8
Муқәддәс роһтики һаятлиқ қанунийити
Хуласилисақ, Мәсиһ Әйсада болғанлар гунаниң җазасиға мәһкүм болмайду. Чүнки Мәсиһ Әйсада болған һаятлиқни бәхш етидиған Роһниң қанунийити адәмни гунаға вә өлүмгә елип баридиған қанунийәттин силәрни халас қилди.«силәрни халас қилди» — бәзи кона көчүрмә орам язмиларда «мени халас қилди» дәп йезилиду.  Юһ. 8:36; Рим. 6:18, 22; Гал. 5:1. Чүнки гуналиқ әт елип келидиған аҗизлиқ түпәйлидин Тәврат қануни қилалмиғанни Худаниң Өзи қилди; У Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип, әттики мәвҗут гунани өлүмгә мәһкүм қиливәтти;«У (Худа) Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунаға қурбанлиқ сүпитидә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип» — Әйса Мәсиһ пүтүнләй инсан болди, униң тени бизниң тенимизгә охшаш, бирақ униң ети «гунакар әт» әмәс еди; шуңа Павлус униң: «гунакар әткә охшайдиған әтлик қияпәт»лик тәндә дунияға кәлгәнлигини баян қилиду.  Рос. 13:39; Рим. 3:28; Гал. 2:16; Ибр. 7:18. буниң билән муқәддәс қанунниң һәққаний тәливи әткә әгәшмәйдиған, бәлки Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду.«муқәддәс қанунниң һәққаний тәливи... (Муқәддәс) Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду» — «қанунниң һәққаний тәливи» — кириш сөзимиздә «ишәнгүчиләрниң Тәврат қануни билән мунасивити тоғрилиқ» язғинимизни көрүң.
Чүнки әткә бойсунидиғанлар әткә хас ишларниң ойида жүриду; Муқәддәс Роһқа бойсунидиғанлар болса, шу Роһқа аит ишларниң ойида жүриду.«Муқәддәс Роһ» — грек тилида «Роһ». 6-, 13-, 23-, 26- вә 27-айәттиму шундақ.  1Кор. 2:14. Әттики ой-нийәтләр адәмни өлүмгә елип бариду; Муқәддәс Роһқа аит ой-нийәтләр һаятлиқ вә хатирҗәм-аманлиқтур; чүнки әттики ой-нийәтләр Худаға дүшмәнликтур; чүнки әт Худаниң қануниға бойсунмайду һәм һәтта униңға бойсунуши мүмкин әмәс; әттә болғанлар Худани хурсән қилалмайду.
Амма силәргә кәлсәк, пәқәт Худаниң Роһи дәрвәқә ичиңларда яшаватқан болса, силәр әттә әмәс, бәлки Роһта яшайсиләр. Амма Мәсиһниң Роһиға егә болмиған адәм болса, у Мәсиһкә мәнсуплардин әмәс. 1Кор. 3:16. 10 Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур. «Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур» — демәк, бириси етиқат арқилиқ Худаниң һәққанийлиғиға еришкән болса, шу һаман мәңгүлүк һаят униң роһида башлиниду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «һәққанийлиқ түпәйлидин (Муқәддәс) Роһ силәрниң һаятиңлар болди». 11 Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду.«Мәсиһ Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчи» — Худа, әлвәттә. «Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин Тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду» — бу баянни икки тәрәптә чүшәнгили болиду: (1) Худа қиямәт күнидә бу дунияда өлидиған тенимизни тирилдүриду; (2) тенимиз бу дунияда гуна түпәйлидин «өлүмгә мәһкүм болған» (10-айәт), лекин Худа бизгә Өз Роһи арқилиқ һаят өткүзүп, тенимизни күчәйтип җанландуриду. Бизниңчә һәр икки мәнаси тоғридур.  Рим. 6:4, 5; 1Кор. 6:14; 2Кор. 4:14; Әф. 2:5; Кол. 2:13.
12 Шуниң үчүн, қериндашлар, биз әткә қәриздар әмәс, йәни униңға әгишип яшашқа қәриздар әмәсмиз. 13 Чүнки әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр; лекин Муқәддәс Роһқа тайинип әттики қилмишларни өлүмгә мәһкүм қилсаңлар, яшайсиләр. «... Әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр» — грек тилида «... Әткә әгишип яшисаңлар, өлисиләр». 14 Чүнки кимләрки Худаниң Роһиниң йетәкчилигидә яшиса, шуларниң һәммиси Худаниң пәрзәнтлиридур. Гал. 5:18. 15 Чүнки силәр қобул қилған роһ қуллуққа аит әмәс, шундақла силәрни қайта қорқунучқа салғучи бир хил роһ әмәс, бәлки силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр; У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилимиз. «...силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр» — «оғуллуққа елип баридиған» — «Худаға оғул болушқа елип баридиған», демәк. Грек тилида бу сөз адәттә бирисиниң житим балини өз оғлум дәп қобул қилип беқивелишини көрситиду. «У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилими» — «Абба» дегән сөз ибраний тили болуп, «сөйүмлүк ата» дегән мәнидә. «Абба» һәм сөйүмлүк мунасивәтни һәм һөрмәтни билдүриду. Павлус ибраний тилидики бу сөзни грек тилида сөзләйдиған Рим шәһиридики етиқатчиларға мошу йәрдә тонуштуриду.  Йәш. 56:5; 1Кор. 2:12; Гал. 3:26; 4:5, 6; 2Тим. 1:7. 16 Роһ бизниң өз роһумиз билән биллә бизниң Худаниң балилири екәнлигимизгә гувалиқ бериду. 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 1:13; 4:30. 17 Худаниң балилири екәнмиз, әнди мирасхорларму болимиз — Худаниң мирасхорлири һәмдә Мәсиһ билән тәң мирасхор болимиз — пәқәтла униң билән тәң азап-оқубәт тартсақла, униң билән шан-шәрәптин тәң бәһримән болимиз.2Тим. 2:11,12.
 
