5
Худа билән енақ өтүш
Шуңа етиқат билән һәққаний қилинған екәнмиз, Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақ мунасивәттә болимиз.Йәш. 32:17; Юһ. 16:33; Әф. 2:13. У арқилиқ етиқат йолида бизни чиң турғузидиған бу меһри-шәпқитиниң ичигә кириш һоқуқиға муйәссәр болдуқ, шуниңдәк Худаниң шан-шәривигә бағлиған үмүтүмиздин шат-хурам болимиз. Юһ. 10:9; 14:6; 1Кор. 15:1; Әф. 2:18; 3:12; Ибр. 3:6; 10:19. 3-4 Шундақ болупла қалмай, мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз; чүнки мүшкүллүк сәвирчанлиқни, сәвирчанлиқ чидамлиқни, чидамлиқ үмүтни елип келиду, дәп билимиз.«мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз...» — яки «мүшкүл әһваллардин тәнтәнә қилимиз».  Яқ. 1:3. Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти.«Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти» — инсанниң Худаға бағлиған һәр қандақ үмүти, униң бизгә болған муһәббитиниң бар-йоқ екәнлигигә зич бағлиниду, әлвәттә. Әгәр биз «Худа бизни сөйиду» дәп билсәк һәмдә Худаниң муһәббити өз вуҗудимизда пәйда болған болса, һәр қандақ зор үмүтләрму болиду.
Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда, Мәсиһ биз ихлассизлар үчүн Худа бекиткән вақитта өзини пида қилди.«Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда...» — «амалсиз» — өзимизни гунадин қутулдурушқа амалсиз.  Әф. 2:1; Кол. 2:13; Ибр. 9:15; 1Пет. 3:18. Бирисиниң һәққаний адәм үчүн җенини пида қилиши наһайити аз учрайдиған иш; бәзидә яхши адәм үчүн бириси пида болушқа җүръәт қилишиму мүмкин; лекин Худа Өз меһри-муһәббитини бизгә шуниңда көрситидуки, биз техи гунакар вақтимизда, Мәсиһ биз үчүн җенини пида қилди.Ибр. 9:15; 1Пет. 3:18. Һазир биз Униң қени билән һәққаний қилинған екәнмиз, әнди У арқилиқ келидиған ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур. «әнди У арқилиқ келидиған ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур» — «келидиған ғәзәп» Худаниң гуналарниң үстигә чүшидиған ғәзиви. 10 Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди Оғлиниң һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?! «Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди Оғлиниң һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?!» — Худаниң ниҗатида «қутулуш» пәқәт дозақтин қутулуш әмәс, гунаниң барлиқ асарәтлиридин азат болуп йеңи әһмийәтлик һаяттин бәһримән болуштин ибарәттур. 11 Буниң биләнла қалмай, һазир биз Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа билән енақлаштурулдуқ, У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз.«У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз» — «Худаниң Өзидин шатлинимиз» дегәнниң башқа бир хил мәнаси барки, «Худани қаттиқ даңлаймиз».
 
