3
Адәм атиниң Худаниң әмригә хилаплиқ қилиши
Йәр йүзидә илан Рәб Пәрвәрдигар яратқан даладики һайванларниң һәммисидин һейлигәр еди. У аялдин: — Худа растинла бағдики дәрәқләрниң һеч қайсисиниң мевисидин йемәңлар, дедиму? — дәп сориди.«илан... дәп сориди» — биздә гуман йоқки, иланни ишлитип сөз қилғучи Шәйтан еди («Вәһ.» 12:9, 20:2ни көрүң). Оқурмәнләр шуни байқайдуки, Шәйтан «Худа» дегини билән, «Рәб» яки «Пәрвәрдигар» дегән намларни қәтъий ишләтмәйду. У аялдин соал сориғанда Худаниң ейтқан сөзидики «халиқиниңчә» дегән сөзни чиқириветиду.
Аял иланға җавап берип: — Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду. Амма бағниң оттурисидики дәрәқниң мевиси тоғрисида Худа: «Буниңдин йемәңлар, қолму тәккүзмәңлар, болмиса өлисиләр» дегән, деди.«Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду» — Һава анимиз Худаниң тапилиғинини ейтқанда, биринчидин «халиқиниңчә» дегән сөзни дейишни унтуп қалған, иккинчидин Худаниң сөзигә: «қол тәккүзмәңләр» дегәнни қошуп қойиду (2:4). Лекин Һава анимиз мошу сөзләрни беваситә Худадин аңлиған әмәс, ери Адәм атимиз униңға тоғра йәткүзүши керәк еди; шуңа бу хаталиқниң мәсъулийити Адәм атимиздиму болуши мүмкин.
Йәнә диққәт қилимизки, гәрчә «бағниң оттурисида» икки дәрәқ болсиму, Һава анимиз пәқәт «бағниң оттурисидики дәрәқ» дәп, бирла дәрәқни тилға алиду. Униң көңли аллиқачан шу дәрәққә мәптун болуп қалған болуши мүмкин.
Илан аялға: — Ундақ әмәс! Һәргиз өлмәйсиләр!2Кор. 11:3. Бәлки силәр уни йегән күнүңларда, Худа көзүңларниң ечилип, Худаға охшаш яхши билән яманни билидиған болуп қалидиғанлиғиңларни билиду, — деди.Юһ. 8:44.
Аял дәрәқниң мевисиниң йемәклик үчүн яхшилиғини, униң көзни қамлаштуридиғанлиғини көрүп, һәмдә дәрәқниң адәмни әқиллиқ қилидиған җәлипкарлиғини көрүп, мевидин йеди вә униңдин йенида турған еригиму бәрди; уму йеди. «Аял ... көрди» — Һава ана учриған аздурулушни Мәсиһ Әйса учриған синақ билән селиштурсақ уларда охшаш үч амил мәвҗут — «Луқа» 4:1-14 вә «1Юһ.» 2:16ни көрүң.
Инҗил бойичә Һава анимиз алдинип қалғучи, толуқ гуна садир қилғучи Адәм атимиздур; чүнки у һеч қаршилиқ көрсәтмәй, билип туруп шу мевидин йеди («1Тим.» (1)» 2:14ни көрүң). Адәм атимиз Һава аниниң йенида болғини билән, йәнила уни мевини йейиштин тосумиди.
  Рим. 5:12,14-21; 1Тим. 2:14. Йейиши биләнла һәр иккисиниң көзлири ечилип, өзлириниң ялаңач екәнлигини билип, әнҗир йопурмақлирини елип бир-биригә улап тикип, өзлиригә япқуч қилип тартти.
Күн салқинлиғанда, улар Пәрвәрдигар Худаниң бағда маңған шәписини аңлап қелип, адәм аяли билән Пәрвәрдигар Худаниң һазир болғинидин қечип бағдики дәрәқләрниң арисиға йошурунувалди.«күн салқинлиғанда» — яки «күнниң салқин шамал вақтида». «Күнниң салқинлишиш вақти» Оттура Шәриқтә кәчқурун башлиниду. Лекин Пәрвәрдигар Худа товлап адәмни чақирип униңға: Сән нәдә? — деди.
10 Адәм ата җавап берип:
— Мән бағда шәпәңни аңлап, ялаңач турғиним үчүн қорқуп кетип, йошурунивалдим, — деди.
11 Худа униңға: — Ялаңач екәнлигиңни саңа ким ейтти? Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқниң мевисидин йедиңму-я? — деди.
12 Адәм җавап берип: — Сән маңа һәмраһ болушқа бәргән аял дәрәқниң мевисидин маңа бәргән еди, мән йедим, — деди.
13 Пәрвәрдигар Худа аялға: — Бу немә қилғиниң? — деди. Аял җавап берип: — Илан мени алдап аздурса, мән йәп саптимән, — деди. Вәһ. 12:13.
 