Кәлгүсидики шан-шәрәп
18 Чүнки мән һазирқи азап-оқубәтләрниң кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ дәп һесаплаймән. «кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ» — «һеч селиштурғучилиғи йоқ» грек тилида «селиштурушқа әрзимәйду». «Биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бизгә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр...». Бирақ кейинки айәткә қариғанда тәрҗимимиз тоғридур.  Мат. 5:12; 2Кор. 4:10, 17; Фил. 3:20; 1Пет. 4:13; 1Юһа. 3:1, 2. 19 Чүнки пүткүл каинат Худаниң оғуллириниң аян қилинишини интизарлиқ билән күтмәктә. 20-21 Чүнки яритилған каинат Худаниң ләнити астида қелип, бимәниликкә чөктүрүлди. Бу, каинатниң өз ихтияри билән әмәс, бәлки уни чөктүргүчиниң ирадиси билән болди вә шундақ үмүти билән болдики, каинат өзиму чириштин болған қуллуқтин қутқузулуп, Худаниң пәрзәнтлиригә беғишлинидиған шан-шәрәпкә тәвә болған һөрлүккә ериштүрүлүштин ибарәт еди.
22 Чүнки пүткүл каинатниң һазирғичә налә-пәряд көтирип, туғут толғиғиниң азавини бирликтә тартиватқанлиғини билимиз. Вәһ. 5:13 23 Ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә Худаниң оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз.«...Худаниң оғуллири сүпитидә қобул қилинишимиз...» — грек тилида «оғуллуққа қобул қилинишимизни». «ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә (Худаниң) оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз» — бу айәттики үч нуқта тоғрилиқ тохтилимиз; (1) «Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевиси»; бу ибариниң бәлким икки җәһәти бар: (а) Муқәддәс Роһ барлиқ ишәнгүчиләрдә Худаниң мевисини, йәни муһәббәт, шатлиқ, хатирҗәмлик қатарлиқларни чиқириду; бу мевә болса Худаниң падишалиғиниң бу дунияда чиқарған тунҗа мевисидур вә шундақла униң реаллиғиға испат болиду (14:17ни көрүң); (ә) ишәнгүчиләр өзлиридә чиқирилған бу мевидин бәһримән болуп, униңдин Худаниң падишалиғиниң кәлгүсидә пүткүл дунияға, җүмлидин өзлириниң һәммиси үстигә толуқ һөкүмранлиқ қилидиғанлиғиға испат һәм капаләт дәп билиду; (2) «оғул сүпитидә қобул қилиниш» — кона заманларда мөтивәр адәм мәлум намрат яки «җәмийәттә орни йоқ» бир яш кишини беқивалмақчи болса, җамаәтни чоң сорунға чақирип уни «өз оғлум», «өз қизим» дәп җакалайтти. Расул Худаму кәлгүсидә аләм алдида ишәнгүчиләрни «Өз оғлум» дәп шундақ җакалайдиғанлиғини көрсәтмәкчи. (3) «тенимизниң ниҗаттики һөрлүккә чиқирилиши» — һазир ишәнгүчиләргә Худаниң ниҗат-илтипати билән йеңи роһи, йеңи қәлби бар; Мәсиһ Әйса биз үчүн еришкән ниҗатта йәнә «йеңи тенимиз»му бар, қиямәт күнидә уни У бизгә бериду.  Луқа 21:28.
24 Биз үмүткә бағланғачқа тқузулған екәнмиз. Лекин үмүт қилинған нәрсә көрүлгән болса, у йәнә үмүт боламду? Кимму көз алдидики нәрсини үмүт қилсун? 25 Бирақ, техи көрмигинимизгә үмүт бағлиған екәнмиз, уни сәвирчанлиқ билән күтүшимиз керәктур.
26 Шуниңдәк, инсаний аҗизлиғимизда Муқәддәс Роһ келип бизгә ярдәм қилиду; чүнки қандақ дуа қилишимиз керәклигини билмәймиз. Лекин Роһниң Өзи ипадилигүсиз налә-пәряд билән биз үчүн Худаниң алдида туруп дуа-тилавәт қилмақта. «...инсаний аҗизлиғимизда Муқәддәс Роһ келип бизгә ярдәм қилиду... » — «Муқәддәс Роһ» — грек тилида пәқәт «Роһ» дейилиду.  Мат. 20:22; Яқ. 4:3. 27 Инсанларниң қәлбини инчикиләп күзитип Қариғучи болса, Муқәддәс Роһниң ой-нийәтлириниң немә екәнлигини билиду; чүнки У Худаниң ирадиси бойичә муқәддәс бәндилири үчүн Худаниң алдида дуа қилип өтүнмәктә. 28 Шундақла шуни билимизки, пүткүл ишлар Худани сөйидиғанларниң, йәни униң мәхсәт-муддиаси бойичә чақирилғанларниң бәхит-бәрикитигә бирликтә хизмәт қилмақта. 29 Чүнки Худа алдин көңлигә пүккәнкишиләрни, уларниң кәлгүсидә Өз Оғлиниң образиға охшаш болидиғинини, Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән. «Худа... Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән» — «тунҗа оғул» биринчи орунда, мошу йәрдә пүткүл аләмдә биринчи орунда туриду, әлвәттә. «Зәб.» 88:28ни көрүң.  Кол. 1:18. 30 Алдин бекиткән кишиләрни У чақирди, чақирған кишиләрни У һәққаний қилди; һәққаний қилғанларға У шан-шәрәп ата қилди.
 
