24
Ибадәтханиниң вәйран қилинишидин бешарәт; ахирқи заманлардики аламәтләр
Мар. 13:1-31; Луқа 21:5-33
Әйса ибадәтханидин чиқип, алдиға кетиватқанда, мухлислири йениға келип униң диққитини ибадәтхана беналириға тартмақчи болди.Мар. 13:1; Луқа 21:5.   


Йерусалимдики ибадәтхана (Мәсиһниң дәвридә)
У уларға:
— Мана буларниң һәммисини көрүватамсиләр? Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу йәрдә бир тал ташму таш үстидә қалмайду, һәммиси қалдурулмай гумран қилиниду, — деди.1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Луқа 19:44.
 
Кәлгүси тоғрисидики бешарәтләр
У Зәйтун теғида олтарғанда, мухлислири астиғина униң йениға келип:
— Бизгә ейтқинчу, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Сениң қайтип келишиң вә заманниң ахирини көрситидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сорашти.Мар. 13:1, 3; Луқа 21:7; Рос. 1:6. Әйса уларға җававән мундақ деди:
— Һези болуңларки, һеч ким силәрни аздуруп кәтмисун.Йәр. 29:8; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1. Чүнки нурғун кишиләр мениң намимда келип: «Мәсиһ мән болимән» дәп, көп адәмләрни аздуриду.Йәр. 14:14; 23:25; Юһ. 5:43. Силәр уруш хәвәрлири вә уруш шәпилирини аңлайсиләр, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин булар ахирәт әмәс. Чүнки бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. Җай-җайларда ачарчилиқ, вабалар вә йәр тәврәшләр йүз бериду.«бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар.  Йәш. 19:2. Лекин бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас.«Лекин бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас» — Әйса Мәсиһ қайси иш «туғулиду», уни беваситә демәйду. Төвәндики сөзлиригә қариғанда у «йеңи заман»ниң туғулушини көрситиду, дәп қараймиз.
Андин кишиләр силәрни тутуп азап-оқубәткә селип, өлтүриду, мениң намим вәҗидин пүткүл әлләр силәрдин нәпрәтлиниду. Мат. 10:17; Луқа 21:11,12; Юһ. 15:20; 16:2; Вәһ. 2:10. 10 Шуниң билән нурғунлар етиқатидин таниду, бир-бирини тутуп бериду вә бир-биригә өчмәнлик қилиду. «нурғунлар етиқаттин таниду» — грек тилида «нурғунлар путлаштурулиду» дейилиду. Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «нурғунлар гунаға аздурулиду». 11 Нурғун сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқип, нурғун кишиләрни аздуриду. 2Пет. 2:1. 12 Итаәтсизлик-рәзилликләрниң көпийиши түпәйлидин, нурғун кишиләрдики меһир-муһәббәт совуп кетиду. 2Тим. 3:1. 13 Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду. Мат. 10:22; Мар. 13:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:7,10; 3:10. 14 Барлиқ әлләргә агаһ-гувалиқ болсун үчүн, Худаниң падишалиғи һәққидики бу хуш хәвәр пүткүл дунияға җакалиниду; андин заман ахири болиду.«Худаниң падишалиғи һәққидики бу хуш хәвәр» — грек тилида «падишалиқниң бу хуш хәвири» дейилиду.
 
