2
Чүнки мәндә силәр үчүн, Лаодикийәдикиләр үчүн, шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн нәқәдәр зор күрәшниң болуватқанлиғини силәргә билгүзмәкчимән;«шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн...» — грек тилида: «шуниңдәк әтниң җәһәтидә йүзумни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн...». Шүбһисизки, расул җамаәттә роһ җәһәтидин бир-биримизни тонушимиз мүмкин, демәкчи. күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур;«күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур» — демисәкму, бу «күришим» роһий җәһәттин, дуа-тилавәтләр билән һәр түрлүк җин-шәйтанлар билән қаришилиштики күрәш, әлвәттә.  Йәш. 53:11; Йәр. 9:22; Юһ. 17:3; Фил. 3:8. чүнки Униңда даналиқниң вә билимниң барлиқ байлиқлири йошурунғандур.1Кор. 1:24.
Мениң буни дейишим, һеч кимниң силәрни қайил қиларлиқ силиқ-сипайә гәплири билән алдимаслиғи үчүндур;Әф. 5:6; Кол. 2:18. чүнки гәрчә тән җәһәтидин силәрдин нери болсамму, роһ җәһәтидин мән силәр билән биллимән, силәрниң сәптә туруватқиниңларға вә Мәсиһгә бағлиған етиқатиңларниң чиңлиғиға қарап шатлинимән.1Кор. 5:3; 14:40. Мәсиһ, Рәб Әйсани қандақ қобул қилған болсаңлар, шу һалда Униңда меңиңлар, силәр тәлим берилгәндәк Униңда йилтиз тартип, етиқатиңлар қурулуватқан һалда, етиқатта хатирҗәм қилинип, рәхмәт ейтишлар билән ташқинлап турғучи болуңлар;1Кор. 1:5; Әф. 3:17. һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар;«һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар» — «асасий қаидә-қанунийәтләр» дегән муһим ибарә тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Рим. 16:17; Ибр. 13:9. чүнки Униңда, йәни Мәсиһдә, Худаниң барлиқ мукәммәл җәвһири тән шәклидә туриду; 10 вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр; «вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр» — «силәр Униңда ... мукәммәлдурсиләр» дегән муһим ибарә тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.
«барлиқ һөкүмдарлар... һәм һоқуқдарлар...» — һәм асмандики һәм зиминдики барлиқ һоқуққа егә болғанлар.
  Юһ. 1:16. 11 силәр Униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән гуналиқ әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр; «силәр униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән гуналиқ әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр» — бу айәттики сүннәт адәмниң тенидә әмәс, бәлки роһ-қәлбидидур, әлвәттә. Демисәкму, «әтлик тән» дегән ибаридә «әт» дегән сөз Инҗилдики алаһидә мәнидә ишлитилиду, йәни инсаний гунаға әсир болған тәбиәтни көрситиду.
«Римлиқларға»дики «әт» тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң.
«Мәсиһниң сүннити» «Мәсиһниң Өзи қилидиған сүннәт», яки «Мәсиһниң өлүми»ни көрситиду. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөзимиз»ни көрүң.
  Қан. 10:16; Йәр. 4:4; Рим. 2:29; Фил. 3:3. 12 Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән Униң билән тәң тирилгәнсиләр.«Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән униң билән тәң тирилгәнсиләр» — бу айәттики «чөмүлдүрүлүш» алди билән суға чөмүлдүрүлүшни көрсәткини билән, у йәнә бәрибир «роһқа чөмүлдүрүлүш»ниму көрситиду. Йәнә жуқуриқи «суннәт» тоғрилиқ «қошумчә сөзимиз»ни көрүң.  Рим. 6:4; Гал. 3:27; Әф. 1:19; 3:7.