Худаниң меһир-муһәббитиниң күчлүклиги
31 Ундақта, бу ишларға йәнә немә дәйли? Худа биз тәрәптә турған екән, кимму бизгә қарши чиқалисун?! Чөл. 14:8. 32 Өз Оғлиниму айимай, Уни һәммимиз үчүн пида йолиға тапшурған Худа, Униңға қошуп һәммини бизгә шәртсиз ата қилмай қаларму? Яр. 22:12; Йәш. 53:5; Юһ. 3:16. 33 Кимму Худаниң таллиғанлири үстидин шикайәт қилалисун?! Худа һәққаний қилған йәрдә, Йәш. 50:8. 34 кимму гунаға мәһкүм қилалисун? Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн Худаниң алдида туруп дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ шундақ қиларму?! «Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн ... дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ» — «Худаниң оң йенида» болса аләмниң әң жуқури җайи, һәммини башқуридиған йәр.  Ибр. 7:25. 35 Ким бизни Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветәлисун? Җапа-мушәққәтму, дәрд-әләмму, зиянкәшликму, ачарчилиқму, ялаңачлиқму, хейим-хәтәрму яки қиличму? 36 Муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: —
«Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз,
Боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз».«Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз, боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз» — «Зәб.» 43:23 — нәқил көлтүрүлгән бу айәт бойичә ишәнгүчиләр Худаниң йолида, Худани дәп көп җапа-мушәққәтләргә вә зиянкәшликкә учриши мүмкин.  Зәб. 43:23; 1Кор. 4:9; 2Кор. 4:11.
37 Бирақ бизни Сөйгүчигә тайинип буларниң һәммисидә ғалипларниң ғаливи болмақтимиз; 38 Шуниңға қәтъий қайил қилиндимки, мәйли өлүм болсун һаятлиқ болсун, пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун, һазирқи ишлар яки кәлгүсидики ишлар болсун, һәр қандақ роһий күчләр болсун, «пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун,...» — «җин-шәйтан һөкүмранлар» болса грек тилида пәқәт «һөкүмранлар»ла дейилиду. Инҗилда бу сөз адәттә җин-шәйтанларни көрситиду («Әф.» 6:12ни көрүң). «һәр қандақ роһий күчләр болсун» — грек тилида «һәр қандақ күчләр болсун». 39 пәләк болсун һаң болсун, шундақла пүткүл каинатта яритилған һәр қандақ башқа бир шәйи болсун, бизни Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған Худаниң меһир-муһәббитидин һеч қачан айривәткүчи болалмайду.
 