Йерусалимда вәйран қилғучи «жиркиничлик номуссизлиқ» пәйда болиду
15 Даниял пәйғәмбәр қәйт қилған «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ниң муқәддәс җайда турғинини көргиниңларда (китапхан бу сөзниң мәнасини чүшәнгәй), «Даниял пәйғәмбәр қәйт қилған «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»» — «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» тоғрисида «Дан.» 9:24-27ни вә у тоғрилиқ изаһатларни көрүң.  Дан. 9:27; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:4 16 Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун; 17 өгүздә турған киши өйидики нәрсә-керәклирини алғили чүшмәйла қачсун. 18 Етизлиқта турған кишиму чапинини алғили өйигә янмисун. 19 У күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай! «у күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!» — ундақ кишиләргә қечиш әпсиз болиду, әлвәттә. 20 Қачидиған вақтиңларниң қиш яки шабат күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар. «Қачидиған вақтиңларниң қиш яки шабат күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар» — Йәһудий диний әрбабларниң Тәврат қануниға болған чүшәнчисигә асасән, Йәһудийлар адәттә шабат (дәм елиш) күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканларни тақиши керәк. Бу күни сәпәр қилиш мәнъий қилинған болғачқа, Қанаанда (Пәләстиндә) турғанларға нисбәтән йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш интайин қулайсиз болиду. «Қиш»та Йәһудийәдә дәрия-вадиларда су пат-пат тешип турғачқа, қиштиму қечиш интайин тәс болиду.  Рос. 1:12. 21 Чүнки у чағда дуния апиридә болғандин мошу чаққичә көрүлүп бақмиған һәм кәлгүсидиму көрүлмәйдиған дәһшәтлик азап-оқубәт болиду. Дан. 12:1. 22 У күнләр азайтилмиса, һеч қандақ әт егиси қутулалмайтти; лекин Худаниң Өз таллиғанлири үчүн у күнләр азайтилиду.
23 Әгәр у чағда бириси силәргә: «Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «Мәсиһ әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар. Мар. 13:21; Луқа 21:8. 24 Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқиду, қалтис мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситиду; шуниң билән әгәр мүмкин болидиған болса, һәтта Худа таллиғанларниму аздуратти. Қан. 13:2; 2Тес. 2:11. 25 Мана, мән бу ишлар йүз бериштин бурун силәргә уқтуруп қойдум.
26 Шуниң үчүн, бириси силәргә: «Қараңлар, у чөл-баяванда!» десә, у йәргә бармаңлар. «Қараңлар, у ичкиридики өйләрдә!» десә, ишәнмәңлар. Луқа 17:23. 27 Чүнки чақмақ шәриқтин ғәрипкә ялт-юлт қилип қандақ чаққан болса, Инсаноғлиниң келиши шундақ болиду. 28 Чүнки җәсәт қайси йәрдә болса, у йәрдиму қузғунлар топлишиду!«Чүнки җәсәт қайси йәрдә болса, у йәрдиму қузғунлар топлишиду!» — бу сирлиқ сөзләрниң мәнаси Тәврат, «Аюп» 39:26-30 вә «Йәш.» 34:1-8, 15-17-айәтләр билән мунасивәт болса керәк. Шу айәтләрдә көрситилгәндәк, «Пәрвәрдигарниң күни»дә зор қирғинчилиқ болиду.  Аюп 39:30; Луқа 17:37.
 
Инсаноғлиниң қайтип келиши
29 У күнләрдики азап-оқубәтләр өтүп кәткән һаман, қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду. «... қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «Йәш.» 13:10, 34:4, «Йо.» 2:10ни көрүң. «Асмандики күчләр» бәлким барлиқ җин-шәйтанларни көрситиду; «ләрзигә келиду» бәлким уларниң күчтин қелишини көрситиду.  Йәш. 13:10; 34:4; Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15; Мар. 13:24; Луқа 21:25. 30 Андин Инсаноғлиниң аламити асмандин көрүниду; йәр йүзидики пүткүл қәбилиләр жиға-зерә көтиришиду. Улар Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп ичидә асмандики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду. «йәр йүзидики пүткүл қәбилиләр жиға-зерә көтиришиду» — «Зәк.» 12:10ни көрүң. «Улар Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп ичидә асмандики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду» — «Дан.» 7:13би көрүң.  Дан. 7:10; Мат. 16:27; 25:31; 26:64; Мар. 13:26; 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7. 31 У пәриштилирини зор җараңлиқ бир канай садаси билән әвәтиду, улар униң таллиғанлирини дунияниң төрт булуңидин, асманниң бир четидин йәнә бир четигичә һәрйәрдин жиғип бир йәргә җәм қилиду.« Пәриштиләр униң таллиғанлирини дунияниң төрт булуңидин,... һәрйәрдин жиғип бир йәргә җәм қилиду» — «дунияниң төрт булуңидин» грек тилида «төрт шамилидин» билән ипадилиниду.  1Кор. 15:52; 1Тес. 4:16.
 
