6
Худаниң инсанларниң рәзиллигидин азаплиниши
Вә шундақ болдики, инсанлар йәр йүзидә көпийишкә башлиғанда, шундақла қизларму көпләп туғулғанда, Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң чирайлиқлиғини көрүп, халиғанчә таллап, өзлиригә хотун қилишқа башлиди.«Худаниң оғуллири» — бу тоғрилиқ төрт хил чүшәнчә бар: —
(1) инсан әмәс, бәлки әрштики бир хил затлар, пәриштиләр яки роһлардин ибарәттур.
(2) инсан әмәс, бәлки җинлар яки яман роһлардин ибарәттур.
(3) һәр җәһәттин адәттики инсанлардин жуқури адәмләр, падиша яки һөкүмдар.
(4) Қабилниң худасиз әвлатлиридәк әмәс, бәлки Худа йолида маңидиған шетниң ихласмән әвлатлиридур.
Биз биринчи көзқарашта болимиз; «Аюп» 1:6, 2:1, 38:7ни көрүң. Буниң сәвәвини «қошумчә сөз»имиздә беримиз.
  Йәһ. 6-7
У вақитта Пәрвәрдигар сөз қилип: —
— Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду; чүнки инсан әттур, халас. Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.«Инсан әттур» — «әт» дегән ибарә (вә униңға охшап кетидиған башқа ибариләр) инсанларниң гуналири билән мунасивәтлик һалда тилға елинғанда, дайим дегидәк инсанларниң гунаға әсир болуп қелишини, йәни өз етидики һәвәс-иштияқлириға әсир болуп қелишини тәкитләйду. «Әт» дегән сөз Муқәддәс Китапта мошу йәрдә биринчи қетим инсанниң тәбиитини көрсәткән. «Римлиқларға»дики кириш сөзниму көрүң. «Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду» — бу җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү яшавәрмәйду». Лекин бизниңчә Худа бу айәттә Өз Роһиниң адәмниң гунайини чәкләш үчүн униң виҗданида күрәш қилидиғанлиғини көрсәткән болуши керәк; бу тәрҗимини алди-кәйнидики баянларға әң мувапиқ тәрҗимә дәп қараймиз. Худа адәмниң гуналириға чәк қоюш үчүн униң өмригә чәк (120 яш) қойиду («Тесалоникалиқларға (2)»)дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.
Оқурмәнләр шуни байқайдуки, Нуһтин илгири адәмләр бир нәччә йүз жил яшайтти.
«Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун» дегәнниң башқа бир хил чүшәнчиси: «Бирақ уларға йәнила бир йүз жигирмә жил (топан кәлгичә) өмүр беримән».
Шу күнләрдә (вә шундақла кейинки күнләрдиму), Худаниң оғуллири инсанларниң қизлириниң йениға берип, улардин балиларни тапқинида, гигантлар йәр йүзидә пәйда болди. Булар болса қедимки заманлардики даңлиқ палван-батурлар еди. «гигантлар» — ибраний тилида «нәфилим» дегән сөз билән ипадилиниду. «Нәфилим» дегәнниң әслидики мәнаси «жиқилғанлар» болуши мүмкин. «даңлиқ палван-батурлар» — улар гәрчә «палван-батурлар» болсиму, улар Худаниң нәзиридә интайин рәзил еди (5-айәтни көрүң). Пәрвәрдигар инсанниң өткүзүватқан рәзиллиги йәр йүзидә көпийип кәткәнлигини, уларниң көңлидики нийәтлириниң һәр қачан яман болуватқинини көрди.«һәр қачан» — ибраний тилида «пүткүл күнидә».  Яр. 8:21; Аюп 15:16; Пәнд. 6:14; Йәр. 17:9; Мат. 15:19; Рим. 3:10,11,12; 8:6. Шуниң билән Пәрвәрдигар йәр йүзидә адәмни апиридә қилғиниға пушайман қилип, көңлидә азапланди. Буниң билән Пәрвәрдигар: —
Өзүм яратқан инсанни йәр йүзидин йоқитимән — инсандин тартип мал-чарвиларғичә, өмилигүчи һайванлардин асмандики қушларғичә, һәммисини йоқ қилимән; чүнки Мән уларни яратқинимға пушаймән қилдим, — деди.
Лекин Нуһ болса Пәрвәрдигарниң нәзиридә шәпқәт тапқан еди.
 