Худаниң илан, Адәм ата вә Һава анини җазалиши
14 Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди: — «Бу қилғиниң үчүн,
Сән һәммә мал-чарвилардин,
Даладики барлиқ һайванатлардин бәкрәк ләнәткә қалисән;
Қосиғиң билән беғирлап меңип,
Өмрүңниң барлиқ күнлиридә топа йәйсән.«Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди» — Худа иландин һеч қандақ соал соримайду. «бәкрәк ләнәткә қалисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «пәқәт сәнла шу ләнәтләргә қалисән...». Амма Адәм атимизниң гунайи үчүн барлиқ җан егилири ләнәткә қелип өлиду; шуңа биз 3:14дики тәрҗимини тоғра дәп қараймиз. «Топа йәйсән» — Иланларниң озуғи топа әмәс, әлвәттә, бирақ улар һәрдайим озуқ йегәндә топа йемәй қалмайду. Бу иш иланниң пәсләстүрүлгәнлигини, номусқа қалдурулғанлиғини тәкитләйду.
15 Вә мән сән билән аялниң арисиға,
Сениң нәслиң билән аялниң нәслиниң арисиға өчмәнлик салимән;
У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду,
Сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән».«У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду» — аялниң нәсли шундақ қилиду. «У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән» — мошу бешарәттә көрситилгән иш шуки, аял кишиниң нәсли Шәйтанниң бешини пути билән дәссәп янчиғанда, Шәйтанму униңға һуҗум қилип тапинини яриландуриду. Бу бешарәтни дунияға келидиған Қутқузғучи тоғрилиқ, дәп ишинимиз. Буниң үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Мат. 4:1; Кол. 2:15.
16 Андин Худа аялға: — «Сениң һамилдарлиғиңниң җапа-мушәққәтлирини көпәйтимән;
Сән қаттиқ толғақ ичидә бошинисән;
Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму,
У үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — деди.«Һамилдарлиғиңни. ... көпәйтимән» — инсан өлидиған қилинғачқа, аял киши көпрәк бала туғуши керәк. «Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, у үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шундақтиму, ериңгә күчлүк иштияқ бағлайсән вә у сени башқуриду». Амма Худаниң мошу һөкүми билән гуна түпәйлидин әр-аял арисида зиддийәт вә күрәш пәйда болди, дегәнликтур, дәп қараймиз. Охшаш пеилларни ишләткән, охшаш шәкиллик бир җүмлә 4:7дә тепилиду.  1Кор. 14:34; 1Тим. 2:11,12; Тит. 2:5; 1Пет. 3:6.
17 Андин У Адәм атиға: — «Сән аялиңниң сөзигә қулақ селип,
Мән саңа йемә, дәп әмир қилған дәрәқтин йегиниң түпәйлидин,
Сениң түпәйлиңдин йәр-тупрақ ләнитимгә учрайду;
Өмрүңниң барлиқ күнлиридә пәқәт җапалиқ ишләпла, андин униңдин озуқлинисән.«аялиңниң сөзигә» — ибраний тилида «аялиңниң авазиға». «... дәрәқтин йегиниң түпәйлидин» — әлвәттә, Адәм атиниң бу дәрәқниң мевисини йейишини көрситиду. Әслий текст ибраний тилида «дәрәқтин» дәп елиниду.
18 Йәр саңа тикән билән қамғақ үндүриду;
Шундақтиму сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән.«Сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән» — Нуһ пәйғәмбәрниң дәвригичә инсанларға пәқәт зираәт-отяш (гөшни әмәс) йейишкә рухсәт еди (1:29ни көрүң).
19 Таки сән тупраққа қайтқичә йүз-көзүң тәргә чүмгәндә, андин нан йейәләйсән;
Чүнки сән әсли тупрақтин елинғансән;
Сән әслидә топа болғач,
Йәнә топиға қайтисән» — деди.
20 Униң аяли барлиқ җан егилириниң аниси болидиғини үчүн адәм униңға «Һава» дәп ат қойди.«Һава» — ибраний тилидики «һаятлиқ» дегән сөз билән аһаңдаш. Адәм атиниң бу сөзлири бешарәтлик еди; чүнки Һава ана техичә бала туғмиған еди.
 