Әнҗир дәриғидин савақ елиш
32 Әнҗир дәриғидин мундақ тәмсилни биливелиңлар: — Униң шахлири көкирип йопурмақ чиқарғанда, язниң йеқинлап қалғанлиғини билисиләр. Мар. 13:28; Луқа 21:29. 33 Худди шуниңдәк, мән бая дегәнлиримниң һәммисини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар.«... Униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар» — бу тексттики «униң» яки Инсаноғлиниң өзини, яки келидиған күнини, яки Худаниң падишалиғини көрситиду («Луқа» 21:31ни көрүң).
34 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду. «...бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәтләр Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (24-бап 2-айәт) қаритилған болса, ундақта «дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (24:30) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким (2) пүтүн Йәһудийә хәлқини (3) бу айәтләрдә ейтилған «дәهшәтлик азап-оқубәт»тики вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду. 35 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.Зәб. 101:26-28; Йәш. 51:6; Мар. 13:31; Ибр. 1:11.
36 Лекин шу күни вә вақит-саитиниң хәвирини болса, һеч ким билмәйду — һәтта әрштики пәриштиләрму билмәйду, уни пәқәт Атамла билиду. «Лекин шу күни вә вақит-саитиниң хәвирини болса, һеч ким билмәйду — һәтта әрштики пәриштиләрму билмәйду, уни пәқәт атамла билиду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «нә оғул билмәйду» дегән сөзләрму тепилиду.  Мар. 13:32; Рос. 1:7. 37 Әнди Нуһ пәйғәмбәрниң күнлиридә қандақ болған болса, Инсаноғли қайтип кәлгәндиму шундақ болиду. Яр. 6:2; Луқа 17:26; 1Пет. 3:20; 2Пет. 2:5. 38 Чүнки топан келишидин илгәрки күнләрдә, Нуһ кемигә кирип олтарған күнгичә, шу замандики кишиләр йәп-ичип, өйлинип вә ятлиқ болуп кәлгән еди. Яр. 7:7. 39 Топан туюқсиз келип һәммисини ғәриқ қилғичә, кишиләр бу ишниң униңдин хәвәрсиз болуп турғанға охшаш, Инсаноғлиниң қайтип келишиму шундақ болиду. 40 У күни, етизда икки киши турған болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду; Луқа 17:34; 1Тес. 4:17. 41 икки аял түгмән бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду. 42 Шуниң үчүн, һошияр болуңлар, чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған вақти-саитини билмәйсиләр. «чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған вақти-саитини билмәйсиләр» — яки «чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған күнни билмәйсиләр».  Мат. 25:13; Мар. 13:33; Луқа 12:40; 21:36. 43 Лекин шуни билиңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечиси қайси җесәктә келидиғанлиғини билгән болса, сәгәк туруп оғриниң өйни тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти. Луқа 12:39; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15. 44 Шуниңға охшаш, силәрму тәйяр туруңлар. Чүнки Инсаноғли силәр ойлимиған вақит-сааттә қайтип келиду!
 
