23
Катта әрбаб билән һәмдәстихан болсаң,
Алдиңдики ким екәнлигини убдан ойлан.
Иштийиң яман болса,
Гелиңға пичақ тәңләп турғандәк өзүңни тарт.«Өзүңни тарт» — ибраний тилида «гелиңға пичақ тәңләп тур» дегән сөз билән ипадилиниду.
Униң назу-немәтлирини тама қилма,
Улар адәм алдайдиған тамақлардур.
 
Бай болимән дәп өзүңни упратма;
Өзүңниң зеһниңни бу ишқа қаратма.«Өзүңниң зеһниңни бу ишқа қаратма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Өз әқлиңдин чекинип өзүңни тарт». 3:5-айәтни көрүң.
Байлиқларға көз тикишиң биләнла, улар йоқ болиду;
Пул-мал дәрвәқә өзигә қанат ясап,
Худди бүркүттәк асманға учуп кетәр.
 
Ач көзниң ненини йемә,
Униң есил назу-немәтлирини тама қилма;
Чүнки униң көңли қандақ болғандәк, өзиму шундақ.
У ағзида: — Қени, алсила, ичсилә! — десиму,
Бирақ көңлидә сени ойлиғини йоқ.
Йегән бир жутум таамниму қусуветисән,
Униңға қилған чирайлиқ сөзлириңму бекарға кәткән болиду.
 
Ахмаққа йол көрситип салма,
Чүнки у әқил сөзлириңни көзгә илмас.Пәнд. 9:8; Мат. 7:6
 
10 Қедимдә бекиткән йәрниң пасил ташлирини йөткимә,
Житимларниң етизлириғиму аяқ басма;Пәнд. 22:28
11 Чүнки уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси интайин күчлүктур;
У Өзи улар үчүн үстүңдин дәва қилар.«Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» — кона Исраилда «һәмҗәмәт-қутқузғучи» («гоел»)ниң қилидиған йәнә бир иши өзиниң җәмәтидики увал қилинғанлар үчүн адаләтни жүргүзүш еди. Униң уруқ-туққанлиридин бириси қатиллиқ қәстигә учриған болса, «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң қатилни өлтүрүш һоқуқи һәм вәзиписи бар еди. Мошу айәттики «һәмҗәмәт-қутқузғучи» болса Худа Өзидур, әлвәттә.
 
12 Несиһәткә көңүл қой,
Илим-билимләргә қулақ сал.
 
13 Балаңға тәрбийә бериштин еринмә;
Әгәр таяқ билән урсаң, у өлүп кәтмәйду;Пәнд. 13:24; 19:18; 22:15; 29:15,17
14 Сән уни таяқ билән урсаң,
Бәлким уни тәһтисарадин қутқузивалисән.«тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду.
15 И оғлум, дана болсаң,
Мениң қәлбим қанчә хуш болар еди!
16 Ағзиңда орунлуқ сөзләр болса, ич-ичимдин шатлинимән.«ич-ичимдин шатлинимән» — ибраний тилида «бөрәклирим шатлиниду».
 
17 Гуна садир қилғучиларға рәшк қилма,
Һәрдайим Пәрвәрдигардин әймиништә турғин;Зәб. 36:1; 72:3; Пәнд. 24:1
18 Шундақ қилғиниңда җәзмән көридиған яхши күнүң болиду,
Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.Пәнд. 24:14
 
19 И оғлум, сөзүмгә қулақ селип дана бол,
Қәлбиңни Худаниң йолиға башлиғин.
20 Мәйхорларға арилашма,
Нәпси яман гөшхорлар билән барди-кәлди қилма;Йәш. 5:22; Луқа 21:34; Рим. 13:13; Әф. 5:18
21 Чүнки һарақкәш билән нәпси яман ахирида йоқсуллуқта қалар,
Ғәпләт уйқисиға патқанларға җәндә кийимни кийгүзәр.
 
