«Пәрвәрдигар Худа зимин билән асманни яратқан күни» дегән мошу йәрдә бәлким 24 саатлик бир күн әмәс, бәлки 2:4-4:26дә баян қилинған пүткүл мәзгилни көрсәтсә керәк. 5 Зиминда техи һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди; чүнки Пәрвәрдигар Худа йәр йүзигә һөл-йеғин яғдурмиған еди, шундақла йәр терийдиған адәмму йоқ еди.□«һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди» — бу җүмлидә бәлким Ерәм беғида алаһидә болған әһвал көздә тутулған болуши мүмкин. 6 Лекин йәрдин булақ сүйи чиқип, тамам йәр йүзини суғарди.□«булақ сүйи» — яки «бир хил туман». 7 Андин Пәрвәрдигар Худа адәмни йәрниң тописидин ясап, һаятлиқ нәпәсини униң бурниға пүвлиди; шуниң билән адәм тирик бир җан болди.□«Адәм» вә «топа» — ибраний тилида «топа» вә «адәм» дегән сөзниң тәләппузи йеқин; у йәнә «қизил» дегән сөз билән мунасивәтлик (Оттура Шәриқтә топа қизилға майил болиду). ■1Кор. 15:45, 47. 8 Андин кейин Пәрвәрдигар Худа мәшриқ тәрәптә Ерәм дегән җайда бир бағ бена қилип, ясиған адәмни шу йәргә орунлаштурди.□«Ерәм» — ибраний тилида «Едән». Мәнаси «ләззәт», «һозур». 9 Пәрвәрдигар Худа йәрдин көзни қамлаштуридиған чирайлиқ, мевилири йейишлик һәр хил дәрәқни үндүрди; у йәнә бағниң оттурисида «һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ни үндүрди.□«Һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ» — бу дәрәқләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. ■Вәһ. 2:7. 10 Бағни суғиришқа Ерәмдин бир дәрия еқип чиқти; андин бөлүнүп, төрт еқин болди. 11 Биринчи еқинниң нами Пишон болуп, алтун чиқидиған пүткүл Һавилаһ зиминини айлинип өтиду. 12 Бу жутниң алтуни наһайити есил еди; шу йәрдә пурақлиқ девирқай билән ақ һеқиқму чиқиду.□«девирқай» — яки «мәрвайит». 13 Иккинчи дәрияниң нами Гиһон болуп, пүткүл Куш зиминини айлинип өтиду. 14 Үчинчи дәрияниң нами Диҗлә болуп, Ашурниң шәрқидин еқип өтиду, төртинчи дәрияниң нами Әфрат еди.□«Диҗлә» —ибраний тилида «Һиддәкәл». «Ашур» —Асурийәниң қедимки нами.
Ениқки, инсанниң әмгәк-хизмәт қилиши инсанниң гунакар болғанлиғиниң нәтиҗиси әмәс, бәлки Худа инсанларға ата қилған бир хил бәхит-бәрикәттур. Бирақ инсанларниң гунаға петип қалғандин кейинки қилған әмгиги бәк җапалиқ болиду. 16 Пәрвәрдигар Худа адәмгә әмир қилип: бағдики һәр бир дәрәқ мевилиридин халиқиниңчә йә; 17 амма «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ниң мевисидин йемигин; чүнки униңдин йегән күнүңдә җәзмән өлисән, — деди.
□2:1 «пүткүл мәвҗудатлар» — ибраний тилида «барлиқ қошунлири». Бу сөз, шүбһисизки, барлиқ җаниварларнила әмәс, асмандики барлиқ юлтузлар вә керуб-пәриштиләрниму өз ичигә алиду.
□2:2 «арам алди» — Худаниң «арам елиш»и тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
■2:2 Мис. 20:11; 31:17; Қан. 5:14; Ибр. 4:4.
□2:3 «муқәддәс күн» — «Муқәддәс Китап»та, «муқәддәс» дегән сөз «Худаға мәхсус аталған», «Худаниң ишлитишигә мәхсус айрилған», «Худағила мәнсуп» дегәндәк мәнидә ишлитилиду.
