2
Сахта пәйғәмбәрләр вә сахта тәлим бәргүчиләр
Лекин бурун хәлиқ ичидә сахта пәйғәмбәрләр чиққан, шуниңдәк араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду. Улар соқунуп кирип, һалакәткә елип баридиған бидъәт тәлимләрни араңларға астиртин киргүзүп, һәтта өзлирини һөр қилишқа сетивалған егисидинму тенип, буниң билән өз бешиға тезла һалакәт чүшүриду.«Лекин бурун хәлиқ ичидә сахта пәйғәмбәрләр чиққан, шуниңдәк араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду» — «хәлиқ» болса Исраил хәлқи.  Қан. 13:2; Мат. 24:11; Рос. 20:29; 1Тим. 4:1; 2Тим. 3:1. Нурғун кишиләр уларниң шәрмәндилигигә әгишип кетиду, шуниңдәк уларниң сәвәвидин һәқиқәт йоли һақарәткә учрайду. Улар ачкөзлүгидин ойдурма сөзләр билән силәрни сатидиған мели қилиду. Әнди уларниң бешиға хелә бурунла бекитилгән җаза бекар олтармайду, уларниң һалакити болса ухлап ятмайду.Йәһ. 4.
Чүнки Худа гуна садир қилған пәриштиләрни аяп олтармай, бәлки уларни тәһтисараниң һаңиға ташлап, сораққа тартқичә зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр билән солап қойған йәрдә,«Чүнки Худа гуна садир қилған пәриштиләрни аяп олтармай, бәлки уларни тәһтисараниң һаңиға ташлап, , сораққа тартқичә зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр билән солап қойған йәрдә...» — «тәһтисараниң һаңи» грек тилида «тартарус» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу җай тәһтисарадин айрим туриду; қариғанда, бу йәр мошундақ гуна садир қилған пәриштиләргә алаһийтән тәйярланған.«Зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр» — яки «зулмәтлик қараңғулуқтики өңкүрләрдә».
Мошу айәттә баян қилинған пәриштиләр әсли Шәйтан билән биллә Худаға исян көтәргәнләрни әмәс, бәлки Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә гуна қилған пәриштиләрни көрситиду. «Яр.» 6:1-5 вә изаһатлар, «Йәһ.» 6-7-айәтләрни вә изаһатларни көрүң.
  Йәһ. 6; Вәһ. 20:3. шундақла қедимки дуниядикиләрниму аяп қоймай, худасизлиққа берилгән дунияни топан билән ғәриқ қилип, пәқәт һәққанийлиққа дәвәт қилғучи Нуһни башқа йәттиси билән сақлап қалған йәрдә —«пәқәт һәққанийлиққа дәвәт қилғучи Нуһни башқа йәттиси билән сақлап қалған йәрдә...» — грек тилида «пәқәт һәққанийлиққа дәвәт қилғучи сәккизинчи киши Нуһни сақлап қалған йәрдә ...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.  Яр. 7:23; 1Пет. 3:19. һәмдә кейин Содом вә Гоморра шәһәрлирини кейинки дәвирләрдики худасизлиққа берилгәнләргә ибрәт болсун дәп бекитип, бешиға күлпәтлик җазани чүшүрүп күл қилған,Яр. 19:24; Қан. 29:22; Йәш. 13:19; Йәр. 50:40; Әз. 16:49; Һош. 11:8; Ам. 4:11; Йәһ. 7. шуниң билән биргә мошу әхлақсизларниң бузуқчилиқлиридин жиркинип азапланған, һәққаний болған Лутни улар арисидин қутулдурған йәрдә —Яр. 19:7, 8. (әнә шундақ кишиләрниң ичидә яшиған һәққаний Лутниң һәққаний қәлби һәр күни аңлиған вә көргән итаәтсизликләр түпәйлидин азаплинатти)Зәб. 118:158. әнди шуни көрүвалалаймизки, Рәб ихласмәнләрни дуч кәлгән синақлардин қандақ қутқузушни вә шуниңдәк һәққанийсизларни сорақ күнигичә җазалинишқа сақлап қоюшни билиду. 1Кор. 10:13. 10 Буларниң арисидики өз әтлиригә әгишип пасиқ һәвәсләргә берилгән, шундақла һоқуқ егилиригә сәл қариғанларниң җазаси техиму шундақ болиду. Мошундақ кишиләр һали чоң, мәнмәнчиләрдур, улар «роһий улуқлар»ға һақарәт қилиштин һеч қорқмайдиғанлардур. «буларниң арисидики өз әтлиригә әгишип пасиқ һәвәсләргә берилгән, шундақла һоқуқ егилиригә сәл қариғанларниң җазаси техиму шундақ болиду» — «һоқуқ егилири» дегәнлик шүбһисизки, мошу йәрдә падишалар, валийлар вә һөкүмәтниң түрлүк әмәлдарларни, шундақла Худа бекиткән ата-анилиқ һоқуқниму өз ичигә алиду. «мошундақ кишиләр һали чоң, мәнмәнчиләрдур, улар «роһий улуқлар»ға һақарәт қилиштин һеч қорқмайдиғанлардур» — «роһий улуқлар» әйни тексттә «роһий» дегән сөз йоқ. Лекин 11-айәткә қариғанда чоқум әрштики (яман) күчләр, йәни җин-шәйтанларни көрсәтсә керәк. 11 Һәтта улардин күч-қудрәттә үстүн туридиған пәриштиләрму Пәрвәрдигарниң алдида бу «улуғлар»ни һақарәт билән әрз қилмайду. «һәтта улардин күч-қудрәттә үстүн туридиған пәриштиләрму...» — «улардин» — бәзиләр мошу йәрдики «улар»ни «әрштики улуқлар»ни көрситиду, дәп қарайду. Лекин бизниңчә «улар» сахта тәлим бәргүчиләрниң өзлирини көрситиду. Пәриштиләр әлвәттә җин-шәйтанлардин үстүн туриду! «... пәриштиләрму Пәрвәрдигарниң алдида бу «улуқлар»ни һақарәт билән әрз қилмайду» — мәсилән, «Йәһ.» 9-айәтни көрүң. 