13 Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму, У силәрни Мәсиһ билән биллә җанландурди; һәммә итаәтсизликлиримизни кәчүрүм қилип, «Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму,...» — «әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар» уларниң әслидә (һәммимиз Мәсиһсиз болған вақтимиздикидәк) өз «гуналиқ әт»имизгә әсир-қул болғанлиғимизни көрситиду.  Әф. 2:1. 14 бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; У уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди. «бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; у уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди» — бу интайин муһим айәт тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөзимиз»ни көрүң. Грек тилида «Униң крестигә миқлатқузди». 15 У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, кресттә уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди. «У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, кресттә уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди» — бу айәттики «һөкүмдарлар вә һоқуқдарлар» болса җин-шәйтанлар; Мәсиһ улардин алған олҗа болса Өзигә етиқат бағлиған, әслидә җин-шәйтанларниң илкидә турған бизләрни көрситиду, әлвәттә! Башқа бир хил тәрҗимиси «...һөкүмдарларни... қуралсиз қилип...».  Яр. 3:15; Мат. 12:29; Луқа 11:22; Юһ. 12:31; 16:11.
16 Әнди һеч кимниң йемәк-ичмәк, һейт-байрамлар, «йеңи ай» яки шабат күнләр җәһәтлиридә силәрниң үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар; Лав. 11:2; 23:2; Рим. 14:2; Гал. 4:10. 17 бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур!«бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур!» — «җисми» — демәк, «көләңгүни йәргә ташлиған җисим». Бу муһим айәт тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.  Ибр. 8:5; 10:1.
18 Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар; мошундақ кишиләр гуналиқ әтлиридики ой-пикирлири билән һакавурлишип, көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур; «Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һеч кимниң.... үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар...». «Дәвәт қилип» дегән ибарә «бу ишлардин сөйүнүп» дегән мәнасиниму өз ичигә алиду. «мошундақ кишиләр гуналиқ әтлиридики ой-пикирлири билән...» — демәк, ой-пикирлири Муқәддәс Роһтин әмәс, бәлки өз гуналиқ әтлири тәрипидин башқурулидиғандур. «көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур» — бәзи кона тексттики көчүрмиләрдә «көрмигән көрүнүшләргә есиливалмақтидур» дейилиду. Бизниңчә «көргән» дәп оқуш тоғридур; бу кишиләр көргән «көрүнүшләр» өзиниң хам хияллиридин чиққан, әлвәттә.  Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1. 19 Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур; лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта.«Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур. Лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта» — «баш» болса Мәсиһдур. Мәсиһниң Өз тени болған җамаәтниң бешидур. «Тән» — җамаәт.
20-21 Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар, немишкә (бу дунияда яшиғанлардәк) «Тутма!» «Тетима!» «Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләргә риайә қилисиләр «Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар...» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Гал. 4:9. 22 (бундақ бәлгилимиләр илкидики нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду)? Мошундақ бәлгүлимиләр пәқәт инсанлардин чиққан көрсәтмиләр вә тәлимләрдин ибарәт, халас; «бундақ бәлгүлимиләр илкидики нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду» — демәк «Тутма! Тетима! Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләрниң һәммиси Худа алдида әң муһим иш болған инсанниң ички дунияси билән әмәс, бәлки йемәк-ичмәк қатарлиқлар билән мунасивәтликтур.  Йәш. 29:13; Мат. 15:9; Тит. 1:14. 23 уларда дәрвәқә бир хил пидаийларчә ибадәт, кичик пеиллиқ вә өз тенигә қарита қаттиқ қоллуқ болушни дәвәт қилиш болғачқа, уларда даналиқниң көрүнүши бар; әмәлийәттә бундақ даналиқниң пайдиси йоқтур — улар пәқәт әттики һәвәсләргә йол қойидула, халас.1Тим. 4:8; 5:23.
 