Ишәшлик вә ишәшсиз чакарлар
Луқа 12:41-48
45 Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға озуқ-түлүгини вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлиған ишәшлик вә пәмлик чакар ким болиду? «өз өйидикиләр» — «өйдикиләр» мошу йәрдә ғоҗайинниң өйидики хизмәткарлар вә чакарлирини көрситиду. «ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға озуқ-түлүгини вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлиға ишәшлик вә пәмлик чакар ким болиду?» — бу сөзләр авал расуллар, андин Худаниң барлиқ хизмәткарлириға қаритилип ейтилиду, әлвәттә («Луқа» 12:41-48ниму көрүң).  Мат. 25:21; Луқа 12:42. 46 Ғоҗайин өйигә қайтқанда, чакириниң шундақ қиливатқининиң үстигә кәлсә, бу чакарниң бәхитидур! 47 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин уни пүтүн егилигини башқурушқа қойиду. 48 Лекин мабада шу чакар рәзил болуп көңлидә: «Ғоҗайиним һаял болуп қалиду» дәп ойлап, 49 башқа чакар бурадәрлирини бозәк қилишқа вә һарақкәшләргә һәмраһ болуп йәп-ичишкә башлиса, 50 шу чакарниң ғоҗайини күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келиду 51 вә уни кесип икки парчә қилип, униң несивисини сахтипәзләр билән охшаш тәғдирдә бекитиду. Шу йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.Мат. 8:12; 13:42; 22:13; 25:30; Луқа 13:28.
 
 

24:1 Мар. 13:1; Луқа 21:5.

24:2 1Пад. 9:7, 8; Мик. 3:12; Луқа 19:44.

24:3 Мар. 13:1, 3; Луқа 21:7; Рос. 1:6.

24:4 Йәр. 29:8; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 2Тес. 2:3; 1Юһа. 4:1.

24:5 Йәр. 14:14; 23:25; Юһ. 5:43.

24:7 «бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар.

24:7 Йәш. 19:2.

24:8 «Лекин бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас» — Әйса Мәсиһ қайси иш «туғулиду», уни беваситә демәйду. Төвәндики сөзлиригә қариғанда у «йеңи заман»ниң туғулушини көрситиду, дәп қараймиз.

24:9 Мат. 10:17; Луқа 21:11,12; Юһ. 15:20; 16:2; Вәһ. 2:10.

24:10 «нурғунлар етиқаттин таниду» — грек тилида «нурғунлар путлаштурулиду» дейилиду. Шуңа башқа бир хил тәрҗимиси: «нурғунлар гунаға аздурулиду».

24:11 2Пет. 2:1.

24:12 2Тим. 3:1.

24:13 Мат. 10:22; Мар. 13:13; Луқа 21:19; Вәһ. 2:7,10; 3:10.

24:14 «Худаниң падишалиғи һәққидики бу хуш хәвәр» — грек тилида «падишалиқниң бу хуш хәвири» дейилиду.

24:15 «Даниял пәйғәмбәр қәйт қилған «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»» — «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ» тоғрисида «Дан.» 9:24-27ни вә у тоғрилиқ изаһатларни көрүң.

24:15 Дан. 9:27; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:4

24:19 «у күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!» — ундақ кишиләргә қечиш әпсиз болиду, әлвәттә.

24:20 «Қачидиған вақтиңларниң қиш яки шабат күнигә тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар» — Йәһудий диний әрбабларниң Тәврат қануниға болған чүшәнчисигә асасән, Йәһудийлар адәттә шабат (дәм елиш) күнидә шәһәр дәрвазиси вә дуканларни тақиши керәк. Бу күни сәпәр қилиш мәнъий қилинған болғачқа, Қанаанда (Пәләстиндә) турғанларға нисбәтән йемәклик сетивелиш вә башқа йәрләргә қечиш интайин қулайсиз болиду. «Қиш»та Йәһудийәдә дәрия-вадиларда су пат-пат тешип турғачқа, қиштиму қечиш интайин тәс болиду.

24:20 Рос. 1:12.

24:21 Дан. 12:1.

24:23 Мар. 13:21; Луқа 21:8.

24:24 Қан. 13:2; 2Тес. 2:11.

24:26 Луқа 17:23.