Нуһниң кемә ясиши
Нуһ вә униң иш-излири төвәндикичә: —
Нуһ һәққаний, өз дәвридикиләр арисида әйипсиз адәм еди; Нуһ Худа билән бир йолда меңип яшайтти.«Нуһ вә униң иш-излири төвәндикичә: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң үчинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Нуһниң тарихи» яки «нуһниң толидоти» (6:9-9:29) башлиниду («толидот» тоғрилиқ «кириш сөз»ни көрүң).  Яр. 5:22. 10 Нуһтин Шәм, Һам, Яфәт дегән үч оғул төрәлди.
11 Пүткүл җаһан Худаниң алдида рәзиллишип, һәммә йәр зораванлиққа толуп кәткән еди. 12 Худа йәр йүзигә нәзәр селивиди, мана, җаһан рәзилләшкән еди; чүнки барлиқ әт егилириниң йәр йүзидә қиливатқини юзуқчилиқ еди.«әт егилири» — бу ибарә Муқәддәс Китапта адәттә инсанларни көрситиду (6:3ниң изаһатиниму көрүң).
Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 19-айәттә) һайванларни өз ичигә алиду (6:4ни көрүң).
«Барлиқ әт егилириниң ... қиливатқини юзуқчилиқ еди» — ибраний тилида «барлиқ әт егилири... өз йолини бузған еди».
13 Шуниң билән Худа Нуһқа: —
Мана, алдимға барлиқ әт егилириниң заваллиғи йетип кәлди; чүнки пүткүл йәр-җаһанни уларниң сәвәвидин зораванлиқ қаплиди. Мана, Мән уларни йәр билән қошуп һалак қилимән. 14 Әнди сән өзүңгә гофәр яғичидин бир кемә ясап, кеминиң ичидә бөлмә-ханиларни қилип, ичи-тешини қаримай билән суга.«гофәр яғичи» — яки «арча яғичи». «кемә» — мошу йәрдә «сандуқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Узунлуғи, кәңлиги вә егизлиги вә буларниң бир-биригә болған нисбити һазирқи замандики әң чоң кемиләрниңкигә охшап кетиду. Лекин шәкли пәқәт сандуқтәк еди. Сәвәви, шу кеминиң мәхсити деңизда меңиш әмәс, пәқәт ләйләп жүрәштин ибарәт еди. 15 Сән уни шундақ ясиғин: — Узунлуғи үч йүз гәз, кәңлиги әллик гәз вә егизлиги оттуз гәз болсун.«гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди. 16 Кеминиң пешайвини астиға бир очуқчилиқ яса, униң егизлиги бир гәз болсун; ишигини кеминиң йенифа орунлаштур; кемини асти, оттура вә үсти қилип үч қәвәт яса.«Кеминиң пешайвини астиға бир очуқчилиқ яса» — бу җүмлиниң көп хил тәрҗимилири бар, лекин асасий мәнаси охшаш.
17 Чүнки мана, Мән Өзүм асманниң астидики һаятлиқ тиниқи барлиги һәр бир әт егисини һалак қилидиған су топанни йәр йүзигә кәлтүримән; буниң билән йәр йүзидики барлиқ мәхлуқлар тиниқидин тохтайду. 18 Лекин сән билән әһдәмни түзимән. Сән өзүң, оғуллириң, аялиң вә келинлириңни елип бирликтә кемигә кириңлар.1Пет. 3:20; 2Пет. 2:5. 19 Өзүң билән тәң тирик сақлап қелиш үчүн, барлиқ җандарлардин һәр қайсисидин бир җүп, йәни әркикидин бирини, чишидин бирини кемигә елип киргин;«барлиқ җандарлар» — ибраний тилида «әт егилиридин».
Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 7:15дә) һайванларни өз ичигә алиду.
20 Тирик қелиш үчүн қушларниң һәр бир түрлиридин, мал-чарвиларниң һәр бир түрлиридин вә йәрдә өмилигүчи җаниварларниң һәр бир түрлиридин бир җүпи қешиңға кириду. 21 Өзүң вә уларниң озуқлуғи үчүн һәр хил йемәкликләрдин елип, йениңға ғәмлигин, — деди.
22 Нуһ шундақ қилди; Худа өзигә буйруған һәммә ишни у беҗа кәлтүрди.Яр. 7:5; Ибр. 11:7.
 
 

6:2 «Худаниң оғуллири» — бу тоғрилиқ төрт хил чүшәнчә бар: — (1) инсан әмәс, бәлки әрштики бир хил затлар, пәриштиләр яки роһлардин ибарәттур. (2) инсан әмәс, бәлки җинлар яки яман роһлардин ибарәттур. (3) һәр җәһәттин адәттики инсанлардин жуқури адәмләр, падиша яки һөкүмдар. (4) Қабилниң худасиз әвлатлиридәк әмәс, бәлки Худа йолида маңидиған шетниң ихласмән әвлатлиридур. Биз биринчи көзқарашта болимиз; «Аюп» 1:6, 2:1, 38:7ни көрүң. Буниң сәвәвини «қошумчә сөз»имиздә беримиз.

