6
Гунадин қутулуп Мәсиһ арқилиқ һаятлиққа еришиш
Ундақта, немә дегүлүк? Худаниң меһри-шәпқити техиму ашсун дәп гуна ичидә яшаверәмдуқ? Яқ, һәргиз! Гунаға нисбәтән өлгән бизләр қандақму униң ичидә яшаверимиз? Яки силәр билмәмсиләр? Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?«Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?» — «Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлүш» суға чөмүлдүрүп етиқатни етирап қилишни көрситәмду, яки Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлүшни көрситәмду? Бизниңчә һәр иккисини көрситиду. Чүнки Худа алдида пәқәт «бир чөмүлдүрүлүш» бар («Әф.» 4:5); Худаниң адәмниң суға чөмүлдүрүлүшидә болған мәхсити, бу чөмүлдүрүлүш арқилиқ Өз Роһиға чөмүлдүрүлүшни елип беришидин ибарәт. Бириси суға чөмүлдүрүлүп Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлмигән болса техи толуқ «Мәсиһ ичигә чөмүлдүрүлгән» болмайду (Инҗил, «Рос.» 19:1-6, «Әф.» 4:5, «Кол.» 2:11-13, «1Пет.» 3:21 вә изаһатларни көрүң).  Гал. 3:27. Биз чөмүлдүрүш арқилиқ Униң өлүми ичигә кирип, Униң билән биллә көмүлдуқ; буниң мәхсити, Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк, бизниңму йеңи һаятта меңишимиз үчүндур.«Биз чөмүлдүрүш арқилиқ униң өлүми ичигә кирип» — грек тилида «чөмүлдүрүлүш» «шу чөмүлдүрүлүш» дейилиду. Жуқириқи изаһатни көрүң. «Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк...» — «Ата» Худаатини көрситиду.  Рим. 8:11; Әф. 4:23; Фил. 3:10,11; Кол. 2:12; 3:10; Ибр. 12:1; 1Пет. 2:2.
Чүнки Мәсиһниң өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму Униң билән биргә болимиз.«Чүнки Мәсиһниң өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму униң билән биргә болимиз» — «Униң өлүмигә охшаш бир өлүм» суға чөмүлдүрүлүшни көрситиду; «Униң тирилишигә охшаш бир тирилиш» бизниңчә (1) йеңи һаятқа еришиш; вә (2) қиямәт күнидики тирилишниму көрситиду.  Рим. 8:11; Кол. 3:1. Шуни билимизки, гунаниң макани болған тенимиз кардин чиқирилип, гунаниң қуллуғида йәнә болмаслиғимиз үчүн, «кона адәм»имиз Мәсиһ билән биллә крестлинип өлгәнГал. 2:20; 5:24; Фил. 3:10; 1Пет. 4:1, 2. (чүнки өлгән киши гунадин халас болған болиду).1Пет. 4:1. Мәсиһ билән биллә өлгән болсақ, униң билән тәң яшайдиғанлиғимизғиму ишинимиз.2Тим. 2:11. Чүнки Мәсиһниң өлүмдин тирилгәндин кейин қайта өлмәйдиғанлиғи, өлүмниң әнди Униң үстидин йәнә һөкүмранлиқ қилалмайдиғанлиғи бизгә мәлум. Вәһ. 1:18. 10 Чүнки Униң өлүми, У гунани бир тәрәп қилиш үчүн пәқәт бир қетимлиқ өлди; Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур. «Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур» — «Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур»: бу ибариниң бәлким үч мәнаси бар болуши мүмкин; (1) Худаниң шан-шәриви үчүн яшаш; (2) Худаға пүтүнләй тайинип яшаш (шундақ қилғанда өлүм болмайду); (3) Худаниң йетәкчилиги астида яшаш. Расул бәлким ишәнгүчиләрниң яшаватқан йеңи һаятиму өзиниң шәхсий нийәтлири үчүн әмәс, бәлки «Худаға йүзлинип яшаватқан» болуши керәк, демәкчи болиду (11-айәтни көрүң).  1Пет. 2:24. 11 Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларни гунаға нисбәтән өлгән, амма Мәсиһ Әйсада болуп Худаға йүзлинип тирик дәп һесаплаңлар.
12 Шуңа гунаниң өлидиған тениңларда һөкүмранлиқ қилишиға йол қоймаңлар, униң рәзил арзу-һәвәслиригә бойсунмаңлар, 13 шуниңдәк тениңларниң һеч әзасини һәққанийәтсизлиққа қурал қилип гунаға тутуп бәрмәңлар. Әксичә, өлүмдин тирилдүрүлгәнләрдәк, өзүңларни Худаға атаңлар һәмдә тениңлардики әзаларни һәққанийәтниң қурали қилип Худаға атаңлар.Луқа 1:74; Рим. 12:1; Гал. 2:20; Ибр. 9:14; 1Пет. 4:2.
14 Гуна силәрниң үстүңларға һеч һөкүмранлиқ қилмайду; чүнки силәр Тәврат қануниниң астида әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити астида яшаватисиләр.
 