22 Сени тапқан атаңниң сөзини аңла,
Анаң қериғанда униңға һөрмәтсизлик қилма.Пәнд. 1:8
23 Һәқиқәтни сетивал,
Уни һәргиз сетивәтмә.
Даналиқ, тәрбийә вә йорутулушниму ал.Пәнд. 4:7
 
24 Һәққаний балиниң атиси чоң хошаллиқ тапар;
Дана оғулни тапқан атиси униңдин хурсән болар.Пәнд. 10:1; 15:20
25 Ата-анаңни сөйүндүрүп,
Сени туққан анаңни хуш қил.
 
26 И оғлум, қәлбиңни маңа тапшур;
Көзлириңму һаятлиқ йоллиримға тикилсун!
27 Чүнки паһишә аял чоңқур оридур,
Бузуқ ят аял тар зиндандур;Пәнд. 22:14
28 Улар қарақчидәк мөкүвелип,
Инсанийәт арисидики вапасизларни көпәйтәр.
 
29 Кимдә азап бар? Кимдә дәрд-әләм? Ким җедәл ичидә қалар? Ким налә-пәряд көтирәр? Ким сәвәпсиз ярилинар? Кимниң көзи қизирип кетәр?
30 Дәл шарап үстидә узун олтарған,
Әбҗәш шараптин тетишқа алдириған мәйхорлар!Йәш. 5:11,22
31 Шарапниң әҗайип қизиллиғиға, униң җамдики җулалиғиға,
Кишиниң гелидин шундақ силиқ өткәнлигигә мәптун болуп қалма!
32 Ахирида у зәһәрлик иландәк чеқивалиду,
Оқ иландәк нәштирини санҗийду.
33 Көз алдиңда ғәлитә мәнзириләр көрүниду,
Ағзиңдин қалаймиқан сөзләр чиқиду. «ғәлитә мәнзириләр көрүниду» — яки «ғәлитә аяллар көрүниду».
34 Худди деңиз-океанларда ләйләп қалғандәк,
Йәлкәнлик кеминиң мома яғичи үстидә ятқандәк болисән.
35 Сән чоқум: — Бириси мени урди, лекин мән яриланмидим!
Бириси мени таяқ билән урди, бирақ ағриғини сәзмидим!» — дәйсән.
Бирақ сән йәнә: «Һошумға кәлсәмла, мән йәнила шарапни издәймән! — дәйсән.
 
 

23:2 «Өзүңни тарт» — ибраний тилида «гелиңға пичақ тәңләп тур» дегән сөз билән ипадилиниду.

23:4 «Өзүңниң зеһниңни бу ишқа қаратма» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Өз әқлиңдин чекинип өзүңни тарт». 3:5-айәтни көрүң.

23:9 Пәнд. 9:8; Мат. 7:6

23:10 Пәнд. 22:28

23:11 «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» — кона Исраилда «һәмҗәмәт-қутқузғучи» («гоел»)ниң қилидиған йәнә бир иши өзиниң җәмәтидики увал қилинғанлар үчүн адаләтни жүргүзүш еди. Униң уруқ-туққанлиридин бириси қатиллиқ қәстигә учриған болса, «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң қатилни өлтүрүш һоқуқи һәм вәзиписи бар еди. Мошу айәттики «һәмҗәмәт-қутқузғучи» болса Худа Өзидур, әлвәттә.

23:13 Пәнд. 13:24; 19:18; 22:15; 29:15,17

23:14 «тәһтисара» — өлгәнләрниң роһлири баридиған җайни көрситиду.

23:16 «ич-ичимдин шатлинимән» — ибраний тилида «бөрәклирим шатлиниду».

23:17 Зәб. 36:1; 72:3; Пәнд. 24:1

23:18 Пәнд. 24:14

23:20 Йәш. 5:22; Луқа 21:34; Рим. 13:13; Әф. 5:18

23:22 Пәнд. 1:8

23:23 Пәнд. 4:7

23:24 Пәнд. 10:1; 15:20

23:27 Пәнд. 22:14

23:30 Йәш. 5:11,22

23:33 «ғәлитә мәнзириләр көрүниду» — яки «ғәлитә аяллар көрүниду».