 

2:1 «шуниңдәк дидаримни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн...» — грек тилида: «шуниңдәк әтниң җәһәтидә йүзумни көрмигәнләрниң һәммиси үчүн...». Шүбһисизки, расул җамаәттә роһ җәһәтидин бир-биримизни тонушимиз мүмкин, демәкчи.

2:2 «күришимниң нишани, һәммәйләнниң меһир-муһәббәттә бир-биригә бағлинип, қәлблириниң риғбәтләндүрүлүши, Худаниң сирини, йәни Мәсиһни чүшиништә вә толуқ билиштә болған ишәш-хатирҗәмликкә еришиши үчүндур» — демисәкму, бу «күришим» роһий җәһәттин, дуа-тилавәтләр билән һәр түрлүк җин-шәйтанлар билән қаришилиштики күрәш, әлвәттә.

2:2 Йәш. 53:11; Йәр. 9:22; Юһ. 17:3; Фил. 3:8.

2:3 1Кор. 1:24.

2:4 Әф. 5:6; Кол. 2:18.

2:5 1Кор. 5:3; 14:40.

2:7 1Кор. 1:5; Әф. 3:17.

2:8 «һеч кимниң Мәсиһ бойичә болмиған, пәйласоплуқ яки бемәна алдамчилиқ билән, инсанлардин кәлгән тәлимләр, йәни бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» бойичә силәрни өз олҗиси қилип аздурмаслиғи үчүн һези болуңлар» — «асасий қаидә-қанунийәтләр» дегән муһим ибарә тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.

2:8 Рим. 16:17; Ибр. 13:9.

2:10 «вә силәр Униңда, йәни барлиқ һөкүмдарларниң һәм һоқуқдарларниң беши Болғучида мукәммәлдурсиләр» — «силәр Униңда ... мукәммәлдурсиләр» дегән муһим ибарә тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң. «барлиқ һөкүмдарлар... һәм һоқуқдарлар...» — һәм асмандики һәм зиминдики барлиқ һоқуққа егә болғанлар.

2:10 Юһ. 1:16.

2:11 «силәр униңда адәмниң қолисиз болған сүннәт билән сүннәт қилинғансиләр; демәк, Мәсиһниң сүннити билән гуналиқ әткә бағланған тәндин халас қилинғансиләр» — бу айәттики сүннәт адәмниң тенидә әмәс, бәлки роһ-қәлбидидур, әлвәттә. Демисәкму, «әтлик тән» дегән ибаридә «әт» дегән сөз Инҗилдики алаһидә мәнидә ишлитилиду, йәни инсаний гунаға әсир болған тәбиәтни көрситиду. «Римлиқларға»дики «әт» тоғрилиқ «кириш сөз»имизни көрүң. «Мәсиһниң сүннити» «Мәсиһниң Өзи қилидиған сүннәт», яки «Мәсиһниң өлүми»ни көрситиду. Бу тоғрилиқ «қошумчә сөзимиз»ни көрүң.

2:11 Қан. 10:16; Йәр. 4:4; Рим. 2:29; Фил. 3:3.

2:12 «Униң билән тәң чөмүлдүрүлүштә дәпнә қилинғансиләр; силәр йәнә Уни өлүмдин тирилдүргән Худаниң вуҗудуңларда ишләйдиғанлиғиға ишәш бағлаш билән униң билән тәң тирилгәнсиләр» — бу айәттики «чөмүлдүрүлүш» алди билән суға чөмүлдүрүлүшни көрсәткини билән, у йәнә бәрибир «роһқа чөмүлдүрүлүш»ниму көрситиду. Йәнә жуқуриқи «суннәт» тоғрилиқ «қошумчә сөзимиз»ни көрүң.

2:12 Рим. 6:4; Гал. 3:27; Әф. 1:19; 3:7.

2:13 «Әнди гәрчә итаәтсизлигиңлар вә әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар түпәйлидин өлгән болсаңларму,...» — «әтлириңлардики сүннәтсизлигиңлар» уларниң әслидә (һәммимиз Мәсиһсиз болған вақтимиздикидәк) өз «гуналиқ әт»имизгә әсир-қул болғанлиғимизни көрситиду.

