5
Әһдигә шәрһ бериш — кириш сөз
Шуниң билән Муса пүткүл Исраилни чақирип уларға мундақ деди: — «И Исраил, мән бүгүн қулақлириңларға аңлитиватқан бу бәлгүлимиләргә һәм һөкүмләргә қулақ селиңлар, уларни үгиниңлар, уларға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар!
Пәрвәрдигар Худайимиз биз билән Һорәб теғида әһдә түзди. Мис. 19:5 Бу әһдини Пәрвәрдигар ата-бовилиримиз билән түзгән әмәс, бәлки биз билән, йәни бүгүнки күндә тирик қалған бизләр билән түзди. Тағда от ичидә туруп Пәрвәрдигар силәр билән йүз туранә сөзләшкән еди (шу чағда силәргә Пәрвәрдигарниң сөз-каламини җакалаш үчүн мән силәр вә Пәрвәрдигарниң оттурисида турған едим; силәр отниң алдида қорқуп, таққа чиқишни халимидиңлар).Мис. 19:16; 20:18
 
Он әмир
У мундақ деди: — «Мән сени Мисир зиминидин, йәни «қуллуқ макани»дин чиқарған Пәрвәрдигариң Худадурмән.Мис. 20:2-21; Зәб. 80:11
Сениң Мәндин башқа һеч қандақ илаһиң болмайду.
Сән өзүң үчүн мәйли жуқуридики асманда болсун, мәйли төвәндики зиминда болсун, яки йәр астидики суларда болсун, һәр қандақ нәрсиниң қияпитидики һеч қандақ ойма шәкилни ясима; «өзүң үчүн ... шәклидә... ясима» — бу әмирниң көздә тутқини адәмләр чоқунуш мәхситидә ясиған һәр қандақ шәкилләрдур. Башқа мәхсәтләр билән ясиған шәкилләр тоғрулук сөз йоқ. Сән бундақ нәрсиләргә баш урма яки уларниң қуллуғиға кирмә. Чүнки Мәнки Пәрвәрдигар Худайиң вапасизлиққа һәсәт қилғучи Худадурмән. Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән. «Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән» — бу муһим сөз тоғрилиқ «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизни (20:5, 34:7 тоғрилиқ), шундақла «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң.  Мис. 20:5; 34:7,14; Йәр. 32:18 10 Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиғанларға миң әвладиғичә өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән.«миң әвладиғичә...» — әслидә «миңлиған әвладиғичә...».
Айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиған миңлиғанлириға өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән». Бирақ 7:9ни көрүң.
11 Пәрвәрдигар Худайиңниң намини қалаймиқан тилға алма; чүнки кимдәким намини қалаймиқан тилға алса, Пәрвәрдигар уни гунакар һесаплимай қалмайду.Лав. 19:12; Мат. 5:33
12 Пәрвәрдигар Худайиң саңа әмир қилғандәк шабат күнини муқәддәс дәп билип тут, униңға әмәл қил. Яр. 2:2; Мис. 23:12; 35:2; Лав. 23:3; Әз. 20:12; Ибр. 4:4 13 Алтә күн ишләп барлиқ ишлириңни түгәткин; 14 лекин йәттинчи күни Пәрвәрдигар Худайиңға аталған шабат күнидур. Сән шу күни һеч қандақ иш қилмайсән; мәйли сән яки оғлуң болсун, мәйли қизиң, мәйли қулуң, мәйли дедигиң, мәйли буқаң, мәйли ешигиң, мәйли һәр қандақ башқа улиғиң, яки сән билән бир йәрдә туруватқан мусапир болсун, һеч қандақ иш қилмисун; шуниң билән қулуң вә дедигиң сәндәк арам алалайду. «шабат күни» — ибраний тилида «шабат» вә «йәттинчи» дегәнләр аһаңдаш сөз. «сән билән бир йәрдә туруватқан» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә туруватқан» дегән сөз билән ипадилиниду. 15 Сән өзүңниң әслидә Мисир зиминида қул болғанлиғиңни, Пәрвәрдигар Худайиң күчлүк қоли вә узатқан билиги билән сени шу йәрдин чиқарғанлиғини есиңдә тут; шу сәвәптин Пәрвәрдигар Худайиң саңа шабат күнини тутушни әмир қилған.
16 Пәрвәрдигар Худайиң саңа әмир қилғандәк ата-анаңни һөрмәт қил. Шундақ қилсаң Пәрвәрдигар Худайиң саңа ата қилмақчи болған зиминда узун өмүр көрисән, һалиң яхши болиду.Лав. 19:3; Мат. 15:4; Луқа 18:20; Әф. 6:2, 3
17 Қатиллиқ қилма.Мат. 5:21; Луқа 18:20; Рим. 13:9
18 Һәм зина қилма.Луқа 18:20
19 Һәм оғрилиқ қилма.
20 Һәм хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә.«Хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә» — Тәврат-Инҗил бойичә «хошнаң» Худа бизниң йенимизға йеқин қилған һәр бир адәмни көрситиду.
21 Һәм хошнаңниң аялини тама қилма вә нә униң өйи, униң етизи, униң қули, нә униң дедиги, нә униң калиси, нә униң ешигигә яки хошнаңниң һәр қандақ башқа нәрсисигә көз қириңни салма».Рим. 7:7
22 — бу сөзләрни Пәрвәрдигар тағда, от, булут вә сүрлүк қараңғулуқ ичидин күчлүк авази билән силәрниң пүткүл җамаитиңларға ейтқан вә уларға Цеч башқа сөзләрни қошмиған; у уларни икки таш тахтайға пүтүп маңа тапшурди. Қан. 9:10, 11
23 Вә шундақ болдики, қараңғулуқтин чиққан авазни аңлиғиниңларда вә отлуқ тағ көйгинидә силәр, йәни қәбилә башлиқлириңлар вә ақсақаллириңлар йенимға келип: —
24 «Мана, Пәрвәрдигар Худайимиз өз шан-шәриви вә улуқлуғини аян қилди вә биз униң авазини от оттурисидин аңлидуқ, шуниң билән биз бүгүнки күндә Худа инсанлар билән сөзләшкән болсиму, уларниң тирик қалғанлиғини көрдуқ. 25 Әнди биз җенимизға тәвәккүл қилишимизниң немә һаҗити? Чүнки мошу дәһшәтлик от бизни жутуветиду. Әгәр биз Пәрвәрдигар Худайимизниң авазини аңлавәрсәк өлүп кетимиз. 26 Чүнки әт егилиридин һаят егиси Худаниң отниң оттурисидин сөзлигән авазини аңлап, биздәк тирик туруватқанлардин ким бар? Қан. 4:33; Һак. 13:22 27 Сән өзүң Пәрвәрдигар Худайимизға йеқинлишип, униң сөзлигәнлириниң һәммисини аңлиғин; андин Пәрвәрдигар Худайимиз саңа сөзлигәнлириниң һәммисини бизгә ейтип берисән; шуниң билән биз уни аңлап әмәл қилимиз» — дедиңлар.Мис. 20:19; Ибр. 12:19
28 Пәрвәрдигар силәрниң бу маңа ейтқан сөзлириңларни аңлап маңа: «Бу хәлиқниң саңа ейтқан сөзлирини аңлидим; уларниң барлиқ ейтқан сөзлири дурустур. 29 Кашки уларда Мәндин қорқуп, әмирлиримни изчил тутидиған бир қәлб болсиди, уларниң һали вә балилириңниң һали мәңгүгә яхши болатти! 30 Сән берип уларға: «Чедириңларға қайтиңлар» — дегин. 31 Сән болсаң йенимда турғин; Мән сениң уларға үгитишиң керәк болған әмирләр, бәлгүлимиләр вә һөкүмләрниң һәммисини саңа ейтип беримән; шуниң билән улар Мән уларға тәвәлик қилип беридиған зиминда туруп буларға әмәл қилидиған болиду.
32 Әнди Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә әмир қилғандәк қилишқа көңүл бөлүңлар; униңдин оң вә солға таймаңлар! 33 Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә әмир қилған барлиқ йоллирида меңиңлар; шундақ қилсаңлар һаятлиқ тепип, һалиңлар яхши болиду вә силәр егидарчилиқ қилидиған зиминда туруп күнлириңлар узун болиду».«...һаятлиқ тепип, һалиңлар яхши болиду» — Худаниң барлиқ әмирлири бу мәхсәттидур. Бу тема «Қанун Шәрһи»дики көп йәрләрдә көрүлидиған бир темидур.
 