6:2 Йәһ. 6-7

6:3 «Инсан әттур» — «әт» дегән ибарә (вә униңға охшап кетидиған башқа ибариләр) инсанларниң гуналири билән мунасивәтлик һалда тилға елинғанда, дайим дегидәк инсанларниң гунаға әсир болуп қелишини, йәни өз етидики һәвәс-иштияқлириға әсир болуп қелишини тәкитләйду. «Әт» дегән сөз Муқәддәс Китапта мошу йәрдә биринчи қетим инсанниң тәбиитини көрсәткән. «Римлиқларға»дики кириш сөзниму көрүң. «Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү күрәш қиливәрмәйду» — бу җүмлиниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң Роһум инсанлар билән мәңгү яшавәрмәйду». Лекин бизниңчә Худа бу айәттә Өз Роһиниң адәмниң гунайини чәкләш үчүн униң виҗданида күрәш қилидиғанлиғини көрсәткән болуши керәк; бу тәрҗимини алди-кәйнидики баянларға әң мувапиқ тәрҗимә дәп қараймиз. Худа адәмниң гуналириға чәк қоюш үчүн униң өмригә чәк (120 яш) қойиду («Тесалоникалиқларға (2)»)дики «қошумчә сөз»имизниму көрүң. Оқурмәнләр шуни байқайдуки, Нуһтин илгири адәмләр бир нәччә йүз жил яшайтти. «Кәлгүсидә уларниң өмри пәқәт бир йүз жигирмә яштин ашмисун» дегәнниң башқа бир хил чүшәнчиси: «Бирақ уларға йәнила бир йүз жигирмә жил (топан кәлгичә) өмүр беримән».

6:4 «гигантлар» — ибраний тилида «нәфилим» дегән сөз билән ипадилиниду. «Нәфилим» дегәнниң әслидики мәнаси «жиқилғанлар» болуши мүмкин. «даңлиқ палван-батурлар» — улар гәрчә «палван-батурлар» болсиму, улар Худаниң нәзиридә интайин рәзил еди (5-айәтни көрүң).

6:5 «һәр қачан» — ибраний тилида «пүткүл күнидә».

6:5 Яр. 8:21; Аюп 15:16; Пәнд. 6:14; Йәр. 17:9; Мат. 15:19; Рим. 3:10,11,12; 8:6.

6:9 «Нуһ вә униң иш-излири төвәндикичә: —» — мошу җүмлә билән «Аләмниң Яритилиши»ниң үчинчи «толидот»и («тарихи»), йәни «Нуһниң тарихи» яки «нуһниң толидоти» (6:9-9:29) башлиниду («толидот» тоғрилиқ «кириш сөз»ни көрүң).

6:9 Яр. 5:22.

6:12 «әт егилири» — бу ибарә Муқәддәс Китапта адәттә инсанларни көрситиду (6:3ниң изаһатиниму көрүң). Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 19-айәттә) һайванларни өз ичигә алиду (6:4ни көрүң). «Барлиқ әт егилириниң ... қиливатқини юзуқчилиқ еди» — ибраний тилида «барлиқ әт егилири... өз йолини бузған еди».

6:14 «гофәр яғичи» — яки «арча яғичи». «кемә» — мошу йәрдә «сандуқ» дегән сөз билән ипадилиниду. Узунлуғи, кәңлиги вә егизлиги вә буларниң бир-биригә болған нисбити һазирқи замандики әң чоң кемиләрниңкигә охшап кетиду. Лекин шәкли пәқәт сандуқтәк еди. Сәвәви, шу кеминиң мәхсити деңизда меңиш әмәс, пәқәт ләйләп жүрәштин ибарәт еди.

6:15 «гәз» — Муқәддәс Китапта ишлитилгән «гәз» адәмниң қолниң җәйнәктин бармақниң учиғичә болған арилиғи (тәхминән 45 сантиметр) еди.

6:16 «Кеминиң пешайвини астиға бир очуқчилиқ яса» — бу җүмлиниң көп хил тәрҗимилири бар, лекин асасий мәнаси охшаш.

6:18 1Пет. 3:20; 2Пет. 2:5.

6:19 «барлиқ җандарлар» — ибраний тилида «әт егилиридин». Бәзи вақитларда «әт егилири» (мәсилән, 7:15дә) һайванларни өз ичигә алиду.

6:22 Яр. 7:5; Ибр. 11:7.