36
36-күй •••• Яхшилар билән яманларниң тәғдири •••• «елипбә тәртиплик» күй
Давут язған күй: —
 
|א| Яманлиқ қилғучилар түпәйлидин өзүңни көйдүрмә,
Накәсләргә һәсәт қилма.Пәнд. 23:17; 24:1
Чүнки улар от-чөпләрдәк тезла үзүп ташлиниду,
Юмран өсүмлүкләргә охшаш тозуп кетиду.
|ב| Пәрвәрдигарға таян, тиришип яхшилиқ қил,
Зиминда маканлишип яшап, Униң вапа-һәқиқитини озуқ билип һозурлан.«Униң вапа-һәқиқитини озуқ билип һозурлан» — башқа бир хил тәрҗимиси: «вапалиқ-садиқлиққа интилгин».
«Пәрвәрдигарни хурсәнлигим» дәп билгин,
У арзу-тиләклириңгә йәткүзиду.
|ג| Йолуңни Пәрвәрдигарға аманәт қил;
Униңға таян, У чоқум тилигиңни иҗабәт қилиду.Зәб. 21:10-11; 54:23; Пәнд. 16:3; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7
|ד| У һәққанийлиғиңни нурдәк,
Адалитиңни чүштики қуяштәк чақнитиду.
|ד| Пәрвәрдигарниң алдида тинич болуп, Уни сәвирчанлиқ билән күт;
Һарамдин ронақ тапқан адәм түпәйлидин,
Яман нийәтлири ишқа ашидиған киши түпәйлидин өзүңни көйдүрмә.
|ה| Аччиғиңдин ян, ғәзәптин қайт,
Өзүңни көйдүрмә;
У пәқәт сени яманлиққа елип бариду.
Чүнки яманлиқ қилғучилар зиминдин үзүп ташлиниду;
Пәрвәрдигарға тәлмүрүп күткәнләр болса,
Зиминға егидарчилиқ қилиду.
10 |ו|: Көзни жумуп ачқучила, рәзил адәм һалак болиду;
Униң маканиға сәпселип қарисаң, у йоқ болиду.
11 Бирақ мулайим-мөминләр зиминға мираслиқ қилиду,
Вә чәксиз арамбәхшликтин һозурлиниду.Мат. 5:5
12 |ז| Рәзил адәм һәққанийға қәст қилиду;
Униңға чишлирини ғучурлитип хирис қилиду;
13 Лекин Рәб униңға қарап күлиду;
Чүнки Рәб униң бешиға келидиған күнни көриду.
14 |ח| Югашлар вә йоқсулларни жиқитиш үчүн,
Йоли дурусларни қирип ташлаш үчүн,
Рәзилләр қиличини ғилипидин суғуруп елип,
Оқясиниң киричини тартип тәйярлиди.
15 Лекин қиличи болса өз жүригигә санҗилиду,
Оқялири сундуруветилиду.
16 |ט| Һәққанийлардики «аз»,
Көплигән яманларниң байлиқлиридин әвзәлдур.
17 Чүнки рәзилләрниң биләклири сундурулиду;
Лекин Пәрвәрдигар һәққанийларни йөләйду;
18 |י| Пәрвәрдигар көңли дурусларниң күнлирини билиду;
Уларниң мираси мәңгүгә болиду.
19 Улар еғир күнләрдә йәргә қарап қалмайду;
Қәһәтчиликтиму улар тоқ жүриду.
20 |כ| Бирақ рәзилләр һалак болиду;
Пәрвәрдигар билән қаршилашқучилар чимәнзардики гүл-гиядәк тозуп кетиду;
Улар түгәйду;
Ис-түтүндәк тарқилип түгәйду.«Улар түгәйду; ис-түтүндәк тарқилип түгәйду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар түгәйду; қозиларниң йеғидәк көйүп кетиду».
21 |ל| Рәзил адәм өтнә елип қайтурмайду;
Амма һәққаний адәм меһриванлиқ билән өтнә бериду;
22 Чүнки Пәрвәрдигар рәхмәт қилғанлар зиминға егә болиду,
Бирақ униң ләнитигә учриғанлар үзүп ташлиниду;
23 |מ| Мәртанә адәмниң қәдәмлири Пәрвәрдигар тәрипидиндур;
Рәб униң йолидин хурсән болиду. «Рәб униң йолидин хурсән болиду» — яки: «У (мәрданә киши) униң (йәни, Рәбниң) йолидин хурсән болиду».
24 У тейилип кәтсиму, жиқилип чүшмәйду;
Чүнки Пәрвәрдигар униң қолини тутуп йөләп туриду.
25 |נ| Мән яш едим, һазир қерип қалдим;
Лекин һәққанийларниң ташливетилгәнлигини,
Яки пәрзәнтлириниң нан тилигәнлигини әсла көргән әмәсмән;
26 У күн бойи мәрт-меһриван болуп өтнә бериду;
Униң әвлатлириму хәлиққә бәрикәт йәткүзиду.
27 |ס| Яманлиқни ташлаңлар, яхшилиқ қилиңлар,
Мәңгү яшайсиләр!
28 Чүнки Пәрвәрдигар адаләтни сөйиду,
У Өз мөмин бәндилирини ташлимайду;
Улар мәңгүгә сақлиниду;
|ע| Лекин рәзилләрниң әвлатлири үзүп ташлиниду.
29 Һәққанийлар йәр-җаһанға егә болиду,
Әбәдил-әбәткичә униңда макан тутуп яшайду.
30 |פ| Һәққаний адәмниң ағзи даналиқ җакалайду;
Униң тили адил һөкүмләрни сөзләйду;
31 Қәлбидә Худаниң муқәддәс қануни туриду;
Униң қәдәмлири тейилип кәтмәс.«Қәлбидә Худаниң муқәддәс қануни туриду» — ибраний тилида «Қәлбидә Худасиниң муқәддәс қануни туриду».  Зәб. 39:9; Йәш. 51:7
32 |צ| Рәзилләр һәққаний адәмни пайлап жүриду;
Улар уни өлтүргидәк пәйтни издәп жүриду.
33 Лекин Пәрвәрдигар уни дүшмәнниң чаңгилиға чүшүрмәйду;
Яки һөкүмдә уни гунаға пүтмәйду.
34 |ק| Пәрвәрдигарни тәлмүрүп күт,
Униң йолини чиң тутқин;
У сениң мәртивәңни көтирип, зиминға егә қилиду ,
Рәзилләр һалак қилинғанда,
Сән буни көрисән.
35 |ר| Мән рәзил адәмниң зомигәрлик қиливатқинини көрдүм,
У худди айниған барақсан япйешил дәрәқтәк ронақ тапқан.«Мән рәзил адәмниң зомигәрлик қиливатқинини көрдүм, у худди айниған барақсан япйешил дәрәқтәк ронақ тапқан» — демәк, рәзил адәм зомигәрлик йоли билән сиртидин қариғанда чирайлиқ чоң бир дәрәқтәк барақсан болиду.
36 Бирақ у өтүп кәтти,
Мана, у йоқ болди;
Мән уни издисәмму, у тепилмайду.
37 |ש| Мукәммәл адәмгә нәзәр сал,
Дурус инсанға қара!
Чүнки бундақ адәмниң ахир көридиғини арамбәхш хатирҗәмлик болиду.
38 Итаәтсизләр болса бирликтә һалак болишиду;
Уларниң келәчики үзүлиду;
39 |ח| Бирақ һәққанийларниң ниҗатлиғи Пәрвәрдигардиндур;
У еғир күнләрдә уларниң күчлүк панаһидур.
40 Пәрвәрдигар ярдәм қилип уларни сақлайду;
У уларни рәзилләрдин сақлап қутқузиду;
Чүнки улар Уни башпанаһи қилиду.
 