 

5:2 Мис. 19:5

5:5 Мис. 19:16; 20:18

5:6 Мис. 20:2-21; Зәб. 80:11

5:8 «өзүң үчүн ... шәклидә... ясима» — бу әмирниң көздә тутқини адәмләр чоқунуш мәхситидә ясиған һәр қандақ шәкилләрдур. Башқа мәхсәтләр билән ясиған шәкилләр тоғрулук сөз йоқ.

5:9 «Мәндин нәпрәтләнгәнләрниң қәбиһликлирини өзлиригә, оғуллириға, һәтта нәврә-чәврилиригичә чүшүримән» — бу муһим сөз тоғрилиқ «Мисирдин чиқиш»тики «қошумчә сөз»имизни (20:5, 34:7 тоғрилиқ), шундақла «Әзакиял»дики «қошумчә сөз»имизни (18-, 33-баплар тоғрилиқ) көрүң.

5:9 Мис. 20:5; 34:7,14; Йәр. 32:18

5:10 «миң әвладиғичә...» — әслидә «миңлиған әвладиғичә...». Айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: — «Амма Мени сөйидиған вә әмирлиримни тутидиған миңлиғанлириға өзгәрмәс меһриванлиқ көрситимән». Бирақ 7:9ни көрүң.

5:11 Лав. 19:12; Мат. 5:33

5:12 Яр. 2:2; Мис. 23:12; 35:2; Лав. 23:3; Әз. 20:12; Ибр. 4:4

5:14 «шабат күни» — ибраний тилида «шабат» вә «йәттинчи» дегәнләр аһаңдаш сөз. «сән билән бир йәрдә туруватқан» — ибраний тилида «дәрвазилириң ичидә туруватқан» дегән сөз билән ипадилиниду.

5:16 Лав. 19:3; Мат. 15:4; Луқа 18:20; Әф. 6:2, 3

5:17 Мат. 5:21; Луқа 18:20; Рим. 13:9

5:18 Луқа 18:20

5:20 «Хошнаң тоғрилиқ ялған гувалиқ бәрмә» — Тәврат-Инҗил бойичә «хошнаң» Худа бизниң йенимизға йеқин қилған һәр бир адәмни көрситиду.

5:21 Рим. 7:7

5:22 Қан. 9:10, 11

5:26 Қан. 4:33; Һак. 13:22

5:27 Мис. 20:19; Ибр. 12:19

5:33 «...һаятлиқ тепип, һалиңлар яхши болиду» — Худаниң барлиқ әмирлири бу мәхсәттидур. Бу тема «Қанун Шәрһи»дики көп йәрләрдә көрүлидиған бир темидур.