21 Пәрвәрдигар Худа Адәм ата билән униң аялиға һайван терилиридин кийим қилип кийдүрүп қойди.«Һайван терилири» — бу териләрни ишлитиш үчүн мәлум гунасиз һайванатлар өлүши керәк. Бу бәлким биринчи қурбанлиқлар болуши мүмкин. Худаниң Адәм ата вә Һава анимизға ейтқан сөзлири вә қилған муамилиси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  2Кор. 5:1-5
 
Адәм ата билән Һава аниниң Ерәм бағдин қоғлиниши
22 Пәрвәрдигар Худа сөз қилип: — Мана, адәм Бизләрдин биригә охшап қалди, яхши билән яманни билди. Әнди қолини узитип һаятлиқ дәриғидин елип йәвелип, та әбәткичә яшавәрмәслиги үчүн уни тосушимиз керәк, деди.«Бизләр» — тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни (1:26 тоғрилиқ) көрүң. «Уни тосушимиз керәк» — мошу сөзләр әйни тексттә йоқ.
23 Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа уни Ерәм бағдин қоғлап чиқиривәтти; шундақ қилип уни йәргә ишләйдиған, йәни өзи әсли апиридә қилинған тупраққа ишләйдиған қилип қойди. 24 Адәмни қоғливетип, һаятлиқ дәриғигә баридиған йолни муһапизәт қилиш үчүн, у Ерәм беғиниң мәшриқ тәрипигә керубларни вә төрт тәрәпкә пирқирайдиған ялқунлуқ бир шәмшәрни қоюп қойди.«Керублар» — бәлким аләмдики әң күчлүк вә әң жуқури дәриҗилик пәриштиләр яки мәхлуқлар болуши мүмкин. «Тәбирләр»ни көрүң.
 
 

3:1 «илан... дәп сориди» — биздә гуман йоқки, иланни ишлитип сөз қилғучи Шәйтан еди («Вәһ.» 12:9, 20:2ни көрүң). Оқурмәнләр шуни байқайдуки, Шәйтан «Худа» дегини билән, «Рәб» яки «Пәрвәрдигар» дегән намларни қәтъий ишләтмәйду. У аялдин соал сориғанда Худаниң ейтқан сөзидики «халиқиниңчә» дегән сөзни чиқириветиду.

3:3 «Бағдики дәрәқләрниң мевилирини йесәк болиду» — Һава анимиз Худаниң тапилиғинини ейтқанда, биринчидин «халиқиниңчә» дегән сөзни дейишни унтуп қалған, иккинчидин Худаниң сөзигә: «қол тәккүзмәңләр» дегәнни қошуп қойиду (2:4). Лекин Һава анимиз мошу сөзләрни беваситә Худадин аңлиған әмәс, ери Адәм атимиз униңға тоғра йәткүзүши керәк еди; шуңа бу хаталиқниң мәсъулийити Адәм атимиздиму болуши мүмкин. Йәнә диққәт қилимизки, гәрчә «бағниң оттурисида» икки дәрәқ болсиму, Һава анимиз пәқәт «бағниң оттурисидики дәрәқ» дәп, бирла дәрәқни тилға алиду. Униң көңли аллиқачан шу дәрәққә мәптун болуп қалған болуши мүмкин.

3:4 2Кор. 11:3.

3:5 Юһ. 8:44.

3:6 «Аял ... көрди» — Һава ана учриған аздурулушни Мәсиһ Әйса учриған синақ билән селиштурсақ уларда охшаш үч амил мәвҗут — «Луқа» 4:1-14 вә «1Юһ.» 2:16ни көрүң. Инҗил бойичә Һава анимиз алдинип қалғучи, толуқ гуна садир қилғучи Адәм атимиздур; чүнки у һеч қаршилиқ көрсәтмәй, билип туруп шу мевидин йеди («1Тим.» (1)» 2:14ни көрүң). Адәм атимиз Һава аниниң йенида болғини билән, йәнила уни мевини йейиштин тосумиди.

