Қандақла болмисун, мәлум җамаәттики ишәнгүчиләрниң көпинчиси Коринттики җамаәттәк «Рохқа тәвә» әмәс, бәлки «әткә тәвә», «етиқатта бовақлар» болса, ундақта «бөлүнүшләр» пәйда болмай қалмайду. Бундақ әһвал һәқиқәтән Рәбниң йолини издигүчиләргә көпрәк бесим берип, уларниң Роһида тезла өстүрүлүши муһим бир түрткә болиду. ■Мат. 18:7; Луқа 17:1; Рос. 20:30; 1Юһа. 2:19.
■11:1-2 1Кор. 4:16; Фил. 3:17; 1Тес. 1:6; 2Тес. 3:9.
□11:3 «аял (яки қиз)ниң беши әрдур» — той қилғанда униң беши өз ери, әлвәттә; турмушқа чиқмиған болса униң атиси; тәнһа, тул яки аҗрашқан қиз-аяллар болса, уларниң беши (бар болса) җамаәттики ақсақаллар болиду.
■11:3 Юһ. 14:28; 1Кор. 3:23; 15:27; Әф. 5:23.
□11:4 «ибадәткә қатнашқанда, һәр қандақ әр бешиға бир нәрсә артқан һалда ... бешарәт бәрсә» — «бешарәт бәрсә» — «Худаниң вәһийисини йәткүзсә», яки «пәйғәмбәрлик сөз қилса...» дегәнлик. «Өз бешиға һөрмәтсизлиқ қилиду» — демәк, Мәсиһгә беһөрмәтлик қилиду.
□11:5 «...у өз бешиға һөрмәтсизлик қилиду» — демәк, өз еригә яки җамаәтниң ақсақаллириға һөрмәтсизлик қилиду. «бундақ аялниң чечи чүшүрүветилгән, рәсва қилинған аялдин пәрқи йоқтур» — кона заманларда аяллар бузуқчилиқ қилған болса, уларни җазалаш усули аялни рәсва қилип чечини чүшүрүветиштин ибарәт еди.
□11:7 «Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур» — бу айәттин (вә шундақла 4-6-айәтләрдин) Павлусниң адәттики әһваллар әмәс, бәлки ибадәт сорунлири тоғрилиқ сөзләватқанлиғи ениқ туриду; бу униң әрләргә талаға чиққанда һәр қандақ бөкләрни кийишини мәнъи қилғини әмәс! Униң бу сөзлиридә аялларниң талада жүргәндә ромал-яғлиқ артиш-артмаслиғи тоғрисидиму гәп йоқ.
■11:7 Яр. 1:26,27; 5:1; 9:6; Кол. 3:10.
□11:8 «чүнки әр болса аялдин әмәс, бәлки аял әрдиндур» — оқурмәнләрниң есидә барки, Худа Һава анимизни Адәм атимизниң тенидин қовурғисини елип ясиған. «Яр.» 2-бапни көрүң.
□11:10 «пәриштиләрниң сәвәвидин аял киши бешида һоқуқниң бәлгүсигә егә болуши керәк» — «пәриштиләрниң сәвәвидин» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. Биз бу айәтләр (1-16)ни тәпсилий һалда шәрһләймиз.
□11:19 «Араңларда бөлүнүшләр пәйда болмай қалмайду...» — аз болмиған алимлар Павлусниң бу җүмлиси кинайилик, Коринтлиқларни тәнқид қилидиған алаһидә сөзләр, дәп қарайду. Бизму мошу көзқарашқа майилмиз; чүнки Инҗилда тилға елинған башқа җамаәтләр арисида әһвал ундақ әмәс еди; әксичә, уларниң бирлиги хелә күчлүк еди (мәсилән, Филиппи шәһиридики җамаәттә). Қандақла болмисун, мәлум җамаәттики ишәнгүчиләрниң көпинчиси Коринттики җамаәттәк «Рохқа тәвә» әмәс, бәлки «әткә тәвә», «етиқатта бовақлар» болса, ундақта «бөлүнүшләр» пәйда болмай қалмайду. Бундақ әһвал һәқиқәтән Рәбниң йолини издигүчиләргә көпрәк бесим берип, уларниң Роһида тезла өстүрүлүши муһим бир түрткә болиду.
■11:19 Мат. 18:7; Луқа 17:1; Рос. 20:30; 1Юһа. 2:19.
□11:21 «Чүнки йегиниңларда һәр бириңлар башқиларниң йейишини күтмәйла өзүңлар елип кәлгән ғизани йәверисиләр-дә, бириси ач қалиду, йәнә бириси мәс болуп кетиду» — расулниң сөзлиригә қариғанда, Коринт етиқатчилар җамаитиниң жиғинлирида пат-пат «ортақ зияпәт»ни тутатти, шуниң билән бир вақитта «Рәбниң зияпити»ни йейәтти («Йәһ.» 12ни көрүң). Лекин бай қериндашлар өз мол тамақлири алғач өзиниң байлиқлирини көз-көз қилип көрситәтти, башқа кәмбәғәл қериндашлар билән ортақлашмайтти. «Зияпәт» қалаймиқан болғачқа, «Рәбниң зияпити»ниң өзи көзгә илинмай болуп қелип, Рәбниң намиға номус кәлтүргән еди.
□11:22 «Йәп-ичишкә өз өйлириңлар йоқму? Худаниң җамаитини көзгә илмай, йоқсулларни хиҗаләткә қоймақчимусиләр?» — бәзи етиқатчилар җәм болуп олтарған сорунларда көп ғизаларни елип келип йесә, ғизасиз қериндашлири әлвәттә хиҗил болуп қалиду.
■11:23 Мат. 26:26; Мар. 14:22; Луқа 22:19.
□11:25 «... Мана, бу җамдики шарап қенимда болған «йеңи әһдә»дур» — «йеңи әһдә» Тәврат, «Йәр.» 31:31-34дә бешарәт берилгән.
■11:27 Чөл. 9:10,13; Юһ. 6:51,63,64; 13:27; 1Кор. 10:21.
□11:29 «... Рәбниң тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду» — «Рәбниң тенини пәриқ әтмәслик» дегәнликниң бәлким икки хил тәрәплимиси болуши мүмкин: (1) өзини «Мән Рәбниң тенидики бир әза, башқа қериндашларму шундақ» дәп билип йәтмәй, «Рәбниң тени»дики қериндашларни көзгә илмаслиқ (21-22-айәтләрни көрүң); (2) «Рәбниң зияпити Рәббимизниң биз үчүн қурбан қилған тенини ипадиләйду» дәп билип йәтмәсилик.
□11:30 «һәтта хелә бир қисми өлүмдә ухлап қалди» — «ухлап қалди» дегән сөз өлүшни көрситиду. Инҗил бойичә етиқатчиларға нисбәтән өлүш пәқәт вақитлиқ ухлаш, халас.
■11:31 Зәб. 31:5; Пәнд. 18:17.