Адәм атидин өлүм, Мәсиһтин һаятлиқ — гунаниң йилтизи
12 Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди, өлүмниң дунияға кириши гуна арқилиқ болди; шуниң билән гуна арқилиқ өлүм һәммә адәмгә тарқалди; чүнки һәммә адәм гуна садир қилди «Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди» — «бирла адәм арқилиқ» болса, Адәм атимиз арқилиқ, әлвәттә.  Яр. 2:17; 3:6; 1Кор. 15:21. 13 (чүнки Тәврат қанунидин илгириму гуна дунияда бар еди, әлвәттә; һалбуки, қанун болмиса гунаниң һесави елинмайду. 14 Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди).
Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур; «... Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди)» — расулниң гепи бойичә, гуна пәқәт өз-өзидин мәлум болғандила андин гуна һесаплиниду. Бу мәлум болуш икки йол билән болиду: — (1) Худаниң инсанға беваситә ейтқан сөзлири, қануни арқилиқ; (2) инсаниң виҗдани арқилиқ. Адәм атимиз Худаниң беваситә буйруғини аңлиған вә униңға итаәтсизлик қилди. Адәм атимиз вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә, йәни Тәврат қануни берилгичә, инсанлар Худадин беваситә кәлгән бирәр қанунни көрмигән. Һалбуки, шу дәвирләрдики адәмләрниң һәммиси өлди. Уларда Худаниң очуқ көрсәткән қануни болмисиму, Павлус жуқурида ейтқандәк, Худаниң қанунидики әхлақий тәләпләр өз қәлб-виҗданлирида мәвҗут еди. Шуниң билән шу дәвирләрдикиләр «Адәм атимизниң итаәтсизлиги» (йәни Худаниң беваситә бир әмригә хилаплиқ қилған итаәтсизлиги)дәк гуна қилмиған болсиму, улар гуна садир қилғинида виҗдани арқилиқ уни ениқ билип йәткән вә гуна сәвәвидин өлүп кетиватқан еди. «Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур» — Адәм атимизниң бирла қетимлиқ гунайи пүткүл инсанға яман тәсир йәткүзгәндәк, Мәсиһниң шу бир қетимлиқ итаәт қилғини (қурбанлиғи қилғини) пүткүл ишәнгән инсанға дәл униң әксини йәткүзиду. 15 һалбуки, Худаниң шапаәтлик соғити Адәм атиниң итаәтсизлигиниң пүтүнләй әксидур. Чүнки бирла адәмниң итаәтсизлиги билән нурғун адәм өлгән болса, әнди Худаниң меһри-шәпқити вә шуниңдәк бирла адәм, йәни Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ кәлгән соғат ешип-тешип турғачқа, нурғун адәмгә йәткүзүлүп техиму зор нәтиҗә һасил қилди!
16 Шу шапаәтлик соғатниң нәтиҗиси болса, шу бир адәмниң гунайиниң ақивитигә пүтүнләй охшимайду. Чүнки бир адәмниң бир қетим өткүзгән итаәтсизлигидин чиқарған һөкүм инсанларни гунакар дәп бекиткән болсиму, амма шу шапаәтлик соғат болса көплигән кишиләрниң нурғун итаәтсизликлиридин «һәққаний қилиниш»қа елип бариду. 17 Әнди бир адәмниң итаәтсизлиги түпәйлидин, әнә шу бир адәм арқилиқ өлүм һөкүмран болған йәрдә, Худаниң мол меһри-шәпқитини, шундақла һәққанийлиқ болған шапаәтлик соғитини қобул қилғанлар бир адәм, йәни шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!«шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!» — «һөкүмранлиқ қилғучилар» дегән ибарә: — бу дунияда гуна үстидин, өлүм үстидин, Шәйтан қатарлиқлар үстидин ғәлибә қилип һөкүмран болушни көрсәтсә керәк. Кәлгүсидә, Худаниң падишалиғи кәлгәндә шу һөкүмранлиқниң башқа тәрәплириму болиду.
18 Шуңа, бир қетимлиқ итаәтсизлик түпәйлидин барлиқ инсанлар гунаниң җазасиға мәһкүм қилинған болса, охшашла бир қетимлиқ һәққаний әмәл билән һаятлиқ елип келидиған һәққанийлиқ пүткүл инсанларға йәткүзүлгән. 19 Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду. «Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду» — бу интайин муһим айәт, Адәм ата «өз ичигә алған» барлиқ инсанларға гуналиқ тәбиитини йәткүзгәндәк, охшашла Мәсиһ Әйсаму етиқат арқилиқ «Өз ичигә алған» барлиқ инсанларға йеңи һәққаний тәбиитини йәткүзиду. Адәм ата гунакар инсан аилисиниң беши болған; Мәсиһ Әйса йеңи бир хил инсан аилисиниң беши вә униң тунҗа әзаси һәм вәкили болди. 20 Әнди Тәврат қануни инсанниң итаәтсизликлири көпрәк ашкарлинип билинсун дәп киргүзүлгән еди. Лекин гуна қәйәрдә көпәйгән болса, Худаниң меһри-шәпқитиму шу йәрдә техиму ешип ташти. Луқа 7:47; Юһ. 15:22; Рим. 4:15; 7:8; Гал. 3:19 21 Шуниңдәк, гуна инсанийәтниң үстидин һөкүмранлиқ қилип уларни өлүмгә елип барғинидәк, Худаниң меһри-шәпқити һәққанийлиққа асаслинип һөкүмранлиқ қилип, инсанни Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ мәңгүлүк һаятлиққа ериштүриду.
 
 

5:1 Йәш. 32:17; Юһ. 16:33; Әф. 2:13.

5:2 Юһ. 10:9; 14:6; 1Кор. 15:1; Әф. 2:18; 3:12; Ибр. 3:6; 10:19.

5:3-4 «мүшкүл әһваллар ичидә шатлинимиз...» — яки «мүшкүл әһваллардин тәнтәнә қилимиз».

5:3-4 Яқ. 1:3.

5:5 «Вә бу үмүт бизни йәргә қаритип қоймайду, чүнки бизгә ата қилинған Муқәддәс Роһ арқилиқ Худаниң меһир-муһәббити аллибурун қәлбимизгә қуюлуп ешип ташти» — инсанниң Худаға бағлиған һәр қандақ үмүти, униң бизгә болған муһәббитиниң бар-йоқ екәнлигигә зич бағлиниду, әлвәттә. Әгәр биз «Худа бизни сөйиду» дәп билсәк һәмдә Худаниң муһәббити өз вуҗудимизда пәйда болған болса, һәр қандақ зор үмүтләрму болиду.

5:6 «Чүнки биз пәқәт амалсиз қалғинимизда...» — «амалсиз» — өзимизни гунадин қутулдурушқа амалсиз.