 

36:1 Пәнд. 23:17; 24:1

36:3 «Униң вапа-һәқиқитини озуқ билип һозурлан» — башқа бир хил тәрҗимиси: «вапалиқ-садиқлиққа интилгин».

36:5 Зәб. 21:10-11; 54:23; Пәнд. 16:3; Мат. 6:25; Луқа 12:22; 1Пет. 5:7

36:11 Мат. 5:5

36:20 «Улар түгәйду; ис-түтүндәк тарқилип түгәйду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар түгәйду; қозиларниң йеғидәк көйүп кетиду».

36:23 «Рәб униң йолидин хурсән болиду» — яки: «У (мәрданә киши) униң (йәни, Рәбниң) йолидин хурсән болиду».

36:31 «Қәлбидә Худаниң муқәддәс қануни туриду» — ибраний тилида «Қәлбидә Худасиниң муқәддәс қануни туриду».

36:31 Зәб. 39:9; Йәш. 51:7

36:35 «Мән рәзил адәмниң зомигәрлик қиливатқинини көрдүм, у худди айниған барақсан япйешил дәрәқтәк ронақ тапқан» — демәк, рәзил адәм зомигәрлик йоли билән сиртидин қариғанда чирайлиқ чоң бир дәрәқтәк барақсан болиду.