101
101-күй
1-2 Езилгәнниң дуаси: У һалидин кәткәндә, дад-пәрядини Пәрвәрдигар алдиға төккәндә: —
 
Дуайимни аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар;
Пәрядим алдиңға йетип кирсун!
Йүзүңни мәндин қачурмиғайсән;
Қисилған күнүмдә маңа қулақ салғайсән;
Мән нида қилған күндә, маңа тез җавап бәргин!
Мана, күнлирим ис-түтәктәк түгәп кетиду,
Устиханлирим отун-чоғларға охшаш көйди!Зәб. 36:20
Жүригим зәхмә йәп чөпләр хазан болғандәк қуруп кәтти,
Һәтта ненимни йейишни унтудум.
Мән аһу-зар тартқанлиғимдин,
Әтлирим сүңәклиримгә чаплишип қалди.
Чөл-баявандики сақийқуштәк,
Вәйранчилиқта қонуп жүргән һувқушқа охшаймән.
Ухлимай сәгәк туруп күзәттимән;
Өгүздә ялғуз қалған қушқач кәбимән.
Дүшмәнлирим күн бойи мени мәсқирә қилмақта,
Мени һақарәтлигәнләр исмимни ләнәт орнида ишләтмәктә.
10-11 Қәһриң һәм аччиғиң түпәйлидин,
Күлни нан дәп йәватимән,
Ичимлигимни көз йешим билән арилаштуримән;
Чүнки Сән мени көтирип, андин йәргә урдуң.
12 Күнлирим қуяш узартқан көләңгидәк йоқулай дәп қалди,
Өзүм болсам чөпләр хазан болғандәк қуруп кәттим.«Күнлирим қуяш узартқан көләңгидәк йоқулай дәп қалди» — «қуяш узартқан көләңгидәк» — қуяш патқанда, көләңгиләр узирап, андин туюқсиз ғайип болиду.
13 Лекин Сән, Пәрвәрдигар, әбәдий турисән,
Сениң нам-шөһритиң дәвирдин-дәвиргичидур.
14 Сән орнуңдин турисән,
Зионға рәһим қилисән;
Чүнки униңға шәпқәт көрситиш вақти кәлди,
Һә, вақит-саити йетип кәлди!
15 Чүнки қуллириң униң ташлиридин хурсәнлик тапиду,
Һәм туприғиғиму ичини ағритиду;
16 Әлләр Пәрвәрдигарниң намидин,
Йәр йүзидики шаһлар шан-шәривиңдин әйминиду.
17 Мана, Пәрвәрдигар Зионни қайтидин қурғанда,
У Өз шан-шәривидә көрүниду!
18 У ғериб-мискинниң дуасиға етивар бериду;
Уларниң дуасини һәргиз кәмситмәйду.
19 Булар кәлгүси бир әвлат үчүн хатирилиниду;
Шуниң билән кәлгүсидә яритилидиған бир хәлиқ Яһни мәдһийәләйду;«Булар кәлгүси бир әвлат үчүн хатирилиниду; шуниң билән кәлгүсидә яритилидиған бир хәлиқ Яһни мәдһийәләйду» — «Зәб.» 21:31-32ни, «Йәш.» 53:10ни көрүң.
20-21 Чүнки У әсирләрниң аһ-зарлирини аңлай дәп,
Өлүмгә буйрулғанларни азат қилай дәп,
Егиздики муқәддәс җайидин еңишип нәзәр салди,
Әршләрдин Пәрвәрдигар йәргә қариди;
22-23 Шундақ қилип, улар Пәрвәрдигарниң хизмитидә болайли дегәндә,
Йәни әл-мәмликәтләр җәм жиғилған вақтида —
Пәрвәрдигарниң нами Зионда,
Униң шәрәплири Йерусалимда җакалиниду!
 
24 Бирақ У мени йолда мағдурсизландуруп,
Күнлиримни қисқартти.
25 Мән: «Тәңрим, өмрүмниң йеримида мени елип кәтмә!» — дедим.
— «Сениң жиллириң дәвирдин дәвиргичидур,«Сениң жиллириң дәвирдин дәвиргичидур...» — 24-28-айәтләрдики сөзләрни («Сениң жиллириң...» дегән сөзләрдин башлап) Худаниң қулиниң Худаға ейтқини әмәс, бәлки Худаниң Өз қулиниң илтиҗасиға бәргән җавави дәп қараймиз. Айәтләрниң бағлиниш җәһәтлиридин шундақ қаридуқ. Кона грекчә тәрҗимисидики (LXXдики) қарашму шундақ. Шуңа бу сөзләр Давутниң әвлади болған Мәсиһкә ейтилған, дәп қараймиз. Инҗил, «Ибр.» 1-бапниму көрүң.
Миладийәдин илгирики 3-әсирдә, Грек империясидә тарилип кәткән көп Йәһудийлар ибраний тилини билмәйтти. Улар Тәвратни оқуялмағачқа, Шу чағда уларни дәп, Тәвратниң бир Грекчә тәрҗимиси ишләнгән. Бу тәрҗимә «Сәптуагинт» дейилиду (қисқичә LXX)).
26 Сән йәрни әлмисақтинла бәрпа қилғансән,
Асманларни һәм қоллириң ясиғандур;
27 Улар йоқ болуп кетиду,
Бирақ Сән давамлиқ туриверисән;
Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду;
Уларни кона тон кәби алмаштурсаң,
Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду.
28 Бирақ Сән өзгәрмигүчидурсән,
Жиллириңниң тамами йоқтур.
29 Қуллириңниң балилириму туривериду,
Уларниң әвлади һозуриңда мәзмут яшайду!».
 
 

101:4 Зәб. 36:20

101:12 «Күнлирим қуяш узартқан көләңгидәк йоқулай дәп қалди» — «қуяш узартқан көләңгидәк» — қуяш патқанда, көләңгиләр узирап, андин туюқсиз ғайип болиду.

101:19 «Булар кәлгүси бир әвлат үчүн хатирилиниду; шуниң билән кәлгүсидә яритилидиған бир хәлиқ Яһни мәдһийәләйду» — «Зәб.» 21:31-32ни, «Йәш.» 53:10ни көрүң.

101:25 «Сениң жиллириң дәвирдин дәвиргичидур...» — 24-28-айәтләрдики сөзләрни («Сениң жиллириң...» дегән сөзләрдин башлап) Худаниң қулиниң Худаға ейтқини әмәс, бәлки Худаниң Өз қулиниң илтиҗасиға бәргән җавави дәп қараймиз. Айәтләрниң бағлиниш җәһәтлиридин шундақ қаридуқ. Кона грекчә тәрҗимисидики (LXXдики) қарашму шундақ. Шуңа бу сөзләр Давутниң әвлади болған Мәсиһкә ейтилған, дәп қараймиз. Инҗил, «Ибр.» 1-бапниму көрүң. Миладийәдин илгирики 3-әсирдә, Грек империясидә тарилип кәткән көп Йәһудийлар ибраний тилини билмәйтти. Улар Тәвратни оқуялмағачқа, Шу чағда уларни дәп, Тәвратниң бир Грекчә тәрҗимиси ишләнгән. Бу тәрҗимә «Сәптуагинт» дейилиду (қисқичә LXX)).