12 Амма булар худди овлинип боғузлиниш үчүн туғулған явайи әқилсиз һайванлардәк келип, өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә һақарәтлик сөз қилиду вә шундақла өзлириниң һалакәт ишлири билән толуқ һалак болиду, «...шундақла өзлириниң һалакәт ишлири билән толуқ һалак болиду» — «өзлириниң һалакәт ишлири» дегәнниң башқа мәнаси «улар (йәни «әрштики улуқлар»)ниң һалакити» болуши мүмкин. Грек тилида пәқәт «уларниң һалакити» дейилиду.  Йәр. 12:3; Йәһ. 10. 13 шундақла өз һәққанийсизлиғиға тушлуқ җазаниң мевисини йәйду. Улар һәтта күндүзи очуқ-ашкарә әйш-ишрәт қилишниму ләззәт дәп һесаплайду; улар силәргә номус вә дағ кәлтүрүп силәр билән бир дәстиханда олтирип, өз мәккарлиқлиридин зоқлиниду. 14 Уларниң зинахорлуқ билән толған көзлири гуна садир қилиштин үзүлмәйду; улар тутами йоқ кишиләрни езиқтуриду; улар қәлбини ачкөзлүккә көндүргән, ләнәткә йеқин балилардур! 15 Улар тоғра йолдин чәтнәп, Босорниң оғли Балаамниң йолиға әгишип кәтти. У киши һарам йолда тапқан һәқни яхши көргүчи еди, «Улар тоғра йолдин чәтнәп, Босорниң оғли Балаамниң йолиға әгишип кәтти. У киши һарам йолда тапқан һәқни яхши көргүчи еди» — «Чөл.» 22-24-бапларда, Балаамниң атиси «Беор» дәп атилиду. «Босор» униң башқа исми болса керәк.  Чөл. 22:7,21; Йәһ. 11. 16 лекин у қилған қәбиһлиги түпәйлидин тәнбиһини йеди (зувансиз ешәк инсанниң авази билән сөзләп пәйғәмбәрниң әхмиқанә ишини тости). «лекин у (Балаам «пәйғәмбәр») қилған қәбиһлиги түпәйлидин тәнбиһини йеди (зувансиз ешәк инсанниң авази билән сөзләп пәйғәмбәрниң әхмиқанә ишини тости)» — «Беорниң оғли Балаам» тоғрилиқ: Муса пәйғәмбәр Исраилларни Мисирдин Худа вәдә қилған зиминға башлап кетиватқанда, йол үстидики падишаларниң қаршилиғиға учрайду. Әшу падишалардин бири Беорниң оғли Балаам дегән «пәйғәмбәр»ни издәп бариду вә әгәр у Исраилларға ләнәт оқуса, униңға көп пул бәрмәкчи болиду. Худа Балаамниң ундақ қилишиға йол қоймисиму, Балаам бәрибир пулни дәп Исраилларға ләнәт оқумақчи болуп йолға чиқиду. Мана бу «Балаам пәйғәмбәрниң йоли» дейилиду. Бирақ Худа Балаамниң ешигиниң ағзи арқилиқ: «Мана сениң ешигиң Мениң авазимни сәндин яхши тонуйду» дегәндәк, шу йолниң қәбиһлигини ашкарилайду. «Чөл.» 22-24-бапларни көрүң.  Чөл. 22:21. 17 Мана мошундақ кишиләр қуруп кәткән булақлар, борандин һайдилип жүргән туманларға охшайду; уларға мәңгүлүк зулмәтниң қап қараңғулуғида җай һазирлап қоюлған. «мана мошундақ кишиләр қуруп кәткән булақлар, борандин һайдилип жүргән туманларға охшайду; уларға мәңгүлүк зулмәтниң қап қараңғулуғида җай һазирлап қоюлған» — қариғанда, уларниң ахирқи һали 4-айәттә тилға елинған пәриштиләрниңкидин еғир болиду.  Йәһ. 12. 18 Чүнки улар ялған-явидақ йоған сөзләр билән махтинип, адәмниң әтлик һәвәслирини қозғитип әйш-ишрәт ишлири билән езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини йеңила қачурғанларни аздуриду. «Чүнки улар ялған-явидақ йоған сөзләр билән махтинип, адәмниң әтлик һәвәслирини қозғитип әйш-ишрәт ишлири билән езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини йеңила қачурғанларни аздуриду» — «адәмниң әтлик һәвәслири» — «римлиқларға»дики кириш сөзимиздики «әт» тоғрилиқ мәзмунни көрүң.
«Езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини йеңила қачурғанларни аздуриду» — яки «езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини аран қачурғанларни аздуриду».
19 Улар мошу кишиләргә «Силәрни әркинликкә ериштүримиз» дәп вәдә қилиду, лекин өзлири әмәлийәттә бузуқлуқниң қуллиридур. Чүнки адәм немә тәрипидин бойсундурулған болса, шуниң қули болиду. Юһ. 8:34; Рим. 6:16. 20 Чүнки әгәр улар Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһни тонуш арқилиқ бу дунияниң пасиқлиқлиридин қутулуп, кейин шуларға йәнә бағлинип, бойсундурулған болса, уларниң кейинки һали дәсләпкисидинму бәттәр болиду. Мат. 12:45; Ибр. 6:4; 10:26. 21 Чүнки һәққанийлиқ йолини билип туруп, өзигә йәткүзүлгән муқәддәс әмирдин йүз өрүгәндин көрә, бу йолни әслидинла билмигини әвзәл болатти. 22 Мошу ишәшлик һекмәтлик сөзләр уларда әмәлгә ашурулиду: —
«Ишт айлинип өз қусуғини йәр» вә йәнә «Чошқа жуюнуп чиқипла қайтидин патқақта еғинар».«Ишт айлинип өз қусуғини йәр» — биринчи һекмәтлик сөз «Пәнд.» 26:11дин елинған. Иккинчисиниң мәнбәси намәлум.  Пәнд. 26:11.
 
