7
Никаһ мунасивитидин мисал
И қериндашлар, мән һазир Тәврат қанунини билгәнләргә сөзләватимән; силәр қанунниң пәқәт һаят вақтидила инсан үстигә һөкүмран болидиғанлиғини билмәмсиләр?
Мәсилән, ери бар аял, ери һаятла болидикән, қанун бойичә еригә бағланған; лекин ери өлүп кәтсә, өзини еригә бағлиған никаһ қанунидин азат қилиниду.1Кор. 7:2,10,39. Шуниң үчүн, бу аял ери һаят вақтида башқа бир әргә бағланса, зинахор аял дәп атилиду. Лекин ери өлүп кәтсә, у никаһ қанунидин әркин болиду; шу чағда башқа бир әргә тәгсә, зина қилған болмайду.Мат. 5:32. Худди шуниңдәк, қериндашлар, силәр Әйса Мәсиһниң қурбанлиқ тени арқилиқ Тәврат қануниға нисбәтән өлдүңлар. Буниң мәхсити силәрниң башқа бирисигә, йәни өлүмдин Тирилгүчигә бағлинишиңлар вә шуниң билән Худаға мевә беришиңлардин ибарәттур.«Буниң мәхсити силәрниң башқа бирисигә, йәни өлүмдин Тирилгүчигә бағлинишиңлар вә шуниң билән Худаға мевә беришиңлардин ибарәттур» — бирдин-бир «өлүмдин Тирилгүчи» Мәсиһдур, әлвәттә. «Худаға мевә бериш»ниң һәр тәрәплимә мәнаси бар; «никаһниң мевиси» адәттә балилар болиду; Мәсиһкә бағлинишниң нәтиҗиси бәлким башқиларниң биз арқилиқ Худаға етиқат бағлап Униңға пәрзәнт болушидин ибарәт болиду; бу, шүбһисизки, расул мошу йәрдә көрсәткән «мевә»ниң бир қисми. «Гал.» 5:22ниму көрүң.  Гал. 2:19; 1Пет. 4:1.
Чүнки биз «әт»ниң илкидә вақтимизда, Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап, тенимиздики әзаларда өлүмгә елип баридиған мевини чиқарған еди;«Чүнки биз «әт»ниң илкидә вақтимизда, Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап, тенимиздики әзаларда өлүмгә елип баридиған мевини чиқарған еди» — «әт» дегән сөзниң мошу йәрдики мәнаси тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап» дегән сөзләр қанунниң инсанниң тәбиитидә пәйда қилған тәсирлирини көрситиду. Буниң үч тәрипи бар: (1) инсанниң нурғун қилмишлири аңсиз; (2) инсанниң тәбиити бәк тәтүр болуп, Худа буни қил десә, у башқичә қилиду; (3) (әң муһими) нурғун кишиләр шу гувалиқни беридуки, өзиниң Худаниң қанунлириға әмәл қилишқа тиришқансери өз гуналири техиму ашкарилиниду, һәтта көпийип кетиду. Төвәндики 7-25-айәтләрдә Павлус өзиниң бу тоғрилиқ тәҗрибисини биз үчүн қисқичә баян қилиду. лекин, һазир биз Тәврат қануниниң илкидин әркин болдуқ. Чүнки өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән болуп, қанунниң дәстуриниң кона йолида әмәс, бәлки Роһниң йеңи йолида Худаниң қуллуғида болимиз.«лекин, һазир биз Тәврат қануниниң илкидин әркин болдуқ. Чүнки өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән болуп, қанунниң дәстуриниң кона йолида әмәс, бәлки Роһниң йеңи йолида (Худаниң) қуллуғида болимиз» — оқурмән «Тәврат қануни»ға әмәл қилай десә, униңда 613 маддилиқ әмир-бәлгүлиминиң бар екәнлигини билиши керәк. Уларға әмәл қилиш биряқта турсун, уларни есидә чиң тутушла көп адәмләргә қийин келиши мүмкин.
«Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи.
  Рим. 2:29; 2Кор. 3:6.
 