 

8:2 «силәрни халас қилди» — бәзи кона көчүрмә орам язмиларда «мени халас қилди» дәп йезилиду.

8:2 Юһ. 8:36; Рим. 6:18, 22; Гал. 5:1.

8:3 «У (Худа) Өз Оғлини гунакар әтлик қияпәттә гунаға қурбанлиқ сүпитидә гунани бир тәрәп қилишқа әвәтип» — Әйса Мәсиһ пүтүнләй инсан болди, униң тени бизниң тенимизгә охшаш, бирақ униң ети «гунакар әт» әмәс еди; шуңа Павлус униң: «гунакар әткә охшайдиған әтлик қияпәт»лик тәндә дунияға кәлгәнлигини баян қилиду.

8:3 Рос. 13:39; Рим. 3:28; Гал. 2:16; Ибр. 7:18.

8:4 «муқәддәс қанунниң һәққаний тәливи... (Муқәддәс) Роһқа әгишип маңидиған бизләрдә әмәлгә ашурулиду» — «қанунниң һәққаний тәливи» — кириш сөзимиздә «ишәнгүчиләрниң Тәврат қануни билән мунасивити тоғрилиқ» язғинимизни көрүң.

8:5 «Муқәддәс Роһ» — грек тилида «Роһ». 6-, 13-, 23-, 26- вә 27-айәттиму шундақ.

8:5 1Кор. 2:14.

8:9 1Кор. 3:16.