Һәққанийлиқниң қули болуш һаятлиқ йолидур
15 Ундақта, қандақ қилиш керәк? Қанунниң астида әмәс, меһри-шәпқәт астида болғанлиғимиз үчүн гуна садир қиливәрсәк боламду? Яқ, һәргиз! 16 Өзлириңларни итаәтмән қуллардәк биригә тутуп бәрсәңлар, шу кишиниң қули болғанлиғиңларни билмәмсиләр — яки өлүмгә елип баридиған гунаниң қуллири, яки Худа алдида һәққанийлиққа елип баридиған итаәтмәнликниң қуллири болушуңлар муқәррәр? Юһ. 8:34; 2Пет. 2:19. 17 Худаға тәшәккүр! Бурун гунаниң қули болғансиләр, бирақ Мәсиһниң тәлимигә башлинип, бу тәлим көрсәткән нәмунигә чин дилиңлардин итаәт қилдиңлар. 18 Силәр гунаниң күчидин қутулдурулуп, һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар.Юһ. 8:32; Гал. 5:1; 1Пет. 2:16.
19 Әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән: — илгири силәр тән әзайиңларни напак ишларға вә әхлақсизлиққа қуллардәк тутуп беришиңлар билән техиму әхлақсизлиқларни қилғандәк, әнди һазир тән-әзалириңларни пак-муқәддәсликкә башлайдиған һәққанийлиққа қуллардәк тутуп бериңлар. «әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән...» — «мән инсанчә сөзләватимән» дегән ибарә тоғрилиқ 3:5тики изаһатни көрүң. 20 Силәр гунаниң қуллири болған вақтиңларда, һәққанийлиқниң илкидә әмәс едиңлар. Юһ. 8:34. 21 Һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда силәр зади қандақ мевә көрдүңлар? У ишларниң ақивети өлүмдүр. 22 Бирақ, һазир силәр гунадин әркин қилинип, Худаниң қуллири болған екәнсиләр, силәрдә өзүңларни пак-муқәддәсликкә елип баридиған мевә бар, униң нәтиҗиси мәңгүлүк һаяттур.
23 Чүнки гунаниң иш һәққи йәнила өлүмдур, бирақ Худаниң Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған соғити болса мәңгүлүк һаяттур.Яр. 2:17; Рим. 5:12; 1Кор. 15:21; Яқ. 1:15.
 
 

6:3 «Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?» — «Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлүш» суға чөмүлдүрүп етиқатни етирап қилишни көрситәмду, яки Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлүшни көрситәмду? Бизниңчә һәр иккисини көрситиду. Чүнки Худа алдида пәқәт «бир чөмүлдүрүлүш» бар («Әф.» 4:5); Худаниң адәмниң суға чөмүлдүрүлүшидә болған мәхсити, бу чөмүлдүрүлүш арқилиқ Өз Роһиға чөмүлдүрүлүшни елип беришидин ибарәт. Бириси суға чөмүлдүрүлүп Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлмигән болса техи толуқ «Мәсиһ ичигә чөмүлдүрүлгән» болмайду (Инҗил, «Рос.» 19:1-6, «Әф.» 4:5, «Кол.» 2:11-13, «1Пет.» 3:21 вә изаһатларни көрүң).

6:3 Гал. 3:27.

6:4 «Биз чөмүлдүрүш арқилиқ униң өлүми ичигә кирип» — грек тилида «чөмүлдүрүлүш» «шу чөмүлдүрүлүш» дейилиду. Жуқириқи изаһатни көрүң. «Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк...» — «Ата» Худаатини көрситиду.

6:4 Рим. 8:11; Әф. 4:23; Фил. 3:10,11; Кол. 2:12; 3:10; Ибр. 12:1; 1Пет. 2:2.

6:5 «Чүнки Мәсиһниң өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму униң билән биргә болимиз» — «Униң өлүмигә охшаш бир өлүм» суға чөмүлдүрүлүшни көрситиду; «Униң тирилишигә охшаш бир тирилиш» бизниңчә (1) йеңи һаятқа еришиш; вә (2) қиямәт күнидики тирилишниму көрситиду.

6:5 Рим. 8:11; Кол. 3:1.

6:6 Гал. 2:20; 5:24; Фил. 3:10; 1Пет. 4:1, 2.

6:7 1Пет. 4:1.

6:8 2Тим. 2:11.

6:9 Вәһ. 1:18.

6:10 «Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур» — «Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур»: бу ибариниң бәлким үч мәнаси бар болуши мүмкин; (1) Худаниң шан-шәриви үчүн яшаш; (2) Худаға пүтүнләй тайинип яшаш (шундақ қилғанда өлүм болмайду); (3) Худаниң йетәкчилиги астида яшаш. Расул бәлким ишәнгүчиләрниң яшаватқан йеңи һаятиму өзиниң шәхсий нийәтлири үчүн әмәс, бәлки «Худаға йүзлинип яшаватқан» болуши керәк, демәкчи болиду (11-айәтни көрүң).

6:10 1Пет. 2:24.

6:13 Луқа 1:74; Рим. 12:1; Гал. 2:20; Ибр. 9:14; 1Пет. 4:2.

6:16 Юһ. 8:34; 2Пет. 2:19.

6:18 Юһ. 8:32; Гал. 5:1; 1Пет. 2:16.

6:19 «әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән...» — «мән инсанчә сөзләватимән» дегән ибарә тоғрилиқ 3:5тики изаһатни көрүң.

6:20 Юһ. 8:34.

6:23 Яр. 2:17; Рим. 5:12; 1Кор. 15:21; Яқ. 1:15.