□2:4 «Пәрвәрдигар» — мошу китапта елинған «Пәрвәрдигар» болса, ибраний тилидики «Яһвәһ» дегәнниң тәрҗимисидур. «Яһвәһ» Худаниң йәнә бир исми болуп, «Мәңгүлүк Болғучи», «Өзүм бардурмән», «Әһдисидә мәңгү турғучи Худа» дегәнни билдүриду. Бу тоғрилиқ йәнә мунасивәтлик тәбирләрни көрүң. «Асман-зиминниң яритилиш җәряниниң тарихлири мундақ» — ибраний тилида: «асман-зиминларниң дәвир-тарихлири мундақ болди». «Кириш сөз»имиздә ейтқинимиздәк, «Аләмниң Яритилиши» дегән китапта он бир «толидот» («тарих») болуп, һәр бири «булар паланчи-покунчи дәвриниң толидоти (тарихи)...» дегән сөзләр билән башлиниду. Бу йәрдә баян қилиниватқини тарихниң биринчисидур (2:4-4:26). «Пәрвәрдигар Худа зимин билән асманни яратқан күни» дегән мошу йәрдә бәлким 24 саатлик бир күн әмәс, бәлки 2:4-4:26дә баян қилинған пүткүл мәзгилни көрсәтсә керәк.
□2:5 «һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди» — бу җүмлидә бәлким Ерәм беғида алаһидә болған әһвал көздә тутулған болуши мүмкин.
□2:6 «булақ сүйи» — яки «бир хил туман».
□2:7 «Адәм» вә «топа» — ибраний тилида «топа» вә «адәм» дегән сөзниң тәләппузи йеқин; у йәнә «қизил» дегән сөз билән мунасивәтлик (Оттура Шәриқтә топа қизилға майил болиду).
■2:7 1Кор. 15:45, 47.
□2:8 «Ерәм» — ибраний тилида «Едән». Мәнаси «ләззәт», «һозур».
□2:9 «Һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ» — бу дәрәқләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□2:12 «девирқай» — яки «мәрвайит».
□2:14 «Диҗлә» —ибраний тилида «Һиддәкәл». «Ашур» —Асурийәниң қедимки нами.
□2:15 «пәрвиш қилсун» —ибраний тилида «пәрвиш қилиш» мошу йәрдә йәнә «қоғдаш, мудапиә қилиш, қараш» дегән мәнини өз ичигә алиду. Ениқки, инсанниң әмгәк-хизмәт қилиши инсанниң гунакар болғанлиғиниң нәтиҗиси әмәс, бәлки Худа инсанларға ата қилған бир хил бәхит-бәрикәттур. Бирақ инсанларниң гунаға петип қалғандин кейинки қилған әмгиги бәк җапалиқ болиду.
□2:18 «униңға мас келидиған» — яки «өзигә охшаш». «ярдәмчи һәмраһ» — бу сөз һәргиз аял кишиниң әр кишидин мәлум тәрәптә төвән туридиғанлиғини көрсәтмәйду. Чүнки Муқәддәс Китаптики бәзи йәрләрдә Худа Өзиниң инсанға «ярдәмчи» болидиғанлиғи көрситилиду (мәсилән, «Зәб.» 9:35, 29:11, 45:1-2, 53:6дә).
□2:21 «биқинидин бир аз елип» — яки «бир тал қовурғисини елип».
□2:23 «аял» — ибраний тилида: «ишшаһ», «әр киши» «иш» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу сөзләр әрәбчә «инсан» вә «ниса» дегән сөзләр билән мунасивәтлик.
□2:24 «бағлиниш» — ибраний тилида: «бағлиниш» дегән бу сөзниң мәнаси «жилим билән чаплиниш» дегәнгә йеқиндур. «бир тән» — яки: «бир әт». «бир тән болиду» — яки: «бир тән болушиға тоғра келиду».
■2:24 Мат. 19:5; Мар. 10:7; Әф. 5:28, 29, 31; 1Кор. 6:16.
□2:25 «ялаңач болсиму, һеч уялмайтти» — бу муһим айәт тоғрилиқ биз «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.