24:28 «Чүнки җәсәт қайси йәрдә болса, у йәрдиму қузғунлар топлишиду!» — бу сирлиқ сөзләрниң мәнаси Тәврат, «Аюп» 39:26-30 вә «Йәш.» 34:1-8, 15-17-айәтләр билән мунасивәт болса керәк. Шу айәтләрдә көрситилгәндәк, «Пәрвәрдигарниң күни»дә зор қирғинчилиқ болиду.

24:28 Аюп 39:30; Луқа 17:37.

24:29 «... қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду, юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «Йәш.» 13:10, 34:4, «Йо.» 2:10ни көрүң. «Асмандики күчләр» бәлким барлиқ җин-шәйтанларни көрситиду; «ләрзигә келиду» бәлким уларниң күчтин қелишини көрситиду.

24:29 Йәш. 13:10; 34:4; Әз. 32:7; Йо. 2:31; 3:15; Мар. 13:24; Луқа 21:25.

24:30 «йәр йүзидики пүткүл қәбилиләр жиға-зерә көтиришиду» — «Зәк.» 12:10ни көрүң. «Улар Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп ичидә асмандики булутлар үстидә келиватқанлиғини көриду» — «Дан.» 7:13би көрүң.

24:30 Дан. 7:10; Мат. 16:27; 25:31; 26:64; Мар. 13:26; 14:62; Луқа 21:27; Рос. 1:11; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.

24:31 « Пәриштиләр униң таллиғанлирини дунияниң төрт булуңидин,... һәрйәрдин жиғип бир йәргә җәм қилиду» — «дунияниң төрт булуңидин» грек тилида «төрт шамилидин» билән ипадилиниду.

24:31 1Кор. 15:52; 1Тес. 4:16.

24:32 Мар. 13:28; Луқа 21:29.

24:33 «... Униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар» — бу тексттики «униң» яки Инсаноғлиниң өзини, яки келидиған күнини, яки Худаниң падишалиғини көрситиду («Луқа» 21:31ни көрүң).

24:34 «...бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәтләр Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (24-бап 2-айәт) қаритилған болса, ундақта «дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. Әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (24:30) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким (2) пүтүн Йәһудийә хәлқини (3) бу айәтләрдә ейтилған «дәهшәтлик азап-оқубәт»тики вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду.

24:35 Зәб. 101:26-28; Йәш. 51:6; Мар. 13:31; Ибр. 1:11.

24:36 «Лекин шу күни вә вақит-саитиниң хәвирини болса, һеч ким билмәйду — һәтта әрштики пәриштиләрму билмәйду, уни пәқәт атамла билиду» — бәзи кона көчүрмиләрдә «нә оғул билмәйду» дегән сөзләрму тепилиду.

24:36 Мар. 13:32; Рос. 1:7.

24:37 Яр. 6:2; Луқа 17:26; 1Пет. 3:20; 2Пет. 2:5.

24:38 Яр. 7:7.

24:40 Луқа 17:34; 1Тес. 4:17.

24:42 «чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған вақти-саитини билмәйсиләр» — яки «чүнки Рәббиңларниң қайтип келидиған күнни билмәйсиләр».

24:42 Мат. 25:13; Мар. 13:33; Луқа 12:40; 21:36.

24:43 Луқа 12:39; 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15.

24:45 «өз өйидикиләр» — «өйдикиләр» мошу йәрдә ғоҗайинниң өйидики хизмәткарлар вә чакарлирини көрситиду. «ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға озуқ-түлүгини вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлиға ишәшлик вә пәмлик чакар ким болиду?» — бу сөзләр авал расуллар, андин Худаниң барлиқ хизмәткарлириға қаритилип ейтилиду, әлвәттә («Луқа» 12:41-48ниму көрүң).

24:45 Мат. 25:21; Луқа 12:42.

24:51 Мат. 8:12; 13:42; 22:13; 25:30; Луқа 13:28.