Муқәддәс қанун вә гуна
Ундақта немә дегүлүк? Тәврат қануниниң өзи гунаму? Һәргиз ундақ әмәс! Дәрвәқә, қанунниң көрсәтмилири болмиса, гунаниң немә екәнлигини билмәйттим. Қанун «нәпсанийәтчилик қилма» демигән болса, нәпсанийәтчиликниң немә екәнлигини билмигән болаттим.Мис. 20:17; Қан. 5:21; Рим. 3:20; Ибр. 7:18. Лекин гуна қанунниң әмри арқилиқ пурсәт тепип, ичимдә һәр хил нәпсанийәтчиликләрни қозғиди. Тәврат қануни болмиса, гунаму өлүктәк җансиз болатти.Юһ. 15:22; Рим. 4:15; 5:20; Гал. 3:19. Бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда һаят едим, лекин қанун әмрини билишим биләнла, гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди. «бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда ...» — буниң мәнаси бәлким: «Тәврат қануниниң мәндин немини тәләп қилидиғанлиғини чүшәнмәйдиған вақтимда,....». «қанун әмрини билишим биләнла...» — грек тилида «қанун әмри маңа кәлгәндила,....». «....гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди» — мошу айәттики «өлүм» шүбһисизки, роһий җәһәттики өлүмни көрситиду. 10 Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри әксичә маңа өлүм елип кәлди. «Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри ...» — мәсилән, «Қан.» 4:1ни көрүң. 11 Чүнки гуна қанунниң әмри билән һуҗум пурситини тепип, мени аздурди вә әмир арқилиқ мени өлтүрди.
12 Буниңдин қариғанда қанун һәқиқәтән пак-муқәддәстур, униң әмриму муқәддәс, тоғра-адаләтлик вә яхшидур. 1Тим. 1:8. 13 Ундақта, яхши болғини маңа өлүм болдиму? Һәргиз ундақ әмәс! Бәлки, гунаниң қәвәтла қәбиһ екәнлиги әмир арқилиқ очуқ ашкарилиниши үчүн, бу яхши әмирниң вастиси билән гуна мәндә өлүм пәйда қилди.
 
Гунаниң дәһшәтлик күчи
14 Тәврат қануниниң «роһқа тәвә» екәнлигини билимиз. Бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән. «бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән» — «әткә тәвә» яки «әттә болған» тоғрилиқ кириш сөзни көрүң.  Йәш. 52:3. 15 Чүнки немә қиливатқинимни өзүмму билмәймән. Чүнки өзүм нийәт қилған ишларни қилмаймән; әксичә, нәпрәтлинидиғинимни қилимән. Гал. 5:17. 16 Лекин әгәр өзүм халимиған ишларни қилсам, өзүм қанунниң яхши екәнлигини етирап қилған болимән. 17 Шундақ екән, бу ишларни мән әмәс, бәлки ичимдә мәвҗут болған гуна қилдуриду. 18 Ичимдә, йәни мениң әтлиримдә һеч яхшилиқниң мәвҗут әмәслигини билимән; чүнки яхшилиқ қилиш нийитим бар болсиму, уни қилалмаймән. Яр. 6:3,5; 8:21. 19 Шуниң үчүн өзүм халиған яхшилиқни қилмай, әксичә халимиған яманлиқни қилимән. 20 Өзүм нийәт қилмиған ишни қилсам, буни қилидиған мән әмәс, бәлки ичимдә макан қилған гунадур.
21 Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду. «Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду» — грек тилида «қанунийәт» вә «қанун» бирла сөз билән ипадилиниду. 22 Қәлбимдә Худаниң қанунидин сөйүнимән; Әф. 3:16. 23 бирақ тенимдики әзалиримда башқа бир қанунийәтни сезимән. Бу қанунийәт қәлбимдики қанун билән җәң қилип, мени тенимдики әзалиримдики гуна садир қилдурғучи қанунийәткә әсир қилиду. Гал. 5:17. 24 Немидегән дәрдмән адәммән-һә! Өлүмгә елип баридиған бу тенимдин кимму мени қутқузар? 25 Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәшәккүр болсун! Шундақ қилип, қәлбим билән Худаниң қануниға итаәт қилимән, лекин әтлиримдә гуна садир қилдурғучи қанунийәткә итаәт қилимән.«Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәшәккүр болсун!» — демәк, у өзи қилалмайдиған ишни Худа Өзи қилған; башқичә ейтқанда, «Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ адәмни қутқузидиған Худаға тәшәккүр!». «шундақ қилип, қәлбим билән Худаниң қануниға итаәт қилимән, лекин әтлиримдә гуна садир қилдурғучи қанунийәткә итаәт қилимән» — төвәндики 8-бап, 8-9-айәтни көрүң.
 
 

7:2 1Кор. 7:2,10,39.

7:3 Мат. 5:32.

