31
Ибадәт җайини ясиғучи устиларниң таллиниши
Пәрвәрдигар Худа Мусаға мундақ деди: —
Мана, Мән Өзүм Йәһуда қәбилисидин болған Хурниң нәвриси, уриниң оғли Бәзаләлни исмини атап чақирдим; «исмини атап чақирдим» — мошу сөзләр Худаниң мәлум бир кишини мәлум муһим бир иш үчүн алаһидә таллап чақирғанлиғини көрситиду. «Йәш.» 45:3, 4ни көрүң.
«Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида».
  Мис. 35:30; 1Тар. 2:20 уни Худаниң Роһи билән толдуруп, униңға даналиқ, әқил-парасәт, илим-һекмәт егилитип, уни һәртүрлүк ишни қилишқа қабилийәтлик қилип, түрлүк-түрлүк һүнәрләрни қилалайдиған, йәни алтун, күмүч вә мис ишлирини қилалайдиған, яқутларни кесип-оялайдиған, уларни зиннәт буюмлириға орниталайдиған, яғачларға нәқиш чиқиралайдиған, һәр хил һүнәр ишлирини қамлаштуралайдиған қилдим.
Шуниңдәк мана, Мән йәнә Дан қәбилисидин Аһисамақниң оғли Оһолиябни униңға ярдәмчиликкә тайинлидим, шундақла Мән саңа буйруған һәммә нәрсиләрни ясисун дәп, барлиқ пәм-парасәтлик кишикәрниң көңлигә техиму әқил-парасәт ата қилдим; шуниң билән улар җамаәт чедирини, һөкүм-гувалиқ сандуғини, униң үстидики кафарәт тәхтини, чедириниң һәммә әсваплирини, ширә билән униң қача-қучилирини, сап алтундин ясилидиған чирақдан билән униң барлиқ әсваплирини, хушбуйгаһни, көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһи билән униң барлиқ әсваплирини, жуюш деси билән униң тәглигини ясалайдиған, 10 хизмәт кийимлири, йәни каһинлиқ хизмитидә кийилидиған, Һарун каһинниң муқәддәс кийимлири вә униң оғуллириниң каһинлиқ кийимлирини тоқуялайдиған, «хизмәт кийимлири» — яки «каһинлиқ хизмәт кийимлири». 11 мәсиһләш мейи вә муқәддәс җайға тәйярлинидиған есил дора-дәрмәкләрдин хушбуйни ясалайдиған болди. Мән саңа әмир қилғиним бойичә улар барлиқ ишни беҗа кәлтүриду.
 
Шабат күни, йәни «дәм елиш күни»ни тутуш керәк
12 Пәрвәрдигар Мусаға әмир қилип мундақ деди: —
13 Сән Исраилларға әмир қилип уларға: — «Силәр Мениң шабат күнлиримни чоқум тутуңлар; чүнки булар силәрниң өзүңларни пак-муқәддәс қилғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигини билишиңлар үчүн Мән билән силәрниң оттураңлардики бир нишанә-бәлгү болиду. 14 Шабат күни силәргә муқәддәс қилип бекитилгини үчүн, уни тутуңлар; кимки уни бузса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду; бәрһәқ, кимки у күнидә һәр қандақ ишни қилса, өз хәлқи арисидин үзүп ташлансун. Мис. 20:8; Қан. 5:12; Әз. 20:12 15 Алтә күн ичидә иш қилинсун; лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс күн болуп, арам алидиған шабат күни болиду; кимки шабат күнидә бирәр иш қилса, өлүм җазасиға тартилмиса болмайду. 16 Исраиллар шабат күнини тутуши керәк; улар әбәдий әһдә сүпитидә уни әвлаттин әвлатқичә тутсун. 17 Бу Мән билән Исраилларниң оттурисида әбәдий бир нишанә-бәлгү болиду; чүнки Пәрвәрдигар алтә күн ичидә асман билән зиминни яритип, йәттинчи күнидә арам елип раһәт тапқан еди», — дегин.Яр. 1:31; 2:2, 3; Мис. 20:11
18 Худа Синай теғида Мусаға бу сөзләрни қилип болғандин кейин, икки һөкүм-гувалиқ тахтийини униңға тапшурди. Тахтайлар таштин болуп, сөзләр Худаниң бармиғи билән уларға пүтүлгән еди.Мис. 32:16
 
 

31:2 «исмини атап чақирдим» — мошу сөзләр Худаниң мәлум бир кишини мәлум муһим бир иш үчүн алаһидә таллап чақирғанлиғини көрситиду. «Йәш.» 45:3, 4ни көрүң. «Бәзаләл» — мәнаси «Худаниң сайисидә» яки «Худаниң башпанаһида».

31:2 Мис. 35:30; 1Тар. 2:20

31:10 «хизмәт кийимлири» — яки «каһинлиқ хизмәт кийимлири».

31:14 Мис. 20:8; Қан. 5:12; Әз. 20:12

31:17 Яр. 1:31; 2:2, 3; Мис. 20:11

31:18 Мис. 32:16