3:6 Рим. 5:12,14-21; 1Тим. 2:14.

3:8 «күн салқинлиғанда» — яки «күнниң салқин шамал вақтида». «Күнниң салқинлишиш вақти» Оттура Шәриқтә кәчқурун башлиниду.

3:13 Вәһ. 12:13.

3:14 «Пәрвәрдигар Худа иланға мундақ деди» — Худа иландин һеч қандақ соал соримайду. «бәкрәк ләнәткә қалисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «пәқәт сәнла шу ләнәтләргә қалисән...». Амма Адәм атимизниң гунайи үчүн барлиқ җан егилири ләнәткә қелип өлиду; шуңа биз 3:14дики тәрҗимини тоғра дәп қараймиз. «Топа йәйсән» — Иланларниң озуғи топа әмәс, әлвәттә, бирақ улар һәрдайим озуқ йегәндә топа йемәй қалмайду. Бу иш иланниң пәсләстүрүлгәнлигини, номусқа қалдурулғанлиғини тәкитләйду.

3:15 «У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду» — аялниң нәсли шундақ қилиду. «У сениң бешиңни дәссәп зәхимләндүриду, сән қопуп униң тапинини чеқип зәхимләндүрисән» — мошу бешарәттә көрситилгән иш шуки, аял кишиниң нәсли Шәйтанниң бешини пути билән дәссәп янчиғанда, Шәйтанму униңға һуҗум қилип тапинини яриландуриду. Бу бешарәтни дунияға келидиған Қутқузғучи тоғрилиқ, дәп ишинимиз. Буниң үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

3:15 Мат. 4:1; Кол. 2:15.

3:16 «Һамилдарлиғиңни. ... көпәйтимән» — инсан өлидиған қилинғачқа, аял киши көпрәк бала туғуши керәк. «Сән ериңдин үстүн турушқа һәвәс қилсаңму, у үстүңдин ғоҗилиқ қилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Шундақтиму, ериңгә күчлүк иштияқ бағлайсән вә у сени башқуриду». Амма Худаниң мошу һөкүми билән гуна түпәйлидин әр-аял арисида зиддийәт вә күрәш пәйда болди, дегәнликтур, дәп қараймиз. Охшаш пеилларни ишләткән, охшаш шәкиллик бир җүмлә 4:7дә тепилиду.

3:16 1Кор. 14:34; 1Тим. 2:11,12; Тит. 2:5; 1Пет. 3:6.

3:17 «аялиңниң сөзигә» — ибраний тилида «аялиңниң авазиға». «... дәрәқтин йегиниң түпәйлидин» — әлвәттә, Адәм атиниң бу дәрәқниң мевисини йейишини көрситиду. Әслий текст ибраний тилида «дәрәқтин» дәп елиниду.

3:18 «Сән йәрдики зираәт-отяшларни йәйсән» — Нуһ пәйғәмбәрниң дәвригичә инсанларға пәқәт зираәт-отяш (гөшни әмәс) йейишкә рухсәт еди (1:29ни көрүң).

3:20 «Һава» — ибраний тилидики «һаятлиқ» дегән сөз билән аһаңдаш. Адәм атиниң бу сөзлири бешарәтлик еди; чүнки Һава ана техичә бала туғмиған еди.

3:21 «Һайван терилири» — бу териләрни ишлитиш үчүн мәлум гунасиз һайванатлар өлүши керәк. Бу бәлким биринчи қурбанлиқлар болуши мүмкин. Худаниң Адәм ата вә Һава анимизға ейтқан сөзлири вә қилған муамилиси тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

3:21 2Кор. 5:1-5

3:22 «Бизләр» — тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни (1:26 тоғрилиқ) көрүң. «Уни тосушимиз керәк» — мошу сөзләр әйни тексттә йоқ.

3:24 «Керублар» — бәлким аләмдики әң күчлүк вә әң жуқури дәриҗилик пәриштиләр яки мәхлуқлар болуши мүмкин. «Тәбирләр»ни көрүң.