7:4 «Буниң мәхсити силәрниң башқа бирисигә, йәни өлүмдин Тирилгүчигә бағлинишиңлар вә шуниң билән Худаға мевә беришиңлардин ибарәттур» — бирдин-бир «өлүмдин Тирилгүчи» Мәсиһдур, әлвәттә. «Худаға мевә бериш»ниң һәр тәрәплимә мәнаси бар; «никаһниң мевиси» адәттә балилар болиду; Мәсиһкә бағлинишниң нәтиҗиси бәлким башқиларниң биз арқилиқ Худаға етиқат бағлап Униңға пәрзәнт болушидин ибарәт болиду; бу, шүбһисизки, расул мошу йәрдә көрсәткән «мевә»ниң бир қисми. «Гал.» 5:22ниму көрүң.

7:4 Гал. 2:19; 1Пет. 4:1.

7:5 «Чүнки биз «әт»ниң илкидә вақтимизда, Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап, тенимиздики әзаларда өлүмгә елип баридиған мевини чиқарған еди» — «әт» дегән сөзниң мошу йәрдики мәнаси тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «Тәврат қануни гунаниң арзу-һәвәслирини техиму қозғап» дегән сөзләр қанунниң инсанниң тәбиитидә пәйда қилған тәсирлирини көрситиду. Буниң үч тәрипи бар: (1) инсанниң нурғун қилмишлири аңсиз; (2) инсанниң тәбиити бәк тәтүр болуп, Худа буни қил десә, у башқичә қилиду; (3) (әң муһими) нурғун кишиләр шу гувалиқни беридуки, өзиниң Худаниң қанунлириға әмәл қилишқа тиришқансери өз гуналири техиму ашкарилиниду, һәтта көпийип кетиду. Төвәндики 7-25-айәтләрдә Павлус өзиниң бу тоғрилиқ тәҗрибисини биз үчүн қисқичә баян қилиду.

7:6 «лекин, һазир биз Тәврат қануниниң илкидин әркин болдуқ. Чүнки өзимизни боғуп туридиған бу қанунға нисбәтән өлгән болуп, қанунниң дәстуриниң кона йолида әмәс, бәлки Роһниң йеңи йолида (Худаниң) қуллуғида болимиз» — оқурмән «Тәврат қануни»ға әмәл қилай десә, униңда 613 маддилиқ әмир-бәлгүлиминиң бар екәнлигини билиши керәк. Уларға әмәл қилиш биряқта турсун, уларни есидә чиң тутушла көп адәмләргә қийин келиши мүмкин. «Роһ» — Худаниң Муқәддәс Роһи.

7:6 Рим. 2:29; 2Кор. 3:6.

7:7 Мис. 20:17; Қан. 5:21; Рим. 3:20; Ибр. 7:18.

7:8 Юһ. 15:22; Рим. 4:15; 5:20; Гал. 3:19.

7:9 «бир чағларда қанунниң сиртида яшиғинимда ...» — буниң мәнаси бәлким: «Тәврат қануниниң мәндин немини тәләп қилидиғанлиғини чүшәнмәйдиған вақтимда,....». «қанун әмрини билишим биләнла...» — грек тилида «қанун әмри маңа кәлгәндила,....». «....гунаму җанлинип, мени өлүмгә елип барди» — мошу айәттики «өлүм» шүбһисизки, роһий җәһәттики өлүмни көрситиду.

7:10 «Әслидә кишигә һаятлиқ елип кәлсун дәп буйрулған қанунниң әмри ...» — мәсилән, «Қан.» 4:1ни көрүң.

7:12 1Тим. 1:8.

7:14 «бирақ мән болсам «әткә тәвә»дурмән, демәк гунаға қулдәк сетилғанмән» — «әткә тәвә» яки «әттә болған» тоғрилиқ кириш сөзни көрүң.

7:14 Йәш. 52:3.

7:15 Гал. 5:17.

7:18 Яр. 6:3,5; 8:21.

7:21 «Буниңдин өзүмдики шундақ бир қанунийәтни байқаймәнки, яхшилиқни қилмақчи болғинимда, яманлиқ һаман ичимдә маңа һәмраһ болиду» — грек тилида «қанунийәт» вә «қанун» бирла сөз билән ипадилиниду.

7:22 Әф. 3:16.

7:23 Гал. 5:17.

7:25 «Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға тәшәккүр болсун!» — демәк, у өзи қилалмайдиған ишни Худа Өзи қилған; башқичә ейтқанда, «Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ адәмни қутқузидиған Худаға тәшәккүр!». «шундақ қилип, қәлбим билән Худаниң қануниға итаәт қилимән, лекин әтлиримдә гуна садир қилдурғучи қанунийәткә итаәт қилимән» — төвәндики 8-бап, 8-9-айәтни көрүң.