 

2:1 «Лекин бурун хәлиқ ичидә сахта пәйғәмбәрләр чиққан, шуниңдәк араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду» — «хәлиқ» болса Исраил хәлқи.

2:1 Қан. 13:2; Мат. 24:11; Рос. 20:29; 1Тим. 4:1; 2Тим. 3:1.

2:3 Йәһ. 4.

2:4 «Чүнки Худа гуна садир қилған пәриштиләрни аяп олтармай, бәлки уларни тәһтисараниң һаңиға ташлап, , сораққа тартқичә зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр билән солап қойған йәрдә...» — «тәһтисараниң һаңи» грек тилида «тартарус» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу җай тәһтисарадин айрим туриду; қариғанда, бу йәр мошундақ гуна садир қилған пәриштиләргә алаһийтән тәйярланған.«Зулмәтлик қараңғулуқтики зәнҗирләр» — яки «зулмәтлик қараңғулуқтики өңкүрләрдә». Мошу айәттә баян қилинған пәриштиләр әсли Шәйтан билән биллә Худаға исян көтәргәнләрни әмәс, бәлки Нуһ пәйғәмбәрниң дәвридә гуна қилған пәриштиләрни көрситиду. «Яр.» 6:1-5 вә изаһатлар, «Йәһ.» 6-7-айәтләрни вә изаһатларни көрүң.

2:4 Йәһ. 6; Вәһ. 20:3.

2:5 «пәқәт һәққанийлиққа дәвәт қилғучи Нуһни башқа йәттиси билән сақлап қалған йәрдә...» — грек тилида «пәқәт һәққанийлиққа дәвәт қилғучи сәккизинчи киши Нуһни сақлап қалған йәрдә ...» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

2:5 Яр. 7:23; 1Пет. 3:19.

2:6 Яр. 19:24; Қан. 29:22; Йәш. 13:19; Йәр. 50:40; Әз. 16:49; Һош. 11:8; Ам. 4:11; Йәһ. 7.

2:7 Яр. 19:7, 8.

2:8 Зәб. 118:158.

2:9 1Кор. 10:13.