8:10 «Лекин Мәсиһ қәлбиңларда болса, тениңлар гуна түпәйлидин өлүмниң илкидә болсиму, һәққанийлиқ түпәйлидин роһуңлар һаяттур» — демәк, бириси етиқат арқилиқ Худаниң һәққанийлиғиға еришкән болса, шу һаман мәңгүлүк һаят униң роһида башлиниду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «һәққанийлиқ түпәйлидин (Муқәддәс) Роһ силәрниң һаятиңлар болди».

8:11 «Мәсиһ Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчи» — Худа, әлвәттә. «Һалбуки, өлгән Әйсани өлүмдин Тирилдүргүчиниң Өзидики Роһ силәрдә яшиса, Мәсиһни өлүмдин Тирилдүргүчи қәлбиңларда яшаватқан Роһи арқилиқ өлидиған тениңларниму һаяти күчкә егә қилиду» — бу баянни икки тәрәптә чүшәнгили болиду: (1) Худа қиямәт күнидә бу дунияда өлидиған тенимизни тирилдүриду; (2) тенимиз бу дунияда гуна түпәйлидин «өлүмгә мәһкүм болған» (10-айәт), лекин Худа бизгә Өз Роһи арқилиқ һаят өткүзүп, тенимизни күчәйтип җанландуриду. Бизниңчә һәр икки мәнаси тоғридур.

8:11 Рим. 6:4, 5; 1Кор. 6:14; 2Кор. 4:14; Әф. 2:5; Кол. 2:13.

8:13 «... Әткә әгишип яшисаңлар, һалак болисиләр» — грек тилида «... Әткә әгишип яшисаңлар, өлисиләр».

8:14 Гал. 5:18.

8:15 «...силәр оғуллуққа елип баридиған Роһни қобул қилғансиләр» — «оғуллуққа елип баридиған» — «Худаға оғул болушқа елип баридиған», демәк. Грек тилида бу сөз адәттә бирисиниң житим балини өз оғлум дәп қобул қилип беқивелишини көрситиду. «У арқилиқ «Абба, ата!» дәп нида қилими» — «Абба» дегән сөз ибраний тили болуп, «сөйүмлүк ата» дегән мәнидә. «Абба» һәм сөйүмлүк мунасивәтни һәм һөрмәтни билдүриду. Павлус ибраний тилидики бу сөзни грек тилида сөзләйдиған Рим шәһиридики етиқатчиларға мошу йәрдә тонуштуриду.

8:15 Йәш. 56:5; 1Кор. 2:12; Гал. 3:26; 4:5, 6; 2Тим. 1:7.

8:16 2Кор. 1:22; 5:5; Әф. 1:13; 4:30.

8:17 2Тим. 2:11,12.

8:18 «кәлгүсидә биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләргә һеч селиштурғучилиғи йоқ» — «һеч селиштурғучилиғи йоқ» грек тилида «селиштурушқа әрзимәйду». «Биздә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр» — башқа бир хил тәрҗимиси: «бизгә ашкарилинидиған шан-шәрәпләр...». Бирақ кейинки айәткә қариғанда тәрҗимимиз тоғридур.

8:18 Мат. 5:12; 2Кор. 4:10, 17; Фил. 3:20; 1Пет. 4:13; 1Юһа. 3:1, 2.