5:6 Әф. 2:1; Кол. 2:13; Ибр. 9:15; 1Пет. 3:18.

5:8 Ибр. 9:15; 1Пет. 3:18.

5:9 «әнди У арқилиқ келидиған ғәзәптин қутулушимиз техиму җәзмәндур» — «келидиған ғәзәп» Худаниң гуналарниң үстигә чүшидиған ғәзиви.

5:10 «Чүнки бурун Худаға дүшмән болған болсақму, Оғлиниң өлүми арқилиқ бизни Униң билән енақлаштурған йәрдә, Униң билән енақлаштурулғандин кейин, әнди Оғлиниң һаяти арқилиқ биз техиму қутулдурулмамдуқ?!» — Худаниң ниҗатида «қутулуш» пәқәт дозақтин қутулуш әмәс, гунаниң барлиқ асарәтлиридин азат болуп йеңи әһмийәтлик һаяттин бәһримән болуштин ибарәттур.

5:11 «У арқилиқму Худаниң Өзидин шатлинимиз» — «Худаниң Өзидин шатлинимиз» дегәнниң башқа бир хил мәнаси барки, «Худани қаттиқ даңлаймиз».

5:12 «Шуниңдәк, гунаниң дунияға кириши бирла адәм арқилиқ болди» — «бирла адәм арқилиқ» болса, Адәм атимиз арқилиқ, әлвәттә.

5:12 Яр. 2:17; 3:6; 1Кор. 15:21.

5:14 «... Шундақтиму, өлүм Адәм ата вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә инсанларғиму һөкүм сүрди; улар гәрчә Адәм атиниң садир қилған итаәтсизлигидәк гуна садир қилмиған болсиму, бу инсанларму өлүм һөкүмидин халий болмиди)» — расулниң гепи бойичә, гуна пәқәт өз-өзидин мәлум болғандила андин гуна һесаплиниду. Бу мәлум болуш икки йол билән болиду: — (1) Худаниң инсанға беваситә ейтқан сөзлири, қануни арқилиқ; (2) инсаниң виҗдани арқилиқ. Адәм атимиз Худаниң беваситә буйруғини аңлиған вә униңға итаәтсизлик қилди. Адәм атимиз вақтидин Муса пәйғәмбәр вақтиғичә, йәни Тәврат қануни берилгичә, инсанлар Худадин беваситә кәлгән бирәр қанунни көрмигән. Һалбуки, шу дәвирләрдики адәмләрниң һәммиси өлди. Уларда Худаниң очуқ көрсәткән қануни болмисиму, Павлус жуқурида ейтқандәк, Худаниң қанунидики әхлақий тәләпләр өз қәлб-виҗданлирида мәвҗут еди. Шуниң билән шу дәвирләрдикиләр «Адәм атимизниң итаәтсизлиги» (йәни Худаниң беваситә бир әмригә хилаплиқ қилған итаәтсизлиги)дәк гуна қилмиған болсиму, улар гуна садир қилғинида виҗдани арқилиқ уни ениқ билип йәткән вә гуна сәвәвидин өлүп кетиватқан еди. «Адәм атиниң өзи — кейин келидиған Мәсиһниң бир бешарәтлик үлгсидур» — Адәм атимизниң бирла қетимлиқ гунайи пүткүл инсанға яман тәсир йәткүзгәндәк, Мәсиһниң шу бир қетимлиқ итаәт қилғини (қурбанлиғи қилғини) пүткүл ишәнгән инсанға дәл униң әксини йәткүзиду.

5:17 «шу Әйса Мәсиһ арқилиқ һаятта шунчә ғалипанә һөкүмранлиқ қилғучилар болмамду!» — «һөкүмранлиқ қилғучилар» дегән ибарә: — бу дунияда гуна үстидин, өлүм үстидин, Шәйтан қатарлиқлар үстидин ғәлибә қилип һөкүмран болушни көрсәтсә керәк. Кәлгүсидә, Худаниң падишалиғи кәлгәндә шу һөкүмранлиқниң башқа тәрәплириму болиду.

5:19 «Бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтсизлиги арқилиқ нурғун кишиләр дәрвәқә гунакар қилинип бекитилгәндәк, бир адәмниң бир қетимлиқ итаәтмәнлиги биләнму нурғун кишиләр һәққаний қилинип бекитилиду» — бу интайин муһим айәт, Адәм ата «өз ичигә алған» барлиқ инсанларға гуналиқ тәбиитини йәткүзгәндәк, охшашла Мәсиһ Әйсаму етиқат арқилиқ «Өз ичигә алған» барлиқ инсанларға йеңи һәққаний тәбиитини йәткүзиду. Адәм ата гунакар инсан аилисиниң беши болған; Мәсиһ Әйса йеңи бир хил инсан аилисиниң беши вә униң тунҗа әзаси һәм вәкили болди.

5:20 Луқа 7:47; Юһ. 15:22; Рим. 4:15; 7:8; Гал. 3:19