2:10 «буларниң арисидики өз әтлиригә әгишип пасиқ һәвәсләргә берилгән, шундақла һоқуқ егилиригә сәл қариғанларниң җазаси техиму шундақ болиду» — «һоқуқ егилири» дегәнлик шүбһисизки, мошу йәрдә падишалар, валийлар вә һөкүмәтниң түрлүк әмәлдарларни, шундақла Худа бекиткән ата-анилиқ һоқуқниму өз ичигә алиду. «мошундақ кишиләр һали чоң, мәнмәнчиләрдур, улар «роһий улуқлар»ға һақарәт қилиштин һеч қорқмайдиғанлардур» — «роһий улуқлар» әйни тексттә «роһий» дегән сөз йоқ. Лекин 11-айәткә қариғанда чоқум әрштики (яман) күчләр, йәни җин-шәйтанларни көрсәтсә керәк.

2:11 «һәтта улардин күч-қудрәттә үстүн туридиған пәриштиләрму...» — «улардин» — бәзиләр мошу йәрдики «улар»ни «әрштики улуқлар»ни көрситиду, дәп қарайду. Лекин бизниңчә «улар» сахта тәлим бәргүчиләрниң өзлирини көрситиду. Пәриштиләр әлвәттә җин-шәйтанлардин үстүн туриду! «... пәриштиләрму Пәрвәрдигарниң алдида бу «улуқлар»ни һақарәт билән әрз қилмайду» — мәсилән, «Йәһ.» 9-айәтни көрүң.

2:12 «...шундақла өзлириниң һалакәт ишлири билән толуқ һалак болиду» — «өзлириниң һалакәт ишлири» дегәнниң башқа мәнаси «улар (йәни «әрштики улуқлар»)ниң һалакити» болуши мүмкин. Грек тилида пәқәт «уларниң һалакити» дейилиду.

2:12 Йәр. 12:3; Йәһ. 10.

2:15 «Улар тоғра йолдин чәтнәп, Босорниң оғли Балаамниң йолиға әгишип кәтти. У киши һарам йолда тапқан һәқни яхши көргүчи еди» — «Чөл.» 22-24-бапларда, Балаамниң атиси «Беор» дәп атилиду. «Босор» униң башқа исми болса керәк.

2:15 Чөл. 22:7,21; Йәһ. 11.

2:16 «лекин у (Балаам «пәйғәмбәр») қилған қәбиһлиги түпәйлидин тәнбиһини йеди (зувансиз ешәк инсанниң авази билән сөзләп пәйғәмбәрниң әхмиқанә ишини тости)» — «Беорниң оғли Балаам» тоғрилиқ: Муса пәйғәмбәр Исраилларни Мисирдин Худа вәдә қилған зиминға башлап кетиватқанда, йол үстидики падишаларниң қаршилиғиға учрайду. Әшу падишалардин бири Беорниң оғли Балаам дегән «пәйғәмбәр»ни издәп бариду вә әгәр у Исраилларға ләнәт оқуса, униңға көп пул бәрмәкчи болиду. Худа Балаамниң ундақ қилишиға йол қоймисиму, Балаам бәрибир пулни дәп Исраилларға ләнәт оқумақчи болуп йолға чиқиду. Мана бу «Балаам пәйғәмбәрниң йоли» дейилиду. Бирақ Худа Балаамниң ешигиниң ағзи арқилиқ: «Мана сениң ешигиң Мениң авазимни сәндин яхши тонуйду» дегәндәк, шу йолниң қәбиһлигини ашкарилайду. «Чөл.» 22-24-бапларни көрүң.

2:16 Чөл. 22:21.

2:17 «мана мошундақ кишиләр қуруп кәткән булақлар, борандин һайдилип жүргән туманларға охшайду; уларға мәңгүлүк зулмәтниң қап қараңғулуғида җай һазирлап қоюлған» — қариғанда, уларниң ахирқи һали 4-айәттә тилға елинған пәриштиләрниңкидин еғир болиду.

2:17 Йәһ. 12.

2:18 «Чүнки улар ялған-явидақ йоған сөзләр билән махтинип, адәмниң әтлик һәвәслирини қозғитип әйш-ишрәт ишлири билән езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини йеңила қачурғанларни аздуриду» — «адәмниң әтлик һәвәслири» — «римлиқларға»дики кириш сөзимиздики «әт» тоғрилиқ мәзмунни көрүң. «Езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини йеңила қачурғанларни аздуриду» — яки «езитқулуқ йолида меңиватқанлардин өзлирини аран қачурғанларни аздуриду».

2:19 Юһ. 8:34; Рим. 6:16.

2:20 Мат. 12:45; Ибр. 6:4; 10:26.

2:22 «Ишт айлинип өз қусуғини йәр» — биринчи һекмәтлик сөз «Пәнд.» 26:11дин елинған. Иккинчисиниң мәнбәси намәлум.

2:22 Пәнд. 26:11.