8:22 Вәһ. 5:13

8:23 «...Худаниң оғуллири сүпитидә қобул қилинишимиз...» — грек тилида «оғуллуққа қобул қилинишимизни». «ялғуз каинат әмәс, һәтта бизму, йәни Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевисидин бәһримән болған бизләрму дилимизда налә-пәряд көтәрмәктимиз һәмдә (Худаниң) оғуллири сүпитидә қобул қилинишимизни, йәни тенимизниң ниҗатниң һөрлүгигә чиқирилишини интизарлиқ билән күтмәктимиз» — бу айәттики үч нуқта тоғрилиқ тохтилимиз; (1) «Муқәддәс Роһниң тунҗа чиқарған мевиси»; бу ибариниң бәлким икки җәһәти бар: (а) Муқәддәс Роһ барлиқ ишәнгүчиләрдә Худаниң мевисини, йәни муһәббәт, шатлиқ, хатирҗәмлик қатарлиқларни чиқириду; бу мевә болса Худаниң падишалиғиниң бу дунияда чиқарған тунҗа мевисидур вә шундақла униң реаллиғиға испат болиду (14:17ни көрүң); (ә) ишәнгүчиләр өзлиридә чиқирилған бу мевидин бәһримән болуп, униңдин Худаниң падишалиғиниң кәлгүсидә пүткүл дунияға, җүмлидин өзлириниң һәммиси үстигә толуқ һөкүмранлиқ қилидиғанлиғиға испат һәм капаләт дәп билиду; (2) «оғул сүпитидә қобул қилиниш» — кона заманларда мөтивәр адәм мәлум намрат яки «җәмийәттә орни йоқ» бир яш кишини беқивалмақчи болса, җамаәтни чоң сорунға чақирип уни «өз оғлум», «өз қизим» дәп җакалайтти. Расул Худаму кәлгүсидә аләм алдида ишәнгүчиләрни «Өз оғлум» дәп шундақ җакалайдиғанлиғини көрсәтмәкчи. (3) «тенимизниң ниҗаттики һөрлүккә чиқирилиши» — һазир ишәнгүчиләргә Худаниң ниҗат-илтипати билән йеңи роһи, йеңи қәлби бар; Мәсиһ Әйса биз үчүн еришкән ниҗатта йәнә «йеңи тенимиз»му бар, қиямәт күнидә уни У бизгә бериду.

8:23 Луқа 21:28.

8:26 «...инсаний аҗизлиғимизда Муқәддәс Роһ келип бизгә ярдәм қилиду... » — «Муқәддәс Роһ» — грек тилида пәқәт «Роһ» дейилиду.

8:26 Мат. 20:22; Яқ. 4:3.

8:29 «Худа... Оғлиниң нурғун қериндашлири арисидики тунҗа оғли болидиғинини алдин бәлгүлигән» — «тунҗа оғул» биринчи орунда, мошу йәрдә пүткүл аләмдә биринчи орунда туриду, әлвәттә. «Зәб.» 88:28ни көрүң.

8:29 Кол. 1:18.

8:31 Чөл. 14:8.

8:32 Яр. 22:12; Йәш. 53:5; Юһ. 3:16.

8:33 Йәш. 50:8.

8:34 «Өлгән, шундақла тирилгән вә Худаниң оң йенида туруватқан, һәмдә биз үчүн ... дуа-тилавәт қиливатқан Мәсиһ» — «Худаниң оң йенида» болса аләмниң әң жуқури җайи, һәммини башқуридиған йәр.

8:34 Ибр. 7:25.

8:36 «Сени дәп күн бойи қирилмақтимиз, боғузлинишни күтүп турған қойлардәк һесапланмақтимиз» — «Зәб.» 43:23 — нәқил көлтүрүлгән бу айәт бойичә ишәнгүчиләр Худаниң йолида, Худани дәп көп җапа-мушәққәтләргә вә зиянкәшликкә учриши мүмкин.

8:36 Зәб. 43:23; 1Кор. 4:9; 2Кор. 4:11.

8:38 «пәриштиләр болсун җин-шәйтан һөкүмранлар болсун,...» — «җин-шәйтан һөкүмранлар» болса грек тилида пәқәт «һөкүмранлар»ла дейилиду. Инҗилда бу сөз адәттә җин-шәйтанларни көрситиду («Әф.» 6:12ни көрүң). «һәр қандақ роһий күчләр болсун» — грек тилида «һәр қандақ күчләр болсун».