2:13 Әф. 2:1.

2:14 «бәлгүлимиләрдә өз ичигә елинған үстимиздин әрз қилидиған, бизни әйипләйдиған пүтүкләрни өчүрүп ташлиди; у уларни биздин нери қилди, кресткә миқлатқузди» — бу интайин муһим айәт тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөзимиз»ни көрүң. Грек тилида «Униң крестигә миқлатқузди».

2:15 «У һөкүмдарлардин вә һоқуқдарлардин олҗа елип, кресттә уларни рәсва қилип уларниң үстидин тәнтәнә билән ғәлибә қилди» — бу айәттики «һөкүмдарлар вә һоқуқдарлар» болса җин-шәйтанлар; Мәсиһ улардин алған олҗа болса Өзигә етиқат бағлиған, әслидә җин-шәйтанларниң илкидә турған бизләрни көрситиду, әлвәттә! Башқа бир хил тәрҗимиси «...һөкүмдарларни... қуралсиз қилип...».

2:15 Яр. 3:15; Мат. 12:29; Луқа 11:22; Юһ. 12:31; 16:11.

2:16 Лав. 11:2; 23:2; Рим. 14:2; Гал. 4:10.

2:17 «бу ишлар болса бир көләңгә, халас; униң җисми болса Мәсиһниңкидур!» — «җисми» — демәк, «көләңгүни йәргә ташлиған җисим». Бу муһим айәт тоғрисида «қошумчә сөз»имизни көрүң.

2:17 Ибр. 8:5; 10:1.

2:18 «Һеч кимниң силәрни «кичик пеиллиқ» вә пәриштиләргә ибадәт қилишқа дәвәт қилип инъамиңлардин мәһрум қилишиға йол қоймаңлар...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һеч кимниң.... үстүңләрдин һөкүм чиқиришиға йол қоймаңлар...». «Дәвәт қилип» дегән ибарә «бу ишлардин сөйүнүп» дегән мәнасиниму өз ичигә алиду. «мошундақ кишиләр гуналиқ әтлиридики ой-пикирлири билән...» — демәк, ой-пикирлири Муқәддәс Роһтин әмәс, бәлки өз гуналиқ әтлири тәрипидин башқурулидиғандур. «көргән көрүнүшләргә есиливалмақтидур» — бәзи кона тексттики көчүрмиләрдә «көрмигән көрүнүшләргә есиливалмақтидур» дейилиду. Бизниңчә «көргән» дәп оқуш тоғридур; бу кишиләр көргән «көрүнүшләр» өзиниң хам хияллиридин чиққан, әлвәттә.

2:18 Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1.

2:19 «Улар «баш»ни чиң тутқини йоқтур. Лекин баштин үгә вә сиңирлар арқилиқ пүткүл тән қувәтлиниду вә бир-биригә бағлинип, Худадин кәлгән авуш билән ашмақта» — «баш» болса Мәсиһдур. Мәсиһниң Өз тени болған җамаәтниң бешидур. «Тән» — җамаәт.

2:20-21 «Әгәр Мәсиһ билән бу дуниядики қаидә-қанунийәтләргә нисбәтән өлгән болсаңлар...» — бу муһим айәт тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

2:20-21 Гал. 4:9.

2:22 «бундақ бәлгүлимиләр илкидики нәрсиләрниң һәммиси истемал қилиниш билән йоқилиду» — демәк «Тутма! Тетима! Тәгмә!» дегәндәк бәлгүлимиләрниң һәммиси Худа алдида әң муһим иш болған инсанниң ички дунияси билән әмәс, бәлки йемәк-ичмәк қатарлиқлар билән мунасивәтликтур.

2:22 Йәш. 29:13; Мат. 15:9; Тит. 1:14.

2:23 1Тим. 4:8; 5:23.